ТӘРҖИМИҺАЛ
Биз Йәһваға һечқачан «яқ» демәсликкә үгәндуқ
ТАЙФУН БОРАНДИН кейин дәрия лай патқақ вә ташларға толған еди. Бизниң дәрияниң у тәрипигә өтүшимизгә тоғра кәлгән, бирақ долқунланған дәрия сүйи көрүкни еқитип кәткән еди. Йолдишим Харви, мән вә тәрҗиманимиз билән қорқуп, өзүмизни амалсиз қалғандәк һис қилдуқ. Биз дәрияни кесип өтүшкә башлиғанда, қарши тәрәптики қериндашлар әнсирәшкә башлиди. Авал бизниң кичик машинимизни жүк тошийдиған йоған машиниға басти. Андин биз өзүмизниң кичик машинимизға олтардуқ. Машинимиз арқан яки зәнҗир билән бағланмиғанлиқтин, жүк машинаси тез еқиватқан дәриядин өтүш үчүн машина аста меңишқа башлиди. Бу дәрияни кесип өтүшкә көзүмиз йәтмәтти. Биз Йәһваға ялвуруп дуа қилип, дәриядин аман-есән өттуқ. Бу вақиә 1971-жили йүз бәргән. Бу биз туғулған жутимиздин интайин жирақ, Тәйвәнниң шәрқий деңиз қирғиғида болған еди. Келиңлар, мән силәргә өзүмиз тоғрилиқ ейтип берәй.
ЙӘҺВА ХУДАНИ ЯХШИ КӨРҮШНИ ҮГИНИШ
Һәмрайим Харви төрт ака-укиниң чоңи болған. Униң аилиси 1930-жили ихтисадий әһвали қийин вақитларда ғәрбий Австралиядики Мидланд Җанкшн шәһиридә һәқиқәтни қобул қилип, Йәһва гувачилири болған. Харви Йәһвани яхши көрүп, 14 йешида чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. Көп өтмәй, у җамаәттики тапшуруқларни һәрдайим қобул қилишқа тәйяр турушни үгәнгән. Бир қетим, бала чеғида, униңға «Күзитиш мунарини» оқуң дегәндә, у уни рәт қилған, чүнки өзини налайиқ дәп һесаплиған. Бирақ бир бурадәр Харвиға мундақ дегән: «Әгәрдә бирси Йәһваниң тәшкилатида сизгә қандақту бир ишни тапшурса, сизни униңға лайиқ дәп ойлайду» (Кор. 2-х. 3:5).
Мән апам, һәдәм билән Англиядә һәқиқәтни қобул қилдуқ. Бешида мениң дадам қарши турған, кейинирәк у һәқиқәтни қобул қилди. Дадамниң қарши турушиға қаримай, мән 10 яшқа техи йәтмәй чөмдүрүлүштин өттүм. Мән пионер, андин миссионер болушқа мәхсәт қойдум. Амма дадам мән 21 яшқа толмиғичә, пионер болушқа рухсәт қилмиған. Амма мән күтүшни халимидим. Мән 16 яш болғинимда, дадамниң дуаси билән Австралиягә турмушқа чиққан һәдәм билән яшаймән, дәп кетип қалған. Ахирида мән 18 яшқа киргәндә пионерлиқ хизмитимни башлидим.
Австралиядә мән Харвини учраттим. Биз иккилимиз миссионер болушни халиған. Биз 1951-жили тойимизни қилдуқ. Икки жил пионер болуп хизмәт қилғандин кейин, бурадәрләр бизгә җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитини тапшурди. Биз ғәрбий Австралиядики чоң территориядә хизмәт қилаттуқ, шуңа машина билән пат-пат қурғақ чөлни вә адәмләр аз районларни кесип өтүшкә тоғра келәтти.
БИЗ МУРАД-МӘХСИТИМИЗГӘ ЙӘТТУҚ
1954-жили биз Гилиад мәктивиниң 25-синипиға тәклип қилиндуқ. Бизниң миссионер болуш арзуюмиз йеқинда әмәлгә ашиду! Биз Нью-Йоркқа кемидә йетип келип, Муқәддәс китапни пухта тәтқиқ қилишни башлидуқ. Гилиад мәктивидә оқуштин башқа, испан тилиниму үгинишимиз керәк еди. Бу Харви үчүн қийин болған, чүнки у «р» дегән һәрипни тәләппуз қилалмиған.
