Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

36-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Яшларни қәдирләң

Яшларни қәдирләң

«Яшларниң шөһрити — уларниң күчи» (ПӘНД Н. 20:29).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Яшинип қалғинимизға әгишип, өзүмизгә қандақ мәхсәтләрни қоялаймиз?

 БИЗ яшинип қалғансири, бәлким Худаға яш вақтимдикидәк хизмәт қилалаймәнму дәп әнсиришимиз мүмкин. Гәрчә һазир яш вақтимиздикидәк җисманий күч-қувитимиз болмисиму, өзүмиз топлиған мол тәҗрибиләр вә маһарәтләр арқилиқ яшларниң Йәһваниң тәшкилатида көпирәк хизмәт қилишиға вә йеңи вәзипиләрни өз үстигә елишиға ярдәм берәләймиз. Узун вақит ақсақал болуп, хизмәт қилған бир бурадәр шундақ дәйду: «Мән яшинип илгирикидәк хизмәт қилишқа күчүм йәтмәйватқанлиғини һис қилғинимда, яш бурадәрләрниң вәзипиләрни өз үстигә елишқа тәйяр болғинидин бәкму миннәтдар болдум».

2. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

2 Алдинқи мақалидә яшлар яшанғанлар билән йеқин дост болса, немиләрни үгинәләйдиғанлиғини көрүп чиққан едуқ. Бу мақалидә болса, яшанғанларға кичик пейиллиқ, кәмтәрлик, миннәтдарлиқ, сехийлиққа охшаш пәзиләтләр яшлар билән бирликтә хизмәт қилишқа қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини вә нәтиҗидә пүтүн җамаәтниң қандақ бәрикәткә еришәләйдиғанлиғини көрүмиз.

КИЧИК ПЕЙИЛ БОЛУҢ

3. Филипиликләргә 2:3, 4-айәтләргә асасланғанда, кичик пейил болуш дегән немә вә у Худа хизмәтчисигә қандақ ярдәм берәләйду?

3 Яшанғанлар яшларға ярдәм беришни халиса, кичик пейил болуши керәк. Кичик пейил киши башқиларни өзидин жуқури көриду (Филипиликләргә 2:3, 4ни оқуң). Кичик пеиллиқни көрситидиған адәмләр шуни тонуп йетидуки, мәлум бир вәзипини орунлашниң үнүмлүк йоли яки Муқәддәс китап принципи ялғуз бирла әмәслигини яхши чүшиниду. Шуңа улар бир вәзипини башқиларниңму өзигә охшашла усулда орунлишини күтмәйду (Вәз 7:10). Улар өзлириниң топлиған қиммәтлик тәҗрибилирини яшларға берәләйду. Бирақ улар бу дунияниң вәзийити өзгирип туридиғанлиғини вә йеңи вәзийәткә өзлирини тәйярлашниң зөрүрлигини чүшиниши керәк (Кор. 1-х. 7:31).

Яшанғанлар сехийлиқ билән өз тәҗрибилирини башқилар билән бөлүшиватиду (4, 5-абзацларға қараң) b

4. Яшанған наһийилик назарәтчиләр қәдимки лавийларға охшаш көзқарашни қандақ көрситәләйду?

4 Кичик пейил яшинип қалған қериндашлар өзлириниң илгирикидәк көп хизмәт қилалмайдиғанлиғини етирап қилиду. Мәсилән, яшанған наһийилик назарәтчиләрниң мисалини көрүп бақайли. Улар 70 яшқа йәткәндә, башқа вәзипигә тәйинләнгән. Бәлким бу уларға қийин болған. Амма улар башқа қериндашларға ярдәм бериштин хошаллиқ тапқан. Улар бу вәзипини бәкму яхши көргәч, уларниң қәлбидә көпирәк башқиларға хизмәт қилиш истиги та һазирғичә күчлүк. Бирақ улар яшларниң шу хизмәтни яхширақ қилалайдиғанлиғини чүшинәләйду. Шуңа улар қәдимки Исраилдики лавийларға охшаш көзқарашни көрсәткән. Шу заманларда лавийлар ибадәт чедирда хизмәт қилишни 50 яшқичә давам қилатти. Шу яшанған лавийлар өзлири қандақ хизмәткә тәйинлиништин қәтъийнәзәр хошал болған. Улар қизғинлиқ билән қолидин кәлгиничә қилған вә яшларға ярдәм бәргән (Сан. 8:25, 26). Илгири наһийилик назарәтчиләр болуп хизмәт қилғанлар, бүгүнки күндә гәрчә җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитини қилалмисиму, бирақ өзи тәйинләнгән җамаәткә көп ярдәм вә илһам берәләйду.

