Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Пәнд-нәсиһәтләр 24:16-айәттә: «һәққаний йәттә қетим жиқилсиму, бәрибир қопиду»,— дәп йезилған. Бу айәт қайта-қайта гуна қилип, Худадин кәчүрүм сориған кишигә қаритилғанму?

Әмәлийәттә, бу айәттә шундақ ой-пикир йоқ. Бу айәт қайта-қайта қийинчилиқларға дуч келидиған яки чүшкүнлүккә чүшидиған вә кейин әслигә келидиған адәмни көрситиду.

Бу айәтниң алди вә кәйнидики башқа айәтләрни көрүп чиқайли. «Қанунсиз һәққаний маканиға шум нийәт қилғандәк, қилма вә униң җайини бузма. Сәвәви, һәққаний йәттә қетим жиқилсиму, бәрибир қопиду, һә, қанунсиз апәт вақтида жиқилса, һәргиз туралмайду. Дүшминиң жиқилғанда хошал болма Һәм у путлашқанда, көңлүң шатланмисун» (Пәнд н. 24:15—17).

Бәзиләр 16-айәт гунаға петип қалған, лекин товва қилип, Худа билән қайта йеқин мунасивәттә болалайдиған адәмни көрситиду дәп һесаплайду. Англиядики икки диний рәһбәр өтмүштики вә заманавий дин устазларниң ейтқанлирини чүшәндүрүп мундақ дегән: «Яхши адәм еғир гуна қилсиму, лекин Худани давамлиқ яхши көрүп, һәр қетим товва қилғачқа, Худаниң разилиғиға еришиду». Дин устазларниң чүшәндүрүши бойичә, гунаға қарши турушни халимайдиған адәм шундақ көзқарашни тутиду. Шундақ адәмләр, һәтта йүз қетим гуна қилип қойсиму, Худа уларни дайим кәчүриветиду, дәп ойлайду.

Лекин 16-айәттә тамамән башқичә ой йезилған.

16, 17-айәтләрдики «жиқилиш» дегән ибранийчә сөзни һәрхил вәзийәтләрдә қоллинишқа болиду. Жиқилиш дегән сөзниң удул мәнаси, мәсилән, калиниң йолда жиқилиши, бирсиниң өгүздин жиқилиши яки кичиккинә бир нәрсиниң йәргә чүшиши (Қ. шәр. 22:4, 8; Амос 9:9). Бу сөзниң көчмә мәнасиму бар: «Йәһва қәдәмлиригә йөнилиш бәргән инсанниң йоллири мәккәм болуп, Униңға давамлиқ яқиду. Һәтта у путлашсиму, жиқилип чүшмәйду, чүнки Йәһва уни қолидин тутиду» (Зәб. 37:23, 24; Пәнд н. 11:5; 13:17; 17:20).

Амма Эдвард Х. Плюмпер исимлиқ профессорниң сөзлиригә диққәт бөләйли: «Бу ибранийчә сөз [“жиқилиш”] һечқачан гунаға петиш дегән мәнада ишлитилмәйду». Башқа алим 16-айәт һәққидә мундақ ейтқан: «Дүшмәнләрниң тиришчанлиғи бекар болиду, сәвәви һәққаний адәм Худаниң қоллап-қувәтлишигә еришиду вә һәрқандақ қаршилиқлар болғанда уларға ярдәм бериду».

Шуңа жуқурида ейтилғандәк, Пәнд-нәсиһәтләр 24:16-айәттики «жиқилиш» дегән сөз гуна қилишни билдүрмәйду. Әксинчә, бу айәт бешиға қайта-қайта чүшкән қийинчилиқларни көрситиду. Бүгүнки рәзил дунияда һәққаний адәмләрниң саламәтлиги начарлишип кетиши яки башқа қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин. У һәтта һөкүмәтләрниң зиянкәшлигигә дуч келиши еһтимал. Бирақ у Худаниң униң үчүн Қорам таш екәнлигигә вә қийинчилиқларни йеңишкә ярдәм беридиғанлиғиға ишинәләйду. Йәһва Худа Өз хизмәтчилирини қоллап-қувәтлигәнлигини қанчә қетим өз көзиңиз билән көргәнлигиңизни ойлап беқиң. Немә үчүн? «Йәһва жиқиливатқан инсанларни қоллап-қувәтләп, көңли сунған сәмимийләрни чоқум тикләйду», дегән сөзләргә ишинимиз (Зәб. 41:1—3; 145:14—19).

Башқиларда қийинчилиқлар пәйда болғанда «һәққаний» адәм хошал болмайду. Әксинчә, у «һәқ Худадин қорқан кишиләргә яхши болиду», дегәнни билишидин илһам алиду (Вәз 8:11—13; Аюп 31:3—6; Зәб. 27:5, 6).