Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва Худа сизни қәдирләйду

Йәһва Худа сизни қәдирләйду

«У бизни пәсәйгән вақтимизда есиға алғанди» (ЗӘБ. 136:23).

38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Йәһваниң нурғун хизмәтчилири қандақ қийинчилиқларға дуч келиватиду вә бу уларға қандақ тәсир қилиши мүмкин?

 МУНДАҚ үч мисални тәсәввур қилип көрүң. Яш бурадәр күндин-күнгә саламәтлигини аҗизлаштуридиған еғир кесәлгә гириптар болди. 50 яштин ашқан ишләмчан бир бурадәр иштин бошитилди вә қанчә тиришсиму, башқа иш тапалмайватиду. Яшанған садиқ аял қериндаш саламәтлиги начар болғачқа, Йәһваға бурунқидәк хизмәт қилалмайватиду.

2 Шундақ вәзийәтниң биригә дуч кәлсиңиз, өзүңизни бир тийинға яримайдиғандәк һис қилишиңиз мүмкин. Шундақ әһвалда хошаллиғиңизни йоқитип, өз-өзүңизни һөрмәт қилмаслиғиңиз вә башқилар билән мунасивитиңиз бузулуши мүмкин.

3. Шәйтан вә униң қол астидикиләр инсан һаятиға қандақ қарайду?

3 Шәйтанға охшаш, бу дуниядики адәмләрму инсан һаятини қәдирлимәйду. Шәйтан адәмләрниң һаятини һечқачан муһим дәп һесаплимиған. Явуз Шәйтан Һава аниниң Йәһва Худаға бойсунмиса өлүп кетидиғанлиғини яхши билгән болсиму, у Һава аниға әркинликкә егә болисән дәп ейтқан. Мошу дуниядики сода-сетиқ, сәясий вә диний түзүмләр Шәйтанниң қол астида. Шуңа тиҗарәтчиләр, сәясий вә диний рәһбәрләрниң инсан һаятини қәдирлимәйдиғанлиғидин һәйран болмаймиз.

4. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

4 Йәһва Худа болса, У бизни қәдирләйдиғанлиғини билишимизни халайду. Өзүмизни керәксиз һис қилған вақитларда, Йәһва бизгә ярдәм бериду (Зәб. 136:23; Рим. 12:3). Бу мақалидә биз: 1) ағриққа муптила болғанда, 2) пул тәрәптин қисилғанда вә 3) йешимиз чоң болғачқа, Йәһва үчүн һечқандақ керигим йоқ дәп ойлиғанда, Униң бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз. Авал, Йәһва Худа бизни немә үчүн қәдирләйдиғанлиғини көрәйли.

ЙӘҺВА ХУДА БИЗНИ ҚӘДИРЛӘЙДУ

5. Адәмләр Йәһваниң көз алдида қиммәт-баһалиқ екәнлигиниң қандақ испатлири бар?

5 Гәрчә тупрақтин яритилған болсақму, биз Худаниң көз алдида бир очум топиға қариғанда, көп қиммәт-баһалиқ (Ярит. 2:7). Йәһва үчүн қәдир-қиммәтлик екәнлигимизниң бәзи сәвәплирини көрүп чиқайли. Йәһва инсанни яратқанда, Өзигә хас есил пәзиләтләрни әкс әттүрүш қабилийитини инсанға бәргән (Ярит. 1:27). Шуңа, У бизгә йәр йүзи вә һайванатларни башқурушни тапшуруп, бизни һәммә йәр йүзидики мәвҗудатлардин жуқури орунға қойған (Зәб. 8:4—8).

6. Йәһва Худа намукәммәл адәмләрни қәдирләйдиғанлиғиниң йәнә қандақ испати бар?

6 Адәм ата гуна қилғандин кейинму, Йәһва Худа инсанийәтни қәдирләшни тохтатмиған. Йәһва бизни шу қәдәр сөйдики, һәтта йәккә-йеганә оғлини биз үчүн төләм қурбанлиғиға бәргән (Йоһ. 1-х. 4:9, 10). Төләм қурбанлиғиниң асасида, Йәһва Худа Адәм атиниң гунаси сәвәвидин өлүп кәткән адәмләрни, йәни «һәққанийларни һәм һәққанийсизларни» тирилдүриду (Әлч. 24:15). Муқәддәс китапта йезилғандәк, Йәһва Худаниң бизни қәдирлишигә саламәтлик яки ихтисадий әһвалимиз вә йешимиз тәсир қилмайду (Әлч. 10:34, 35).

