Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур»

«Һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур»

«Һәрқандақ әр кишигә Мәсиһ — башчи» (КОР. 1-Х. 11:3).

2-НАХША Тәшәккүр, Йәһва!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Әрниң аялиға вә балилириға муамилә қилишиға немә тәсир қилиши мүмкин?

 «БАШЧИЛИҚ» сиз үчүн немини билдүриду? Бәзи әрләр аяли вә балилириға муамилә қилишта өзлириниң урп-адити, мәдәнийити вә келип чиқишиниң тәсиригә учрайду. Европида яшаватқан Янита исимлиқ қериндишимизниң сөзлирини аңлап бақайли. У: «Мениң жутумда аяллар әр кишиләрдин төвән туриду вә уларға худди қулларға охшаш муамилә қилиш керәк, дегән урп-адәт сиңип кәткән»,— дәйду. Америкида яшаватқан Люк исимлиқ бурадәр: «Бәзи атилар өз оғуллириға аял кишиниң пикри муһим әмәс, шуңа уларниң һәрқандақ гепигә қулақ селишниң һаҗити йоқ, дәп үгитиду»,— дәйду. Лекин Йәһва Худа әр кишиниң аялиға шундақ муамилә қилишини халимайду (Марк 7:13ни селиштуруң). Ундақта әр киши яхши аилә беши болушни қандақ үгинәләйду?

2. Аилә беши немини билиши керәк вә немә үчүн?

2 Әр киши яхши аилә беши болуши үчүн авал Йәһва Худа униңдин немә тәләп қилидиғанлиғини яхши чүшиниши керәк. Шундақла у немә үчүн Йәһва бәзи кишиләргә башқиларниң үстидин башчилиқ қилиш һоқуқини бәргәнлигини вә өзиниң Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһтин қандақ үлгә алалайдиғанлиғини билиши лазим. Әр кишиниң буни билиши немә үчүн шунчә бәк муһим? Чүнки Йәһва Худа аилә бешиға чәкләнгән һоқуқни бәргән вә униң буни тоғра ишлитишини күтмәктә (Луқа 12:48).

ЯРАТҚУЧИ ЙӘҺВА ӨЗИНИҢ АСМАНДИКИ ВӘ ЙӘРДИКИ АИЛИСИНИ ҚАНДАҚ ТӘШКИЛЛИГӘН?

3. Коринтлиқларға 1-хәт 11:3-айәттин башчилиқ принципи һәққидә немини үгинимиз?

3 Коринтлиқларға 1-хәт 11:3ни оқуң. Бу айәттә Йәһва Өзиниң асмандики вә йәрдики аилисиниң қандақ тәшкилләнгәнлиги йезилған. Башчилиқ икки муһим нәрсидин, йәни һоқуқ вә җавапкарлиқтин ибарәт. Йәһва У барлиқ һоқуқдарниң «Беши» яки әң Алий Һөкүмрандур вә Униң алдида һәммә балилири, йәни пәриштиләрму, инсанларму һесап бериду (Рим. 14:10; Әфәс. 3:14, 15). Йәһва җамаәтниң үстидин башчилиқ қилиш һоқуқини Әйсаға бәргән, амма Әйса бизгә қилған муамилиси үчүн Худаниң алдида җавап бериду (Кор. 1-х. 15:27). Йәһва әр кишигә аяли вә балилириниң үстидин башчилиқ қилиш һоқуқини бәргән, амма у аилисигә қилған муамилиси үчүн Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң алдида җавап бериду (Пет. 1-х. 3:7).

4. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ қандақ һоқуққа егә?

4 Йәһва асмандики вә йәрдики аилисиниң Беши болғанлиқтин, Униң Өз балилириға қанунларни бәлгүләп бериш һоқуқи бар һәм У Өзи уларниң бу қанунларға бойсунушиға капаләтлик қилиду (Йәшая 33:22). Җамаәтниң беши сүпитидә Әйсаниңму қаидә-қанунларни орнитиш һоқуқи бар вә уларни иҗра қилиду (Гал. 6:2; Кол. 1:18—20).

