Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

43-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва Худа Өз тәшкилатини йетәкләватиду

Йәһва Худа Өз тәшкилатини йетәкләватиду

«“Буларниң һәммиси һәрбий күч билән әмәс, күч-қудрәт билән әмәс, Мениң роһум арқилиқ әмәлгә ашиду”,— дәйду Самави Қошунларниң Сәрдари Йәһва» (ЗӘК. 4:6, ЙД).

31-НАХША Биз — Йәһва гувачилири

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Чөмдүрүлүштин өткән Мәсиһ әгәшкүчиси давамлиқ немә қилиши керәк?

 СИЗ чөмдүрүлүштин өттиңизму? Әгәр шундақ болса, сиз Йәһваға болған ишәнчиңизни вә Униң тәшкилати b билән бирликтә хизмәт қилишни халайдиғанлиғиңизни көрсәттиңиз. Әлвәттә, Йәһваға болған ишәнчиңиз давамлиқ мустәһкәмлиниши керәк. Бүгүнки күндә Йәһва Өз тәшкилатини йетәкләватқанлиғиға болған ишәнчиңизни давамлиқ күчәйтишиңиз керәк.

2, 3. Бүгүн Йәһва Худа Өз тәшкилатини қандақ йетәкләватиду? Мисалларни кәлтүрүң.

2 Йәһва Худа йетәкләватқан тәшкилати арқилиқ Өзиниң есил пәзиләтлири, ирадиси вә өлчәмлирини ашкарә қилиду. Һазир Йәһва Өз тәшкилати арқилиқ әкс әттүргән үч пәзилитини көрүп чиқимиз.

3 Биринчидин, Худа һәммисигә тәң қарайду (Әлч. 10:34). Йәһва бизни яхши көргәчкә, Әйса Оғлини биз үчүн төләм қурбанлиғиға бәргән (Тим. 1-х. 2:6; Йоһ. 3:16). Йәһва Өз хәлқи арқилиқ һәммә адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүватиду. Шундақ қилип, У хуш хәвәргә қулақ салидиған көплигән инсанларниң төләм қурбанлиғиниң пайдисини көрүшигә, йәни қутқузулушқа еришишигә ярдәм бериду. Иккинчидин, Йәһва тәртипниң вә течлиқниң Худасидур (Кор. 1-х. 14:33, 40). Шуңа Униң хизмәтчилири тәртиплик тәшкилләнгән вә инақлиқ-иттипақлиқта яшайдиған хәлиқ екәнлигидин һәйран болмаймиз. Үчинчидин, Йәһва Улуқ Устаз (Йәшая 30:20, 21). Демәк, Униң тәшкилати вәз хизмәттә вә җамаәттә Худаниң Сөзини үгитишкә адәмләрниң диққитини ағдурған. Худаниң бу үч пәзилити биринчи әсирдики җамаәттә вә бизниң заманимизда қандақ рошән болған? Бүгүнки күндә, сиз Худаниң тәшкилати билән бирликтә хизмәт қилғанда, муқәддәс роһ сизгә қандақ ярдәм берәләйду?

ХУДА ҺӘММИСИГӘ ТӘҢ ҚАРАЙДУ

4. Әлчиләр 1:8-айәттә ейтилғандәк, Әйса өз шагиртлириға немә қилишни буйриған вә улар қандақ ярдәмгә еришкән?

4 Биринчи әсирдә. Әйсаниң ейтқан хуш хәвири пүткүл инсанийәткә үмүт беғишлиған (Луқа 4:43). У шагиртлириға өзи башлиған ишни дунияниң булуң-пушқақлириғичә давамлаштурушни буйриған еди (Әлчиләр 1:8ни оқуң). Әлвәттә, улар бу ишни өз күчи билән қилалматти. Уларға Әйса вәдә қилған муқәддәс роһ, йәни «ярдәмчи» керәк болған (Йоһ. 14:26; Зәк. 4:6).

5, 6. Муқәддәс роһ Әйсаниң шагиртлириға қандақ ярдәм бәргән?

