Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

20-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Вәз хизмитидә иҗабий көзқарашни сақлаң

Вәз хизмитидә иҗабий көзқарашни сақлаң

«Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма» (ВӘЗ 11:6, КТ).

44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

Әйса асманға көтирилгәндин кейин, униң шагиртлири Йерусалимда вә башқа җайларда қизғин вәз қилған (1-абзацқа қараң.)

1. Әйса өз шагиртлириға қандақ үлгә қалдурған вә улар униңға қандақ инкас қайтурған? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

 ӘЙСА вәз хизмитидә қизғинлиқни сақлиған. У өз шагиртлириниңму вәз хизмитидә шундақ қизғинлиқни сақлишини халиған (Йоһ. 4:35, 36). У шагиртлири билән биллә болғанда, шагиртлар вәз хизмитидә қизғин болған (Луқа 10:1, 5—11, 17). Бирақ у қолға елинип өлтүрүлгәндә, шагиртлири вәз хизмитигә болған қизғинлиғини вақтинчә йоқатқан (Йоһ. 16:32). Әйса өлүмдин тирилдүрүлгәндин кейин, шагиртлирини пүтүн диққитини вәз хизмитигә қаритишқа үндигән. У асманға көтүрүлгәндин кейин, шагиртлири оттәк қизғинлиқ билән вәз қилған. Шуңа дүшмәнлири уларни әйипләп мундақ дегән: «Силәр тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни толдурдуңлар» (Әлч. 5:28, ЙД).

2. Йәһва Худа вәз хизмитини қандақ бәрикәтлигән?

2 Биринчи әсирдә, Әйса өз әгәшкүчилириниң хуш хәвәрни тарқитишиға йетәкчилик қилған. Йәһва Худа уларни бәрикәтләп, хуш хәвәрни қобул қилғанларниң сани көпәйгән. Мәсилән, милади 33-жили Әллигинчи күн байримида 3000чә киши чөмдүрүлүштин өткән (Әлч. 2:41). Кейин етиқатчиларниң сани техиму көпәйгән (Әлч. 6:7). Әйса ахир заманда техиму көп адәмләрниң хуш хәвәрни қобул қилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Йоһ. 14:12; Әлч. 1:8).

3, 4. Бәзиләр немә үчүн вәз қилишта қийнилиду вә биз бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?

3 Һәммимиз вәз хизмитидә иҗабий көзқарашни сақлашқа тиришимиз. Бәзи дөләтләрдә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни халайдиғанлар бәк көп. Улар билән үгинишни башлайдиған Гувачилар йетишмәйду, шуңа улар күтүп туруши керәк. Амма башқа дөләтләрдә болса, вәз қилиш асан әмәс. Чүнки адәмләр көпинчә вақитта өйидә болмайду яки өйидә болғанларму Муқәддәс китапқа бәк аз қизиқиш көрситиду.

4 Вәз қилиш қийин бир районда яшисиңиз, бу мақалидики мәслиһәтләр сизгә ярдәм берәлиши мүмкин. Бәзиләрниң вәз хизмитидә көпирәк адәмләр билән қандақ учрашқанлиғини көрүп чиқимиз. Униңдин башқа, ейтқан хәвәрлиримизгә кишиләрниң қулақ селиш-салмаслиғидин қәтъийнәзәр, немә үчүн иҗабий көзқарашни сақлап қалалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

АДӘМЛӘРНИ ТЕПИШ ҚИЙИН БОЛСИМУ, ИҖАБИЙ КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢ

5. Көплигән Гувачилар қандақ қийинчилиқларға дуч келиватиду?

5 Нурғун Гувачилар үчүн адәмләрни өйидә тепип, улар билән сөһбәтлишиш барғансири қийин болмақта. Бәзи вәз ейтқучилар бехәтәрлиги алаһидә қоғдилидиған беналар яки қоршалған мәһәллиләр көп районда яшайду. Шундақ җайда яшайдиғанлардин бири рухсәт қилмай яки бехәтәрлик сақлиғучи тәкшүрмәй туруп, кишиләр у йәргә кирәлмәйду. Йәнә бәзиләр йезиларда яки адәмләр аз олтирақлашқан жирақ җайларда вәз қилиду. Башқа вәз ейтқучилар һечқандақ тосалғусиз өйму-өй баралайду, амма наһайити аз кишиләрни тапиду. Бәлким вәз ейтқучилар жирақ җайларға берип, вәз ейтишқа тиришиду, амма адәмләр өйидә йоқ болиду. Биз шуниңдәк қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, чоқум бәл қоювәтмәслигимиз керәк. Шундақ тосалғуларни йеңип, көпирәк адәмләргә йолуқуш үчүн немә қилалаймиз?

6. Вәз ейтқучилар қайси җәһәттин белиқчиларға охшайду?

6 Әйса вәз хизмитини белиқчилиқ иши билән селиштурған (Марк 1:17). Бәзи белиқчилар бирнәччә күн ишләп, бир талму белиқ туталмайду. Амма улар һәргизму бәл қоювәтмәйду. Әксичә улар әһвалға қарап, белиқ тутидиған вақит, орун яки усулни өзгәртиду. Бизму шуниңға охшаш бәзи өзгәртишләрни қилалаймиз. Төвәндики мәслиһәтләрни көрүп бақайли.

Адәмләр камдин-кам өйидә болидиған районларда вәз қилғанда, охшимиған вақитларда, җайларда яки усулларда уларни тепишқа тиришиң (7—10 абзацларға қараң) c

7. Биз охшимиған вақитларда вәз қилсақ, қандақ нәтиҗиси болуши мүмкин?

7 Охшимиған вақитта адәмләрни тепишқа тиришиң. Биз адәмләр өйидә болидиған вақитта вәз қилсақ, көпирәк адәмләрни тапалаймиз. Қачанла болмисун, ахири улар өйигә қайтиду. Нурғун қериндашлар чүштин кейин яки кәчқурун вәз қилғанда, көпирәк адәмләр билән учришалиғанлиқтин, бу вақит қолайлиқ екәнлигини байқиған. Шундақ вақитларда кишиләрниң қоли бош болуп сөһбәтлишиши мүмкин. Бәлким Дейвид исимлиқ ақсақалниң мәслиһити сизгә ярдәм берәләйду. У бир районда шериги билән вәз қилип, бир мәзгил өткәндин кейин биринчи қетим барғанда адәм болмиған өйләргә қайта барған. У: «Иккинчи қетим ишикни чәккинимиздә, шунчә көп өйләрдә адәмләрниң болғиниға бәкму һәйран қалдим b»,— деди.

Адәмләр камдин-кам өйидә болидиған районларда вәз қилғанда, охшимиған вақитларда уларни тепишқа тиришиң (7, 8-абзацларға қараң)

8. Вәз хизмитимиздә Вәз 11:6-айәтни қандақ қоллиналаймиз?

8 Мошу мақалиниң асасий айити қандақ көзқарашни сақлашни есимизгә салиду, һәргизму бошишип қалмаслиғимиз керәк (Вәз 11:6ни оқуң). Жуқурида тилға алған Дейвид бәл қоювәтмигән еди. У бирқанчә қетим урунуп көргән вә нәтиҗисиз қалғандин кейин, ахири бир өй егиси билән учрашқан. Өй егиси Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа қизиққан вә шундақ дегән: «Мән бу йәрдә яшаватқили сәккиз жилчә болди. Һечқачан бирәр Йәһва гувачиси ишигимни чәкмигән». Дейвид: «Мән шуни байқидимки, сиз ахири бирсини өйидә тапқиниңизда, улар дайим биз йәткүзгән хәвәргә қизиқиш көрситиду»,— дәйду.

Адәмләр камдин-кам өйидә болидиған районларда вәз қилғанда, охшимиған җайларда уларни тепишқа тиришиң (9-абзацқа қараң)

9. Көрүшүш қийин адәмләрни тепиш үчүн бәзи Гувачилар немә иш қилған?

9 Охшимиған җайларда адәмләрни тепишқа тиришиң. Адәмләрни өйидин тепиш қийин болғанда, бәзи вәз ейтқучилар охшимиған җайда вәз қилған. Мәсилән, киришкә рухсәт қилинмайдиған көп қәвәтлик беналарда адәмләр билән көрүшүш мүмкин болмиғач, кочиларда яки әдәбият һарвулири билән вәз қилиш усули үнүмлүк болиду. Бу өйидин тепиш қийин кишиләр билән үзму үз көрүшүшкә яхши бир пурсәт яритиду. Вәз ейтқучилар шундақ кишиләрниң аммивий бағчиларда, базарларда яки сода-сетиқ районлирида әдәбиятлиримизни қобул қилип, сөһбәтлишишни халайдиғанлиғини байқиған. Боливиядики бир район назарәтчиси Флоран мундақ дәйду: «Биз базар вә сода-сетиқ қилидиған җайларға саат 13.00—15.00 барғинимизда, содигәрләр анчә алдираш әмәс болатти. Көпинчә вақитта, биз яхши сөһбәтлишәттуқ, һәтта Муқәддәс китап үгинишлирини башлалидуқ».

Адәмләр камдин-кам өйидә болидиған районларда вәз қилғанда, охшимиған усулларда уларни тепишқа тиришиң (10-абзацқа қараң)

10. Адәмләргә вәз қилиш үчүн йәнә қандақ усулларни қоллиналайсиз?

10 Охшимиған усулда вәз қилишқа тиришиң. Сиз қайта-қайта бир киши билән көрүшүшкә һәрикәт қилдиңиз. Қайта йолуқушқа охшимиған вақитларда, барған болсиңизму, бирақ уни өйидә тапалмидиңиз. Шу киши билән көрүшүшниң башқа усуллири барму? Катарэна мундақ дәйду: «Мән демәкчи болған сөзлиримни йезип, кишигә хәт қалдуруп қоюмән». Униң сөзлиридин немини үгинәләймиз? Вәз хизмитидә һәрбир адәмгә йолуқуш үчүн һәртүрлүк усуллар билән тиришип көрүң.

КИШИЛӘР ҚИЗИҚИШ КӨРСӘТМИСИМУ, ИҖАБИЙ КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢ

11. Немә үчүн бәзи адәмләр йәткүзгән хәвәргә охшимиған инкасни қайтуриду?

11 Бәзи адәмләр охшимиған инкасни қайтуриду. Улар, Худаға яки Муқәддәс китапқа еһтияҗим йоқ, дәйду. Улар бу дунияниң шунчә көп азап-оқубәтләрни көргәч, Худаға ишәнмәйду. Динний йетәкчиләр Муқәддәс Язмиларға мас һаят кәчүримиз дәп қоюп, сахтипәзлик қиливатқачқа, буни көргәнләр Муқәддәс китапни рәт қилиду. Йәнә нурғун кишиләр хизмити, аилиси вә қийинчилиқлири билән алдираш болғач, Муқәддәс китапниң өзлиригә ярдәм берәләйдиғанлиғи һәққидә ойланмайду. Адәмләр биз йәткүзүватқан хәвәрниң муһимлиғини тонуп йәтмигән болсиму, хошаллиғимизни қандақ сақлалаймиз?

12. Филипиликләргә 2:4тики сөзләр вәз хизмитидә бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

12 Башқиларға көңүл бөлүватқанлиғиңизни көрситиң. Дәсләптә пәрва қилмиған адәмләр кейинчә вәз ейтқучиниң уларға һәқиқий көңүл бөлүватқанлиғини һис қилғанда, хуш хәвәргә қулақ салған (Филипиликләргә 2:4ни оқуң). Жуқурида тилға алған Дейвид мундақ дәйду: «Әгәр бирси “Мән қизиқмаймән”,— десә, Муқәддәс китап вә китап-журналларни сумкимға селиветип: “Немә үчүн қизиқмайдиғанлиғиңизни билип бақсам боламду?”— дәп сораймән». Адәмләр башқиларниң уларға көңүл бөлүватқанлиғини һис қилалайду. Бәлким, немә дегинимизни улар унтуп қалсиму, биз қалдурған тәсират уларниң есидә қалиду. Өй егиси сөз қилишимизға пурсәт бәрмисә, биз чирай-ипадә вә муамилимиз арқилиқ уларға көңүл бөлүватқанлиғимизни көрситәләймиз.

13. Биз өй егилириниң еһтияҗлириға мас қандақ мавзуларни қоллансақ болиду?

13 Өй егилириниң еһтияҗи вә қизиқишлириға мас мавзуларда сөһбәтләшсәк, уларға көңүл бөлгәнлигимизни көрситимиз. Мәсилән, шу өйдә балиларниң бар екәнлигини көрситидиған қандақ нәрсиләрни көрдуқ? Ата-анилар бәлким балиларни чоң қилиш яки бәхитлик турмуш кәчүрүш һәққидә Муқәддәс китаптики әмәлий мәслиһәтләргә қизиқиш көрситиши мүмкин. Уларниң ишигидә бирқанчә қулупниң турғанлиғини байқидуқму? Биз җинайәтләр вә қорқунучлуқ ишлар һәққидә гәп башлисақ, өй егиси шу җинайәтләрниң мәңгүгә йоқ қилинидиғанлиғини билгәндә, хошал болуши мүмкин. Мәйли вәзийәт қандақ болсун, сөзүмизгә қулақ салғанларниң Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрниң уларға ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп йетишигә ярдәм беришкә тиришиң. Катарэна: «Һәқиқәтниң һаятимни қандақ өзгәрткәнлигини есимдин чиқармаймән»,— дәйду. Шуңа, Катарэна ишәнч билән сөзләйду, тиңшиғанларму униң ишәнч билән сөзләватқанлиғини һис қилиду.

14. Пәнд-нәсиһәтләр 27:17-айәткә асасланғанда, вәз хизмитидә шерикләр бир-биригә қандақ ярдәм берәләйду?

14 Башқиларниң ярдимини қобул қилиң. Паул өзиниң вәз қилиш вә тәлим бериш усулини Тимотийға үгәткән. У Тимотийни бу усуллардин пайдилинип, башқиларға ярдәм беришкә дәвәт қилған (Кор. 1-х. 4:17). Бизму Тимотийға охшаш җамаәттики қериндашларниң тәҗрибилиридин үгинәләймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 27:17ни оқуң). Шон бурадәрниң мисалини көрүп бақайли. Бир мәзгил у йезаларда пионер болған. У йәрдә адәмләрниң көпинчиси өз динидин рази еди. У хошаллиқни қандақ сақлап қалған? У: «Мүмкин болсила, мән бир шерик билән хизмәткә бараттим. Өйдин-өйгә вәз қилғанда, тәлим бериш маһаритимизни өстүрүшкә бир-биримизгә ярдәм берәттуқ. Мәсилән, өй егиси билән параңлашқанда, униң сөзлири вә өзүмиз бәргән җавапларға диққәт қилаттуқ. Андин кейин әгәр биз шундақ вәзийәткә қайта йолуқсақ, башқичә қандақ җавап берәләйдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилаттуқ»,— дәйду.

15. Вәз хизмитидә немә үчүн дуа бәк муһим?

15 Ярдәм сорап Йәһваға дуа қилиң. Һәр қетим вәз хизмитигә барғанда, Худаға дуа қилип, көрсәтмиләрни сораң. Униң күчлүк муқәддәс роһиниң ярдимигә муһтаҗмиз (Зәб. 127:1; Луқа 11:13). Дуа қилип, Йәһвадин ярдәм сориғанда, ениқ немигә муһтаҗ екәнлигиңизни ейтиң. Хуш хәвәрни аңлашқа майил кишиләрни учритишқа ярдәм беришни сораң. Кейин дуалириңизға мас учратқан барлиқ кишиләргә гувалиқ беришкә тиришиң.

16. Вәз хизмитимизниң үнүмлүк болушиға шәхсий үгиниш қандақ ярдәм бериду?

16 Шәхсий тәтқиқ үчүн вақит чиқириң. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Худаниң меһрибан, әзиз һәм мукәммәл ирадисиниң немидә екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар» (Рим. 12:2). Худа һәққидики һәқиқәтләрни үгинип етиқадимиз күчәйгәнсири, вәз хизмитидә башқиларға ишәнч билән сөз қилалаймиз. Катарэна: «Йеқинда Муқәддәс китапниң бәзи асасий тәлимлиригә болған ишәнчимни күчәйтишниң зөрүрлигини тонуп йәттим. Шуңа мән Яратқучиниң мәвҗутлиғи, Муқәддәс китапниң һәқиқәтән Худа сөзи екәнлиги вә бүгүнки күндә Худаға вәкиллик қилидиған бир тәшкилатниң барлиғи һәққидә көңүл қоюп, тәпсилий тәтқиқ қилдим»,— дәйду. Шәхсий үгиниш Катарэнаниң етиқадини күчәйткән вә вәз хизмитидә көпирәк хошаллиқ тепишиға ярдәм бәргән.

НЕМӘ ҮЧҮН ВӘЗ ХИЗМИТИДӘ ИҖАБИЙ КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАЙМИЗ?

17. Әйса немә үчүн вәз хизмитидә қизғинлиғини сақлап қалған?

17 Бәзиләр Әйса йәткүзгән хәвәргә қулақ салмиған болсиму, Әйса қизғинлиғини сақлап вәз қилған. Немә үчүн? У кишиләрниң һәқиқәтни билишкә қанчилик муһтаҗ екәнлигини билгән вә уларға Падишалиқ хәвирини қобул қилишқа мүмкинқәдәр көпирәк пурсәт беришни халиған. У дәсләптә пәрва қилмиған бәзиләрниң ахирида хуш хәвәрни қобул қилидиғанлиғини билгән. Униң аилисидә немә иш болғанлиғини көрүп бақайли. Әйса үч йерим жил вәз қилғанда, униң қериндашлиридин һечбири униң әгәшкүчиси болмиған (Йоһ. 7:5). Бирақ Әйса тирилдүрүлгәндин кейин улар әгәшкүчилири болди (Әлч. 1:14).

18. Немә үчүн биз вәз ейтишни давамлаштуримиз?

18 Биз йәткүзүватқан Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни ахирида кимниң қобул қилидиғанлиғини өзүмиз билмәймиз. Бәзиләрниң һәқиқәтни қобул қилишиға азирақ вақит кәтсә, йәнә бәзиләр үчүн көпирәк вақит кетиду. Һәтта сөзүмизгә қулақ салмиғанлар, яхши һәрикитимиз вә қизғинлиғимизни көрүп, ахирида Худани мәдһийилиши мүмкин (Пет. 1-х. 2:12).

19. Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7-айәтләргә асасланғанда, биз чоқум немини унтумаслиғимиз керәк?

19 Биз териғанда вә суғарғанда, Худаниң ролини чоқум унтуп қалмаслиғимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7ни оқуң). Эфиопиядә хизмәт қиливатқан бурадиримиз Гатахун мундақ дәйду: «Мән 20 жилдин көпирәк наһайити аз вәз қилинған территориядә ялғуз гувачи едим. У йәрдә һазир 14 вәз ейтқучи бар. 13 суға чөмдүрүлгән. Уларниң арисида аялим вә 3 балам бар. Жиғилишлиримизға оттура һесапта 32 адәм қатнишип келиватиду». Йәһваниң Өз тәшкилатиға сәмимий адәмләрни җәлип қилишини күткәндә, Гатахун сәвирчанлиқ билән давамлиқ вәз қилиштин хошаллиқ тапқан (Йоһ. 6:44).

20. Немә үчүн бизни қутқузуш вәзиписигә қатнашқучиларға охшитишқа болиду?

20 Йәһва Худа пүтүн инсанийәтни қәдирләйду. Шуңа бу дунияниң түзүлмиси ахирлишиштин бурун У бизгә Өз Оғли билән бирликтә барлиқ милләт кишилиридин адәмләрни топлаш хизмитини қилиш имтиязини бериду (Һагай 2:7). Бизниң вәз хизмитимиз худди суға чөкүп кетиватқанларни қутқузушқа қатнишиватқан қутқузуш групписиниң вәзиписигә охшайду. Гәрчә бирқанчә киши қутқузулуп һаят қалсиму, шу хизмәткә қатнашқанларниң чиқарған күчини махташқа әрзийду. Шуниңға охшаш, бизму вәз хизмитигә қатнашқанда, Шәйтанниң бу дуниясидин қанчилик адәмниң қутқузулуп қалидиғанлиғини билмәймиз. Бирақ Йәһва һәрбиримизни қоллинип, уларға ярдәм бериду. Боливиядә яшайдиған Андреас: «Муқәддәс китапни үгинип, чөмдүрүлүштин өткән кишини көргинимдә, буни көпчиликниң чиқарған күчиниң нәтиҗиси дәп қараймән»,— дәйду. Бизму вәз хизмитидә шуниңға охшаш көзқарашни сақлайли. Әгәр шундақ қилсақ, Йәһва бизни бәрикәтләйду вә вәз хизмитимиз һәқиқий хошаллиқниң мәнбәси болиду.

47-НАХША Хуш хәвәрни җакала

a Вәз хизмитимиздә көплигән адәмләр өйлиридә болмиса яки ейтқан хәвиримизгә қулақ салмиса, қизғинлиғимизни қандақ сақлап қалалаймиз? Һазир иҗабий көзқаришимизни сақлашқа ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләрни көрүп чиқимиз.

b Вәз ейтқучилар бу мақалидә муһакимә қилғандәк вәз хизмитиниң түрлүк усулини қолланса болиду, амма башқиларниң учурини қоғдаш қануниға уйғун иш қилиши керәк.

c СҮРӘТТӘ: (жуқуридин төвәнгә): Адәмләрни өйидә тепиш қийин районда вәз қиливатқан бир җүп әр-аял. Биринчи өй егиси ишта, иккинчи өй егиси дохтурханида, үчинчи болса, дуканда. Улар биринчи өй егисини тепишқа шу күни кәчтә барди. Улар дохтурханиға йеқин җайда әдәбият һарвуси билән вәз қилғанда, иккинчи өй егисини учратти. Улар телефон қилип үчинчи өй егисини тапти.