5. Дан вә Кейтиниң қалдурған үлгилиридин сиз немә үгинәләйсиз?

5 23 жил наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қилған Данниң мисалини көрүп бақайли. У 70 яшқа йәткәндә, аяли Кейти билән мәхсус пионер болуп тәйинләнгән. Улар йеңи вәзиписидә хошаллиқ тепиш үчүн немә иш қилған? Данниң ейтип беришичә, һазир у илгирикидинму алдираш болған! У җамаәттә өз вәзиписини орунлиғандин башқа, бурадәрләрниң хизмәт ярдәмчиси сүпитидә болушқа лайиқ болушиға вә башқиларниң чоң шәһәрдә вә түрмиләрдә гувалиқ беришни үгинишигә ярдәм бериду. Әзиз яшанғанлар, силәр толуқ вақит хизмәт қиливатқан болуңлар яки болмаңлар, башқиларға көп ярдәм берәләйсиләр. Буниң үчүн өз вәзийәтлириңларға мас йеңи мәхсәтләрни қоюп, өзүңлар қилалмайдиған ишқа әмәс, бәлким қолуңлардин келидиған ишларға диққитиңларни қаритиңлар.

КӘМТӘР БОЛУҢ

6. Немә үчүн кәмтәр болуш муһим? Мисал арқилиқ чүшәндүрүң.

6 Кәмтәр адәм өзиниң қабилийәтлириниң чәклик екәнлигини етирап қилиду (Пәнд н. 11:2). У өзигә һәддидин зиядә тәләпчан болуп, қолидин кәлмәйдиған ишқа өзини зорлимайду. Нәтиҗидә у хошаллиқни йоқитип қоймай, давамлиқ тиришип хизмәт қилиду. Кәмтәр адәмни велосипед минип дөңгә қарап кетиватқан кишигә охшитишқа болиду. У киши давамлиқ охшаш тезликтә маңмайду. У бәлки астирақ сүръәт билән меңиши мүмкин, амма алға илгириләшни тохтитип қоймайду. Худди шуниңға охшаш, кәмтәр адәм қачан астилаш вә өзини өзгәртишни билиду. Шу арқилиқ у Йәһва Худаға қизғинлиқ билән хизмәт қилиду вә башқиларға ярдәм бериду (Флп. 4:5).

7. Барзилай кәмтәрликни қандақ көрсәтти?

7 80 яшлиқ Барзилайниң мисали һәққидә ойлап көрәйли. Уни падиша Давут өз падишалиқ сарийиға тәклип қилғанда, у кәмтәрлик билән падишаниң тәкливини рәт қилған. Сәвәви у өзиниң яшинип күч мағдиридин қалғанлиғини етирап қилған вә өз орниға яш Кимхамни тәвсийә қилған (Сам. 2-яз. 19:35—37). Худди Барзилайдәк бүгүнки күндиму яшанған бурадәрләр яшларға хизмәт қилиш пурситини хошаллиқ билән тапшуруп бериду.

Худа Сулайманниң ибадәтханини салидиғанлиғини қарар қилғанда, Давут падиша кәмтәрлик билән шу қарарни қобул қилған (8-абзацқа қараң)

8. Ибадәтхана селишни арзу қилған Давут падиша кәмтәрликни қандақ көрсәткән?

8 Падиша Давутму кәмтәрликниң есил үлгисини қалдурған. У Йәһва Худа үчүн бир ибадәтхана селишни чин қәлбидин арзу қилған. Бирақ Худа бу имтиязни яш Сулайманға беридиғанлиғини ейтқанда, Давут Униң бу қарарини қобул қилған вә қурулуш ишини пүтүн күчи билән қоллап қувәтлигән (Тар. 1-яз. 17:4; 22:5). Сулайман яш вә тәҗрибисиз болғач, Давут бу қурулуш ишини: «Мән яхширақ қилалаймән»,— дәп ойлимиған (Тар. 1-яз. 29:1). Давут шуни ениқ билгәнки, бу қурулушниң тамамлиниши қурулуш ишиға йетәкчилик қилидиғанларниң йеши яки тәҗрибисигә әмәс, бәлки Йәһва Худаниң бәрикәтлишигә бағлиқ екәнлигини билгән. Бүгүнки күндиму Давутни үлгә қилған яшанған бурадәрләр, гәрчә уларниң вәзипилири өзгәргән болсиму, қизғинлиқ билән өз хизмитини қиливатиду. Улар өзлири илгири қилған ишларни қиливатқан яшларни Худаниң бәрикәтләйдиғанлиғини билиду.

