Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

39-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Җамаәттики аял қериндашларни қоллап-қувәтләң

Җамаәттики аял қериндашларни қоллап-қувәтләң

«Хуш хәвәрни җакалиғучи қиз-аяллар зор бир қошундур!» (ЗӘБ. 68:11, ЙД)

3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»

БУ МАҚАЛИДӘ a

Қизғин вә тиришчан қериндашлиримиз җамаәт учришишлириға қатнишиватиду, хуш хәвәрни ейтиватиду, Ибадәт өйини асрап сақлашқа ярдәм бериватиду вә етиқатдашларға ғәмхорлуқ қиливатиду (1-абзациға қараң.).

1. Аял қериндашлар тәшкилатни қандақ қоллап-қувәтләйду, амма қандақ көплигән қийинчилиқларға дуч келиду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

 БИЗ җамаитимиздә шунчә көп тиришчан қериндашларниң болғинидин интайин хошал. Мәсилән, улар җамаәт учришишлириға қатнишиду вә қизғинлиқ билән вәз қилиду. Улар ибадәт өйни асрап-сақлашқа қатнишиду вә қериндашларға ғәмхорлуқ қилиду. Әлвәттә уларму көп қийинчилиқларға дуч келиду. Бәзиләр яшанған ата-анилиридин хәвәр алиду, йәнә бәзиләр етиқади үчүн аилисидикиләрниң қаршилиғиға учрайду. Йәнә башқилар болса, өзи ялғуз балиларни тәрбийиләйду вә уларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн көп тәр төкиду.

2. Немә үчүн аял қериндашларни қоллап-қувәтлишимиз керәк?

2 Немә үчүн аял қериндашларни қоллап-қувәтлишимиз керәк? Чүнки адәттә аяллар һөрмәтлиши керәк болсиму, бу дуниядики адәмләр һәмишә аялларға тегишлик һөрмәтни көрсәтмәйду. Шундақла, Муқәддәс китап бизни уларға яр-йөләк болушқа дәвәт қилиду. Мәсилән, әлчи Паул Римдики етиқатдашларни Фива исимлиқ қериндашни күтүвелишни сорап, «һаҗәт болған һәммә нәрсидә ярдәм қилиңлар» дегән еди (Рим. 16:1, 2). Паул илгири пәрисий сүпитидә, еһтимал аялларни төвән көридиған мәдәнийәт ичидә яшиған еди. Бирақ Әйсаниң шагирти болғандин кейин, у Әйсадин үлгә елип, аялларға иззәт-һөрмәт көрсәткән вә уларға меһрибан болған (Кор. 1-х. 11:1).

3. Әйса аялларға қандақ муамилә қилған вә у Атисиниң ирадисини орунлиған аялларға қандақ қариған?

3 Әйса барлиқ аялларға һөрмәт билән муамилә қилған (Йоһ. 4:27). У аялларға шу замандики йәһудий диний рәһбәрләрдәк көзқарашта болмиған. Бир китапта йезилғандәк, Әйса аялларға һечқачан һөрмәтсизлик көрситидиған сөзләрни ейтмиған. Лекин Әйса Асмандики Атисиниң ирадисини орунлиған аялларға алаһидә һөрмәт көрсәткән. Қизиқарлиқ йери шуки, Әйса аялларни қериндашлирим дәп атиған вә уларни роһий аилиниң әзаси санилидиған әр кишиләр билән бир қатарида тилға алған (Мәт. 12:50).

4. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

4 Әйса Худаға хизмәт қилидиған аялларға ярдәм беришкә һәр вақитта тәйяр болған. У аялларни қәдирлигән вә қоғдиған. Һазир аял қериндашларға ғәмхорлуқ қилишта Әйсани қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

ӘЗИЗ АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

5. Немә үчүн бәзи қериндашларға достлар билән арилишиш қийин болуши мүмкин?

