Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Қедимқи заманда кишиләр деңизда кемә билән қандақ сәпәр қилған?

ӘЛЧИ ПАУЛНИҢ заманида йолувчилар үчүн мәхсус кемә болмиған. Шуңа сәпәр қилғучилар адәттә нишанлиған йеригә йетиш үчүн, шу йөнилишкә маңидиған жүк тошуйдиған сода кемисини тепип, униңға чүшүшкә соринатти (Әлч. 21:2, 3). Кемә дәл сәпәр қилғучи халиған җайға бармисиму, у сәпәр үстидә деңиз портлирида тохтиғанда, йолувчи у кемидин чүшүп, йәнә көзлигән йеригә йеқинирақ җайға баридиған башқа бир кемигә олтиратти (Әлч. 27:1—6).

Шу заманда бир жил ичидә пәқәт бир мәзгил вақтидила кемә билән сәпәргә чиқишқа болатти. Буниңдин ташқири, кемиләрниң деңизға чиқидиған бир ениқ вақит җәдвили болматти. Һава райи бузулғанда, деңизчилар сәпәргә чиқмаслиқни қарар қилғандин башқа, хурапатлар сәвәвидинму сәпәргә атлиништин қорқатти. Мәсилән, улар деңиз бойида кемә сунуқлирини көргәндә яки қарғиниң қақилдиғанлиғини аңлиғанда, бу яманлиқниң бир бәшарити дәп сәпәргә чиқматти. Буниңдин башқа, кемичиләр шамалниң йөнилишигә қаратти. Әгәр шамал сәпәр қилинидиған йөнилиштә чиқса, улар дәрһал йолға атлинатти. Йолувчи чиқишиға рухсәт қилған кемини тапқандин кейин, жүк-тақисини мүрисигә артип, кеминиң меңишини күтәтти.

Тарихчи Лайонел Кассон мундақ дәйду: «Қедимий Рим шәһиридә кемини тез тепиш үчүн адәмләргә қолайлиқ шараит яритилған еди. Шуңа йолувчилар кемә издәп, аварә болматти. Рим порти яки кемиләр туридиған җайи Тибр дәриясиниң деңизға қуюлған еғизиға җайлашқан еди. Йеқин йәрдики Остия дегән шәһәрдә базар мәйдани болған. Шу йәрдә һәрқандақ әлдин кәлгән деңизчиларниң ишханилири болған. Мәсилән, улар Нарбондин (һазирқи Франция), Карфагандин (һазирқи Тунис) вә йәнә башқа йәрләрдин келәтти. Йолувчи шу ишханиларға берип, кеминиң қайси вақитта сәпәргә чиқидиғанлиғини биливалалатти».

Адәмләр кемә билән көзлигән җайға чапсанирақ йетәләтти, лекин деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Мәсилән, әлчи Паул миссионерлиқ сәпәрлиридә бирнәччә қетим кемә апитигә учриған еди (Кор. 2-х. 11:25).