Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

45-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Башқиларниң Әйсаниң буйруғиға әмәл қилишиға қандақ ярдәм берәләймиз?

Башқиларниң Әйсаниң буйруғиға әмәл қилишиға қандақ ярдәм берәләймиз?

«Шу сәвәптин берип... шагиртларни тәйярлаңлар, һәм мән силәргә буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар» (МӘТ. 28:19, 20).

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Мәтта 28:18—20 айәтләрдә Әйса қандақ буйруқ бәргән?

 ӘЙСА тирилгәндин кейин, Җәлилийәдә җәм болған шагиртлириға көрүнгән. Униң шагиртлириға ейтидиған муһим бир сөзи бар еди. Әйса уларға немә демәкчи болған? Униң сөзлирини Мәтта 28:18—20 (оқуң) айәтләрдин оқалаймиз.

2. Биз қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

2 Әйсаниң шагиртларни тәйярлаш буйруғи бүгүнки күндиму Худаниң һәрбир хизмәтчилири үчүн күчкә егә. Әйса бизгә бәргән буйруқ билән бағлинишлиқ үч соалларни көрүп чиқимиз. Биринчиси, йеңи шагиртларни Худаниң тәләплиригә әмәл қилишқа үгитиштин башқа йәнә нәмә қилишимиз керәк? Иккинчи, җамаәттикиләрниң һәммиси Муқәддәс китап үгәнгүчиләрниң роһий җәһәттин өсүшигә өз һәссисини қандақ қошалайду? Үчинчи, биз паалийәтсиз вәз ейтқучиларниң қайтидин шагирт тәйярлаш ишиға қатнишишиға қандақ ярдәм берәләймиз?

УЛАРНИ ӘМӘЛ ҚИЛИШҚА ҮГИТИҢ

3. Әйса қандақ ениқ буйруқ бәргән?

3 Әйсаниң буйруқлири ениқ. Униң буйриған нәрсилирини адәмләргә үгитишимиз зөрүр. Бирақ муһим бир нәрсини унтумаслиғимиз керәк. Әйса: «Буйриған барлиқ нәрсиләрни уларға үгитиңлар»,— дәп ейтмиған. Әксинчә, у: «Буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар»,— дәп ейтқан. Бу ениқ көрсәтмини әмәлийәттә қоллиниш үчүн биз үгәнгүчиләрни немә қилишқила әмәс, бәлки қандақ қилишқа үгитишимиз керәк (Әлч. 8:31). Буни немә үчүн қилишимиз керәк?

4. Буйруққа әмәл қилиш немини билдүриду? Чүшәндүрүп бериң.

4 Кишини Әйсаниң буйруғиға әмәл қилишқа қандақ үгитәләйдиғанлиғимизни тәсәввур қилиш үчүн бир мисал һәққидә ойлап бақайли. Машина һайдашни үгәткүчи өзиниң шагиртлириға йол қаидилиригә әмәл қилишни адәттә қандақ үгитиду? Алдида у шагиртлириға йол қаидилирини үгитиду. Бирақ у шагиртлирини бу қаидилиригә әмәл қилишқа үгитиш үчүн йәнә бир нәрсини қилиши лазим. Шагирт машинини һайдаватқанда вә биливалған нәрсиләрни әмәлийәттә қоллиниватқанда үгәткүчи униңға нәсиһәт бериши керәк. Бу мисалидин немә биләләймиз?

5. а) Йоһан 14:15; Йоһанниң 1-хети 2:3-айәтләргә асасән, үгәнгүчиләрни немә қилишқа үгитишимиз керәк? ә) Үгәнгүчигә Муқәддәс китап принциплириға әмәл қилишқа қандақ ярдәм берәләймиз?

5 Башқилар билән Муқәддәс китап үгинишни өткүзгәндә, уларға Худа биздин немә тәләп қилидиғанлиғини үгитимиз. Бирақ йәнә муһим бир нәрсини қилишимиз керәк. Биз қизиққучиларға алған билимлирини күндилик турмушида қоллинишни үгитишимиз керәк (Йоһан 14:15; Йоһанниң 1-хети 2:3ни оқуң). Мәсилән, биз уларға мәктәптә, ишта яки дәм алғанда Муқәддәс китаптин үгәнгән қаидә-принципларни қандақ қолланса болидиғанлиғини көрситәләймиз. Шундақла һаятимизда бизни хәтәрләрдин қоғдиған яки дана қарар чиқиришимизға ярдәм бәргән Муқәддәс китап принциплири һәққидә ейтип бәрсәк болиду. Үгәнгүчиниң қешида, Йәһваға дуа қилип, униңға муқәддәс роһ арқилиқ йол-йоруқ беришни соралаймиз (Йоһ. 16:13).