5 Мәйли аял яки әр киши болайли, һәммимизгә яхши достлар керәк. Бирақ бәзидә аял қериндашларға яхши дост тепиш қийин. Немә үчүн? Төвәндики мисалларға диққәт ағдурайли. Мәсилән, Джордан b исимлиқ қериндишимиз мундақ дәйду: «Той қилмиғачқа, мән пат-пат җамаәттә өз орнумни тапалмайдиғандәк һис қилимән. Өзүмни җамаәтниң бир қисми дәп һис қилмаймән». Көпирәк хизмәт қилиш үчүн башқа җайға көчүп барған Кристен исимлиқ пионер мундақ дәйду: «Йеңи җамаәттә өзүңизни ялғуз һис қилишиңиз мүмкин». Бәзи бурадәрләрму шундақ һис-туйғуда болиду. Йәһва гувачиси әмәс уруқ-туққанлири билән яшайдиған қериндашлар һәм аилә әзалири, һәм етиқатдашлар биләнму йеқин мунасивәттә болмиғандәк һис қилиши мүмкин. Бәзи қериндашлар саламәтлиги начар болғачқа яки аилә әзалириниң биридин хәвәр елиш зөрүр болғачқа, өйидин чиқалмайду. Аннет мундақ дәйду: «Апамға асаслиқ мән қариғачқа, җамаәттикиләр мени меһманға чақирғанда, тәклиплирини қобул қилалматтим».

Әйсадин үлгә елип, Йәһваға садиқ болған аял қериндашларға меһир-муһәббәт көрситәләймиз (6—9 абзацларға қараң) e

6. Луқа 10:38—42 айәтләрдин көргинимиздәк, Әйса Марта билән Мәрийәмгә қандақ ярдәм бәргән?

6 Әйса Мәсиһ вақит чиқирип, етиқатчи аял қериндашлириға көңүл бөлгән вә уларниң һәқиқий дост болған. Келиңлар, уларниң Әйса билән болған достлуғини көрүп бақайли. Қаримаққа, Марта билән Мәрийәмниң һәр иккилиси той қилмиған (Луқа 10:38—42ни оқуң). Әйсаниң сөзлири вә иш-һәрикәтлири арқилиқ уларниң өзлирини әркин-азадә һис қилишиға ярдәм бәргән. Мәсилән, Мәрийәм Әйсаниң шагирти сүпитидә униң пути тәрипидә олтуруштин уялмиған c. Мартаниң дәстихан растлишиға Мәрийәм ярдәм бәрмигәндә, у өз һис-туйғулирини Әйсаға әркин-азадә ейтқан. Әшу олтурушта Әйса һәр иккилисигә роһий җәһәттин ярдәм берәлигән. Әйса башқиму вәзийәтләрдә Мәрийәм билән Марта вә уларниң акиси Лазарға ғәмхорлуқ қилған. Мәсилән, уларниң өйигә барған (Йоһ. 12:1—3). Шуңа Лазар еғир кесәлгә гириптар болғанда, Мәрийәм билән Марта Әйсадин ярдәм сораштин тартинмиғанлиғи һәҗәплинәрлик әмәс (Йоһ. 11:3, 5).

7. Аял қериндашларни қандақ қоллап-қувәтләләймиз?

7 Бәзи қериндашлар үчүн җамаәт учришишлири етиқатдашлар билән көрүшүшниң әң яхши имканийитидур. Шуңа шундақ пурсәтләрдин пайдилинип уларни иллиқ қарши елип, улар билән параңлишип вә уларға ғәмхорлуқ қилайли. Жуқурида тилға елинған Джордан мундақ дәйду: «Башқилар мени җаваплирим үчүн махтиғанда, мениң билән вәз хизмитигә йезилғанда яки башқа йоллар билән маңа көңүл бөлгәндә, бу мән үчүн бәк чоң илһам». Аял қериндашлиримиз биз үчүн бәк қәдирлик екәнлигини уларға билдүрүшимиз лазим. Киа мундақ дәйду: «Учришишқа бир қетим бармисам, қериндашлар маңа чоқум қисқа учур язидиғанлиғини билимән. Бу уларниң маңа ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрситиду».

8. Әйсадин үлгә елишниң йәнә қандақ усуллири бар?