5 Милади 33-жили Әллигинчи күн мәйримидә Әйсаниң әгәшкүчилири муқәддәс роһқа еришкән. Улар муқәддәс роһниң ярдими арқилиқ вәз ишини дәрһал башлиған һәм қисқа вақит ичидә миңлиған адәмләр хуш хәвәрни қобул қилған (Әлч. 2:41; 4:4). Шагиртлар адәмләрниң зиянкәшлигигә дуч кәлгәндә, улар қорққинидин вәз ишини тохтатмиған. Әксинчә, улар Худадин ярдәм сориған. Улар мундақ дуа қилған: «Сениң сөзүңни ейтиш үчүн қуллириңға җасарәт бәргин». Кейин улар муқәддәс роһқа чөмүп, «Худаниң сөзини җасарәт билән» җакалашни давамлаштурған (Әлч. 4:18—20, 29, 31).

6 Әйсаниң шагиртлири башқа қийинчилиқларғиму учриған. Мәсилән, уларниң қолида муқәддәс Язмиларниң нусхисилар аз еди. Уларда бизгә охшаш тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған әдәбиятлар болмиған. Йәнә улар һәрхил тилларда сөзләйдиған адәмләргә вәз қилиши керәк еди. Әшу барлиқ қийинчилиқларға қаримастин, бу қизғин шагиртлар қолдин кәлмәйдиғандәк көрүнгән ишларни қилған. Улар бирнәччә он жилниң ичидә «асман астидики пүткүл мәвҗудатқа» хуш хәвәрни йәткүзгән еди (Кол. 1:6, 23).

7. 100 жил бурун Худаниң хизмәтчилири улардин немә тәләп қилинғанлиғини қандақ билгән вә улар немә қилған?

7 Һазирқи заманда. Йәһва Худа Өз хәлқини йетәкләшни давамлаштуруп, Униң ирадисини орунлашқа күч бериватиду. Әлвәттә, У муқәддәс роһи билән роһландурулуп йезилған Муқәддәс китап арқилиқ Өз хәлқини йетәкләватиду. Муқәддәс китаптин биз Әйсаниң вәз хизмити вә у башлиған шу хизмәтни шагиртлири давамлаштуруш тоғрилиқ буйруғини тапалаймиз (Мәт. 28:19, 20). 1881-жил, июль ейидики журналда мундақ йезилған: «Йәһва Худа бизни адәмләрниң арисида нам-атаққа егә болуш яки бай болуш үчүн чақирмиған яки майлимиған, бәлки қолумизда бар нәрсиләрни бериш вә хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн чақирған». 1919-жил «Бу иш кимгә тапшурулған» намлиқ варақчида: «Ишлар чачтин тола болсиму, бирақ бу Худайимизниң иши болғачқа, У бизгә уни қилишқа күч бериду»,— дәп йезилған. Һәқиқәтән, дәсләпки мәсиһийләргә охшаш бу қериндашлар җасарәткә толуп, өз җенини айимай, һәрхил адәмләргә вәз қилишқа муқәддәс роһниң ярдәм беридиғанлиғиға ишәнгән. Бизму давамлиқ муқәддәс роһниң ярдимигә ишәнч қилимиз.

Йәһва Худаниң тәшкилати хуш хәвәрни тарқитиш үчүн қолида бар қуралларни ишлитиду (8, 9-абзацларға қараң)

8, 9. Йәһваниң тәшкилати хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн қандақ усулларни қолланған?

8 Хуш хәвәрни адәмләргә йәткүзүш үчүн Йәһваниң тәшкилати һәрхил әң яхши қуралларни ишлитип кәлгән. Бу қураллар басма нәшир буюмлири, «Яритилиш фотодраммиси», патефонлар, машина үстигә қоюлған йоған аваз күчәйткүчлар, радио аңлитиши вә компьютер билән торбәт қатарлиқларни өз ичигә алиду. Худаниң тәшкилати илгири тәрҗимә қилмиған тилларға тәрҗимә қилип келиватиду! Немә үчүн? Чүнки һәрқандақ тилларда сөзләйдиған адәмләр ана тилида хуш хәвәрни тиңшалайду. Худа һәммисигә тәң қарайду. У хуш хәвәр «һәртүрлүк милләт, қәбилә, тил вә хәлиққә» йәткүзилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Вәһ. 14:6, 7). Худа барлиқ инсанларниң Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни аңлишини халайду.