5. Аилә беши қандақ һоқуққа егә вә униңға қандақ чәк қоюлған?

5 Йәһва билән Әйсаниң орунлаштурушиға асасән, аилә беши өз аилиси үстидин башчилиқ қилиш һоқуқиға егә (Рим. 7:2; Әфәс. 6:4). Амма униң һоқуқи чәклик. Мәсилән, униң қаидә-түзүмлири Худа Сөзидики принципларға асаслиниши керәк (Пәнд н. 3:5, 6). Аилә бешиниң пәқәт өзиниң аилә әзалири үчүнла қаидә-түзүмләрни орнитиш һоқуқи бар (Рим. 14:4). Униңдин башқа, униң оғул-қизлири чоң болуп, өйидин кетип қалғанда, аилә бешиниң йетәкчилиги астида болмайду, шундақтиму улар давамлиқ уни һөрмәтләйду (Мәт. 19:5).

НЕМӘ ҮЧҮН ЙӘҺВА ХУДА БАШЧИЛИҚНИ ОРУНЛАШТУРҒАН?

6. Немә үчүн Йәһва Худа башчилиқни орунлаштурған?

6 Йәһва Худа Өз аилисини яхши көргәч, башчилиқни орнатқан. Бу Униң соғити. Йәһва орунлаштурған башчилиқ принципи Униң аилисиниң тинчлиқ вә тәртип ичидә өз ара һәмкарлишишиға имканийәт яритип бериду (Кор. 1-х. 14:33, 40). Әгәр аилидә башчилиқ қилидиған һоқуқдар шәхс болмиған болса, Йәһваниң аилиси тәртипсиз вә бәхитсиз болатти. Мәсилән, ким ахирқи қарарни чиқиридиғанлиғини вә ким уни әмәлгә ашуридиғанлиғини һечким биләлмәй қалатти.

7. Әфәсликләргә 5:25, 28-айәтләргә асасән, Йәһва әр кишиләрниң аяллириға қандақ муамилә қилишини халайду?

7 Әгәр Худа орунлаштурған башчилиқ шунчилик яхши болған болса, ундақта немә үчүн шунчә көп аяллар әрлириниң муамилисини рәһимсиз вә өзлирини қаттиқ контрол килиду, дәп ойлайду? Чүнки көплигән әр кишиләр Йәһваниң аилигә болған өлчәм-қаидилирини рәт қилип, йәрлик урп-адәтләргә әмәл қилишни таллайду. Шәхсийәтчи әр киши өз хаһишлирини қанаәтләндүрүш үчүн аялини хорлайду. Мәсилән, әр киши өзини аялидин жуқури қоюш үчүн өзигә болған һөрмитини ашурушқа яки башқиларға «йерим худа» екәнлигини испатлашқа уруниду. У аялимни мени яхши көрүшкә көндүрәлмисәмму, униң жүригини моҗувалалаймән, дәп ойлайду. Шу арқилиқ у аялиниң маңған-турғинини күзитип туриду b. Әр кишиләрниң бундақ ой-пикир қилиш тәрзи вә иш-һәрикәтлири натоғра. Улар аялларни һөрмәтлимәйду вә уларниң шундақ қилған ишлири Йәһва Худаниң ирадисигә тамамән зит келиду (Әфәсликләргә 5:25, 28ни оқуң).

ЯХШИ АИЛӘ БЕШИ БОЛУШНИ ҚАНДАҚ ҮГИНИШКӘ БОЛИДУ?

8. Әр киши яхши аилә беши болушни қандақ үгиниду?

8 Әр Йәһва Худа вә Әйсаниң башчилиқ қилишидин үлгә елип, яхши аилә беши болалайду. Йәһва Атимиз вә Әйса Мәсиһниң пәқәт икки есил пәзилитини көрүп чиқайли. Аилә беши аялиға вә балилириға қарита, бу икки пәзиләтни қандақ көрситәләйдиғанлиғиға диққәт қилайли.