8 Әйсадин үлгә елип, биз аял қериндашларға вақит бөлүш үчүн күч чиқиришимиз керәк. Уларни меһманға яки биллә көңүл көтиришкә чақиришқа болиду. Шундақ чағларда, өз ара илһам беридиған сөһбәтләрни қилсақ болиду (Рим. 1:11, 12). Ақсақаллар Әйсадин үлгә елиши керәк. Әйса той қилмиғанларниң қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини билгән. Амма у һәқиқий түгимәс бәхитниң турмуш қуруп, балилиқ болушқа бағлиқ әмәс екәнлигини ениқ көрсәткән (Луқа 11:27, 28). Әксичә, мәңгүлүк бәхит Йәһваға хизмәт қилишни биринчи орунға қоюштин келиду (Мәт. 19:12).

9. Ақсақаллар аял қериндашларға қандақ ярдәм берәләйду?

9 Ақсақаллар учришиштин авал вә учришиштин кейин аял қериндашлар билән сөһбәтлишиш үчүн вақит чиқиралайду (Тим. 1-х. 5:1, 2). Кристен исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Бир ақсақал бәк алдираш екәнлигимни байқап, күн тәртивим тоғрилиқ сориди. Шундақ сәмимий қизиқиш көрсәткәнлиги үчүн униңға бәк миннәтдар болдум» d. Жуқурида тилға елинған Аннет ақсақаллар билән пат-пат сөзлишишниң муһимлиғини тәкитләйду. У мундақ дегән: «Мән уларни, улар болса, мени яхширақ билиду. Әгәр кейин мән қандақту бир қийинчилиқларға дуч кәлсәм, улардин әркин-азадә ярдәм соралаймән».

АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРНИ ҚӘДИРЛӘҢ

10. Аял қериндашлар өзлирини бәхитлик һис қилиши үчүн немә қилалаймиз?

10 Мәйли әр киши яки аял киши болайли, башқилар қабилийәтлиримизни яки қилған ишлиримизни байқиғанда, бәкму хошал болумиз. Амма әгәр қабилийәтлиримизни ишлитип қилған ишимизни һечким көрмисә яки миннәтдарлиқ билдүрмисә, үмүтсизлинип қелишимиз мүмкин. Техи той қилмиған Абигейл исимлиқ пионер бәзидә өзини башқилар уни унтуп қалғандәк һис қилидиғанлиғини ейтқан. У мундақ дәйду: «Башқилар мени пәқәт паланчиниң қериндиши яки паланчиниң қизи дәпла тонуйду. Бәзидә мени һечким байқимайдиғандәк һис қилимән». Техи турмушқа чиқмиған Пэм исимлиқ қериндашниң сөзлиригә диққәт қилиң. У нурғун жиллар миссионер болуп хизмәт қилған. Кейин у ата-анисидин хәвәр елиш үчүн өйигә қайтти. Һазир у 70 яшларда вә техичә пионер болуп хизмәт қиливатиду. Пэм мундақ дәйду: «Башқиларниң қилған хизмитим үчүн ейтқан рәхмити маңа зор ярдәм бәргән».

11. Әйса униң хизмитини қоллап-қувәтлигән аялларни қәдирләйдиғанлиғини қандақ көрсәткән?

11 Қолида бар мал-мүлки Әйса билән ортақлишип, униңға хизмәт қилған Худаға садиқ аялларниң ярдимини қәдирлигән (Луқа 8:1—3). Әйса уларға шундақ шан-шәрәпкә егә болуш мүмкинчилигини берипла қалмай, Худа һәққидики муһим һәқиқәтләрни чүшәндүргән. Мәсилән, у өзиниң өлүми вә тирилидиғанлиғи һәққидә аялларға ейтқан (Луқа 24:5—8). У әлчилирини алдидики қийинчилиқларға тәйярлиғандәк, аялларниму тәйярлиған (Марк 9:30—32; 10:32—34). Гәрчә Әйса қолға елинғанда әлчилири қечип кәтсиму, бәзи аяллар уни ташлимай, азап түвригидә өлгәндиму, униңға йеқин җайда болған (Мәт. 26:56; Марк 15:40, 41).

12. Әйса аялларға қандақ ишларни тапшурған?