Оқуш җәриянида, оқутқучилар Япониядә вәз қилишни халайдиғанларға япон тилини үгиниш үчүн өз исимлирини тизимликкә йезип қоюши һәққидә елан қилған. Лекин бизниң баридиған җайни Йәһваниң тәшкилати өзи таллисун, дәп қарар қилдуқ. Көп өтмәй, Гилиад мәктивиниң оқутқучилиридин бири Альберт Шредер исимлиримизни әшу тизимликкә язмиғанлиғимизни биливалған. У бизгә: «Бу һәққидә көпирәк ойлап беқиңлар»,— дәп ейтқан. Биз йәнә иккиләнгән вақтида, Шредер бурадәр: «Биз башқа оқутқучилар билән силәрниң исмиңларни бу тизимликкә йезип қойдуқ. Япон тилини үгинишни синап көрүңлар»,— дегән. Бу тилни үгиниш Харви үчүн асанирақ болған еди.
1955-жили биз Япониягә йетип кәлгәндә, шу дөләттә пәқәт 500 вәз ейтқучи болған еди. Харви 26 яшта, мән болсам 24 яшта болған едуқ. Биз порт шәһири Кобеға тәйинләндуқ, шу йәрдә биз төрт жил вәз қилдуқ. Андин биз қайтидин җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитигә тәклип қилинғанлиғимиздин бәк хошал болдуқ, биз Нагойә шәһириниң әтрапида хизмәт қилдуқ. Биз вәзипилиримиз билән бағлинишлиқ һәммә нәрсиләрни, шу җүмлидин қериндашларни, тамақни вә әтрапидики тәбиәтниму яхши көрәттуқ. Амма көп өтмәй, Йәһваға «яқ» демәслик үчүн йәнә бир пурсәт пәйда болди.
ЙЕҢИ ВӘЗИПИНИҢ ЙЕҢИ ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРНИ ПӘЙДА ҚИЛИШИ
Җамаәтләрни зиярәт қилиш билән үч жил өткәндин кейин, Япониядики филиал бизни: «Тәйвәнгә берип амис дегән йәрлик хәлиққә вәз a. Биз Япониядики хизмитимизни яхши көрәттуқ, шуңа бу қарар биз үчүн қийин болған. Бирақ Харви тапшуруқларни һәргиз рәт қилмаслиқни үгәнгәнликтин, биз шу йәргә беришқа келиштуқ.
қилишқа тәйярму силәр?»— дәп сориған. Шу йәрдә һәқиқәттин үз өргәнләр пәйда болған еди. Шу мәсилини бир тәрәп қилиш үчүн япончә әркин сөзләйдиған бурадәр керәк едиБиз 1962-жили ноябрь ейида Тәйвәнгә кәлгән, шу йәрдә 2271 вәз ейтқучиниң көпинчиси амис миллитидин еди. Амма башта бизгә хәнзу тилини үгиниш керәк еди. Биздә пәқәт бу тилни үгитидиған китап вә инглиз тилини билмәйдиған муәллим бар еди, бирақ биз бу тилни үгәндуқ.
Тәйвәнгә кәлгәндин кейин көп өтмәй, Харви Бәйтәлгә тәйинлинип, бу дөләттики вәз қилиш ишини назарәт қилған еди. Бәйтәл кичик болғачқа, у өз вәзиписини орунлалиған вә айда үч һәптә амис бурадәрләр биләнму һәмкарлишишқа үлгәргән. Йәнә у бәзидә җамаәтләрни зиярәт қилған вә конгрессларда нутуқларни ейтқан. Харви япончә нутуқларни ейталатти вә амис қериндашлар уни яхши чүшинәләтти. Бирақ һөкүмәт җамаәт учришишлирини пәқәт хәнзучә өткүзүшкә рухсәт қилған. Шуңа Харви үчүн нутуқларни хәнзучә ейтиш қийин болған. У нутуқларни ейтқанда бир бурадәр уни амис тилиға тәрҗимә қилған.
Шу вақитта Тәйвән һәрбий һаләттә турған. Шуңа конгрессларни өткүзүш үчүн бурадәрләр һөкүмәтниң рухситини елиши керәк еди. Рухсәтләрни елиш үчүн оңай болмиған вә бәзидә буни узун вақит күтүшкә тоғра келәтти. Әгәр сақчилар конгресс өткүзилидиған һәптигичә рухсәт бәрмигән болса, Харви рухсәт алғичә сақчиханида олтиратти. Сақчилар чәт әллик адәмниң күтүп олтиришидин хиҗил болуп, тезла рухсәт берәтти.
