Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

28-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Һәқиқәт йолини тапқиниңизға көз йәткүзүң!

Һәқиқәт йолини тапқиниңизға көз йәткүзүң!

«Кимдин тәлим алғиниңни билип, үгәнгиниңдә һәм көз йәткүзгиниңдә турғин» (ТИМ. 2-Х. 3:14).

34-НАХША Исмимизға мас яшайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. «Һәқиқәт» сөзи немини билдүриду?

 БӘЛКИМ, «Сиз һәқиқәтни қандақ билдиңиз? Һәқиқәтни кичигиңиздин биләмсиз? Сизниң һәқиқәтни билгиниңизгә қанчә вақит болди?»— дегәндәк соалларни башқилар сиздин сориған яки сиз башқилардин сориғансиз. Бу йәрдики «һәқиқәт» сөзи немини билдүриду? Адәттә, «һәқиқәт» дегән сөзни қандақ тәлимләргә ишиниш, Худаға қандақ ибадәт қилиш вә һаят кәчүрүш тәрзимизгә қарита ишлитимиз. Һәқиқәттә болғанлар Муқәддәс китапниң тәлимлирини билип, униңдики принципларға мас һаят кәчүриду. Нәтиҗидә, шундақ адәмләр сахта диний тәлимләрдин азат болиду һәм намукәммәл болсиму, бәхитлик һаят кәчүриду (Йоһ. 8:32).

2. Йоһан 13:34, 35-айәтләргә асасән, дәсләптә бир кишини һәқиқәткә немә җәлип қилиши мүмкин?

2 Дәсләптә сизни һәқиқәткә немә җәлип қилған? Бәлким, бу Йәһва гувачилириниң яхши жүрүш-туруши (Пет. 1-х. 2:12). Еһтимал, уларниң башқиларға көрсәткән меһир-муһәббити. Биринчи қетим җамаәт учришишиға кәлгәндә, көп кишиләрниң есидә сәһнидә ейтилған сөзләр әмәс, уларға көрситилгән меһир-муһәббәт қалиду. Бу һәйран қаларлиқ әмәс, чүнки Әйса ейтқандәк, униң һәқиқий әгәшкүчилири меһир-муһәббити арқилиқ тонулиду (Йоһан 13:34, 35ни оқуң). Амма мустәһкәм етиқатқа еришиш үчүн, буниңдинму көп ишларни қилиш керәк.

3. Етиқадимиз пәқәт Худа хизмәтчилири арисидики меһир-муһәббәткила асасланса, немә болуши мүмкин?

3 Бизниң иман-етиқадимиз пәқәт Худа хизмәтчилириниң арисидики өз-ара меһир-муһәббәткила асаслинип қалмаслиғи керәк. Немә үчүн? Етиқатдашларниң бири, һәтта ақсақал яки пионер болсун, еғир гуна қилип яки сизни рәнҗитип қойди дәйли. Йә болмиса, һәқиқәттин чәтнәп кәткән киши силәрдә һәқиқәт йоқ дәп көңлиңизгә гуман салидиғанду. Шундақ вәзийәттә путлишип, Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитамсиз? Буниңдин мундақ хуласә чиқарсақ болиду: әгәр етиқадимиз Худа билән болған мунасивитимизгә әмәс, пәқәт адәмләрниң ишлириға асасланса, ишәнчимиз аҗиз болиду. Өйни юмшақ материаллар билән салмиғандәк, ишәнчимизни һис-туйғуларға охшаш нәрсиләрдин әмәс, қаттиқ материаллар кәби әқилгә мувапиқ дәлил-испатлар билән тикләп турғузумиз. Муқәддәс китапниң Йәһва Худа һәққидә һәқиқәтни үгитидиғанлиғиға өзүңиз көз йәткүзүшиңиз керәк (Рим. 12:2).

4. Мәтта 13:3—6, 20, 21-айтләргә асасән, бәзиләр етиқади синалғанда немә қилиду?

4 Әйса Мәсиһ бәзиләр Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән қобул қилсиму, синақларға дуч кәлгәндә, етиқади вәйран болидиғанлиғини ейтқан (Мәтта 13:3—6, 20, 21ни оқуң). Бәлким, улар Әйсаға әгишип жүрсә, қийинчилиқларға дучар болидиғанлиғини чүшәнмигән (Мәт. 16:24). Еһтимал, улар Мәсиһниң әгәшкүчиси болуп, һечқачан қийинчилиқларға дучар болмай, бәхитлик һаят кәчүриду дәп ойлиған. Бирақ мошу рәзил дуния қийинчилиқларға толған. Вәзийәтләр өзгәргәндә, биз хошаллиқни вақитлиқ йоқитишимиз мүмкин (Зәб. 6:6; Вәз 9:11).