7. Йәһва Өз хизмәтчилирини қәдирләйдиғанлиғиниң йәнә қандақ дәлиллири бар?

7 Йәһва бизни қәдирләйдиғанлиғиниң йәнә дәлиллири бар. У бизни Өзигә җәлип қилди вә хуш хәвәргә қандақ инкас қайтурғанлиғимизни байқиди (Йоһ. 6:44). Биз Йәһваға йеқинлашқансири, Уму бизгә йеқинлашти (Яқуп 4:8). Йәһва Худа йәнә вақти вә күчини айимай, тәлим бериш арилиқ бизни қәдирләйдиғанлиғини көрситиватиду. У һазир қандақ адәм екәнлигимизни вә келәчәктә қандақ адәм болидиғанлиғимизни билиду. Йәһва бизни яхши көргәчкә, бизгә нәсиһәт берип тәрбийиләватиду (Пәнд н. 3:11, 12). Буларниң һәммиси Йәһва бизни қәдирләйдиғанлиғиниң испати әмәсму?

8. Зәбур 18:27—29дики сөзләр қийинчилиқлиримизға болған көзқаришимизға қандақ тәсир қилиду?

8 Бәзиләр Давут падишани һечнемигә әрзимәс дәп һесаплисиму, у Худа уни яхши көридиғанлиғини вә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билгән. Буни билиш Давутниң еғир күнләрдә вәзийитигә мувапиқ көзқарашта болушиға ярдәм бәргән (Сам. 2-яз. 16:5—7). Өзүмизни керәксиз һис қилғанда яки қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва вәзийитимизгә башқичә қарап, уларни йеңишкә ярдәм бериду (Зәбур 18:27—29ни оқуң). Әгәр Йәһва бизгә яр-йөләк болса, Униңға хошаллиқ билән хизмәт қилишимизға һечнәрсә тосалғу болалмайду (Рим. 8:31). Һазир Йәһва бизни яхши көридиғанлиғини вә қәдирләйдиғанлиғини унтумаслиғимизға ярдәм беридиған үч вәзийәтни көрүп чиқайли.

АҒРИҚЛАРҒА ДУЧ КӘЛГӘНДӘ

Худаниң Сөзини оқуш сәлбий һис-туйғулиримизға қарши күрәш қилишқа ярдәм бериду (9—12 абзацларға қараң)

9. Ағриқлар бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?

9 Ағриқлар түпәйлидин чүшкүнлүккә чүшүп, өзүмизни һечкимгә керигимиз йоқтәк һис қилишимиз мүмкин. Башқилар ағриватқинимизни көргәндә яки биз башқиларниң ярдимигә муһтаҗ болғанда, хиҗаләт болидиғандимиз. Һәтта башқилар ағриватқинимизни билмисиму, бурун қилған ишларни һазир қилалмиғачқа, номуста қалғандәк һис қилидиғандимиз. Шундақ қийин вақитларда Йәһва бизгә яр-йөләк болиду. Қандақ қилип?

10. Пәнд-нәсиһәтләр 12:25кә асасән, ағриғанда бизгә немә ярдәм берәләйду?

10 Ағриғанда яхши сөз көңлүмизни көтирәләйду (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25ни оқуң). Муқәддәс китапта йезилған сөзләр, мәйли ағриқ болсақму, Йәһва Худа үчүн йәнила қәдирлик екәнлигимизни ядимизға салиду (Зәб. 31:19; 41:3). Худа Сөзини қайта-қайта оқусақ, Йәһва сәлбий һис-туйғулиримиз билән күришишкә ярдәм бериду.

11. Бир бурадәр Йәһвадин қандақ тәсәлли алған?

11 Хорхениң мисалини көрүп чиқайли. У яш чеғида еғир кесәлгә гириптар болуп, саламәтлиги тезла начарлишип кәткәчкә, у өзини керәксиз һис қилған. У мундақ дәйду: «Ағриғим җенимға патидиғанлиғиға тәйяр болмиған едим вә башқилар ағриқ екәнлигимни көргәндә, шунчә қаттиқ уйилимән дәп ойлимәптимән. Әһвалим бәкму начарлишип кәткәндин кейин, һаятим қандақ өзгириду дәп ғәм қилдим. Мән үмүтсизлинип, Йәһвадин ялвуруп ярдәм соридим». Йәһва униңға қандақ ярдәм бәргән? Хорхе сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «Маңа диққитимни жиғиш қийин болғачқа, Муқәддәс китаптин бирнәччә айәтләрнила оқалаттим. Зәбур китавидики Йәһваниң Өз хизмәтчилиригә ғәмхорлуқ қилғанлиғи тоғрилиқ айәтләрни һәр күни қайта-қайта оқуп, тәсәлли таптим. Вақит өтүп адәмләр хошал кәйпиятимни байқап, өзлириниң илһамлинип қалғанлиғини ейтишти. Йәһваниң дуалиримға җавап бәргинигә көзүм йәтти! У өзүмгә болған көзқаришимни өзгәртишкә ярдәм бәргән. Ағриқ болушимға қаримастин, Йәһваниң мени қәдирләйдиғанлиғини чүшиниш үчүн мән Униң Сөзигә диққәт ағдурушқа башлидим».