БИРИНЧИ ҚЕТИМ ТАҒҚА ЧИҚҚИШИМ
Қериндашлар билән биллә өткүзгән бир нәччә һәптә ичидә, биз тағқа чиқип дәриялардин өтүп адәтә бир саат яки униңдинму көпирәк йол жүрәттуқ. Мениң биринчи қетим тағқа чиққан вақтим есимдә. Тезла тамақни йәп болғандин кейин, әтигән саат 5:30да биз жирақтики бир йезиға қарап маңған автобусқа олтардуқ. Кейин биз кәң дәриядин өтүп, тағқа чиқтуқ. Бу тағ шунчә тик едики, һәтта алдимда тағқа чиқип кетиватқан бурадәрниң тапинини көрәләттим.
Шу күни әтигәндә Харви бирнәччә йәрлик бурадәрләр билән вәз қилған, мән болсам кичик йезида япончә сөзләйдиғанларға ялғуз вәз қилаттим. Саат бирләрдә мағдирсиз һис қилишқа башлидим, чүнки мән тамақ йемигили бирнәччә саат болған еди. Мән ахири Харви билән учрашқанда, униң йенида башқа бурадәрләр болмиған. У бирнәччә журналларни үч хам тухумға алмаштурған. Харви маңа бир тухумни төшүк қилип, уни қандақ шорап йейишни көрсәткән. Бу иштәйни ачмайдиғандәк көрүнгән болсиму, мән уни йегән. Үчинчи тухумни ким йәйду? Мән униму йегән, чүнки мән һошимдин кәтсәм, Харви мени тағдин елип чүшәлмәймән, дәп ойлиған еди.
КҮТҮЛМИГӘН ӘҺВАЛДА ЖУЮНУШ
Бир конгресста күтүлмигән қийинчилиққа дуч кәлдим. Биз Ибадәт өйиниң йенидики бир бурадәрниң
өйигә чүштуқ. Амис хәлқи жуюнушни муһим саниғач, наһийилик назарәтчиниң аяли бизгә жуюнушимиз үчүн һәммә шараитини яритип қойған. Харвиниң қоли бош болмиғач, у биринчи мениң жуюнушимни сориған. Жуюнуш үчүн бир челәк соғ су, бир челәк иссиқ су, йәнә бир дас болған. Мениң һәйран қалғиним, наһийилик назарәтчиниң аяли уларни биз турған өйниң сиртиға қоюп қойған, бирақ улар Ибадәт өйдә конгрессқа тәйярлиқ қиливатқан бурадәрләргә көрүнүп туратти. Мән униңдин тосап қоюш үчүн пәрдә соридим. У маңа бир парчә непиз көрүнүп туридиған пластикни елип кәлди. Мән өйниң арқисиға берип жуюнмақчи болдум, бирақ у йәрдики ғазлар қашадин бешини тиқип йеқинлашқан адәмләрни чишләйдикән. «Бурадәрләр өз иши билән шунчилик бәнт, мүмкин мән жуюнивәрсәм улар мени байқимайду. Әгәр жуюнмисам өй егисини рәнҗитип қоюмән. Һә, мәйли, жуюнай!»— дәп өзүмчә ойлидим. Мән жуюнишни башлидим.АМИС ХӘЛҚИ ҮЧҮН ӘДӘБИЯТ
Харви амис қериндашларниң көпинчиси саватсиз вә уларниң тилида бесилған әдәбиятлар болмиғачқа, уларниң роһий җәһәттин өсүшигә қийин болуватқанлиғини көрүп йәткән. Йеқинда амис тилиниң латинчә өз елипбәси пәйда болди, шуңа биз қериндашларни өз ана тилида оқушни үгитип қойсақ, бу әмәлий ярдәм болиду, дәп ойлидуқ. Бу бир чоң иш болған, амма вақит өтүп, улар Йәһва Худа тоғрисида көпирәк билим елиш үчүн өз ана тилида оқушни үгинивалған еди. Амис тилида әдәбиятлар тәхминән 1966-жилидин башлап йоруқ көргән, «Күзитиш мунари» болса, 1968-жилидин тартип нәшир қилинип кәлмәктә.
Амма һөкүмәт хәнзучә болмиған әдәбиятларниң бесип чиқирилишини чәклигән. Қийинчиқлардин нери болуш үчүн амис тилида «Күзитиш мунари» һәрхил шәкилдә бесип чиқирилған. Мәсилән, биз бираз вақит амис һәм хәнзучә қош тиллиқ «Күзитиш мунари» журналини ишләткән. Кимду бирсиниң соаллири пәйда болса, худди йәрлик адәмләр хәнзу тилини үгиниватқандәк көрүнгән. Шу вақиттин башлап, Йәһваниң тәшкилати әшу қәдирлик қериндашларниң Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни билишигә ярдәм бериш үчүн амис тилида көплигән әдәбиятләрни чиқармақта (Әлч. 10:34, 35).