5. Көплигән қериндашлар һәқиқәт йолини тапқиниға көз йәткүзгәнлигини қандақ көрситиду?

5 Көплигән қериндашлар һәқиқәт йолини тапқанлиғиға көз йәткүзгән. Қандақларчә? Һәтта бирси уларни рәнҗитип қойса яки башқиларниң жүрүш-туруши яман болсиму, бәрибир улар етиқатта чиң туриду (Зәб. 119:165). Уларниң бешиға һәр қетим қийинчилиқ чүшкәндә, етиқади аҗизлашмай, әксинчә күчлигирәк болиду (Яқуп 1:2—4). Бундақ мустәһкәм етиқатни қандақ йетилдүрәләйсиз?

ХУДАНИ ТЕХИМУ ЯХШИРАҚ ТОНУП ЙЕТИҢ

6. Дәсләпки мәсиһийләрниң иман-етиқади немигә асасланған?

6 Дәсләпки мәсиһийләрниң иман-етиқади Язмилардики үгәнгән билимләргә вә Әйсаниң тәлимлири, йәни «хуш хәвәрниң һәқиқитигә» асасланған (Гал. 2:5). Бу һәқиқәт болса, биз Худаниң хизмәтчилири сүпитидә ишинидиған һәммә тәлимләр, шу җүмлидин Әйсаниң төләм қурбанлиғи вә униң тирилиши һәққидики тәлимләрни өз ичигә алиду. Әлчи Паул бу тәлимләрниң һәқиқәт екәнлигигә ишәнгән. Немә үчүн? Чүнки у «Язмилардин дәлилләрни кәлтүрүп, Мәсиһниң азап чекип өлүмдин тирилиши керәклиги һәққидә чүшәндүргән» (Әлч. 17:2, 3). Дәсләпки мәсиһийләр шу тәлимләргә ишәнгән вә Худаниң Сөзини чүшинишигә ярдәм беридиған муқәддәс роһқа таянған. Улар бу тәлимләрниң Муқәддәс Язмиларға асасланғанлиғиға көз йәткүзүш үчүн тәтқиқ қилған (Әлч. 17:11, 12; Ибр. 5:14). Улар ишәнчини пәқәт һис-туйғулириға асаслинип йетилдүрмигән вә етиқатдашлар билән арилишишни яхши көргини үчүнла Худаға хизмәт қилмиған. Әксинчә, уларниң ишәнчә Худа тоғрилиқ тоғра билимгә асасланған (Кол. 1:9, 10).

7. Муқәддәс китап һәқиқәтлиригә асасланған ишәнчниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?

7 Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр һечқачан өзгәрмәйду (Зәб. 119:160). Мәсилән, етиқатдашларниң бири көңлүмизни ағритса яки еғир гуна қилип қойса, йә болмиса бешимизға еғир күнләр чүшсә, бу һәқиқәтләр һеч өзгәрмәйду. Шуңа биз Муқәддәс китапниң тәлимлирини яхши билишимиз вә уларниң һәқиқий екәнлигигә көз йәткүзүшимиз керәк. Боран-чапқунда ләңгәр кемини бир йәрдә тутуп турғандәк, Муқәддәс китапниң һәқиқәтлиригә асасланған мәһкәм ишәнчимиз бизгә синақларда чиң турушқа ярдәм бериду. Һәқиқәтни тапқанлиғиңизға вә ишәнчиңизниң мустәһкәм екәнлигигә қандақ җәзм яки мәһкәм қилалайсиз?

ҺӘҚИҚӘТКӘ ИШӘНГИНИҢИЗГӘ ҚАНДАҚ КӨЗ ЙӘТКҮЗӘЛӘЙСИЗ?

8. Тимотийға 2-хәт 3:14, 15-айәтләрдин көргинимиздәк, Тимотий һәқиқәт йолини тапқиниға қандақ көз йәткүзгән?