6. Әйсаниң буйруқлириға әмәл қилишни үгитиш немини өз ичигә алиду?

6 Әйсаниң буйруқлириға әмәл қилишни үгитиш немини өз ичигә алиду? Биз үгәнгүчиниң шагирт тәйярлаш истигини күчәйтишигә ярдәм беришимиз керәк. Вәз қилиш һәққидә сөз қилсақ бәзи үгәнгүчиләр қорқуши мүмкин. Үгәнгүчиниң етиқади техиму мустәһкәм болуши үчүн униңға Муқәддәс китап һәқиқәтлирини сәвир-тақәт билән чүшәндүришимиз керәк. Шу чағдила, униң миннәтдарлиғи өсүп, вәз қилишқа башлайду. Үгәнгүчиниң хуш хәвәрни ейтиш истигини күчәйтишигә ярдәм бериш үчүн қандақ усулни қоллиналаймиз?

7. Биз үгәнгүчиниң хуш хәвәрни башқиларға ейтиш истигини күчәйтишигә қандақ ярдәм берәләймиз?

7 Биз үгәнгүчиләрдин мундақ сорисақ болиду: «Падишалиқ хуш хәвирини қобул қилип һаятиңизда қандақ өзгиришләр болди? Қандақ ойлайсиз, башқилар мошу хәвәрни билиши керәкму? Уларға ярдәм бериш үчүн немә қилалайсиз?» (Пәнд н. 3:27; Мәт. 9:37, 38) Үгәнгүчигә Тәлим бериш қураллиримизниң бирнәччә варақчисини көрситиң. У уруқ-туққиниға, достиға вә хизмәтдишиға йеқип қалиду, дәп қариғанлирини таллавалсун. Үгәнгүчигә варақчилардин бирнәччисини бериң. Кейин униңға бу варақчиларни башқиларға силиқ-сипайилиқ билән қандақ тәвсийә қилса болидиғанлиғини үгитиң. Әлвәттә, у чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи болғанда, биз униң билән биллә вәз қилишқа чиқип, ярдәм беришимиз керәк (Вәз 4:9, 10; Луқа 6:40).

ҖАМАӘТТИКИЛӘР ҮГӘНГҮЧИГӘ ҚАНДАҚ ҚИЛИП ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?

8. Немә үчүн үгәнгүчиләрниң Худаға вә йениңдикиләргә болған күчлүк меһир-муһәббәтни йетилдүрүши муһим? (« Биз үгәнгүчиләрниң Худани техиму бәкирәк яхши көрүшигә қандақ ярдәм беримиз?» намлиқ рамкиға қараң.)

8 Есиңиздә болсун, Әйса бизни башқиларни «барлиқ  нәрсиләргә әмәл қилишни» үгитишкә буйриған. Ениқки, бу Худани сөйгин вә йениңдикиләрни сөйгин дегән икки әмирни өз ичигә алиду. Бу икки әмир вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш иши билән зич бағлиқтур (Мәт. 22:37—39). Уларниң арисида қандақ ортақлиқ бар? Хуш хәвәрни башқиларға йәткүзүшкә бизни дәвәт қилғучи меһир-муһәббәт болса, бизниң Йәһваға вә йеқинлиримизға болған меһир-муһәббитимиздур. Билгинимиздәк, бәзи үгәнгүчиләр башқилар билән хуш хәвәр һәққидә сөһбәтлишиштин бәк қорқиду. Бирақ биз уларға Йәһваниң ярдими билән инсанлардин корқушни аста-аста йеңәләйдиғанлиғиға ишәндүрүшимиз керәк (Зәб. 18:1—3; Пәнд н. 29:25). Бу мақалидә кәлтүрүлгән рамкида, биз үгәнгүчиниң Худаға болған меһир-муһәббитини йетилдүрүшигә ярдәм беришимизгә йол көрситидиған бирнәччә усуллар бар. Униңдин башқа, җамаәттикиләр йеңи шагиртларниң Йәһваға вә башқиларға болған меһир-муһәббитини күчәйтишигә қандақ ярдәм берәләйду?