ТАЗИЛИНИШ ҖӘРИЯНИ
Тәхминән 20 жилчә амис қериндашлар Худаниң өлчәмлиригә мас яшимиған. Улар Муқәддәс
китаптики қаидә-принципларни анчә толуқ чүшәнмигәчкә, бәзилири җинсий әхлақсизлиқ қилған, һәддидин зиядә һарақ ичкән, тамака чәккән вә бетель ғозигини [әпүн гүли ғозигигә охшаш] чайниған. Харви етиқатдашларниң бу нәрсиләргә қарита Худаниң көзқаришини чүшинишигә ярдәм бериш үчүн көплигән җамаәтләрни зиярәт қилған. Бу мақалиниң башлинишида тилға елип өткән вақиә, бундақ зиярәт сәпәрлириниң биридә йүз бәргән еди.Кәмтәр қериндашлар өзгәртишләрни қилишқа тәйяр еди. Әпсуски, нурғунлири буни қилишни халимиған, шуңа Тәйвәндә 20 жилниң ичидә вәз ейтқучиларниң сани 2450тин 900 адәмгә чүшүп қалған. Бу бизниң көңлүмизни йерим қилған. Бирақ биз Йәһва Худа напак тәшкилатни һәргизму бәрикәтлимәйдиғанлиғини билдуқ (Кор. 2-х. 7:1). Ахири, напак адәтләр тазилинип йоққа чиқирилған вә Йәһваниң бәрикити билән һазир Тәйвәндә 11000дин көпирәк вәз ейтқучи бар.
1980-жилдин көп өтмәй амис җамаәтлириниң роһий әһвали яхшилиниватқанлиғини көрдуқ, шу сәвәптин Харви ханзу тилида сөзләйдиғанларға вәз қилишқа техиму көп вақитни чиқиралиған. У бирнәччә аял қериндашларниң әрлириниң Йәһва гувачиси болушқа ярдәм бәргән. Есимдә, Харви бу әр кишиләрниң бири тунҗа қетим дуа қилғанда, қанчилик хошал болғанлиғини ейтқан. Мәнму көплигән сәмимий аял кишиләрниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бәргәнлигимдин бәк хошал. Йәнә мән Муқәддәс китапни үгәткән бир кишиниң қизи вә оғли билән биллә Бәйтәлдә биллә хизмәт қилғинимдин интайин хошал едим.
ҚАЙҒУЛУҚ ПӘЙТ
Әпсус, мән өмүрлүк җүптимдин айрилған едим. 59 жил биллә яшиған қәдирлик һәмрайим Харви рак кесили билән күрәш қилип, 2010-жил, 1-январьда вапат болди. У тәхминән 60 жил Худаға толуқ вақитлиқ хизмәт қилған. Мән техичә уни бәкму сеғинимән. Мән униң билән биллә бу әҗайип икки дөләттә хизмәт қилғанлиғимдин хошал болдум. Биз азиялиқ икки қийин тилда сөзләшни үгинивалдуқ, амма Харви болса, униңдин башқа, бу тилларда йезишни үгәнгән.
Бир нәччә жилдин кейин Рәһбәрлик кеңәш йешим чоң болғанлиқтин, мениң Австралиягә қайтишимни қарар қилған. Мениң бешимға биринчи болуп кәлгән ойюм: «Мениң Тәйвәндин айрилғум йоқ». Бирақ Харви мени Йәһваға «яқ» демәсликкә үгәткән, шуңа мән буниңға «яқ» демигән едим. Кейинирәк мән бу қарарниң нәтиҗиси дана болғанлиғини көрдүм.
Һазир мән Австралазиядики Бәйтәлдә һәптә арилиғида хизмәт қилимән вә дәм елиш күнлиридә йәрлик җамаәт билән вәз қилимән. Бейтәлгә зиярәткә кәлгәнләрни япончә вә хәнзучә экскурсия өткүзүватқанлиғимдин бәк хошалмән. Мән Йәһва бәргән тирилдүрүш вәдисиниң әмәлгә ашидиғанлиғини тақәтсизлик билән күтимән. Худаниң сөзигә дайим қулақ селип, һәргизму «яқ» демәсликни үгәнгән һәмрайим Харви Йәһваниң есидә екәнлигини билимән (Йоһ. 5:28, 29).
a Гәрчә хәнзу тили һазир Тәйвәндә һөкүмәт тили болсиму, япон тили нәччә он жил һөкүмәт тили болуп кәлгән. Шу сәвәптин, Тәйвәндики һәрхил милләт кишилири техичә япон тилида сөзләйду.