9 Бехәтәрлиги алаһидә қоғдилидиған беналарда яшаватқан адәмләр билән учиришиш қийин болсичу? Бу адәмләргә вәз қилишни көздә тутуп Йәһва өз тәшкилатини һәрхил аммивий орунларда гувалиқ бериш усуллирини ишлитишкә йетәклигән. Мәсилән, 2001-жили, Рәһбәрлик кеңәш Франциядики қериндашларға әдәбият һарвулирини вә башқа гувалиқ бериш усуллирини ишлитишкә рухсәт бәргән. Бу әҗайип яхши нәтиҗә бәргән! 2011-жили Америкиниң Нью-Йорк шәһиридики сода-сетиқ мәйданида йеңи гувалиқ бериш паалийити башланған. Шу жили 102129 китап вә 68911 журнал тарқитилған. Шундақла, 4701 адәм Муқәддәс китап үгиниши өткүзүшни сориған! Ениқки, Йәһва Худа бу ишни муқәддәс роһ арқилиқ қоллап-қувәтлигән. Шуңа Рәһбәрлик кеңәш пүтүн дуния йүзидики қериндашларға әдәбият һарвулирини вә башқа гувалиқ бериш усуллирини ишлитишкә рухсәт бәргән.

10. Вәз қилиш маһаритиңизни ашуруш үчүн немә қилишиңиз керәк?

10 Сиз немә қилалайсиз. Йәһва Худа җамаәт учришишлирида сизгә вәз қилишни үгитиду. Вәз хизмәт топиңиз билән дайим һәмкарлишип, үгәнгәнлириңизни әмәлийәттә қоллиниң. Шу топиңиздики қериндашлар вәз қилиш маһаритиңизни ашурушқа ярдәм бериду вә уларниң яхши үлгилири сизгә яхши тәсир қилалайду. Қийинчилиқларға қаримастин вәз қилишни давамлаштуруң. Мақалиниң асасий айитидә ейтилғандәк, биз Худаниң ирадисини өзүмизниң күчимиз билән әмәс униң муқәддәс роһи арқилиқ орунлалаймиз (Зәк. 4:6). Биз Худаниң ишини қилғачқа, У бизгә керәклик күчни беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

ЙӘҺВА ТӘРТИПНИҢ ВӘ ТЕЧЛИҚНИҢ ХУДАСИДУР

11. Худа хәлқиниң арисида тәртипни сақлаш үчүн Йерусалимдики рәһбәрлик кеңәшниң әзалири бири-бири билән қандақ һәмкарлашқан?

11 Биринчи әсирдә. Худа хәлқиниң арисида тәртипни сақлаш үчүн Йерусалимдики рәһбәрлик кеңәшниң әзалири бири-бири биллә һәмкарлашқан (Әлч. 2:42). Мәсилән, милади 49-жили хәтнә қилиш мәсилиси оттуриға чиққанда, рәһбәрлик кеңәш бу мәсилини қарап чиққан. Әгәр җамаәттә бу мәсилә һәққидики ой-пикир иккигә бөлүнүп кәтәкән болса, вәз қилиш ишиға кашила болатти. Гәрчә әлчиләр вә ақсақаллар йәһудийлар болсиму, улар йәһудий урп-адәтлириниң яки тәлимлириниң тәсиригә учримиған еди. Әксинчә, улар тоғра қарар чиқириш үчүн Муқәддәс китаптин мәслиһәтни һәм йол-йоруқни издәп, Худадин муқәддәс роһ сориған (Әлч. 15:1, 2, 5—20, 28). Нәтиҗиси қандақ болған? Йәһва Худа уларниң қарарини бәрикәтлигәч, улар җамаәттә течлиқни вә инақлиқни сақлап қалған вә хуш хәвәрни тарқитишни давамлаштурған (Әлч. 15:30, 31; 16:4, 5).

12. Бүгүнки Йәһва Худаниң тәшкилатида тәртип вә инақлиқ бар екәнлигини немидин көрүшкә болиду?

12 Һазирқи заманда. Йәһва Худаниң тәшкилати җамаәтләр арисида течлиқ вә инақлиқни сақлаш үчүн бар күчини чиқармақта. 1895-жил, 15-ноябрь «Сион күзитиш мунари вә Мәсиһниң һазир болушиниң бәшарити» журналида, Коринтлиқларға 1-хәт 14:40-айәткә асасланған «Әдәп вә тәртип билән» дегән мақалидә мундақ йезилған: «Әлчиләрниң дәсләпки җамаәткә тәртип һәққидә ейтидиған көп сөзлири болған... Бизгә нәсиһәт бериш үчүн илгири йезилғанларға қулақ селишимиз бәк муһим» (Рим. 15:4). Дәсләпки мәсиһий җамаәтлири тәртип вә инақлиққа интилгәндәк, бүгүнки күндиму Йәһваниң тәшкилати шундақ қилмақта. Мәсилән, әгәр сиз башқа дөләткә яки башқа җамаәт учришишқа барған болсиңиз, «Күзитиш мунари» тәтқиқ үгинишниң қандақ өткүзилидиғанлиғини вә қайси мақалә муһакимә қилинидиғанлиғини билисиз. Шу чағда дәрһал сиз өзүңизни өз җамаитиңиздә болғандәк, һис қилисиз. Пәқәт Худаниң роһи арқилиқ шундақ бирлик-инақлиқ әмәлгә ашурилиду, шундақ әмәсму!? (Зәф. 3:9)