9. Тәсвирләнгән мисалдин һайдашни үгиниватқан киши қандақ муһим савақларни алиду?

9 Машина һайдиғучи һәққидики мисални йәнә бир қетим көрүп бақайли. Үгәнгүчи оқутқучиниң қешида олтуруп, униң сөзлиригә қулақ селип вә башқа еһтиятчан һайдиғучиларға қарап, машина һайдашни үгинәләйду. Мәсилән, оқутқучи үгәнгүчигә башқиларға терикмәй йол беридиған яки қариму-қарши келиватқан башқа һайдиғучиларниң көзини чеқип кәтмәслиги үчүн машинисиниң чириғини пәсәйтидиған бирәр һайдиғучиға диққитини ағдуруши мүмкин. Бундақ мисаллардин машина һайдашни үгиниватқан киши әмәлийәттә қоллинишқа болидиған муһим савақларни алиду.

10. Үгәнгүчиләрниң роһий җәһәттин йетилишигә немә ярдәм бериду?

10 Шуниңға охшаш, үгәнгүчи һаят йолиға қәдәм ташлиғанда, үгәткүчисидинла әмәс, Йәһваниң башқа хизмәтчилириниң әҗайип мисаллиридин үгинәләйду. Шуңа үгәнгүчиләрниң роһий җәһәттин йетилишигә немә ярдәм бериду? Җамаәт учришишлириға қатнишиш. Учришишларда Муқәддәс китаптин алған нәсиһәтләр уларниң билимини чоңқурлаштуриду, етиқадини мустәһкәмләйду вә Худаға болған меһир-муһәббәтни йетилдүрүшигә ярдәм берәләйду (Әлч. 15:30—32). Буниңдин ташқири, учришишларда тәтқиқ үгиниши өткүзиватқан қериндаш үгәнгүчини униң билән көп охшашлиғи бар қериндашлар билән тонуштуралайду. Үгәнгүчигә етиқатдашларниң мисаллири қандақ ярдәм берәләйду?

11. Үгәнгүчи җамаәттә қандақ үлгиләрни көрәләйду вә улар униңға қандақ тәсир қилиду?

11 Һазир мундақ мисалларни көрүп чиқайли. Муқәддәс китапни үгиниватқан ялғуз ана униңға охшаш әһвалда болған анини байқайду дәйли. У қериндишимизниң кичик балилири билән ибадәткә қатнишиш үчүн қанчә күч чиқириватқанлиғини көргәндә, бу униң қәлбигә тәсир қилиду. Тамака ташлашқа тиришиватқан үгәнгүчи, илгири униңға охшаш қийинчилиқни йәңгән қериндаш билән тонушуп қалди. У үгәнгүчигә Йәһва Худаға болған чин меһир-муһәббити Униң буйруқлириға әмәл қилишқа дәвәт қилғанлиғини ейтип бериду (Кор. 2-х. 7:1; Флп. 4:13). Андин вәз ейтқучи һаяти тоғрилиқ үгәнгүчигә ейтип, «сәнму тамака чекишни ташлалайсән», дегәндә у ишәнчкә толиду. Муқәддәс китапни үгиниватқан бир өсмүр қиз Йәһва гувачиси сүпитидә һаятидин һузурлиниватқан вә башқиларға ярдәм бериштә тәйяр болуватқан яш қериндишимизни байқайду. Қериндишимизниң хошал кәйпиятини көрүп, үгиниватқан өсмүр қиз, немә үчүн униң дайим хошал-хорам жүридиғанлиғини билишни халайду.

12. Немә үчүн җамаәттикиләрниң һәрбири үгәнгүчигә ярдәм берәләйду дәп ейталаймиз?

12 Үгәнгүчи һәрхил қериндашлар билән тонушқанда, у уларниң үлгилиридин Худани вә йениңдикиләрни сөйгин дегән Әйсаниң буйриғиға әмәл қилиш немини билдүридиғанлиғини чүшиниду (Йоһ. 13:35; Тим. 1-х. 4:12). Жуқурида ейтилғандәк, үгәнгүчиләр өзлиригә охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгән қериндашлардин үлгә алалайду. У бундақ мисаллардин үгинип, Әйсаниң шагирти болуш үчүн керәклик өзгиришләрни қилалайду (Қ. шәр. 30:11). Җамаәттикиләрниң һәрбири үгиниватқан адәмниң роһий җәһәттин йетилишигә һәрхил усуллар арқилиқ ярдәм берәләйду (Мәт. 5:16). Сиз җамаәткә келиватқан үгәнгүчини илһамландуруш үчүн немә қилисиз?