9. Бәйтәл комитетидики бир бурадәр кәмтәрликни қандақ көрсәткән?

9 Шиго исимлиқ бурадәр бүгүнки күндә кәмтәрликниң үлгисини қалдурған. 1976-жили 30 йешида Бәйтәл комитетида хизмәткә тәйинләнгән. 2004-жили Бәйтәл комитетиниң риясәтчиси сүпитидә хизмәт қилған. Кейинәрәк у яшинип күчидин қалғанлиғини, өз вәзиписини илгирикидәк қилалмайдиғанлиғини тонуп йәткән. У өзи қиливатқан хизмәтни яширақ бириниң өз қолиға елиши һәққидә дуа қилған. Гәрчә Шиго һазир риясәтчи сүпитидә хизмәт қилмисиму, амма Бәйтәл комитетиниң бир әзаси сүпитидә хизмитини давамлаштуриватиду. Барзилай, Давут падиша вә Шигониң мисаллиридин көргинимиздәк, кичик пейил, кәмтәр киши яшларниң тәҗрибисиниң камчил болушиға әмәс, бәлки уларниң көпирәк нәрсиләрни үгинәләйдиғанлиғиға нәзәр салиду. Бундақ киши яшларни өзиниң риқәбәтчилири әмәс, әксичә хизмәтдашлири сүпитидә көриду (Пәнд н. 20:29).

МИННӘТДАРЛИҚ БИЛДҮРҮҢ

10. Җамаәттә яшанған бурадәрләр яшларға қандақ көзқарашта болиду?

10 Яшанған бурадәрләр яшларни Худадин кәлгән һәдийә сүпитидә көрүп, уларниң қилған ишлири үчүн миннәтдарлиқ билдүриду. Улар өзлириниң күч-қувитиниң аҗизлишиға әгишип, җамаәттә вәзипиләрни өз үстигә алалайдиған вә елишқа тәйяр болған күч-қувәткә толған яшларни көргинидә, улардин бәкму миннәтдар болиду.

11. Рут 4:13—16 айәтләргә асасланғанда, яшанғанлар миннәтдарлиқ билән яшларниң ярдимини қобул қилса, қандақ бәрикәтләргә еришиду?

11 Муқәддәс Язмилардики Наоминиң мисалини көрүп бақайли. У яш бириниң ярдимини миннәтдарлиқ билән қобул қилған. Дәсләптә Наоми тул қалған келини Рутни аилисигә қайтип кетишигә дәвәт қилған. Рут Наоми билән Бәйтләһәмгә биллә қайтимән дәп қәтъий турғанлиқтин, у хошаллиқ билән Рутниң ярдимини қобул қилған (Рут 1:7, 8, 18). Нәтиҗидә һәр икки аял бәрикәткә еришкән! (Рут 4:13—16ни оқуң) Кичик пейиллиқ яшанғанларни Наомидин үлгә елишқа дәвәт қилиду.

12. Паул өз миннәтдарлиғини қандақ билдүргән?

12 Әлчи Паул башқиларниң ярдими үчүн миннәтдарлиқ билдүргән. Мәсилән, у Филипи шәһиридики етиқатчиларниң өзигә маддий ярдәмләрни әвәткини үчүн рәхмәт ейтқан (Флп. 4:16). У Тимотийниң өзигә қилған ярдими үчүн миннәтдарлиғини ипадилигән (Флп. 2:19—22). Паул Римға мәһбус сүпитидә әвәтилгәндә, униңға илһам беришкә кәлгәнләр үчүн Худаға миннәтдар болған (Әлч. 28:15). Паул җушқун, күч-қувәткә толған киши еди. У нәччә миң километр сәпәр қилип, вәз қилған вә җамаәтләргә илһам бәргән. Амма у кичик пейиллиқ билән башқа етиқатчиларниң ярдимини қобул қилған.

13. Яшанғанлар, яшлар үчүн миннәтдар екәнлигиңларни қандақ көрситисиләр?