8 Тимотий һәқиқәт йолини тапқиниға ишәнгән. У буниңға қандақ көз йәткүзгән? (Тимотийға 2-хәт 3:14, 15ни оқуң). Тимотий «Муқәддәс Язмилардики» һәқиқәтләр тоғрилиқ биринчи қетим аписи вә момисидин аңлиған. Лекин у өзиму шу Язмиларни тәтқиқ қилиш үчүн вақит чиқарғанлиғи шәк-шүбһисиздур. Нәтиҗидә, у Язмилардин үгәнгәнлириниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзгән. Кейинирәк Тимотий, униң аписи билән момиси Әйса Мәсиһниң тәлимлирини үгәнгән. Әйсаниң шагиртлири көрсәткән меһир-муһәббәтниң Тимотийға қаттиқ тәсир қилғанлиғи вә униң етиқатдашлар билән арилишип, уларға ғәмхорлуқ қилишни халиғанлиғи сөзсиз (Флп. 2:19, 20). Амма униң етиқади адәмләргә болған меһир-муһәббәткә әмәс, уни Йәһваға йеқинлаштурған Худа Сөзидин үгәнгән һәқиқәтләргә асасланған еди. Сизму Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, Йәһва тоғрилиқ үгәнгәнлириңизниң һәқиқәт екәнлигигә дәлил-испат тепишиңиз керәк.

9. Қайси үч һәқиқәткә көз йәткүзүшиңиз керәк?

9 Алди билән кам дегәндә мону үч асасий һәқиқәтни өзүңизгә испатлап, уларға ишинишиңиз керәк. Биринчиси, Йәһва Худа һәммә нәрсини бәрпа қилған Яратқучи екәнлигигә көз йәткүзүң (Чиқ. 3:14, 15; Ибр. 3:4; Вәһ. 4:11). Иккинчиси, Муқәддәс китапниң Худа инсанларға бәргән хәвәр екәнлигини испатлайдиған дәлилләрни тепип өзүңизни қайил қилиң (Тим. 2-х. 3:16, 17). Үчинчиси, Йәһва Худа Униңға Мәсиһниң йетәкчилиги астида ибадәт қилидиған кишиләр топини тәшкиллигәнлиги вә уларниң Йәһва гувачилири екәнлигигә ишәнчиңиз камил болсун (Йәшая 43:10—12; Йоһ. 14:6; Әлч. 15:14). Бу үч һәқиқәткә көз йәткүзүш үчүн әлвәттә Муқәддәс китап тоғрилиқ һәммини билишиңиз керәклигини билдүрмәйду. Сизниң мәхситиңиз — әқлиңизни ишлитип, һәқиқәт йолида меңиватқанлиғиңизға көз йәткүзүш (Рим. 12:1).

БАШҚИЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИШКӘ ТӘЙЯР БОЛУҢ

10. Һәқиқәтни билиштин башқа йәнә немә қилишни үгинишимиз керәк?

10 Худа, Муқәддәс китап вә Худаниң хәлқи тоғрилиқ үч асасий һәқиқәткә көз йәткүзгәндә, Муқәддәс Язмиларниң ярдими билән бу һәқиқәтләрни башқиларға испатлап беришни үгинишиңиз керәк. Немә үчүн? Сәвәви Әйсаниң әгәшкүчилири сүпитидә биз тиңшашқа тәйяр адәмләргә өзүмиз үгәнгән һәқиқәтләрни үгитиш вәзипимиз бар b (Тим. 1-х. 4:16). Башқиларға Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни испатлаш үчүн тиришқанда, өзүмизниңму ишәнчимизни күчәйтимиз.

11. Башқиларға һәқиқәтни үгәткәндә Паулдин қандақ үлгә алалаймиз?

11 Әлчи Паул башқиларға тәлим бәргәндә, «Муса қанунидин һәм Пәйғәмбәрләр китаплиридин Әйса тоғрилиқ ишәнчлик дәлилләрни кәлтүрди» (Әлч. 28:23). Биз башқиларға һәқиқәтни үгәткәндә Паулдин қандақ үлгә алалаймиз? Адәмгә Муқәддәс китаптики тәлимләрни ейтип беришла йетәрлик әмәс. Биз оқуғучиға Язмиларни пухта тәтқиқ қилип, үгәнгәнлири үстидин чоңқур ойлап, мулаһизә қилишни үгитишимиз керәк. Оқуғучи бизни һөрмәт қилғини үчүн әмәс, көйүмчан Худайимиз тоғрилиқ үгәнгәнлириниң раст екәнлигигә көз йәткүзгәнлиги сәвәплик һәқиқәтни қобул қилиши муһим.

Ата-анилар, балилириңларға Худаниң чоңқур ой-пикирлирини үгитип, мустәһкәм ишәнчни йетилдүрүшигә ярдәм бериңлар (12, 13-абзацларға қараң) d

12, 13. Ата-анилар балилириға һәқиқәттә чин турушқа қандақ ярдәм берәләйду?

