Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Джозеф Ф. Рутерфорд вә башқа бурадәрләрниң Европа зиярити җәриянидә

1920. Йүз жил бурун

1920. Йүз жил бурун

1920-ЖИЛДИН башлап, Йәһваниң хәлқи өзлирини алдида күтүватқан ишни қизғинлиқ билән қилишқа киришкән. 1920-жили улар мундақ жиллиқ айәтни таллиған: «Күчүм вә нахшам болса Пәрвардигардур» (Зәб. 118:14, Яқуп Падиша Тәрҗимиси).

Йәһва Худа шу қизғин вәз ейтқучиларни қоллап-қувәтлигән. Шу жили китап тарқатқучиларниң, йәни пионерларниң сани 225тин 350кичә көпәйгән еди. 8000дин көпирәк вәз ейтқучи тунҗа қетим Баш идаригә қилған вәз хизмитидин санлиқ мәлумат тапшурған. Йәһва Худа уларни һәйран қаларлиқ һалда бәрикәтлигән.

ӘҖАЙИП ҚИЗҒИНЛИҚ

1920-жил, 21-март күни Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң арисида йетәкчиликни өз үстигә алған Джозеф Ф. Рутерфорд «Һазир яшаватқан миллионлиған инсанлар һеч қачан өлмәйду» намлиқ нутуқни ейтқан. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири бу учришишқа қизиққучиларни тәклип қилиш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммини қилған. Улар Нью-Йорк шәһиридики әң чоң театрханиларниң бирини иҗаригә елип, тәхминән 320000 тәклипнамини тарқатқан.

«Һазир яшаватқан миллионлиған инсанлар һеч қачан өлмәйду» дегән нутуқ һәққидики гезит елани

Муқәддәс китап тәтқиқатчилири ойлиғандинму көп адәм кәлгән. Шу театрхана залида пәқәт 5000 кишиликтин көпирәк орун болғанчқа, кәлгәнләрдин йәнә 7000 киши залға кирәлмигән. «Күзитиш мунари» җәмийити буни «хәлиқара Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң өткүзгән әң утуқлуқ учришишлириниң бири», дәп атиған.

Муқәддәс китап тәтқиқатчилири «Һазир яшаватқан миллионлиған инсанлар һеч қачан өлмәйду», дәп җакалаш арқилиқ һәммигә тонулған. Шу вақитта улар Падишалиқ һәққидики хәвәрниң техиму кәң көләмгә тарқилиши керәклигини чүшәнмигән. Бирақ улар әҗайип қизғинлиғини көрсәткән. 1902-жили учришишларға беришни башлиған Ида Олмстед әсләп, мундақ дегән: «Пүткүл инсанийәтниң алдида нурғун бәрикәтләрниң күтүп турғанлиғини билип, биз вәз хизмәттә учратқан кишиләргә бу хуш хәвәрни етиш пурситини қолумиздин чиқарматтуқ».

ӘДӘБИЯТЛИРИМИЗНИҢ НӘШИР ҚИЛИНИШИ

Қериндашларни роһий озуқлар билән тәминләш үчүн, Бәйтәлдики қериндашлар өзлири әдәбиятләрни бесип чиқиришни башлиған. Улар басмиханиға керәклик сайман-җабдуқларни сетивелип, уларни Бәйтәлдин бирнәччә коча жирақлиқтики Нью-Йорк шәһири, Бруклин райони, Мертл кочиси 35-номерлиқ иҗарә өйидә орунлаштурған.

1920-жили Лео Пеле вә Уолтер Каслер Бәйтәлдә хизмәтни башлиған. Улар мундақ дәп ейтқан: «Биз кәлгәндә, басмиханиға мәсъул бурадәр бизгә қарап: “Чүшлүк тамаққичә силәрниң бир йерим саат вақтиңлар бар”,— дегән. У бизни китапларға толған ящикләрни подвалдин чиқиришни ейтқан».

Лео бурадәр әтиси йүз бәргән ишларни әсләп, мундақ дегән: «Бизниң ишимиз өйниң биринчи қәвитидики тамлирини жуюш болған еди. Мән буни бурун һечқачан қилмиған әң паскина ишларниң бири еди. Лекин бу Йәһва үчүн қилишқа әрзийдиған иш еди».

«Күзитиш мунари» журналини бесип чиқириш үчүн ишләткән преслаш

Қизғин пидакар хизмәтчиләр бирнәччә һәптиниң ичидә, «Күзитиш мунари» журналини бесип чиқиришни башлиған еди. иккинчи қәвәттә орунлаштурулған басма машиниси арқилиқ, «Күзитиш мунари» журнали 1920-жил, 1-февраль саниниң сәксән миң нусхиси чиқирилған. Шу вақитта подвалда қериндашлар преслаш машинисини ойлап чиқирип, уни «Җәң параходи», дәп атиған. 1920-жил, 14-апрельдин башлап «Алтун дәвир» намлиқ журналиму бесип чиқирилишқа башлиған. Шәк-шүбһисизки, Йәһва Худа әшу тиришчан хизмәтчилирини бәрикәтән.