13. Яқуп 3:17-айәткә асасән, өзүмиздин немә соришимиз керәк?

13 Сиз немә қилалайсиз. Йәһва Өз хәлқиниң «течлиқниң инақлаштуридиған риштилиридә роһниң бирлигини» сақлишини халайду (Әфәс. 4:1—3). Шуңа өзүңиздин сораң: «Җамаитимдә бирлик вә тинч-инақлиқни сақлаш үчүн бар күчимни чиқириватимәнму? Йетәкчилик қилидиғанларға бойсунимәнму? Җамаәттә маңа вәзипә тапшурулса, башқилар маңа ишәш қиламду? Мән вақитқа қәтъий риайә қилимәнму? Башқиларға ярдәм беримәнму вә қизғинлиқ билән хизмәт қилимәнму?» (Яқуп 3:17ни оқуң) Әгәр сиз бәзи өзгиришләрни қилишиңиз керәклигини байқисиңиз, муқәддәс роһни сорап дуа қилиң. Муқәддәс роһниң иш-һәрикәтлириңизгә тәсир қилип, миҗәз-хулқиңизни шәкилләндүрүшигә йол қойғансири, қериндашлар сизни шунчә бәк яхши көридиған вә қәдирләйдиған болиду.

ЙӘҺВА БИЗНИ ҮГИТИП, КЕРӘКЛИК НӘРСИЛӘРНИ БЕРИДУ

14. Колосилиқларға 1:9, 10-айәтләргә асасән, биринчи әсирдә Йәһва Худа Өз хәлқигә қандақ тәлим бәргән?

14 Биринчи әсирдә. Йәһва Худа Өз хәлқигә тәлим-тәрбийә беришни яхши көриду (Зәб. 32:8). Худа бизниң Уни билишимизни, яхши көрүшимизни вә Униң сөйүмлүк балилири сүпитидә мәңгү яшишимизни халайду. Әгәр У бизни тәрбийилимигән болса, буниң һәммиси мүмкин болматти (Йоһ. 17:3). Йәһва Худа Өз хәлқигә тәлим бериш үчүн биринчи әсирдики мәсиһий җамаәтни қолланған (Колосилиқларға 1:9, 10ни оқуң). Әйса вәдә қилған «ярдәмчи», йәни муқәддәс роһ униң шагиртлириға ярдәм бәргән (Йоһ. 14:16). Инҗил китаплирида кейинрәк йезип қалдурулғандәк, муқәддәс роһ шагиртларниң Худаниң сөзини чүшинишигә вә Әйсаниң ейтқанлирини вә иш-һәрикәтлирини әскә елишиға ярдәм бәргән. Бу билимләр дәсләпки мәсиһийләрниң иман-етиқадини, Худаға вә Әйсаға һәм бир-биригә болған меһир-муһәббитини мустәһкәмлигән.

15. Йәһваниң Йәшая 2:2, 3-айәтләрдики вәдисиниң орунлиниватқанлиғини көрүватамсиз?

15 Һазирқи заманда. Ахир заманда һәр милләттин чиққан адәмләр бир топ болуп, Йәһва Худаниң йол-йоруғини елиш үчүн символлуқ таққа чиқидиғанлиғи тоғрисида бәшарәт қилинған (Йәшая 2:2, 3ни оқуң). Биз бу пәйғәмбәрлик сөзниң орунлиниватқанлиғини көрүватимиз. Һәқиқий ибадәт башқа һәрқандақ сахта ибадәтләрдин жуқури орунда туриду. Йәһва Худа Өз хәлқигә роһий зияпәт тәйярлаватиду (Йәшая 25:6). Йәһва Худа «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» арқилиқ һәрхил усулларни қоллинип, пәқәт мол роһий озуқлуқларни әмәс һәртүрлүк әҗайип мәлуматларни бәрмәктә. Мәсилән, биз һәрхил мақалиләр, нутуқлар, мультфилимлар һәм видеоларни көрәләймиз (Мәт. 24:45). Бизму Аюпниң дости Елихуға охшаш һис туйғуда болмақта. У мундақ ейтқан: «Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур, Униңдәк үгәткүчи барму?» (Аюп 36:22, КТ)