12 Ата-ана болсиңиз, балилириңизниң һәқиқәттә турушини халайдиғанлиғиңиз шәк-шәүбһисиздур. Балилиримниң җамаәттә яхши достлири болса, уларниң етиқади мәһкәм болиду дәп ойлайдиғансиз. Бирақ балилириңизниң һәқиқәт йолда екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн яхши достлардин көпирәк нәрсә керәк. Улар Худа билән шәхсий мунасивәткә егә болуши вә Муқәддәс китаптин үгәнгәнлириниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзүши лазим.

13 Балиларға Худа тоғрилиқ һәқиқәтни үгитиш үчүн ата-анилар уларға Муқәддәс китапни үгиништә яхши үлгә көрситиши керәк. Ата-анилар үгәнгәнлири үстидин чоңқур мулаһизә жүргүзүш үчүн вақит чиқириши лазим. Шу чағда улар балилириғиму шундақ қилишни үгитәләйду. Улар башқа оқуғучиларға үгәткәндәк, балилириғиму Муқәддәс китап тәтқиқ қилиш қураллиридин пайдилинишни үгитиши лазим. Шундақ қилса, улар балилириға Йәһва Худа вә бизни роһий озуқ билән тәминләйдиған «садиқ һәм әқил-парасәтлик қулға» миннәтдар болушқа ярдәм бериду (Мәт. 24:45—47). Ата-анилар, балилириңларға пәқәт Муқәддәс китап асасий тәлимлирини үгитипла қоймай, уларға йешиға вә қабилийитигә мувапиқ Худаниң чоңқур ой-пикирлириниму үгитип, мәһкәм ишәнчни йетилдүрүшигә ярдәм бериңлар (Кор. 1-х. 2:10).

ПӘЙҒӘМБӘРЛИК СӨЗЛӘРНИ ТӘТҚИҚ ҚИЛИҢ

14. Муқәддәс китаптики пәйғәмбәрлик сөзләрни немә үчүн тәтқиқ қилишимиз керәк? (« Бу бәшарәтләрни чүшәндүрәләмсиз?» намлиқ рамкиға қараң.)

14 Пәйғәмбәрлик сөзләр Йәһва Худаға мустәһкәм ишәнчни йетилдүрүшимизгә ярдәм бериду. Сизниң етиқадиңизни Муқәддәс китаптики қайси бәшарәтләр мустәһкәмлигән? Бәлким, ахир заман һәққидики пәйғәмбәрлик сөзләр дәйдиғансиз (Тим. 2-х. 3:1—5; Мәт. 24:3, 7). Лекин ишәнчиңизни йәнә қайси әмәлгә ашқан бәшарәтләр мустәһкәмләләйду? Мәсилән, Даниял 2-бап яки 11-баптики бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашқанлиғи яки һазир қандақ орунлиниватқанлиғини чүшәндүрәләмсиз c? Ишәнчиңиз Муқәддәс китапқа асасланған болса, уни һечнәрсә тәвритәлмәйду. Иккинчи дуния уруши вақтида қаттиқ зиянкәшликкә дуч кәлгән Германиядики қериндашлиримизниң мисалини көрүп чиқайли. Гәрчә улар ахир заманға мунасивәтлик бәшарәтләрни толуқ чүшәнмисиму, Худаниң Сөзигә болған ишәнчиси мустәһкәм еди.

Муқәддәс китапни, шу җүмлидин пәйғәмбәрлик сөзләрни тәтқиқ қилиш синақ вақтида чиң турушимизға ярдәм берәләйду (15—17 абзацларға қараң) e

15—17. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш нацистларниң зиянкәшлигигә учриған қериндашларни қандақ мустәһкәмлигән?

15 Нацист Германиясиниң һөкүмранлиғи астида миңлиған қериндашлиримиз дәһшәтлик җазалаш лагерьлириға әвәтилгән. Гитлер вә СС башлиғи Генрих Гиммлер Йәһва гувачилирини өч көргән. Бир қериндашниң ейтишичә, Гиммлер лагерьларниң биридики бир топ аял қериндашларға мундақ дегән: «Силәрниң Йәһва Худайиңлар асманда һөкүмранлиқ қилсун, йәрдә болса, биз һөкүмранлиқ қилимиз! Ким қалидиғанлиғини көрәйли, силәрму яки бизму!» Йәһва хәлқиниң садиқ болуп қелишиға немә ярдәм бәргән?

