Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Җамаәттики башчилиққа болған көзқараш

Җамаәттики башчилиққа болған көзқараш

«Мәсиһ җамаәтниң беши һәм мошу тәнниң қутқазғучиси» (ӘФӘС. 5:23).

3-НАХША Худа Өзи меһир-муһәббәттур

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йәһва Худаниң аилисиниң иҗил-инақ яшап келиватқанлиғиниң бир сәвәви немә?

 БИЗ Йәһва Худаниң аилисиниң әзаси болғинимиздин хошал. Немә үчүн биз иҗил-инақ яшап келиватимиз? Буниң бир сәвәви, Йәһва орунлаштурған башчилиқ һоқуқини һөрмәтләш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилимиз. Ениқки, башчилиқ орунлаштурушини қанчә яхши чүшәнсәк, шунчә инақ-иттипақлиқта болумиз.

2. Бу мақалидә қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

2 Бу мақалидә, җамаәттә ким һоқуққа егә екәнлигини көрүп чиқимиз. Буниңдин башқа, биз мону соалларға җавап тапимиз: Аял қериндашларниң җамаәттә қандақ роли бар? Һәрбир бурадәр һәрбир аял қериндашниң бешиму? Аилә башчилириниң өз аяли билән балилири үстигә башчилиқ қилиш һоқуқи болғинидәк, ақсақалларниң җамаәттики қериндашлар үстидин башчилиқ қилиш һоқуқи барму? Биринчидин, аял қериндашларға қандақ көзқарашта болушимиз керәклигини көрүп чиқайли.

АЯЛ ҚЕРИНДАШЛАРҒА ҚАНДАҚ КӨЗҚАРАШТА БОЛУШИМИЗ КЕРӘК?

3. Аял қериндашлиримизниң қиливатқан ишлирини қандақ қәдирләләймиз?

3 Аилисигә ғәмхорлуқ қилиш, хуш хәвәр ейтиш вә җамаәттә башқиларни қоллап-қувәтләш үчүн тәр төкүп ишләватқан аял қериндашлиримизни қәдирләймиз. Әгәрдә биз Йәһва Худаниң вә Әйсаниң аял қериндашларға болған көзқариши тоғрилиқ ойлисақ, уларни техиму қәдирләйдиған болумиз. Әлчи Паулниң аялларға қилған муамилисидин биз өзүмизгә қандақ савақ алидиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

4. Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң әрләр билән аялларни охшашла қәдирләйдиғанлиғи қандақ көрситилгән?

4 Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң әр кишиләрни вә аял кишиләрни охшаш қәдирләйдиғанлиғи көрситилгән. Мәсилән, Муқәддәс Язмиларда биринчи әсирдә Йәһваниң аял кишиләргиму һәм әр кишиләргиму муқәддәс роһ берип, уларға мөҗүзә қилиш, шу җүмлидин һәрхил тилларда сөзләш үчүн күч бәргәнлиги йезилған (Әлч. 2:1—4, 15—18). Әр вә аял кишиләр Мәсиһ билән биллә һөкүмранлиқ қилиш үчүн муқәддәс роһ билән майланған (Гал. 3:26—29). Аял кишиләр һәм әр кишиләрму йәрдә мәңгү яшаш мукапитиға еришиду (Вәһ. 7:9, 10, 13—15). Мәйли әрләр яки аяллар болсун, һәммисигә охшашла хуш хәвәр ейтиш вә тәлим бериш иши тапшурулған (Мәт. 28:19, 20). Һәқиқәтән, Әлчиләр китавидин Акила аяли Прискила билән бирликтә Муқәддәс Язмиларни яхши билидиған Аполос исимлиқ әр кишигә һәқиқәтни тоғра чүшинишкә ярдәм бәргәнлигини билимиз (Әлч. 18:24—26).

5. Луқа 10:38, 39, 42-айәтләрдә Әйса аялларға қилған муамилиси тоғрилиқ немә йезилған?

5 Әйса Мәсиһ аялларға һөрмәт көрсәткән. У аялларни әр кишиләрдин төвән дәп қариған пәрисийләрниң урп-адәтлиригә әмәл қилмиған. Пәрисийләр һечқачан көпчиликниң алдида аялларға сөзлимигән вә һәргизму улар билән Муқәддәс Язмиларни муһакимә қилмиған. Әксинчә, Әйса муһим һәқиқәтләрни аял вә әр кишиләр билән муһакимә қилған b (Луқа 10:38, 39, 42ни оқуң). У йәнә хуш хәвәрни тарқитиш үчүн аялларниң униңға әгишишигә рухсәт қилған (Луқа 8:1—3). Униңдин башқа, Әйса өзиниң тирилгәнлигини әлчиләргә ейтиш шан-шәрипини аялларға бәргән еди (Йоһ. 20:16—18).

6. Әлчи Паул аялларға болған һөрмитини қандақ көрсәткән?

6 Әлчи Паул Тимотийға аялларни һөрмәтләш керәклигини көрсәткән. Паул униңға яшанған аялларға анаңдәк, яш аялларға ача-сиңиллириңдәк муамилә қилғин, дәп ейтқан (Тим. 1-х. 5:1, 2). Паул Тимотийниң роһий җәһәттин йетилгән етиқатчи болушиға көп ярдәм бәргән болсиму, лекин Тимотийға дәсләптә аписи вә момисиниң Муқәддәс Язмиларни үгәткәнлигини етирап қилған (Тим. 2-х. 1:5; 3:14, 15). Паул Римлиқларға язған хетидә аял қериндашларни исми билән атап, салам ейтқан. Аял қериндашларниң ишиға диққәт қилипла қоймай, бәлки йәнә уларниң хизмитигә миннәтдарлиқ билдүргән (Рим. 16:1—4, 6, 12; Флп. 4:3).

7. Һазир қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

7 Алдинқи абзацларда көрситилгәндәк, аял қериндашларни әрләрдин төвән туриду, дәп ойлаш Муқәддәс Язмиларға асасланмиған. Бизниң меһир-муһәббәтлик вә мәрт аял қериндашлиримиз җамаәткә көп ярдәм бериду вә уларниң җамаәтниң инақ-иттипақлиғини сақлашқа қошқан һәссисини ақсақаллар қәдирләйду. Шундақ болсиму, немә үчүн Йәһва Худа бәзи вәзийәтләрдә аял қериндашлардин бешиға бирнәрсә артишни тәләп қилиду? Пәқәт әр кишиләрла ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири болуп тәйинләнгәнлиги үчүн, җамаәттә һәрбир бурадәр һәрбир аял қериндашниң беши болидиғанлиғини билдүрәмду?

ҺӘРБИР БУРАДӘР ҺӘРБИР АЯЛ ҚЕРИНДАШНИҢ БЕШИМУ?

8. Әфәсликләргә 5:23-айәткә асасән, һәрбир бурадәр һәрбир аял қериндашниң бешиму? Чүшәндүрүп бериң.

8 Җамаәттә һәрбир бурадәр һәрбир аял қериндашниң бешиму? Яқ! (Әфәсликләргә 5:23ни оқуң). Аилидә әр аялиниң беши. Чөмдүрүлүштин өткән оғли анисиниң беши әмәс (Әфәс. 6:1, 2). Җамаәттә ақсақалларниң етиқатдашлар үстидин һоқуқи чәклик (Сал. 1-х. 5:12; Ибр. 13:17). Ата-аниси билән яшимайдиған турмушқа чиқмиған аял қериндашлар ата-анисини вә ақсақалларни давамлиқ һөрмәтләйду. Бирақ, башқа бурадәрләргә охшаш бу аял қериндашларниңму беши пәқәт Мәсиһ Әйсадур.

Той қилмиған бири ата-аниси билән яшимисиму, Әйсаниң башчилиғи астида болмақта (8-абзацқа қараң)

9. Немә үчүн аял қериндашлар бәзидә бешиға бирнәрсә артиши керәк?

9 Раст, Йәһва Худа ақсақалларға җамаәттә тәлим бериш вә ибадәт қилишқа мунасивәтлик ишларни уюштурушқа йетәкчилик қилиш һоқуқини бәргән, бирақ аялларниң шундақ һоқуқи йоқ (Тим. 1-х. 2:12). Немә үчүн? Йәһва Худа Мәсиһ Әйсани әр кишиниң үстидин қойғандәк, җамаәт яхши тәшкилләнгән болуши үчүн униң үстидин ақсақалларни тәйинлигән. Әгәр аял қериндаш адәттә бурадәр орунлайдиған вәзипини орунлиса, у чағда Йәһва Худа униңдин бешиға бирнәрсә артишни тәләп қилиду c (Кор. 1-х. 11:4—7). Худа буни аял қериндашларни камситиш үчүн тәләп қилмайду. Әксинчә, У уларға Өзи орунлаштурған башчилиқ принципиға һөрмәт көрситиш мүмкинчилигини бәргән. Буни әстә тутуп, келәрки соалларға җавап тапайли: Аилә башчилири вә ақсақалларниң қандақ һоқуқи бар?

АИЛӘ БАШЧИЛИРИНИҢ ВӘ АҚСАҚАЛЛАРНИҢ ҺОҚУҚИ

10. Немә үчүн бәзидә ақсақаллар җамаәт үчүн қаидә-түзүмләрни чиқириши мүмкин?

10 Ақсақаллар Әйса Мәсиһни яхши көриду. Улар Йәһва Худа һәм Әйса Мәсиһниң ғәмхорлуқ қилишқа тапшурған қойлириниму сөйиду (Йоһ. 21:15—17). Ақсақал яхши нийәт билән өзини җамаәттә ата кәби башчи, дәп қариши мүмкин. Бәлким у мундақ ойлиши мүмкин: «Аилә бешиниң өз аилисини қоғдаш үчүн қаидә-түзүмләрни чиқириш һоқуқи бар болғандәк, мениңму Худаниң қойлирини һимайә қилиш үчүн қаидә-түзүмләрни чиқириш һоқуқум бар». Йәнә бәзи қериндашлар ақсақалларни өзиниң роһий беши сүпитидә көрүп, уларни өзлириниң орнида қарар чиқирип беришкә дәвәт қилиши мүмкин. Лекин җамаәттики ақсақалларниң вә аилә башчилириниң һоқуқи охшашму?

Ақсақаллар җамаәттикиләрниң роһий вә һис-туйғу җәһәттики еһтияҗлириниң һәммисини тәминләйду. Йәһва уларға җамаәтниң әхлақий паклиғини сақлаш вәзиписини бәргән (11, 12-абзацларға қараң)

11. Аилә башчилири билән ақсақалларниң роли арисида қандақ охшашлиқлар бар?

11 Әлчи Паул аилә беши билән ақсақалниң роли арисида бәзи охшашлиқлар бар екәнлигини ейтқан (Тим. 1-х. 3:4, 5). Мәсилән, Йәһва Худа һәммә аилә әзалириниң аилә бешиға бойсунушини халайду (Кол. 3:20). Йәнә У җамаәттикиләрниң һәммисиниң ақсақалларға бойсунушини тәләп қилиду. Йәһва Худа йәнә ақсақаллар вә аилә башчилиридин шуни күтидуки, уларниң ғәмхорлуқ қилишиға тапшурулғанларниң роһий җәһәттин сағлам болушиға көңүл бөлүши керәк. Униңдин башқа, аилә башчилири вә ақсақаллар уларниң қанити астида болғанларниң һис-туйғулириға көңүл бөлиду. Яхши аилә башчилириға охшаш, ақсақалларму қийинчилиқларға дуч кәлгән етиқатдашларға ярдәм бериду (Яқуп 2:15—17). Шуниң билән биргә, Худа аилә башчилири вә ақсақаллардин башқиларниң Худаниң өлчәмлиригә бойсунушиға ярдәм бериду, дәп күтиду. У йәнә аилә башчилири вә ақсақалларни «йезилғанниң чекидин чиқмаслиқ» керәклиги һәққидә агаһландуриду (Кор. 1-х. 4:6).

Аилә бешиға аилисини башқуруш һоқуқини Худа бәргән. Көйүмчан аилә беши қарар қилиштин бурун аяли билән мәслиһәтлишиду (13-абзацқа қараң)

12, 13. Римлиқларға 7:2-айәттә йезилғандәк, аилә беши билән ақсақалниң роли арисида пәриқләр қандақ?

12 Бирақ аилә беши билән ақсақалниң роли арисида көрүнәрлик пәриқләр бар. Мәсилән, Йәһва Худа һөкүм чиқириш үчүн ақсақалларни сотчи қилип тәйинлигән вә уларға гунасиға товва қилмиғанларни җамаәттин чиқириш һоқуқини бәргән (Кор. 1-х. 5:11—13).

13 Башқа тәрәптин, Йәһва Худа аилә башчилириға ақсақалларға бәрмигән бәзи һоқуқни бәргән. Мәсилән, У аилә бешиға өз аилә әзалири үчүн қаидә-түзүмләрни чиқириш вә иҗра қилиш һоқуқини бәргән (Римлиқларға 7:2ни оқуң). Мәсилән, аилә беши балилириниң кәчтә саат қанчидә өйгә келиши керәклигини қарар чиқириш һоқуқиға егә. Шундақла униң балилири мошу қаидә-түзүмгә бойсунмиса, уларни җазалаш һоқуқи бар (Әфәс. 6:1). Әлвәттә, көйүмчан аилә беши өз өйидә қаидиләрни орнитиштин бурун аяли билән мәслиһәтлишиду, чүнки улар «бир тән» d (Мәт. 19:6).

МӘСИҺНИ ҖАМАӘТ БЕШИ СҮПИТИДӘ ҺӨРМӘТЛӘҢ

Әйса Йәһваниң башчилиғи астида болуп, җамаәткә көрсәтмә бериватиду (14-абзацқа қараң)

14. а) Марк 10:45тә йезилғандәк, Йәһва Худа немә үчүн Әйсани җамаәтниң беши қилип тәйинлигән? ә) Рәһбәрлик кеңәшниң роли қандақ? (« Рәһбәрлик кеңәшниң роли» намлиқ рамкиға қараң)

14 Йәһва Худа Әйсаниң төләм қурбанлиғи арқилиқ җамаәттики һәрбириниң, шуниңдәк шу қурбанлиққа ишәнгән барлиқ инсанларниң һаятини сетивалған (Марк 10:45ни оқуң; Әлч. 20:28; Кор. 1-х. 15:21, 22). Шу сәвәптин, Худа өз һаятини төләм сүпитидә бәргән Әйсани җамаәтниң беши қилип тәйинлигән. Бизниң бешимиз сүпитидә, Әйса айрим адәмләр, аилиләр вә һәммә җамаәттикиләрниң жүрүш-турушини рәткә селиш үчүн қаидә-түзүмләрни орнитиш вә иҗра қилиш һоқуқиға егә (Гал. 6:2). Лекин Әйса пәқәт қаидиләрни орнитипла қоймай, һәрқайсимизни тәминләйду вә көңүл бөлиду (Әфәс. 5:29).

15, 16. Марли исимлиқ аял қериндаш вә Бенджамин бурадәрниң ейтқанлиридин немини үгинәләймиз?

15 Әйса аял қериндашларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн ақсақалларни тәйинлигән. Шуңа улар ақсақалларға бойсунса, Әйсаға болған һөрмитини көрситиду. Америкида яшайдиған Марли исимлиқ қериндаш көплигән аял қериндашларниң ой-пикрини йәкүнләп мундақ дәйду: «Мән аиләмдики вә җамаәттики орнумни бәк қәдирләймән. Мән Йәһва Худа орунлаштурған башчилиққа болған тоғра көзқарашни дайим йетилдүрүшүм керәк. Бирақ мениң ерим вә җамаәттики бурадәрләр аилидә вә җамаәттә башчилиқ орунлаштурушиға бойсунушумни асанлаштуриду, чүнки улар мени һөрмәтләйду вә қилған ишлирим үчүн миннәтдарлиқ билдүриду».

16 Бурадәрләр аял қериндашларни һөрмәт қилиш вә уларни қәдирләш арқилиқ башчилиқ принципини чүшинидиғанлиғини көрситиду. Англиядә яшайдиған Бенджамин исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Мән аял қериндашларниң җамаәттә бәргән җаваплири һәмдә тәклип-пикирлиридин үнүмлүк тәлим бериш вә вәз қилиш һәққидә көп нәрсиләрни үгәндим. Мениңчә улар қилған ишлири интайин муһим».

17. Немә үчүн башчилиқ принципини һөрмәтлишимиз керәк?

17 Җамаәттикиләрниң һәммиси, мәйли әрләр, аяллар, аилә башчилири вә ақсақаллар болсун, башчилиқ принципини чүшәнсә вә һөрмәтлисә җамаәттә инақ-иттипақлиқ һөкүм сүриду. Әң муһими, шундақ қилсақ, биз асмандики көйүмчан Атимиз Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз (Зәб. 150:6).

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Аял қериндашларниң җамаәттә қандақ роли бар? Һәрбир бурадәр һәрбир аял қериндашниң бешиму? Ақсақаллар вә аилә башчилири охшаш һоқуққа егиму? Бу мақалидә, мошу соалларға җавап беришкә Муқәддәс китап қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.

b «Күзитиш мунари» журнали 2020-жил, сентябрь санидики «Җамаәттики аял қериндашларни қоллап-қувәтләң» намлиқ мақалиниң 6-абзациға қараң.

d Аилә қайси җамаәттә хизмәт қилиш керәклиги тоғрилиқ мәлуматларни «Күзитиш мунари» журнали 2020-жил, август санидики «Башқиларниң җамаәттики орнини һөрмәтләң» намлиқ мақалиниң 17—19 абзацлиридин тапалайсиз.

f Рәһбәрлик кеңәшниң роли тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2013-жил, 15-июль саниниң 20—25 бәтлиригә қараң.