9. Йәһва Худа кәмтәрликни қандақ көрситиду?

9 Кәмтәрлик. Йәһва пүтүн Каинаттики әң дана Шәхстур. Буниңға қаримастин, У Өз хизмәтчилириниң ой-пикригә қулақ салиду (Ярит. 18:23, 24, 32). Униң һоқуқи астида болған хизмәтчилириниң пикрини қобул қилиду (Пад. 1-яз. 22:19—22). Йәһва мукәммәл Худа, бирақ у биз қилалмайдиған нәрсиләрни тәләп қилмайду. Буниң орниға, У Өз хизмәтчилириниң утуқлуқ хизмәт қилишиға ярдәм бериду (Зәб. 113:6, 7). Әмәлийәттә, Муқәддәс китапта «Йәһва — мениң Ярдәмчимдур», дәп тәсвирләнгән (Зәб. 27:9; Ибр. 13:6). Давут падиша өзигә тапшурулған улуқ ишни Йәһва кәмтәр болғанлиғи вә ярдәм бәргәнлиги сәвәплик қилалидим, дәп етирап қилған (Сам. 2-яз. 22:36).

10. Әйса кәмтәрликни қандақ көрсәткән?

10 Әйсаниң мисалини көрүп чиқайли. Әйса шагиртлириниң устази болсиму, уларниң путлирини жуйған. Йәһва Худаниң Муқәддәс китапқа мошу вақиәни яздуруп сақлап қалғанлиғиниң сәвәви немә? Шәк-шүбһисизки, Йәһва Худа, болупму аилә беши болғучиларға үлгә болидиған ениқ мисални бәргән. Әйса мундақ дегән: «Мән силәргә үлгә көрсәттим, силәрму шуни қилишиңлар лазим» (Йоһ. 13:12—17). Әйса зор һоқуққа егә болсиму, башқилар униңға хизмәт қилиду, дәп күтмигән. Әксинчә, у өзи башқиларға хизмәт қилған (Мәт. 20:28).

Аилә беши өй ишлирини қилип вә аилисиниң роһий еһтияҗлирини қанаәтләндүрүп, кәмтәрлик һәм меһир-муһәббәтни көрситәләйду (11, 13-абзацларға қараң)

11. Аилә беши Йәһва вә Әйсаниң қалдурған кәмтәрлик үлгисидин немини үгинәләйду?

11 Биз үчүн савақ. Аилә беши кәмтәрликни нурғун усуллар арқилиқ көрситәләйду. Мәсилән, у аяли вә балилиридин мукәммәлликни күтмәйду. У һәтта аилә әзалириниң ой-пикри билән келишмисиму, уларни тиңшайду. Америкида яшайдиған Марли мундақ дәйду: «Бәзидә һәмрайим иккимизниң ой-пикримиз охшаш болмайду. Лекин һәмрайим қарар чиқириштин авал, мениң ой-пикримни сорап пухта ойлиғанда, униң мени қәдирләйдиғанлиғини вә һөрмәтләйдиғанлиғини һис қилимән». Униңдин башқа, кәмтәр әр, һәтта униң жутида өй ишлири аялларниң иши дәп қаралсиму, бу ишни қилишқа тәйяр. Бу қийин болуши мүмкин. Немә үчүн? Рейчел исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Мениң жутумда әгәр әр өз аялиға қача-қомучларни жуюшқа яки өйни бесиқтурушқа ярдәм бәрсә, униң хошнилири вә туққанлири “Сән немә, әркәк әмәсму?”— дәп сориши мүмкин. Улар хотунини башқуралмайду, дәп ойлайду». Әгәр сиз яшаватқан жутта шундақ көзқараш кәң тарқалған болсиму, есиңиздә болсун, Әйсаниң жутида адәмләрниң путлирини жуюш қуллар қилидиған иш дәп қаралсиму, у шагиртлириниң путлирини жуйған. Яхши аилә беши жутум немә дәйду, дәп ойлимай, өз аяли вә балилириниң бәхтини ойлайду. Яхши аилә бешиға кәмтәрликтин башқа йәнә қандақ пәзиләт керәк?