«Бу Йәһва үчүн әрзийдиған иш болған»

«БИЗГӘ ТЕЧЛИҚТА ЯШАШ ПУРСИТИНИ БӘРГИН»

Йәһваниң садақәтмән хизмәтчилири йеңиланған паалийитидин вә өз ара һәмкарлишишидин һузурланған. Амма 1917-жилидин башлап 1919-жилғичә еғир вақит болғанда, бәзи Муқәддәс китап тәтқиқатчилири тәшкилатни ташлап кәткән. Уларға ярдәм бериш үчүн немә қилиш керәк еди?

«Күзитиш мунари» журнали 1920-жил, 1-апрель санида «Бизгә течлиқта яшаш пурситини бәргин» дегән мақалә бар еди. Бу мақалидә меһрибанлиқ билән мундақ чақириқ қилинған еди: «Биз һәрбириниң Йәһваниң роһиға егә болидиғанлиғиға . . . өтмүштики нәрсиләрни унтуп қелишни, . . . инақ-иттипақлиқта биргә яшашни вә бир тәндәк һәмкарлишишни халайдиғанлиғиға ишинимиз».

Мошу иллиқ сөзләргә көп қериндашлар инкас қайтурған. Бир әр-аял мундақ дегән: «Бир жилдин көпирәк, башқилар вәз қилған вақтида бизниң паалийәтсиз болғинимизниң хата болғанлиғиға көз йәткүздуқ. Биз әнди һечқачан йолдин адашмаслиқни үмүт қилимиз». Бу қизғин Худа хизмәтчилириниң алдида нурғун ишлар бар еди.

«ТАМАМЛАНҒАН СИР» КИТАПНИҢ ТАРҚИТИЛИШИ

1920-жил, 21-июньда Муқәддәс китап тәтқиқатчилири «Язмиларни тәтқиқ қилиш» йәтинчи томниң «Тамамланған сир» дәп атилидиған юмшақ муқавилиқ китапни тарқитиш үчүн қизғин паалийәтни елип беришқа башлиған. 1918-жили бу китап мәнъий қилинғанда, униң көп сандики китаплар амбарда сақлинип қалған еди.

Пәқәт натиқлар әмәс, вәз ейтқучиларниң һәммиси бу китапни тарқитиш ишиға қатнишишқа чақирилған. «Һәрбир Худаға өзини беғишлиған [чөмдүрүлүштин өткән] киши буни хошаллиқ билән қилиши керәк еди. Әнди бу һәрбирниң шуари болсун: “Бу мән қилидиған муһим бир иш”». Эдмунд Хупер бу паалийәт нурғунлар бурун һеч қачан қилип бақмиған, тунҗа қетим өйму өй вәз қилиш иши болғанлиғини есигә алди. У йәнә мундақ дегән: «Биз өйму өй вәз хизмитиниң шунчилик кәң көләмдә болидиғанлиғини тәсәввур қилип бақмиған».

ЕВРОПИДА ПААЛИЙӘТНИҢ ЙЕҢИДИН ТӘШКИЛЛИНИШИ

Биринчи дуния уруши мәзгилидә башқа дөләтләрдики Муқәддәс китап тәтқиқатчилири билән алақә қилиш қийин болғачқа, Джозеф Рутерфорд бурадәр шу қериндашларни илһамландурушни һәмдә вәз қилиш паалийитини йеңидин тәшкилләшни халиған. Шу сәвәптин, 1920-жил, 12-августта у вә башқа төрт бурадәр Англия вә башқа дөләтләргә узун сәпәргә атланған.

Рутерфорд бурадәр Мисирда

Рутерфорд бурадәр Британияни зиярәт қилғанда, Муқәддәс китап тәтқиқатчилири үч конгрессни вә он икки аммивий учришишни өткүзгән. Бу учришишларға қатнашқанларниң умумий сани тәхминән 50000 адәм еди. Бу зиярәтни хуласиләп, «Күзитиш мунари» журналида мундақ дейилгән: «Достлар илһам елип, уларниң роһи көтүрүлди. Бир-бири билән техиму йеқин болуп, меһир-муһәббәт ичидә бирликтә хизмәт қилғач, нурғун қайғулуқ көңүлләр шат-хорамлиққа чөмди». Рутерфорд бурадәр Париж шәһиридә «Һазир яшаватқан миллионлиған инсанлар һеч қачан өлмәйду» намлиқ нутуқни ейтқан. Нутуқ башланғанда, зал адәмләргә лиқ толған еди. Үч миң адәм қошумчә мәлуматни сориған.