12 Әйса аялларға муһим ишларни тапшурған. Мәсилән, униң тирилишини биринчи болуп аяллар көргән. Әйса шу аялларни өзиниң өлүмидин тирилгәнлиги һәққидики хәвәрни әлчилиригә йәткүзүшкә буйриған (Мәт. 28:5, 9, 10). Милади 33-жилниң Әллигинчи күн мәйримидә шагиртлар муқәддәс роһ билән майланғанда, уларниң арисида аялларму болған болуши мүмкин. Шундақ болса, йеңидин майланған бу аял қериндашлар башқа хәлиқләрниң тиллирида сөзләш вә башқиларға «Худаниң улуқ ишлири» һәққидә сөзләш қабилийитигә еришкән (Әлч. 1:14; 2:2—4, 11).

13. Бүгүнки күндә аял қериндашлар қандақ хизмәтни орунлаватиду вә уларға миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

13 Йәһваға тиришчанлиқ билән хизмәт қиливатқан аял қериндашлиримиз махташқа лайиқ. Мәсилән, улар Ибадәт өйлирини селиш вә асрап сақлаш ишлириға қатнишиду, чәт тилларда сөзләйдиған топларда хизмәт қилиду вә филиалларда ярдәм бериду. Шуниңдәк йәнә улар тәбиий апәткә учриғанларға ярдәм беришкә қатнишиду, әдәбиятларни тәрҗимә қилишқа ярдәм бериду вә пионер яки миссионер болуп хизмәт қилиду. Аял қериндашларму бурадәрләргә охшаш һәр түрлүк мәктәпләрдә, мәсилән, Пионерлар мәктиви, Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә вә Гилиад мәктивидә тәлим алиду. Буниңдин башқа, тәшкилатимизда тәр төкүп хизмәт қилидиған ақсақалларниң аяллири йолдашлирини қоллап-қувәтләйду. Бу җавапкарлиқ бурадәрләргә аяллириниң ярдимисиз өз хизмәтлирини орунлаш асанға чүшмәйду (Әфәс. 4:8). Сиз бу аял қериндашларни қандақ усуллар билән қоллап-қувәтләләйсиз?

14. Зәбур 68:11-айәтләрдики сөзләргә мас, дана ақсақаллар немә қилиду?

14 Дана ақсақаллар аял қериндашларниң зор бир қошун екәнлигини чүшиниду вә уларниң вәз ишиға бәк маһир екәнлигини билиду (Зәбур 68:11ни оқуң). Шуңа ақсақаллар уларниң тәҗрибисидин көп нәрсиләрни үгинәләйду. Жуқурида тилға елинған Абигейл қериндишимиз бурадәрләр униңдин вәз қилишниң үнүмлүк усуллирини сориғанда бәк хошал болиду. У мундақ дәйду: «Йәһва Худа Өз тәшкилатида мениң муһим бир орнумниң барлиғини һис қилимән». Ақсақаллар роһий җәһәттин йетилгән садиқ аял қериндашлар қийинчилиқларға дуч келиватқан яш қериндашларға ярдәм берәләйдиғанлиғини чүшиниду (Тит. 2:3—5). Әлвәттә, әзиз аял қериндашлиримиз ғәмхорлуқ қилишимиз вә миннәтдарлиқ билдүрүшкә лайиқтур!

АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРНИ СӨЗ БИЛӘН ҚОҒДАҢ ВӘ УЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ

15. Аял қериндашлар қайси вәзийәтләрдә ярдәмгә муһтаҗ болуши мүмкин?

15 Бәзидә қериндашлар қандақту бир қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, башқиларниң ярдимигә муһтаҗ болуши мүмкин (Йәшая 1:17). Мәсилән, тул аял яки аҗрашқан қериндаш уни яқлайдиған бирәр кишигә вә бурун йолдиши қилип беридиған ишларни қилишта бириниң ярдимигә муһтаҗ болар. Яшанған қериндашқа дохтурлар билән сөзлишиш үчүн ярдәм керәк болуши мүмкин. Бәлким, Йәһваниң тәшкилатида башқа хизмәт билән мәшғул болуватқан пионер қериндашни башқа пионерлар билән охшаш хизмәт қилмайватиду, дәп етиқатдашлар тәнқит қилғанда, улар үчүн гәп қилип қойидиғанларға муһтаҗ болидиғанду. Аял қериндашлиримизға йәнә қандақ ярдәм берәләймиз? Әйсаниң үлгисини йәнә көрүп бақайли.