12. Йәһва Худа вә Әйсани меһир-муһәббәт немә қилишқа дәвәт қилиду?

12 Меһир-муһәббәт. Йәһва немә қилсун, һәрқандақ ишқа Уни меһир-муһәббәт дәвәт қилиду (Йоһ. 1-х. 4:7, 8). У Сөзи вә тәшкилати арқилиқ роһий еһтияҗлиримизни меһир-муһәббәт билән қанаәтләндүриду. Йәһва Худа бизни яхши көридиғанлиғиға ишәндүрүш арқилиқ бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини һис қилалишимизға ярдәм бериду. Маддий еһтияҗлиримизчу? Худа «һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда» бериду (Тим. 1-х. 6:17, КТ). Хаталиқларни өткүзгәндә, У бизни түзитиду, лекин сөйүшни тохтатмайду. У бизни яхши көргәчкә, төләмни орунлаштурған. Әйса болса, бизни бәкму яхши көргәчкә, өз җенини пида қилған (Йоһ. 3:16; 15:13). Садиқ хизмәтчилирини Йәһва Худа вә Мәсиһ Әйсаниң меһир-муһәббитидин һечнемә айриветәлмәйду (Йоһ. 13:1; Рим. 8:35, 38, 39).

13. Аилә беши немә сәвәптин өз аилисигә меһир-муһәббәт көрситиши муһим? (« Йеңидин өйләнгән әр өз аялиниң һөрмитигә еришиш үчүн немә қилса болиду?» дегән рамкиға қараң.)

13 Биз үчүн савақ. Аилә бешини һәрқандақ ишларни қилишқа меһир-муһәббәт дәвәт қилиши керәк. Бу немә үчүн шунчә муһим? Әлчи Йоһан: «Көрүп турған қериндишиға [яки аилисигә] меһир-муһәббәт көрсәтмисә, көрүнмәйдиған Худани сөйүши мүмкин әмәс»,— дәп җавап бәргән (Йоһ. 1-х. 4:11, 20). Наһайити ениқки, аилисини яхши көридиған вә Йәһва билән Әйсадин үлгә елишни халайдиған аилә беши өз аилисидики һәрбир әзасиниң Худа билән йеқин мунасивәт орнитишиға ярдәм бериду, уларниң һис-туйғу вә маддий тәрәптин еһтияҗлирини қамдайду (Тим. 1-х. 5:8). У балилириға тәлим-тәрбийә бериду. Шундақла у Йәһва Худани мәдһийиләйдиған вә өз аилисигә пайда әкелидиған қарарларни чиқиришни давамлиқ үгиниду. Һазир мошу тәләпләрни бир-бирләп муһакимә қилимиз вә аилә беши Йәһва Худани вә Мәсиһ Әйсани қандақ үлгә қилалайдиғанлиғини көрүп чиқимиз.

АИЛӘ БЕШИ НЕМӘ ҚИЛИШИ ЗӨРҮР?

14. Аилә беши аилисиниң роһий еһтияҗлирини қандақ қанаәтләндүриду?

14 Аилисиниң роһий еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш. Әйса өз Атисини үлгә қилип, униң қанити астида болғанларниң роһий еһтияҗлирини қанаәтләндүргән (Мәт. 5:3, 6; Марк 6:34). Шуниңға охшаш, аилә бешиниң әң муһим иши — аилисиниң Худа билән йеқин мунасивәт орнитишиға ярдәм бериш (Қ. шәр. 6:6—9). У өзиниң вә аилисиниң Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилишиға, җамаәт учришишлириға қатнишишиға, хуш хәвәрни ейтишиға вә Йәһва Худа билән болған достлуқни сақлап, уни техиму күчәйтишигә капаләтлик қилиду.

