Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһва Худа үчүн «амин» дәп ейтқинимиз әһмийәтлик

Йәһва Худа үчүн «амин» дәп ейтқинимиз әһмийәтлик

ЙӘҺВА ХУДА бизниң ибадитимизни чоңқур қәдирләйду. У хизмәтчилирини диққәт билән тиңшайду. Худани мәдһийиләш үчүн қилинған һәрбир иш-һәрикитимиз Униң нәзәридин сирт қалмайду (Мал. 3:16). Мәсилән, қайта-қайта ейтилидиған бир сөзгә диққәт ағдурайли. Бу «амин» дегән сөз. Йәһва Худа бу аддий сөзни муһим дәп һесапламду? Һә, әлвәттә! Буниң сәвәвини билиш үчүн бу сөзниң мәнасини вә Муқәддәс китапта қандақ қоллинидиғанлиғини көрүп чиқайли.

ҺӘММИСИ «АМИН» ДӘЙДУ

«Амин» дегән сөз «шундақ болсун», «тоғра» дегән мәнани билдүриду. «Амин» сөзи ибраний тилдики «садақәтмән болуш», «садиқ болуш» дегәнни билдүридиған сөздин келип чиққан. Бу сөз бәзидә сот ишлирида қоллинилған. Кимду-бири қәсәм ичкәндә ейтқини һәқиқәт екәнлигини тәстиқләш үчүн вә униң нәтиҗиси қандақ болмисун, һәммисигә тәйяр екәнлигини көрситиш үчүн «амин» дейиши керәк еди (Сан. 5:22). Бир киши жутниң алдида «амин» дәп ейтқанда, өз сөзидә турушни қәтъий қарар қилғанлиғини техиму ениқ көрсәткән (Нәһ. 5:13).

Қанун шәрһи китавиниң 27-бабида «амин» сөзи алаһидә қоллинилған бир вақиә йезилған. Исраиллиқлар Вәдә қилинған зәмингә киргәндә, Ебал вә Гәризим дегән тағларниң оттурисида Қанунни тиңшаш үчүн җәм болған. Улар Қанунни тиңшапла қоймай, униңға әмәл қилишқа мақул болғанлиғиниму җакалиши керәк еди. Қанунни бузғанда қандақ җазаға тартилидиғанлиғи ейтилғанда, хәлиқ бирликтә «амин» дейишкән еди (Қ. шәр. 27:15—26). Миңлиған әрләр, аяллар һәм балилар җараңлиқ авазда «амин» дәп җакалиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Йәшуа 8:30—35). Исраиллиқлар шу күни бәргән вәдисини һәргизму унтуп қалмиғанлиғи шәк-шүбһисиздур. Хәлиқниң өз сөзлиридә турғанлиғини мошу айәттин көривелишкә болиду: «Шундақларчә Йәшуаниң барлиқ күнлиридә вә Йәшуадин кейин яшиған ақсақалларниң барлиқ күнлиридә Исраил Йәһва Худаға хизмәт қилди. Бу ақсақаллар Йәһваниң Исраилға қилған барлиқ ишлирини биләтти» (Йәшуа 24:31).

Әйсаму «амин» дегән сөзни өзиниң сөзлирини тәстиқләш үчүн қолланған. Бирақ буни алаһидә усулда қилған. У «амин» дегән сөзни бирсиниң сөзигә җавап бәргәндә әмәс, әксинчә сөзини башлиғанда ишләткән. Шундақ қилип у ейтқанлириниң һәқиқәт екәнлигигә капаләт бәргән a. Бәзидә у «амин, амин» дәп тәкрарлап ейтқан b. Шундақ қилип Әйса тиңшиғучилирини сөзлириниң мутләқ һәқиқәт екәнлигигә ишәндүргән. Худа униңға һәммә вәдилирини әмәлгә ашуруш һоқуқини бәргәнликтин, Әйса ишәнчлик сөзләлигән (Кор. 2-х. 1:20; Вәһ. 3:14).

ХӘЛИҚ «АМИН» ДӘП, ЙӘҺВАНИ МӘДҺИЙИЛИГӘН

Шуниң билән Исраил хәлқи Йәһвани мәдһийилигәндә вә Униңға дуа қилғандиму «амин» дегән (Нәһ. 8:6; Зәб. 41:13). Хәлиқ дуадин кейин «амин» дәп ейтиши билән шу дуаға қошулидиғанлиғини көрсәткән. Шундақ қилип җәм болғанларниң һәммиси Йәһваға бирликтә ибадәт қилиштин хошал болған. Давут падиша келишим сандуғини Йерусалимға әкәлгәндә, дәл шундақ болған. Хәлиқ шат-хорам болуп, бу вақиәни нишанлаватқанда, Давут Худаға һәмдусана ейтқан. Давут қәлбни һаяҗанға салидиған дуасини нахша сүпитидә ейтқан. Бу дуа Тарихнамә 1-язма 16:8—36дә йезилған. Шу сөзләрни аңлиған хәлиқ қаттиқ тәсирлинип, һәммиси бир еғиздин «амин» дәп, Йәһвани мәдһийилигән. Дәрһәқиқәт, һәммисиниң бирликтә қайтурған шу авазлири уларниң хошаллиғиға хошаллиқ қошқан.