Лондондики Алберт-Холл залида ейтилидиған нутуқниң елани

Келәрки һәптиләрдә бәзи бурадәрләр Афина, Қаһирә вә Йерусалим шәһәрлиригә барған. Бу шәһәрләрдә қизиқиш көрсәткәнләргә ярдәм бериш үчүн Рутерфорд бурадәр Йерусалимниң йенидики Рамалла шәһиридә әдәбиятлар амбари қурушни уюштурған. Кейин у Европиға қайтип, Оттура Европа идарисини қуруп, әдәбиятларниң бесип чиқиришини тәлигән.

АДАЛӘТСИЗЛИК ҮСТИГӘ ПАРИЛИҒАН НУР

1920-жили, күздә «Алтун дәвир» журналиниң 27-сани йәни алаһидә бир сан нәшир қилған. Бу санда 1918-жил җәриянидә Муқәддәс китап тәтқиқатчилири өз бешидин өткүзиватқан зиянкәшликни ашкарә қилған. Жуқурида тилға елинған «Җәң параходи» басма машинаси әтидин кәч киргичә тохтимай ишләп бу журнал төрт миллиондин көпирәк нусха бесип чиқирилған еди.

Әмма Марттинниң сақчилар чүшәргән сүрити

Мошу журналниң оқурмәнлири Эмма Мартин баштин кәчүргән һәйран қаларлиқ бир мисалини биливалған. Эмма қериндаш Калифорния штатидики, Сан-Бернардина шәһиридә хизмәт қилған. 1918-жил, 17-мартта у вә үч бурадәр Эдвард Хам, Джулиос Зонненбур вә А. Стивенс Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң учришишиға қатнашқан еди.

Бир киши шу учришишқа Муқәддәс китап һәққидә билим елиш үчүн әмәс, қара нийәт билән кәлгән. У: «Мән дәлил-испатларни, йәни «Тамамланған сир» дегән китапни издәш үчүн, тәптиш мәһкимисиниң (прокуратура) көрсәтмиси бойичә шу йәргә бардим»,— дәп ейтқан. Нәтиҗидә, у издәватқан китапниң нусхусини тапқан. Бирнәччә күндин кейин Эмма қериндаш вә һелиқи үч бурадәр қолға елинған. Улар мәнъий қилинған китапни тарқитип, җасуслуқ қилған дәп, қануниға хилаплиқ қилиш билән әйипләнгән.

Эмма вә һелиқи үч бурадәр бу иш билән әйиплинип, үч жиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 1920-жил, 17-майда уларниң һәммә әрзлири рәт қилинип, улар җаза муддитини өтүшкә башлиған еди. Бирақ узун өтмәй вәзийәт яхшилинишқа башланған.

1920-жил, 20-июньда Сан-Франциско шәһиридә өткүзүлгән конгресста Рутерфорд бурадәр өз бешидин өткүзгән вақиәни сөзләп бәргән. Конгресста болған қериндашлар етиқатдашлири дуч кәлгән зиянкәшликә һаң-таң болуп, Америка президентиға телеграмма әвәтишни мақул көргән еди. Улар мундақ язған: «Биз Эмма Мартин ханим җасуслуқ қилған дәп, чиқирилған һөкүмини адаләтсизлик. . . дәп ойлаймиз. Федерал һөкүмәт әмәлдарлири өз қолидики һоқуқини Эмма Мартин ханимға қарши ишлитип. . . андин уни түрмигә солаш үчүн дело турғузуш һәрикәтлирини вәһшийлик дәп, етираз билдүримиз».

Кейинки күни призидент Вудроу Вилсон дәрһал Эмма Мартин қериндашниң вә Эдвард Хам, Джулиос Зонненбур вә А. Стивенс бурадәрләрниң һөкүмини бекар қилған. Уларниң адаләтсизлик билән өткүзгән түрмә һаяти аяқлашқан.

1920-жилниң ахирида, Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң хошаллиқ болуши үчүн көплигән сәвәпләр болған еди. Баш идаридики паалийәт давамлиқ кәңәйтилип, һәқиқий мәсиһийләр инсанийәтниң мәсилисини һәл қилидиған Худа Падишалиғи һәққидә хәвәрни кәң көләмдә җакалиған (Мәт. 24:14). Кейинки жили, йәни 1921-жили Падишалиқ һәққидики хәвәрни техиму кәң көләмдә тарқитилидиған жил болған.