15. Аилә беши аилисиниң һис-туйғу тәрәптин еһтияҗлирини қандақ қанаәтләндүрәләйду?

15 Аилисиниң һис-туйғу тәрәптин еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш. Йәһва Худа башқиларниң алдида Әйсани яхши көридиғанлиғини ейтқан (Мәт. 3:17). Әйсаму шагиртлириға гәп-сөзи вә иш-һәрикәтлири арқилиқ пат-пат меһир-муһәббитини ипадилигән. Шагиртлири болса, уни сөйидиғанлиғини ейтқан (Йоһ. 15:9, 12, 13; 21:16). Аилә беши аялиға вә балилириға уларни яхши көридиғанлиғини иш-һәрикәтлири, мәсилән, улар билән биллә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ көрситәләйду. Йәнә у аилә әзалирини сөйидиғанлиғини вә қәдирләйдиғанлиғини очуқ ейтиши лазим. Әгәр башқиларниң алдида орунлуқ болса, уларни махтиши керәк (Пәнд н. 31:28, 29).

Аилә беши Йәһвани хурсән қилиш үчүн аилисиниң маддий еһтияҗлирини қамдиши керәк (16-абзацқа қараң)

16. Аилә беши йәнә немә қилиши керәк вә тәңпуңлуқни қандақ сақлап қалалайду?

16 Аилисиниң маддий тәрәптин еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш. Йәһва исраилларни, һәтта Униңға бойсунмиғанлиғи үчүн җазалиған чағлардиму, уларниң асасий еһтияҗлирини қанаәтләндүргән (Қ. шәр. 2:7; 29:5). Бүгүнки күндиму Худа бизниң асасий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүриду (Мәт. 6:31—33; 7:11). Шуниңға охшаш, Әйса униң кәйнидин әгәшкәнләрниң қосиғини тойғузған еди (Мәт. 14:17—20). У шундақла уларниң тән-саламәтлигигә көңүл бөлгән (Мәт. 4:24). Аилә беши Йәһвани хурсән қилиши үчүн аилисиниң маддий еһтияҗлирини қамдиши керәк. Бирақ у тәңпуң көзқарашта болуши лазим. У аилисини тәминләш үчүн ишқа беши билән кирип кәтмәслиги керәк. Әгәр у шундақ қилса, аилисиниң роһий вә һис-туйғу тәрәптин еһтияҗлирини мувапиқ түрдә қанаәтләндүрәлмәйду.

17. Йәһва Худа вә Әйса бизгә тәлим-тәрбийә бериштә қандақ үлгә қалдурған?

17 Тәлим-тәрбийә бериш. Йәһва Худа бизгә ярдәм беришни халиғанлиқтин, тәлим-тәрбийә бериду (Ибр. 12:7—9). Әйса өз Атисиға охшаш униң һоқуқи астида болғанларға меһир-муһәббәт билән тәлим бериду (Йоһ. 15:14, 15). У нәсиһәт бәрсиму, лекин меһрибанлиқ билән бериду (Мәт. 20:24—28). У бизниң намукәммәлигимизни вә хаталиқларни өткүзүшкә майил екәнлигимизни чүшиниду (Мәт. 26:41).

18. Яхши аилә беши немиләрни әстә тутуши керәк?

18 Йәһва Худа вә Әйсани үлгә қилидиған аилә беши аялиниң вә балилириниң намукәммәлигини әстә тутиду. У аяли вә балилириға «қопал» муамилә қилмайду (Кол. 3:19). Буниң орниға, у Галатилиқларға 6:1дә йезилған принципқа әмәл қилип, өзиниңму намукәммәлигини әстә тутуп, уларни «мулайимлиқ» билән түзитишкә тиришиду. Әйсаға охшаш, у тәлим-тәрбийә беришниң әң яхши усули — өз үлгиси арқилиқ үгитиш керәклигини чүшиниду (Пет. 1-х. 2:21).