12. Ағриққа муптила болсиңиз, Йәһваниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилалмайсиз?

12 Ағриққа муптила болсиңиз, Йәһваниң дәрдиңизни чүшинидиғанлиғиға ишиниң. Өз әһвалиңизға тоғра көзқарашта болушни үгиниш үчүн Униңдин ярдәм сораң. Андин Муқәддәс китаптин көңүлни көтиридиған Йәһваниң яхши сөзлирини издәп тепиң. Йәһва Өз хизмәтчилирини қанчилик қәдирләйдиғанлиғини көрситидиған айәтләргә көңүл бөлүң. Шундақ қилсиңиз, Йәһва һәммә садиқ хизмәтчилиригә Өз яхшилиғини айимайдиғанлиғиға көз йәткүзисиз (Зәб. 84:11).

ПУЛ ТӘРӘПТИН ҚИСИЛҒАНДА

Иш тепиш қийин болған чағларда, Йәһва Худа ярдәм беридиғанлиғини әстә тутуң (13—15 абзацларға қараң)

13. Аилә беши иштин бошитилса, өзини қандақ һис қилиши мүмкин?

13 Һәрбир аилә беши аилисини еһтияҗлиқ нәрсиләр билән тәминләшни халайду. Мундақ вәзийәтни көз алдимизға кәлтүрәйли. Бурадәрниң һечбир хаталиғи болмисиму, у иштин бошитилған. У башқа ишни тепишқа тиришиватқан болсиму, тапалмайватиду. Шундақ вәзийәттә у өзини ярамсиз һис қилиши мүмкин. Йәһваниң вәдилиригә көз тикиш униңға қандақ ярдәм берәләйду?

14. Йәһва Худа Өз вәдилирини немә үчүн әмәлгә ашуриду?

14 Йәһва Худа һәрқачан Өз вәдилирини әмәлгә ашуриду (Йәшуа 21:45; 23:14). Немә үчүн? Биринчидин, Униң исмиға дағ чүшишини халимайду. Йәһва Өз садиқ хизмәтчилиригә ғәмхорлуқ қилишни вәдә қилған вә шу вәдисини әмәлгә ашурушни Өзиниң борчи дәп һесаплайду (Зәб. 31:1—3). Униңдин башқа, Йәһва Өзиниң аилә әзалириға ғәмхорлуқ қилмиса, уларниң чүшкүнлүккә чүшүп қалидиғанлиғини билиду. У бизниң маддий вә роһий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүшкә вәдә қилған. Униң әшу вәдисини әмәлгә ашурушқа һечнәрсә тосалғу болалмайду! (Мәт. 6:30—33; 24:45).

15. а) Биринчи әсирдики етиқатдашлар қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән? ә) Зәбур 37:18, 19дики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

15 Йәһва немә үчүн Өз сөзидә туридиғанлиғини есимизгә алсақ, маддий җәһәттин қийналғанда, У бизгә чоқум ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчлик болалаймиз. Биринчи әсирдики җамаәтниң мисалини көрүп чиқайли. Йерусалимдики етиқатдашлар дәһшәтлик зиянкәшликкә учриғанда, «әлчиләрдин башқа һәммиси... тарқилип кәтти» (Әлч. 8:1). Шу чағда улар маддий тәрәптин қийналған. Улар өйлиридин, ишлиридин вә тиҗарәтлиридин айрилип қалған болуши мүмкин. Лекин Йәһва уларни ташлимиған, шуңа улар хошаллиғини йоқатмиған еди (Әлч. 8:4; Ибр. 13:5, 6; Яқуп 1:2, 3). Йәһва Худа шу садиқ хизмәтчилирини қоллап-қувәтлигәндәк, бизниму қоллап-қувәтләләйду (Зәбур 37:18, 19ни оқуң).