Һәқиқәтни қәлбиңизгә мөһүр басқандәк орнитип, уни әмәлий турмушиңизда ишлитиң (16-абзацларға қараң) c

16. Сиз роһий җәһәттин өсүш үчүн немә қилалайсиз?

16 Сиз немә қилалайсиз. Худаниң роһи Муқәддәс китаптин оқуған вә үгәнгәнлириңизни әмәлийәттә қоллинишиңизға ярдәм бериду. Зәбур язғучисиға охшаш дуа қилиң: «Өз йолуңни маңа үгәткәйсән, әй Йәһва. Сениң һәқиқәт йолуңда жүримән. Исмиңдин әйминишим үчүн қәлбимни пүтүн қилғайсән» (Зәб. 86:11, ЙД). Шуңа Йәһва Өзиниң Сөзи вә тәшкилати арқилиқ бәргән роһий озуқни давамлиқ қобул қилиң. Әлвәттә сизниң мәхситиңиз пәқәт билим елишла әмәс, бәлки һәқиқәтни қәлбиңизгә мөһүр басқандәк орнитип, уни әмәлий турмушимизда ишлитиш. Йәһваниң роһи сизниң шундақ қилишиңизға ярдәм бериду. Сиз йәнә етиқатдашлириңизға илһам-мәдәт беришни халайсиз (Ибр. 10:24, 25). Немә үчүн? Чүнки улар сизниң роһий аилиңиз. Җамаәт учришишлирида сәмимий җавап бериш вә тапшуруқларни пүтүн күчиңиз билән орунлаш үчүн Йәһва Худаға дуа қилип муқәддәс роһниң ярдимини сораң. Шундақ қилип, сиз Йәһва вә Униң Оғлиға Уларниң қәдир-қиммәтлик «қойлирини» яхши көридиғанлиғиңизни көрситисиз (Йоһ. 21:15—17).

17. Сиз Йәһваниң тәшкилатини садақәтмәнлик билән қоллап-қувәтләйдиғанлиғиңизни немиләрни қилиш арқилиқ көрситәләйсиз?

17 Пат арида йәр йүзидә пәқәт Худа муқәддәс роһ арқилиқ йетәкләйдиған тәшкилат қалиду. Шуңа Йәһваниң тәшкилати билән қизғин һәмкарлишиң. Учратқан барлиқ адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш арқилиқ, Йәһва Худаниң һәммигә баравәр көрсәткән меһир-муһәббитини әкс әттүрүң. Җамаәттә бирликни сақлаш үчүн Худаниң тәртип вә тинч-инақлиққа болған меһир-муһәббитидин үлгә елиң. У тәминлигән роһий зияпәттин толуқ пайдилинип Улуқ Устазниң сөзигә қулақ селиң. Шундила, Шәйтанниң дунияси ахирлашқанда, сиз һеч немидин қорқмайсиз. Әксинчә, сиз җасарәт билән Йәһваниң тәшкилатида садақәтмән хизмәт қиливатқанларниң арисида туралайсиз.

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

a Йәһва Худа Өз тәшкилатини йетәкләватқанлиғиға ишинәмсиз? Бу мақалидә, Йәһва биринчи әсирдики мәсиһийләрни вә бүгүнки күндә Өз хәлқини қандақ йетәкләп келиватқанлиғини көрүп чиқимиз.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Йәһваниң тәшкилати икки қисимдин, йәни асмандики вә йәрдики қисмидин тәркип тапқан. Бу мақалидә, «тәшкилат» сөзи йәрдики қисмини көрситидиғанлиғини биливалимиз.

c СҮРӘТТӘ: Башқа дөләтләрдә хизмәт қилидиған қериндашлар һәққидә видеоларни көрүп болғандин кейин, яш пионер қериндишимиз уларни үлгә қилиду. Нәтиҗидә, у шундақ территориядә вәз қилиш үчүн мәхсәт қойиду.