Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Буллингқа дуч кәлгән әһвалда Йәһва Худаға тайиниң

Буллингқа дуч кәлгән әһвалда Йәһва Худаға тайиниң

Әгәр буллингқа учришип қелип улар сизни қорқутса, мәсхирә қилса яки күч көрсәтсә бу сизгә җисманий вә һиссий тәрәптинму зиян йәткүзүши мүмкин. Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн қаршилиқларға дуч кәлсиңиз, бу сизниң роһий кәйпиятиңизға яман тәсир қилиши мүмкин. У чағда буллингтин өзүңизни қандақ коғдалайсиз?

Йәһва хизмәтчилириниң көпинчиси Худаға таянғанлиғи үчүн қаршилиқларға тәқабил туралиған (Зб 18:17). Мәсилән, ханиш Әстәр зулум Һаманниң яман ишлири тоғрилиқ падишаға ейтип бәргән. (Әст 7:1—6). Бирақ бу ишларни ейтиштин авал, ханиш Әстәр Йәһваға таянғанлиғини көрситип, роза тутқан (Әст 4:14—16). Йәһва Әстәрниң иш-һәрикәтлирини бәрикәтләп, өзини вә Исраил хәлқиниму қутулдуруп қалған.

Буллингқа дуч кәлгән әһвалда Йәһвадин ярдәм сораң вә қийинчилиқлириңиз тоғрисида роһий җәһәттин пишип йетилгән чоңларға мәсилән, ата-аниңизға ейтип бериң. Ишәнчлик болуң, Йәһва ханиш Әстәргә ярдәм бәргәндәк, сизгиму ярдәм бериду. Буллингқа тәқабил туруш үчүн йәнә немә қилсиңиз болиду?

ӨСМҮРЛӘРНИҢ ҺАЯТИ: БУЛЛИНГҚА ҚАНДАҚ ҚАРШИ ТУРАЛАЙМӘН? НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Яшлар Чарли билән Феринниң мисалидин немини үгинәләйду?

  • Ата-анилар Чарли билән Феринниң сөзлиридин балилириға ярдәм бериши үчүн немини үгинәләйду?