Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Йәһва роһи езилгәнләрни қутулдуриду.

Йәһва роһи езилгәнләрни қутулдуриду.

Һәрқандақ адәмниң бәзидә көңли бузулуп, кәйпияти чүшүп кетиду. Лекин шуниңға охшаш һис-туйғулар роһий һалитимизниң аҗиз екәнлигини билдүрмәйду. Һәтта Йәһва Худаниң қайғуруп, көңлидә азапланған вақитлириму болған (Яр 6:5, 6). Әгәр пат-пат қайғурсақ яки дайим өзүмизни шундақ һис қилсақчу?

Йәһва Худадин ярдәм сорап дуа қилиң. Йәһва Худа дайим бизниң роһий вә һиссий сағламлиғимизға алаһидә көңүл бөлиду. У бизниң хошал яки қайғулуқ вақитлиримизни билиду. Шундақла, У ой-пикирлиримиз билән һис-туйғулиримизниң сәвәвиниму яхши чүшиниду (Зб 7:9б). Әң муһими, Йәһва Худа бизгә ғәмхорлуқ қилип, шундақ яман һис-туйғуларға, һәтта депрессиягә тәқабил турушқа ярдәм бериду (Зб 34:18).

Роһий сағламлиғиңизға көңүл бөлүң. Роһимиз чүшкәндә, бу пәқәт бизни бәхитсиз қилипла қоймай, бәлки Йәһва Худа билән болған достлиғимизғиму яман тәсир қилиши мүмкин. Шу сәвәптин биз қәлбимизни, йәни ички дунияримизни қоғдишимиз муһим (П.н 4:23).

«ДЕПРЕССИЯГӘ ҚАРИМАСТИН, КӨҢҮЛ ХАТИРҖӘМЛИГИНИ САҚЛИҒАН ЕТИҚАТДАШЛИРИМИЗ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП АНДИН ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРНИ ҚОЮҢ:

  • Никки депрессия билән күришиш үчүн қандақ әмәлий ишларни қилған?

  • Никки өзиниң тиббий ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини қандақ чүшәнгән? (Мәт. 9:12)

  • Никки Йәһва Худаниң ярдимигә таянғанлиғини қандақ көрсәткән?