Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Муқәддәс китап заманида папирусларни кемә ясаш үчүн ишләткәнму?

Папирус өсүмлүги

АДӘТТӘ Мисирда хәт йезиш үчүн папирусниң асасий хәт йезиш материали болғанлиғи һәммигә мәлум. Греклар вә римлиқларму папирусқа a хәт язған. Папирус материали пәқәт йезиқчилиқ ишлирида қоллинилипла қалмай, йәнә адәмләргә анчә тонуш болмиған кемә ясаш ишлирида ишлитилгән.

Мисирдики бир қәбирә ичидин тепилған папирус кеминиң икки модели

Тәхминән 2500 жил авал, Йәшая пәйғәмбәр Эфиопия дәриялири бойидики хәлиқләр һәққидә шундақ дәп язған: «Қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән». Кейинирәк Йәрәмия пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан, Мидия вә Парс қошунлири Бабил шәһирини ишғал қилғанда, бабиллиқларниң қечип кетишиниң алдини елиш үчүн папирус кемилирини көйдүриветәтти (Йәшая 18:1, 2; Йәр. 51:32).

Муқәддәс китап Худаниң илһамландуруши билән йезилған. Шуңа тепилған археологиялик қезилмилар папирусниң кемә ясаш үчүн ишлитилгәнлигини көрсәткини, Муқәддәс китапни үгәнгүчиләрни һәйран қалдурмайду (Тим. 2-х. 3:16). Қандақ қезилмилар тепилған? Археологлар Мисирдики қезилмилардин кемә ясаш кәспигә мунасивәтлик тәпсилатларни көрситидиған испатларни тапқан.

ПАПИРУС КЕМИЛӘР ҚАНДАҚ ЯСАЛҒАН?

Мисирдики қәбирләрдә сизилған сүрәтләр вә оюлған ойма рәсимләрдә, адәмләрниң папирусни қандақ жиғип, кемиләрни ясиғанлиғи тәсвирләнгән. Әрләр папирус өсүмлүклириниң ғоллирини оруп, бағлам-бағлам қилип қоюду. Кейин әшу бағлам-бағлам папирус ғоллирини қошуп қаттиқ бағлайду. Папирус ғоли үч қирлиқ шәкилдә болуп, уларни қошуп қаттиқ бағлиғанда, папирус ғоллири бир-биригә зич киришип, қаттиқ бир пухта һаләттики шәкилгә келиду. Мисирниң тарихи һәққидики бир китапта: «Папирус кемиси он йәттә метрдин узунирақ болуп, үстидә кәң бошлуғи болған вә икки тәрипидә 10—12гичә палақлири болған»,— дәп шундақ йезилған.

Мисирдики тамға оюлған сүрәтләрдә папирус кеминиң қандақ ясилиши тәсвирләнгән

НЕМӘ ҮЧҮН КЕМӘ ЯСИҒУЧИЛАР ПАПИРУСНИ ИШЛӘТКӘН?

Папирус өсүмлүги Нил дәрия вадисиниң һәммила җайлирида өскән. Униң үстигә, папирустин кемә ясаш асанирақ болған. Һәтта яғач материаллиридин йоған кемиләрни ясаш кәң тарқалған вақитлардиму, қаримаққа белиқчилар билән овчилар давамлиқ папирус салларни вә кичик қейиқларни ишләткән.

Папирус кемиләрни ишлитиш узун заман давамлашқан. Милади биринчи иккинчи әсир арисида яшиған грек язғучиси Плутархниң язғанлириға асасланғанда, униң заманидики адәмләр техиғичә папирус кемиләрни ишләткән.

a Папирус өсүмлүги адәттә сазлиқлар яки сүйи аста ақидиған еқинларниң бойида өсиду. Папирусниң бойи 5 метр егизликкичә, ғоли 15 сантиметрғичә йоған өсәләйду.