Биринчи әсирдики мәсиһийләрму Йәһваға шан-шәрәп кәлтүргәндә «амин» сөзини ишләткән. Муқәддәс китап язғучилири һәм өз хәтлиридә бу сөзни пат-пат ишләткән (Рим. 1:25; 16:27; Пет. 1-х. 4:11). Вәһий китавида йезилғандәк, асмандики роһий мәвҗудатларму: «Амин! Йәһни мәдһийиләңлар!»— дәп Йәһваға шан-шәрәп кәлтүриду (Вәһ. 19:1, 4). Дәсләпки мәсиһийләр җамаәт учришишлирида дуа қилғанда, ахирида «амин» дейишкән еди (Кор. 1-х. 14:16). Лекин улар бу сөзни ойланмастин қайтилавәрмигән.

«АМИН» СӨЗИНИҢ ӘҺМИЙИТИ

«Амин» сөзиниң қәйәрдин келип чиққанлиғини биливалғандин кейин, дуаниң ахирида «амин» дейишниң немә үчүн муһим екәнлигини чүшәндуқ. Дуайимизни «амин» дәп тамамлиғанда, сөзлиримизниң чин жүрәктин чиққанлиғини көрситимиз. Көпчиликниң алдида ейтилған дуадин кейин һәтта үн чиқармай, «амин» дегинимиздә, ейтилған сөзләрни қоллап-қувәтләйдиғанлиғимизни ипадиләймиз. «Амин» дейишимизниң йәнә немә сәвәптин муһим екәнлигини көрүп чиқайли.

Ибадитимизниң муһим қисми. Йәһваға ибадәт қилишқа пәқәт дуаниң ахирида «амин» дейишимиз әмәс, һәтта дуа ейтиливатқанда өзүмизни қандақ тутушму кириду. Дуаниң муһимлиғини чоңқур чүшәнсәк вә уни зәң қоюп тиңшисақ, «амин» дәп чин жүрәктин ейталаймиз.

Техиму инақ болумиз. Көпчиликниң алдида ейтилидиған дуани қериндашларниң һәммиси бирликтә диққәт билән тиңшайду (Әлч. 1:14; 12:5). Етиқатдашлар билән бир еғиздин «амин» дегәндә, техиму инақ болимиз. «Амин» дәп үнлүк ейтсақму, ичимиздин ейтсақму, бу Йәһва Худани илтиҗалиримизни орунлашқа дәвәт қилиши мүмкин.

«Амин» дегән сөзүмиз билән Йәһвани мәдһийиләшкә өз һәссимизни қошалаймиз

Йәһвани мәдһийиләймиз. Йәһва Худа Униңға ибадәт қилиш үчүн қилған һәммә ишлиримизни байқайду (Луқа 21:2, 3). У бизниң нийәтлиримизни билиду вә жүригимиздә немә барлиғини көриду. Һәтта учришишниң мәзмуни телефон арқилиқ тиңшисақму, бизниң «амин» дәп ейтқинимиз Йәһваниң нәзәридин сирт қалмайду. Бу сөзүмиз билән биз Йәһвани мәдһийиләшкә өз һәссимизни қошалаймиз.

«Амин» дегән сөзүмиз анчә муһим әмәстәк билинсиму, униң әһмийити зор. «Язмиларни чүшиниш» дегән китапта ейтилғандәк, Худаниң хизмәтчилири бир еғиз сөз биләнла дуаниң мәзмуниға болған қәлбидики мәһкәм ишәнчини, қоллап-қувәтлишини вә қизғин үмүтини ипадиләләйду. Ундақта, еғизимиздин чиққан һәрбир «амин» дегән сөзүмиз Йәһвани хурсән қилғай! (Зәб. 19:14).

a Мәсилән, Мәтта 5:18 бу сөзләр уйғур тилида «Силәргә һәқни ейтиватимәнки» дәп тәрҗимә қилинған.

b Мәсилән, Йоһан 1:51 бу сөзләр уйғур тилида «Силәргә һәқиқәтән һәқни ейтиватимәнки» дәп тәрҗимә қилинған.