Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Йәһудийларниң ибадәтханисидики сақчилар кимләр болған? Улар қандақ вәзипиләрни орунлиған?

Диний хизмәт, йәни роһанийлиқ вәзиписигә тәйинләнгән ләвийләрдин бәзилири сақчи болуп хизмәт қилған. Улар ибадәтханиниң баш сақчисиниң қол астида болған. Йәһудий язғучи Филон сақчиларниң хизмитини мундақ тәсвирлигән: «Бу ләвийләрниң бәзилири ибадәтханиниң дәрвазлирини күзәткән. Йәнә башқилар Муқәддәс җайниң алдида турған. Улар муқәддәс җайға киришигә рухсәт қилинмиған адәмләрниң шу йәргә қәстән яки билмәстин кирип кәтмәслигини назарәт қилған. Бәзи сақчилар ибадәтханини айлинип күзитип жүргән. Улар новәтлишип, кечә-күндүз ибадәтханини күзәткән».

Бу сақчилар Алий кеңәшкә бойсунған. Римлиқлар пәқәт шу сақчиларға қурал тутушқа рухсәт бәргән.

Иоахим Иеремиас исимлиқ тәтқиқатчи мундақ дәп чүшәндүриду: «Сақчилар Әйсани қолға алғанда, Әйса улардин немә сәвәптин уни ибадәтханида тәлим берип жүргинидә тутмиғанлиғини сорайду. Әгәр шу сақчилар ибадәтханидики сақчилар болмиған болса, Әйса улардин шундақ соал соримиған болатти» (Мәт. 26:55). Иоахим Иеремиасниң ой-пикричә, буниңдин илгири Әйсани тутушқа әвәтилгән сақчиларму шу ибадәтханиниң сақчилири болған (Йоһ. 7:32, 45, 46). Кейинирәк Алий кеңәш ибадәтханиниң баш сақчисини вә башқа сақчиларни әлчиләрни елип келишкә әвәткән. Бәлким, әлчи Паулни ибадәтханидин сөрәп чиққан кишиләрму ибадәтханидики сақчилар болған (Әлч. 4:1—3; 5:17—27; 21:27—30).