Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Муқәддәс роһ гувалиқ бериватиду

Муқәддәс роһ гувалиқ бериватиду

«Мошу роһниң өзи бизниң роһумиз билән биллә Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериватиду» (РИМ. 8:16).

147-НАХША Алаһидә мүлүк

БУ МАҚАЛИДӘ a

Милади 33-жили Әллигинчи күн мәйримидә Йәһва Худа Әйсаниң 120 шагиртиға әҗайип усул билән муқәддәс роһни төккән (1, 2-абзацларға қараң)

1, 2. Милади 33-жили, Әллигинчи күн мәйримидә қандақ вақиә йүз бәргән?

 МИЛАДИ 33-жили. Йәкшәнбә күни әтигәнлиги Йерусалимда Әллигинчи күн мәйрими өткүзүлүватқан еди. Өйниң үстүнки қәвәттики бөлмидә тәхминән 120 шагирт жиғилған (Әлч. 1:13—15; 2:1). Буниңдин бирнәччә күн бурун, Әйса уларға Йерусалимдин кәтмәсликни буйриған. Чүнки уларға алаһидә бир соға бериләтти (Әлч. 1:4, 5). Андин немә вақиә йүз бәргән?

2 Асмандин туюқсиз қаттиқ шамалниң авази аңлинип, бу аваз пүтүн өйни қаплиған. Андин шагиртларниң бешиға «ялқунлап турған тилға охшаш» бир нәрсә чүшүп, уларниң һәммиси «муқәддәс роһқа чөмди» (Әлч. 2:2—4). Йәһва шундақ әҗайип усулда муқәддәс роһини уларниң үстигә төккән (Әлч. 1:8). Шу шагиртлар муқәддәс роһ b билән майланғанларниң вә асманда Әйса билән һөкүмранлиқ қилиш үмүтигә еришкәнләрниң биринчиси болған.

БИРСИ МАЙЛАНҒАНДА НЕМӘ ИШ ЙҮЗ БЕРИДУ?

3. Әйсаниң шагиртлири муқәддәс роһ билән майланғанлиғиға немә үчүн гуман қилмиған?

3 Әгәр шу күни сиз шагиртлар билән биллә болған болсиңиз, бу вақиәни һечқачан унтуп қалматтиңиз. Бешиңизға ялқунлап турған тилға охшаш бир от чүшүп, башқа тилда сөзләшни башлиғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүңа! (Әлч. 2:5—12). Шу чағда Худа сизни муқәддәс роһ билән майлиғанлиғиға қилчиму гуман қилматтиңиз. Амма әшу майланғанларниң һәммиси мөҗүзәвий усулда муқәддәс роһ билән майлинамду? Яқ. Биз буни нәдин билимиз?

4. Биринчи әсирдики етиқатчилар қайси вақитта майланған? Чүшәндүрүп бериң.

4 Адәм қачан майлинидиғанлиғини муһакимә қилайли. Милади 33-жили муқәддәс роһ билән пәқәт 120 шагирт майланмиған. Шу күни йәнә 3000 киши чөмдүрүлүштин өткәндә муқәддәс роһ билән майланған еди (Әлч. 2:37, 38, 41). Амма жилларниң өтүши билән майланғанларниң һәммисила чөмдүрүлүштин өткән вақитта муқәддәс роһ билән майланмиған. Мәсилән, самарийәликләр чөмдүрүлүштин бираз вақит өткәндин кейин муқәддәс роһ арқилиқ майланған (Әлч. 8:14—17). Корнилий вә униң өйидикилириниң вәзийити болса, мутләқ башқичә болған. Улар чөмдүрүлүштин өтмәй туруп муқәддәс роһ билән майланған (Әлч. 10:44—48).

5. Коринтлиқларға 2-хәт 1:21, 22гә асасән, бәзиләр муқәддәс роһ билән майланғанда немә иш йүз бериду?

5 Адәм муқәддәс роһ билән майланғанда немә иш йүз беридиғанлиғини көрәйли. Йәһва уларни таллавалғанда дәсләптә бәзилириниң буни қобул қилиши қийин болуши мүмкин. Улар: «Худа немә үчүн мени таллавалди?»— дәп һәйран қалидиғанду. Йәнә бәзиләр болса, шундақ һәйран болмаслиғи мүмкин. Қандақла болмисун, Паул майланғанларниң һәммисигә немә болидиғанлиғини мундақ чүшәндүргән: «Униң арқилиқ силәрму етиқатқа еришкәндин кейин, вәдиләнгән муқәддәс роһниң мөһри c билән бәлгүләндиңлар» (Әфәс. 1:13, 14). Демәк, Йәһва уларни таллавалғанлиғини өзлиригә муқәддәс роһ арқилиқ ениқ билдүриду. Шундақ қилип, муқәддәс роһ уларни келәчәктә йәрдә әмәс, асманда мәңгү яшайдиғанлиғиға ишәндүрүп «капаләт» бериду (Коринтлиқларға 2-хәт 1:21, 22ни оқуң).

6. Асмандики мукапитиға еришиш үчүн майланған етиқатчи немә қилиши керәк?

6 Бир етиқатчи майланған болса, у чоқум асманға баридиғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Асманда яшаш үчүн талланғанлиғиға ишәнч қилсиму, у төвәндики сөзләрни әстә тутуши керәк: «Шундақ екән, қериндашлар, чақирилишиңларда вә таллинишиңларда техиму мәһкәмирәк тәстиқлинишкә ихлас билән интилиңлар. Мошундақ қилсаңлар, йолдин һечқачан таймайсиләр» (Пет. 2-х. 1:10). Демәк, бирәр етиқатчи асманда яшаш үчүн талланған болсиму, Худаға садақәтмәнлигини сақлап қалғандила мукапатиға еришәләйду (Флп. 3:12—14; Ибр. 3:1; Вәһ. 2:10).

КИШИ ӨЗИНИҢ МАЙЛАНҒАНЛИҒИНИ ҚАНДАҚ БИЛИДУ?

7. Адәм асманға чақирилғанлиғини қандақ билиду?

7 Адәм асманға чақирилғанлиғини қандақ билиду? Бу соалниң җававини Паулниң Римдики «муқәддәс кишиләр болушқа чақирилғанларға» ейтқан сөзлиридин көрүвелишкә болиду. У мундақ дегән: «Силәр яңливаштин қорқунуч әкелидиған қуллуқниң роһини әмәс, бәлки оғуллуққа қобул қилиш роһини алдиңлар һәм мошу роһ билән: “Абба, Атам!”— дәп чақиримиз. Мошу роһниң өзи бизниң роһумиз билән биллә Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериватиду» (Рим. 1:7; 8:15, 16). Демәк, Худа Өз муқәддәс роһи арқилиқ майланғанларға уларниң асманда яшайдиғанлиғини ениқ билдүриду (Сал. 1-х. 2:12).

8. Йоһанниң 1-хети 2:20, 27дики сөзләр мәсиһий майланғанлиғини бирсиниң дәлиллишигә муһтаҗ әмәс екәнлигини қандақ көрситиду?

8 Майланғанларни Йәһваниң Өзи ишәндүргәнликтин, уларниң ойлирида яки көңлидә өзлириниң асманға чақирилғанлиғиға һеч гуман болмайду (Йоһанниң 1-хети 2:20, 27ни оқуң). Амма шүбһисизки майланғанларму башқа қериндашларға охшаш җамаәттә Йәһвадин тәлим елиши керәк. Лекин улар майланғанлиғини бирсиниң дәлиллишигә муһтаҗ әмәс. Йәһва уларниң майланғанлиғини тәстиқләш үчүн аләмдики әң қудрәтлик күч, муқәддәс роһидин пайдилиниду!

УЛАР «ҚАЙТИДИН ТУҒУЛҒАН»

9. Әфәсликләргә 1:18гә асасән, майланған адәмләрдә қандақ өзгиришләр болиду?

9 Бүгүнки күндә Йәһваниң хизмәтчилириниң көпинчисигә муқәддәс роһ билән майлиниш қандақ болидиғанлиғини чүшиниш бәк қийин. Немә үчүн? Чүнки уларниң өзлири муқәддәс роһ билән майланмиған. Йәһва Худа инсанларни асманда әмәс, йәрдә яшаш үчүн яратқан (Ярит. 1:28; Зәб. 37:29). Бирақ Йәһва бәзи адәмләрни асманда яшаш үчүн таллиған. Шуңа Йәһва майланғанларниң үмүти вә пикир қилиш усулини түп йилтизидин өзгәртиду, шуниң билән улар асманда яшашни тақәтсизлик билән күтиду (Әфәсликләргә 1:18ни оқуң).

10. «Қайтидин туғулуш» немини билдүриду? (Изаһәткиму қараң.)

10 Мәсиһий муқәддәс роһ билән майланған чағда, «қайтидин туғулиду» d. Шундақла Әйса «роһтин туғулушни» яки «қайтидин туғулушни» муқәддәс роһ билән майланмиған кишигә тәпсилий чүшәндүрүш мүмкин әмәс дәп ейтқан (Йоһ. 3:3—8).

11. Бирси муқәддәс роһ билән майланғанда, униң ой-пикир қилиш тәрзи қандақ өзгириду?

11 Мәсиһ әгәшкүчилири муқәддәс роһ билән майланғандин кейин, ой-пикир қилиш тәрзи қандақ өзгириду? Улар майлиништин авал, йәрдә яшаш үмүтини қәдирлигән вә Йәһва барлиқ явузлуқни йоқ қилип, йәр йүзини җәннәткә айландуридиған вақитни тақәтсизлик билән күткән. Бәлким, майланғанлар өлүп кәткән йеқинлири тирилгәндә, уларни қарши елип, җәм болушни тәсәввур қилип жүргәнду. Амма муқәддәс роһ билән майланғандин кейин, башқичә ойлашқа башлиған. Немә үчүн? Улар йәрдә мәңгү яшаш үмүтиниң әнди һеч әһмийити йоқ дәп қарашқа башлимиған. Һис-туйғулири яки роһий бесим сәвәплик, ой-пикрини өзгәртмигән яки тосаттинла йәрдә яшаш зерикишлик болиду дәпму ойлимиған. Әксинчә, Йәһва Худа муқәддәс роһ арқилиқ уларниң ой-пикир қилиш тәрзини вә келәчәккә болған үмүтини өзгәрткән.

12. Петрусниң 1-хети 1:3, 4кә асасән, майланғанлар өз үмүти тоғрилиқ қандақ һис-туйғуда болиду?

12 Бәзи майланғанлар өзини шундақ шан-шәрәпкә лайиқ әмәстәк һис қилиши мүмкин. Лекин уларни Йәһва Өзи таллавалғанлиғиға қилчә гуман қилмайду. Улар асмандики үмүти тоғрилиқ ойлиғанда, қәлби шат-хорамлиқ вә миннәтдарлиққа толиду (Петрусниң 1-хети 1:3, 4ни оқуң).

13. Майланғанлар йәрдики һаятиға қандақ қарайду?

13 Демәк, майланғанлар өлүшни халамду? Бу соалға әлчи Паул җавап бериду. У адәмниң тенини чедир билән селиштуруп мундақ дегән: «Һазирқи чедирда болуп, биз жүк астида товлаймиз — уни биз өзүмиздин йешиветиш үчүн әмәс, бәлки башқа маканға егә болуп, өлүмгә хас нәрсә һаятлиқ тәрипидин жутуветилишини халаймиз» (Кор. 2-х. 5:4). Майланғанлар йәрдики һаятидин зерикип, тезирақ өлүшни халимайду. Әксинчә, улар һаят кәчүрүшни халайду вә аилиси һәм достлири билән Йәһваға хизмәт қилип өткүзидиған һәрбир күнни қәдирләйду. Шундақ болсиму, улар мәйли немә қиливатқан болсун, һәрқачан келәчәктики әҗайип үмүти тоғрилиқ ойлайду (Кор. 1-х. 15:53; Пет. 2-х. 1:4; Йоһ. 1-х. 3:2, 3; Вәһ. 20:6).

МӘН МАЙЛАНҒАНМУ?

14. Адәмниң муқәддәс роһ билән майланғанлиғини немә испатлимайду?

14 Бәлким, сиз «мән муқәддәс роһ билән майланғанму», дәп ойлайдиғансиз. Ундақта, мону муһим соаллар үстидин ойлап көрүң: Йәһва Худаниң ирадисини пүтүн вуҗудум билән орунлаймәнму? Өзүмни вәз хизмитидә алаһидә қизғинлиқ көрситидиған адәм дәп һесаплаймәнму? Муқәддәс китаптин издинип, «Худаниң даналиғиниң чоңқурлуқлирини» қезишни яхши көримәнму? (Кор. 1-х. 2:10). Йәһва вәз хизмитимгә бәрикәт бериватқанлиғини һис қилимәнму? Башқиларға роһий җәһәттин ярдәм бериш борчум бар екәнлигини һис қилимәнму? Йәһва Худа маңа көп қетим айрим йоллар билән ярдәм бәргәнлигини көрдимму? Бу соалларға «һә-ә», дәп җавап бәрсиңиз, сиздә асманда яшаш үмүти бар екәнлигини билдүрәмду? Яқ, билдүрмәйду. Сәвәви пәқәт майланғанларла әмәс, Худаниң һәммә хизмәтчилири шундақ һис-туйғуда болуши мүмкин. Мәйли қандақ үмити болмисун, Йәһва Өз хизмәтчилириниң һәммисигә охшаш муқәддәс роһ арқилиқ күч берәләйду. «Мән муқәддәс роһ билән майланғанму», дәп гуман қилишниң өзи майланған әмәслигиңизни билдүриду. Чүнки Йәһва таллиған адәмләр муқәддәс роһ билән майланғанлиғиға қилчиму гуман қилмайду. Улар буни ениқ билиду!

Йәһва Худа муқәддәс роһ арқилиқ Ибраһим билән Сарә, Давут вә Йәһияға һәйран қаларлиқ ишларни қилиш үчүн күч бәрсиму, уларға асманда яшаш үмүтини бәрмигән (15, 16-абзацларға қараң) e

15. Муқәддәс роһқа еришкәнләрниң һәммиси асманда яшимайдиғанлиғини нәдин билимиз?

15 Муқәддәс китапта муқәддәс роһқа еришкән, амма асманда яшаш үмүти болмиған Худаниң садақәтмән хизмәтчилири тоғрилиқ йезилған. Мәсилән, Давут падишани муқәддәс роһ йетәклигән (Сам. 1-яз. 16:13). Муқәддәс роһ униңға Йәһва тоғрилиқ чоңқур һәқиқәтләрни чүшиниш вә Муқәддәс китапниң бәзи қисимлирини йезишқа ярдәм бәргән (Марк 12:36). Шундақ болсиму, Петрус: «Давут... асманға көтирилмигән»,— дәп язған (Әлч. 2:34). Чөмдүргүчи Йәһия муқәддәс роһқа чөмгән еди (Луқа 1:13—16). Әйса аяллардин туғулғанлар арисида Йәһиядин артуғи йоқ дегән болсиму, униң асман Падишалиғиға кирмәйдиғанлиғини ейтқан (Мәт. 11:10, 11). Йәһва муқәддәс роһи арқилиқ Давут вә Йәһияға һәйран қаларлиқ ишларни қилиш үчүн күч бәргән. Бирақ Худа уларға асманда яшаш үмүтини бәрмигән. Бу уларниң садақәтмәнлиги асманда һөкүмранлиқ қилиш үчүн талланғанларға қариғанда, аҗизирақ болғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Бу Йәһваниң уларни йәрдики җәннәттә яшаш үчүн тирилдүридиғанлиғини билдүриду (Йоһ. 5:28, 29; Әлч. 24:15).

16. Худа хизмәтчилириниң көпинчиси немини тақәтсизлик билән күтмәктә?

16 Бүгүнки күндә яшаватқан Худа хизмәтчилириниң көпинчисиниң асманда яшаш үмүти йоқ. Ибраһим, Сарә, Давут, Чөмдүргүчи Йәһия вә қедимда яшиған башқа садақәтмән әр вә аялларға охшаш, уларму Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилидиған вақитта йәр йүзидә яшашни тақәтсизлик билән күтмәктә (Ибр. 11:10).

17. Кейинки мақалидә қайси соаллар муһакимә қилиниду?

17 Майланғанларниң бәзилири техиғичә йәрдә яшаватқачқа, бәзи соаллар пәйда болиду (Вәһ. 12:17). Мәсилән, майланғанлар өзлири тоғрилиқ қандақ ойда болуши лазим? Җамаитиңиздә бирси Хатириләш мәрасимида нан вә шарапқа еғиз тәгсә, униңға қандақ қаришиңиз керәк? Майланғанларниң сани көпийиватиду дәп әнсирәшниң һаҗити барму? Бу соалларниң җаваплирини кейинки мақалидин биливалимиз.

a Милади 33-жили Әллигинчи күн мәйримидин башлап, Йәһва Худа Мәсиһниң бәзи әгәшкүчилиригә Әйса билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилиш үмүтини берип келиватиду. Улар өзлириниң шундақ шан-шәрәпкә еришкәнлигини қандақ билиду? Бу тәклипни қобул қилған кишиләр өзлирини қандақ һис қилишиду? Һазир мошу соалларниң җававини биливалимиз. Бу мақалә «Күзитиш мунариниң» (рус) 2016-жил, январь санида нәшир қилинған мақалигә асасланған.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Муқәддәс роһ билән майлаш. Йәһва муқәддәс роһ арқилиқ Әйса билән асманда һөкүмранлиқ қилидиған адәмләрни таллайду. Муқәддәс роһ арқилиқ Йәһва Худа шу адәмләргә асманда яшайдиғанлиғиға «капаләт» бериду (Әфәс. 1:13, 14). Муқәддәс роһ әшу майланған етиқатчиларға өзлириниң мукапити асманда екәнлигигә «гувалиқ берәләйду» (Рим. 8:16).

c СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Мөһүр. Садақәтмәнлигини сақлиған майланғанлар бу мөһүргә пәқәт өлүшкә бираз вақит қалғанда яки дәһшәтлик балаю-апәт башлиништин авал еришиду (Әфәс. 4:30; Вәһ. 7:2—4). «Күзитиш мунариниң» 2016-жил, апрель санидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.

d «Қайтидин туғулушниң» мәнаси тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2009-жил, 1-апрель саниниң 3—12 бәтлиригә қараң.

151-НАХША Худа оғуллириниң аян болуши

e СҮРӘТТӘ: Мәйли етиқадимиз үчүн түрмигә ташлинайли яки әркин-азадә вәз қилип, адәмләргә тәлим берәйли, һәммимиз Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилидиған вақитта йәрдә яшашни тақәтсизлик билән күтимиз.