ЙЕШИМИЗ ЧОҢ БОЛҒАНДА

Һәтта яшанған болсақму, қолумиздин келидиған нәрсиләргә диққәтни қаратсақ, Йәһва садиқ хизмитимизни чоқум қәдирләйду (16—18 абзацларға қараң)

16. Немә үчүн хизмитимиз Йәһва үчүн муһим әмәс дәп әнсиришимиз мүмкин?

16 Биз яшанғансири, Йәһва Худаға бурунқидәк хизмәт қилалмаймән дәп әнсиришимиз мүмкин. Давут падишаму яшанғансири, бәлким шундақ һис-туйғуда болған (Зәб. 71:9). Йәһва бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

17. Джери исимлиқ қериндашниң мисалидин немини үгинәләймиз?

17 Джериниң мисалини көрәйли. У Ибадәт өйлирини асраш вә ремонт қилишни үгитидиған учришишқа тәклип қилинған. Бирақ униң барғуси кәлмигән еди. У мундақ дәйду: «Мениң йешим чоң, мән бир тул аял, қолумдин һечнәрсә кәлмәйду вә мениң һеч пайдам тәгмәйду». Шу учришишқа бериштин бир күн авал қериндаш Йәһваға ич сирини төкүп дуа қилған. Ибадәт өйигә кәлгинидә, мән бу йәргә бекар кәлдиммекин, дәп ойлиған. Учришишта бир натиқ әң муһим маһаритимиз, Худадин үгинишкә тәйяр болуш дәп тәкитлигән. Джери қериндишимиз мундақ дегән: «Мениңдә шундақ маһарәт бар екәнғу! Йәһва Худа дуайимға җавап бәргинини чүшәнгәндә, жиғлап кәттим. Йәһва мениңдә Униңға бәргүдәк гөһәр кәби бир нәрсә бар екәнлигигә ишәндүрди вә маңа үгитишни халиғанлиғини көрсәтти. Шу учришишқа кетиватқанда роһум чүшкүн, өзүмни керәксиз һис қилған. Лекин у йәрдин қайтқинимда, ишәнчкә толуп, қәдир-қиммитим ашқандәк һис қилдим!»

18. Яшанған болсақму Йәһва хизмитимизни қәдирләйдиғанлиғиға немә үчүн ишинимиз?

18 Яшанған болсақму, Йәһваға күчимизниң йетишичә хизмәт қилалаймиз (Зәб. 92:12—15). Әйса ейтқандәк, ишлиримиз өзүмизгә муһим әмәстәк көрүнсиму, Йәһва Худа уларни қәдирләйду (Луқа 21:2—4). Шуңа, қолуңиздин келидиған нәрсиләргә диққитиңизни қаритиң. Мәсилән, Худа тоғрилиқ башқиларға ейталайсиз, етиқатдашлар үчүн дуа қилалайсиз вә башқиларни Йәһваға садиқ болуп қелишқа дәвәт қилалайсиз. Йәһва Худа немә қилалайдиғанлиғиңиз әмәс, Униңға итаәт қилишни халиғанлиғиңиз үчүн, сизни Өзиниң хизмәтдиши дәп һесаплайду (Кор. 1-х. 3:5—9).

19. Римлиқларға 8:38, 39дики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

19 Йәһва хизмәтчилирини һәқиқәтән қәдирләйду, шуңа биз Униңға интайин миннәтдар! У бизни Өзиниң ирадисини орунлаш үчүн яратқан вә Худаға хизмәт қилиш көңлүмизни һәқиқий қанаәт тапқузиду (Вәһ. 4:11). Бу дуния бизни керәксиз дәп қарисиму, лекин Йәһва биздин номус қилмайду (Ибр. 11:16, 38). Ағриққа муптила болуп көңлүмиз чүшкәндә, пул тәрәптин қисилғанда яки яшинип қалғачқа өзүмизни ярамсиз һис қилғанда, бизни Асмандики Атимизниң меһир-муһәббитидин һечнәрсә айралмайдиғанлиғини әстә тутайли (Римлиқларға 8:38, 39ни оқуң).

a Сиз өзүңизни әрзимәс һис қилған күнләр болғанму? Бу мақалә Йәһва Худа сизни қанчилик қәдирләйдиғанлиғини есиңизгә салиду вә һаятиңизда мәйли қандақ қийинчилиқлар болсун, өзүңизгә болған һөрмәтни йоқатмаслиққа ярдәм бериду.

51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға