Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

«Муқәддәс роһниң мевисигә» пәқәт Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йезилған хисләтләр кирәмду?

Бу айәттә тоққуз хисләтниң тизими кәлтүрүлгән: «Муқәддәс роһниң мевиси болса: бу — меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, һиммәтлик, етиқат, мулайимлиқ, өзини тутуш». Худаниң роһи пәқәт мошу тоққуз хисләтни йетилдүрүшимизгә ярдәм бериду дәп ойлишимизниң һаҗити йоқ.

Буни нәдин билимиз? Әлчи Паул муқәддәс роһниң мевисини тилға елиштин илгири мундақ язған: «Тәнниң ишлири болса рошән: бу — җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, бутпәрәслик, җинкәшлик, дүшмәнлик, җедәлләр, қизғанчуқлуқ, дәрғәзәпләр, урушқақлиқ, бөлгүнчилик, мәзһәпчилик, көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәтләр вә шуниңдәк ишлар» (Гал. 5:19—21). Қизиқарлиқ йери шуки, Паул сөзини «вә шуниңдәк ишлар» дәп аяқлаштурған. Шундақла у Колосилиқларға 3:5-айәттә башқа «тәнниң ишлири» бар екәнлигини ейтқан. Әлчи Паул тоққуз хисләтни атап өткәндин кейин мундақ дегән: «Буниң һәммисигә қарши һечқандақ қанун йоқ». Шуңа Паул биз муқәддәс роһ ярдими арқилиқ риваҗландурушқа болидиған һәммә есил пәзиләтләрниң тизимлигини атап өтүшкә урунмиған.

Әлчи Паул Тимотийни алтә пәзиләткә, йәни «һәққанийлиққа, Худаға болған вападарлиққа, етиқатқа, меһир-муһәббәткә, тәқабиллиққа [сәвир-тақәт], мулайимлиққа» интилишкә дәвәт қилған (Тим. 1-х. 6:11). Буларниң үчила етиқат, меһир-муһәббәт, мулайимлиқ «муқәддәс роһниң мевисигә» кириду. Амма Тимотийға йәнә һәққанийлиқни, Худаға болған вападарлиқни вә сәвир-тақәтни йетилдүрүши керәк еди (Колосилиқларға 3:12ни селиштуруң; Петрусниң 2-хети 1:5—7).

Шуңа, Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә йетилдүрүшкә болидиған һәммә есил пәзиләтләр йезилмиған. Худа роһи «муқәддәс роһниң мевисини», йәни тоққуз пәзиләтләрни йетилдүрүшкә ярдәм бериду. Бирақ роһий җәһәттин йетилгән мәсиһий болуш үчүн, йәнә көп пәзиләтләрни риваҗландуруш вә «Худаниң ирадиси бойичә һәқиқий һәққанийлиқта һәм садиқлиқта яритилған йеңи шәхскә» өзгириш зөрүр (Әфәс. 4:24).