16. Марк 14:3—9 айәтләрдә йезилғандәк, Әйса Мәрийәмни қандақ қоғдиған?

16 Башқилар Әйсаға әгәшкән аялларни тоғра чүшәнмигәндә, у дәрһал уларни һимайә қилип гәп қилған. Мәсилән, Марта Мәрийәмни тәнқит қилғанда, Әйса Мәрийәмни қоғдап, у үчүн сөз қилған (Луқа 10:38—42). Йәнә бир вәзийәттиму башқилар Мәрийәмниң қарариға нарази болғанда, Әйса уни қоғдиған (Марк 14:3—9ни оқуң). Әйса Мәрийәмниң нийитини чүшинип, уни мундақ махтиған: «У мениң үчүн яхши иш қилди... У қолидин кәлгинини қилди». Әйса хуш хәвәр мәйли қәйәрдә вәз қилинмисун, униң әшу һәрикити кишиләр арисида тилға елинидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Мошу мақалиму Мәрийәмниң иш-һәрикитини есимизгә салиду. Қизиқарлиқ йери шуки, Әйса Мәрийәмниң мошу иш-һәрикитини махтиғанда, хуш хәвәрниң пүткүл йәр йүзигә тарқитилидиғанлиғини ейтқан. Башқиларниң наразилиғини аңлиған Мәрийәмгә Әйсаниң бу сөзлири қандақ илһам бәргәнлигини тәсәввур қилиңа!

17. Қайси вәзийәттә аял қериндаш қоғдашқа муһтаҗ болуши мүмкин?

17 Сизму ярдәмгә муһтаҗ қериндашларни қоғдамсиз? Мундақ вәзийәтни тәсәввур қилиң: бәзи етиқатдашлар йолдиши Йәһва гувачиси әмәс қериндашниң пат-пат учришишларға кечикип келидиғанлиғини вә чапсан өйгә қайтидиғанлиғини көриду. Улар йәнә арилап-арилап, шу қериндаш учришишқа балилирини елип келидиғанлиғини байқайду. Шу сәвәп қериндашлар уни немә үчүн у қериндаш ғәйрәткә келип, балилирини җамаәт учришишлириға елип беришқа йолдишидин рухсәт беришни тәләп қилмайду дәп әйиплиши мүмкин. Әмәлийәт болса, әшулар қериндашниң қолидин кәлгәнниң һәммисини қиливатқанлиғини билмәйду. Өз вақтини өзи халиғанчә орунлаштуралмайду; балилирини учришишқа елип беришниму өзи қарар қилалмайду. Башқиларниң тәнқидини аңлиғанда, сиз немә қилалайсиз? Униң көрсәткән тиришчанқлиқлирини махтап өтсиңиз, бәлким башқиларниң у тоғрилиқ тәнқидий пикирләрни қилишни тохтитиду.

18. Аял қериндашларға йәнә қандақ усуллар билән ярдәм берәләймиз?

18 Қериндашларға әмәлий ярдәм бериш арқилиқ уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғимизни көрситимиз (Йоһ. 1-х. 3:18). Аннет мундақ дәйду: «Бәзи етиқатдашлар мениң башқа ишларни қиливелишим үчүн келип, апамға қаришип берәтти яки озуқ-түлүк әкелип берәтти. Шу чағда башқиларниң меһир-муһәббитини вә җамаәтниң бир әзаси екәнлигимни һис қилаттим». Джорданғиму шундақ ярдәм көрситилгән. Бир бурадәр униңға машинисини ремонт қилишни үгәткән. У мундақ дәйду: «Қериндашлар бехәтәрлигим үчүн ғәм йегәнлигини билиш қәлбимни сөйүндүриду».