ПААЛИЙӘТСИЗ ВӘЗ ЕЙТҚУЧИЛАРНИҢ ҚАЙТИДИН ВӘЗ ҚИЛИШИҒА ЯРДӘМ БЕРИШ

13, 14. Әйса роһи чүшкән шагиртлириға қандақ муамилә қилған?

13 Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларға Әйсаниң шагирт тәйярлаш буйруғиға қайтидин әмәл қилишқа ярдәм беришни халаймиз. Әйсаниң роһи чүшкән әлчиләргә болған муамилисидин бүгүн бизму немә қилалайдиғанлиғимизни көрәләймиз.

14 Әйсаниң йәрдики хизмити ахирлишиватқанда, йәни өлтүрүлүш алдида, «барлиқ шагиртлар уни ташлап, қечип кәтти» (Марк 14:50; Йоһ. 16:32). Шагиртлири үмүтсизләнгәндә, Әйса немә қилған? Тирилип көп өтмәй, Әйса бәзи шагиртлириға мундақ дегән: «Қорқмаңлар! Берип, қериндашлиримға... [мени тирилди дәп] ейтиңлар» (Мәт. 28:10). Әйса шагиртлиридин ваз кәчмигән еди. Шагиртлири Әйсани ташлап кетишигә қаримастин, у уларни «қериндашлирим», дәп атиған. Атиси Йәһваға охшаш Әйса меһрибан вә кәчүрүмчан болған (Пад. 2-яз. 13:23).

15. Вәз қилишни тохтатқан қериндашлар тоғрилиқ ойлиғанда биз қандақ һис туйғида болимиз?

15 Вәз қилишни тохтатқан етиқатдашлар үчүн ғәм қилимиз. Улар бизниң қериндашлиримиз болғачқа, уларни бәк яхши көримиз! Биз уларниң өтмүштә, бәлким нәччә он жиллар меһир-муһәббәт билән қилған хизмитини та һазирғичә қәдирләймиз (Ибр. 6:10). Биз һәқиқәтән уларни сеғинимиз! (Луқа 15:4—7). Әйсаға охшаш уларға ғәмхорлуғимизни қандақ көрситәләймиз?

16. Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларға қандақ ғәмхорлуқ қилалаймиз?

16 Уларни учришишларға меһрибанлиқ билән тәклип қилиң. Әйса үмүтсизләнгән әлчиләрни илһамландурған усулларниң бири — уларни жиғилишқа тәклип қилиш (Мәт. 28:10; Кор. 1-х. 15:6). Буниңға охшаш бүгүнки күндиму, әгәр паалиәйтсиз вәз ейтқучилар җамаәт учришишлириға техи кәлмәйватқан болса, уларни учришишларға беришқа дәвәт қилимиз. Улар бизниң тәкливимизгә җавап бәргичә, уларни бирнәччә қетим чақиришимиз керәклигини чүшинимиз. Әйса шагиртларниң униң тәкливигә инкас қайтурғанлиғидин хошал болғанлиғи шәк-шүбһисиздур! (Мәтта 28:16 вә Луқа 15:6ни селиштуруң)

17. Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларниң бири Ибадәт өйгә кәлгәндә немә қилимиз?

17 Уларни иллиқ қарши елиң. Әйса шагиртлири билән көрүшкәндә, улар өзлирини әркин-азадә һис қилған. Чүнки у тәшәббусқарлиқ билән уларға сөзләшни башлиған (Мәт. 28:18). Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларниң бири Ибадәт өйгә кәлгәндә немә қилимиз? Биз уларни иллиқ қарши елип, тәшәббускар болушимиз керәк. Авал сиз немә дейишни билмәй әнсирәйдиғансиз. Уларни хиҗаләткә қалдурушниң орниға, биз уларни көргәнлигимиздин қанчилик хошал екәнлигимизни ейталаймиз.

18. Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларға қолумизни қандақ созалаймиз?

18 Уларни илһамландуруң. Бәлким Әйсаниң шагиртлири дунияниң һәммә җайлириға хуш хәвәрни йәткүзәлмәймиз, дәп ойлиғанду. Әйса әгәшкүчилирини: «Барлиқ күнләрдә мән силәр билән болумән»,— дәп илһамландурған (Мәт. 28:20). Әйсаниң ейтқан сөзлири шагиртлириға ярдәм бәргәнму? Әлвәттә, бәргән. Вақит көп өтмәй, улар хуш хәвәрни җакалаш вә тәлим бериш иши билән бәнт болған (Әлч. 5:42). Паалиәйтсиз вәз ейтқучиларму илһамға муһтаҗ. Улар қайта вәз қилишни башлаштин қорқуши мүмкин. Биз уларни вәз қилишқа ялғуз бармайдиғанлиғиға ишәндүрәләймиз. Улар тәйяр болғанда, биз улар билән вәз хизмәткә чиқалаймиз. Қайтидин вәз хизмәткә чиқишни башлиғанда, бизниң уларға болған ярдимимизгә миннәтдар болиду. Паалиәйтсиз вәз ейтқучилар бизниң уларға болған муамилимизни вә көзқаришимизни көргәндә, улар қайтидин паал қизғин болуп, пүткүл җамаәт хошаллиқ тапиду.

ӘЙСА БИЗГӘ ТАПШУРҒАН ХИЗМӘТНИ ТАМАМЛАШНИ ХАЛАЙМИЗ

19. Биз немә қилишқа бәл бағлидуқ вә немә үчүн?

19 Вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш иши қанчә узаққа созулиду? Дунияниң түзүминиң ахири кәлгичә мошу иш билән бәнт болумиз (Мәт. 28:20). Әйсаниң мошу буйруғиға әмәл қилалаймизму? Биз буни қилишқа бәл бағлидуқ! Биз мәңгү һаятни қобул қилишқа майил болған адәмләрни издәш үчүн вақтимиз, күчимиз вә маддий нәрсилиримизни хошаллиқ билән ата қилимиз (Әлч. 13:48). Буни қилғинимизда, Әйсани үлгә қилимиз. У: «Мениң тамиғим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң маңа тапшурған ишини тамамлаш»,— дәп ейтқан (Йоһ. 4:34; 17:4). Бу бизниң чиң көңлүмиздин арзу қилидиған истигимиз. Бизгә тапшурған ишни тамамлашни халаймиз (Йоһ. 20:21). Биз башқилар, шу җүмлидин паалийәтсиз вәз ейтқучилар билән биргә бу ишқа қатнишип, һәммигә бәрдашлиқ беришимизни халаймиз (Мәт. 24:13).

20. Филипиликләргә 4:13-айәткә асасән, немә үчүн Әйсаниң бизгә бәргән тапшуруқни орунлаш қолумиздин келиду?

20 Әлвәттә, Әйсаниң буйруғиға әмәл қилиш асан әмәс. Бирақ биз ялғуз әмәс. Әйса биз билән биллә болидиғанлиғини вәдә қилған. Биз «Худаниң хизмәтдашлири» вә Мәсиһниң әгәшкүчилири сүпитидә, шагирт тәйярлаш ишини орунлаватимиз (Кор. 1-х. 3:9; Кор. 2-х. 2:17). Шуңа бу ишни орунлаш қолумиздин келиду. Бу тапшуруқни орунлаш вә башқиларниңму шундақ қилишиға ярдәм бериш немә дегән алаһидә шан-шәрәп һәм хошаллиқ! (Филипиликләргә 4:13ни оқуң)

139-НАХША Уларни чиң турушқа үгәткин

a Әйса өз әгәшкүчилиригә шагиртларни тәйярлашни вә у буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитишни буйриған еди. Бу мақалидә, Әйсаниң буйруқлириға қандақ әмәл қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

b СҮРӘТТӘ: Муқәддәс китап үгинишни өткүзиватқан қериндаш үгәнгүчигә у Худаға болған меһир-муһәббитини күчәйтиши үчүн қандақ қәдәмләрни қилиш керәклигини чүшәндүриватиду. Кейин үгәнгүчи үгәткүчи көрсәткән үч қәдәмләрни қоллиниватиду.