16 Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Худа Падишалиғи 1914-жили һөкүмранлиқ қилишни башлиғанлиғини билгән еди. Шуңа улар шиддәтлик қаршилиққа дуч кәлгәндә һәйран қалмиған. Лекин улар Худаниң ирадисини әмәлгә ашурушқа һеч инсаний һөкүмранлиқ тосалғулуқ қилалмайдиғанлиғиға ишәнгән. Пак ибадәтни йоқ қилиш яки Худаниң Падишалиғидин күчлүгирәк бир һөкүмәтни орнитиш Гитлерниңму қолидин кәлмәтти. Бизниң қериндашлиримиз Гитлерниң һөкүмранлиғи чоқум ахирлишидиғанлиғиға ишәнгән.

17 Узун өтмәй кейин нацист һөкүмити вәйран болуп, «йәрдә биз һөкүмранлиқ қилимиз» дәп мәйдисигә урған Генрих Гиммлер җенини сақлаш үчүн қечишқа мәҗбур болған. Шу чағда қериндашлар ишәнчисиниң бекар болмиғанлиғиға көз йәткүзгән. Қечиватқанда у Любке исимлиқ бурадәрни учратқан. Гиммлер үмүтсизлинип, униңдин: «Һәй, Муқәддәс китап тәтқиқатчиси, әнди немә болиду?»— дәп сориған. Любке бурадәр җававән, Йәһва гувачилири нацист һөкүмити ғулап, Худа Өз хәлқини азат қилидиғанлиғиға һечқачан гуман қилмиғанлиғини чүшәндүргән. Бурун Йәһва гувачилири тоғрилиқ интайин көп яман нәрсиләрни ейтқан Гиммлер әнди немә дейишни билмәй туруп қалған. Көп өтмәй у өз өзигә қол салған. Буниңдин қандақ савақ алимиз? Муқәддәс китапни, шу җүмлидин пәйғәмбәрлик сөзләрни тәтқиқ қилиш Худаға болған күчлүк ишәнчни йетилдүрүшимизгә вә синақ вақтида чиң турушимизға ярдәм берәләйду (Пет. 2-х. 1:19—21).

18. Йоһан 6:67, 68-айәтләргә асасән, Паул тилға алған тоғра билим һәм толуқ чүшәнчигә немә үчүн егә болушимиз керәк?

18 Һәрбиримиз Худаниң һәқиқий хизмәтчилири екәнлигимизни испатлаш үчүн меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. Буниңдин башқа тоғра билим һәм толуқ чүшәнчигә егә болушимиз лазим (Флп. 1:9). Ундақ қилмисақ, бизгә һелигәр адәмләрниң, шу җүмлидин һәқиқәттин чәтнәп кәткәнләр тарқитидиған «һәрқандақ тәлиматниң шамили» тәсир қилиши мүмкин (Әфәс. 4:14). Биринчи әсирдә нурғун шагиртлар Әйсаниң кәйнидин әгишишни тохтатқанда, әлчи Петрус Әйсаниң «мәңгүлүк һаят сөзлиригә» егә болғанлиғиға ишинидиғанлиғини ейтқан (Йоһан 6:67, 68ни оқуң). Шу чағда Петрус бу сөзләрниң һәммә тәпсилатлирини чүшәнмисиму, Мәсиһ тоғрилиқ һәқиқәткә көз йәткүзгәчкә, садиқ болуп қалған. Сизму Муқәддәс китап тәлимлириниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзәләйсиз. Шундақ қилсиңиз, мәйли қандақ синаққа дуч кәлмәң, етиқадиңиз мустәһкәм болуп қалиду вә башқиларғиму күчлүк ишәнчни йетилдүрүшкә ярдәм бериду (Йоһ. 2-х. 1, 2).

10-НАХША «Мана мән, әвәт мени!»

a Бу мақалә Муқәддәс китаптики һәқиқәтниң бәкму муһим екәнлигини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Шундақла һәқиқәткә болған ишәнчимизни мустәһкәмләшниң усуллирини муһакимә қилиду.

b Башқилар билән Муқәддәс китапниң асасий тәлимлири тоғрилиқ сөзлишиш үчүн 2010—2015 жилларғичә нәшир қилинған «Күзитиш мунари» (рус) журналидики «Әйса Мәсиһ Худаму?», «Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилишини қачан башлиған?» вә «Худа адәмләрни дозақта қийнамду?» дегәндәк мақалиләрдин пайдилиналайсиз.

c Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни чүшиниш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2012-жил, 15-июнь вә 2020-жил, май санлириға қараң.

d СҮРӘТТӘ: Аиләвий ибадәттә ата-аниси балилири билән дәһшәтлик балаю апәт тоғрилиқ Муқәддәс китаптики пәйғәмбәрлик сөзләрни үгиниватиду.

e СҮРӘТТӘ: Дәһшәтлик балаю апәт вақтида мошу аилә йүз бериватқан вақиәләргә һәйран қалмайватиду.