19, 20. Қарар қилиш керәк болғанда, аилә беши Йәһва Худа вә Әйсани қандақ үлгә қилалайду?

19 Ғәрәзсиз қарар қилиш. Йәһва Худа башқилар үчүн әң яхши қарарларни қилиду. Мәсилән, У һаятлиқни Өзи үчүн яхши болсун дәп әмәс, биз һаяттин һузур елип хошаллиқтин ортақ бәһриман болушимиз үчүн яратқан. Һечким Худани гуналиримиз үчүн Өз Оғлини қурбанлиққа беришкә мәҗбурлимиған. У Өзи бизниң пайдимиз үчүн мошу қурбанлиқни беришни халиған. Әйсаму башқиларниң пайдиси үчүн қарарларни қилған (Рим. 15:3). Мәсилән, Әйса қаттиқ һерип кәтсиму, дәм алмай бир топ адәмләргә һәқиқәтни үгәткән (Марк 6:31—34).

20 Яхши аилә беши дана қарар қилиш бу әң қийин ишларниң бири екәнлигини билиду. Бу вәзипини муһим, дәп қарайду. У пәқәт һис-туйғулириға асасланған, алдирақсанлиқ билән қарарни чиқириштин нери турушқа тиришиду. Буниң орниға, у Йәһваниң уни үгитишигә йол қойиду c (Пәнд н. 2:6, 7). Шундақ қилип, у өзиниң мәнпәитини әмәс, башқиларниңму мәнпәитини ойлайду (Флп. 2:4).

21. Келәрки мақалидә немини көрүп чиқимиз?

21 Йәһва аилә беши болғучиларға қийин бир вәзипини тапшурған вә улар буни қандақ орунлиғанлиғи үчүн җавапқа тартиду. Бирақ, әгәр әр Йәһва Худа вә Мәсиһ Әйсани үлгә қилишқа тиришса, яхши аилә беши болиду. Әгәр униң аяли өз вәзиписини яхши орунлиса, уларниң некалиқ турмуши бәхитлик болиду. Аял киши әрниң башчилиқ қилишиға қандақ көзқарашта болуши керәк вә у қандақ қийинчилиқларға дуч келиду? Кейинки мақалидә бу соалға җавап тапимиз.

14-НАХША Худа һәммини йеңилайду

a Әр киши өйләнгәндә, у өз аилисиниң беши болиду. Бу мақалидә, башчилиқ дегән немини билдүридиғанлиғини, Йәһва Худа немә үчүн уни орунлаштурғанлиғини вә әр киши Худа билән Әйсаниң үлгисидин немини үгинәләйдиғанлиғини көрүп чиқимиз. Бу қатар мақалиләрниң иккинчисидә әр-аял Әйсадин вә Муқәддәс китаптики мисаллардин қандақ савақ алалайдиғанлиғини муһакимә қилимиз. Үчинчи мақалидә болса, бурадәрләр җамаәттики һоқуқини қандақ қоллиниш керәклигини мулаһизә қилимиз.

b Ериниң аялиға болған рәһимсиз муамилиси, һәтта уни уруп-соқушқа болиду, дегән ой-пикри киноларда, мәшрәпләрдә вә күлкә-чақчақларда көрситилиду. Шундақ ой-пикир кәң тарқалғач, адәмләр әрниң аяли үстидин һөкүмранлиқ қилишини тоғра, дәп ойлиши мүмкин.

c Яхши қарарларни қандақ қилидиғанлиғи һәққидә көпирәк мәлумат елиш үчүн, «Күзитиш мунариниң» (рус) 2011-жил, 15-апрель саниниң 13—17 бәтлиридики «Худани мәдһийиләйдиған қарарларни чиқириң» намлиқ мақалигә қараң.