19. Ақсақаллар аял қериндашларға йәнә қандақ ярдәм берәләйду?

19 Ақсақалларму аял қериндашларға ғәмхорлуқ қилиду. Йәһва башқиларниң аялларға яхши муамилә қилишини халайдиғанлиғини улар билиду (Яқуп 1:27). Шуңа ақсақаллар Әйсани үлгә қилип, ғәрәз уқидиған болушқа тиришип, қаидә-түзүмләрни орнитишниң орниға, аял қериндашларни чүшинишкә вә меһрибанлиқ көрситишкә һәрикәт қилиду (Мәт. 15:22—28). Ақсақаллар аял қериндашларға ярдәм бәргәндә, Йәһва вә Униң тәшкилати уларни қәдирләйдиғанлиғини һис қилдуриду. Группиға мәсъул ақсақал Кияниң башқа өйгә көчидиғанлиғини билгәндә, у дәрһал ярдәм беришни орунлаштурған. У мундақ дәйду: «Қериндашларниң ярдими йәлкәмдин чоң бир тағни еливәткәндәк болдум. Ақсақалларниң илһам сөзлири вә әмәлий ярдими җамаәтниң муһим әзаси екәнлигимни вә қийин вәзийәтләрдә ялғуз әмәс екәнлигимни көрсәтти».

ҺӘММӘ АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАР ЯРДИМИМИЗГӘ МУҺТАҖ

20, 21. Аял қериндашларни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

20 Җамаәттә диққәтчан болсақ, тиришчан вә қоллап-қувәтләшкә тегишлик аял қериндашлар нурғун. Әйсаниң үлгисидин үгәнгинимиздәк, уларға вақит бөлүш вә улар билән йеқин тонушуш арқилиқ ярдәм берәләймиз. Уларниң Худаға қилған хизмити үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрәләймиз. Зөрүр болғанда, аял қериндашлиримизни қоғдалаймиз.

21 Әлчи Паул Римлиқларға язған хетиниң ахирида тоққуз аял қериндашни алаһидә тилға алған (Рим. 16:1, 3, 6, 12, 13, 15). Әлчи Паулниң салими вә махташ сөзини аңлап, шу қериндашларниң илһам алғанлиғи шәк-шүбһисиздур. Шуниңдәк бизму җамаәттә барчә аял қериндашлиримизни қоллап-қувәтләйли. Шундақ қилсақ, биз уларни роһий аилимизниң бир әзаси сүпитидә яхши көргәнлигимизни көрситимиз.

26-НАХША «Рәб Йәһ билән жүр»

a Аял қериндашлар көп қийинчилиқларға дуч келиду. Келиңлар, Әйсадин үлгә елип, уларни қандақ қоллап-қувәтләшкә болидиғанлиғимизни көрүп чиқайли. Әйса уларға вақит бөлгән, һөрмәт көрсәткән вә уларни қоғдиған. Биз Әйсадин үлгә алалаймиз.

b Бәзи исимлар өзгәртилгән.

c Бир китапта мундақ йезилған: «Адәттә шагиртлар устазлириниң пути тәрипидә олтиратти. Тиришчан шагиртлар вақит өтүп, тәлим бәргүчи болушқа тәйярлинатти, лекин аялларға тәлим бәргүчи болушқа рухсәт қилинматти. Шу сәвәптин, нурғун йәһудий әр кишиләр Мәрийәмни Әйсаниң пути тәрипидә олтирип, униңдин тәлим елишқа тәшна екәнлигини көргәндә, бәк һаң-таң болуп чөчигән болуши мүмкин».

d Ақсақаллар аял қериндашларға ярдәм бәргәндә, пәхәс болуши керәк. Мәсилән, уларни йоқлап барғанда, ялғуз бериштин сақлиниши муһим.

e СҮРӘТЛӘРДӘ: Әйсадин үлгә елип, бир бурадәр икки қериндашқа машинисиниң балонини алмаштурушқа ярдәм бериватиду; бурадәр яшанған қериндишимизни йоқлаватиду; бурадәр өз аяли, җамаәттики бир қериндаш вә униң қизи билән аиләвий ибадәтни өткүзиватиду.