13 Яшанғанлар, җамаитиңлардики яшлар үчүн миннәтдарлиғиңларни көрситишниң нурғун йоллири бар. Әгәр силәр бир җайға берип келиш, керәклик нәрсиләрни сетивелиш яки җисманий күч тәләп қилидиған ишларни қилишта ярдәмгә муһтаҗ болсаңлар, яшларниң ярдимини миннәтдарлиқ билән қобул қилиңлар. Шуларниң ярдимини асмандики Атимизниң силәргә көрсәткән меһир-муһәббити дәп билиңлар. Бәлким, силәр ярдәм қолини сунғанлар билән йеқин дост болалайсиләр. Шу достуңларниң Йәһваға техиму йеқинлишишиға ярдәм беришкә тиришиңлар. Яшларниң җамаәттә тиришип хизмәт қиливатқанлиғини көргиниңлардин хошал екәнлигиңларни уларға ейтиңлар. Вақит чиқирип, улар билән сөһбәтлишип, өз һаятиңларда баштин өткүзгән тәҗрибәңларни сөзләп бериңлар. Шундақ қилғиниңларда, Йәһва Худаниң җамаәткә яшларни җәлип қилғанлиғи үчүн тәшәккүр ейтқиниңларни көрситисиләр (Кол. 3:15; Йоһ. 6:44; Сал. 1-х. 5:18).

СЕХИЙ БОЛУҢ

14. Падиша Давут өз сехийлиғини қандақ көрсәткән?

14 Давутниң үлгисини көрүп бақайли. Яшанғанлар Давутни үлгә қилип, сехийлиқ көрситиши керәк. Ибадәтханиниң қурулуши үчүн, шан-шәрәпкә Сулайман еришсиму, Давут өз ғәзнисидики байлиқларни қошумчә ианә қилған (Тар. 1-яз. 22:11—16; 29:3, 4). Худаға ибадәт қилидиған имарәтләрни селиш ишлириға қатнишишқа җисманий күч-қувитимиз йәтмисә, биз қолумиздин келишичә өз ианилиримизни бериш арқилиқ, шу қурулуш ишлирини давамлиқ қоллап-қувәтләләймиз. Узун жиллар топлиған тәҗрибилиримизни яшлар билән бөлүшүп уларға ярдәм берәләймиз.

15. Әлчи Паул сехийлиқ билән Тимотийға немиләрни үгәткән?

15 Паулниң сехийлиқ үлгисини көрүп бақайли. У хуш хәвәрни вәз қилиш сәпиридә, Тимотийни өзигә һәмра болушқа тәклип қилған. У өзиниң вәз қилиш вә тәлим бериш усулини бу яш жигиткә сехийлиқ билән үгәткән (Әлч. 16:1—3). Паулниң көрсәтмилири Тимотийниң маһир вәз ейтқучи болушиға ярдәм бәргән (Кор. 1-х. 4:17). Кейин Тимотий Паулниң үгәткәнлирини ишлитип башқиларниму вәз қилиш вә тәлим беришкә үгәткән.

16. Бурадәримиз Шиго немә үчүн башқиларни тәрбийиләп йетиштүргән?

16 Яшанғанлар бүгүнки күндә яшларни илгири өзлири қилған хизмәтни қилишқа үгәтсә, әнди кериги йоқ болуп қалиду дәп әнсиримәйду. Мәсилән, жуқурида тилға елинған қериндишимиз Шиго Бәйтәл комитетидики яширақ бурадәрләрни тәрбийиләп йетиштүргән. У шундақ қилиш арқилиқ өзи яшаватқан дөләттики вәз ейтиш хизмитигә ярдәм бәргән. Нәтиҗидә, у әнди Бәйтәл комитетида риясәтчи сүпитидә хизмәт қилишқа күчи йәтмигәндә, өзи тәрбийиләп йетиштүргән бурадәр униң хизмитини өз үстигә алған. Бурадиримиз Шиго 45 жилдин көпирәк Бәйтәл комитетида хизмәт қилип топлиған мол тәҗрибилиридин пайдилинип, яширақ бурадәрләргә ярдәм бериду. Шигоға охшаш бурадәрләрниң болғини Худаниң хәлқи үчүн чоң бәрикәт!

17. Луқа 6:38-айәткә мас, яшанғанлар башқиларға немини берәләйду?

17 Яшанған қериндашлар, силәр һаятни әң мәналиқ өткүзүшниң йоли — Йәһва Худаға ишәнч вә садақәт билән хизмәт қилиш екәнлигини испатлидиңлар. Силәр өз үлгәңлар арқилиқ Муқәддәс китап принциплирини үгинишкә вә уларни һаятта әмәлий қоллинишқа әрзийдиғанлиғини көрсәттиңлар. Өтмүштә мол тәҗрибиләрни топлиған болсаңларму, вәзийәтниң өзгиришигә маслишишниң зөрүрлигини чүшәндиңлар. Йеқинда чөмдүрүлүштин өткән яшанған қериндашлар, силәрму җамаәттә башқиларға көп ярдәм берәләйсиләр. Яшинип қалғанда, силәр Йәһва Худани тонуп, қанчилик хошаллиққа еришкәнлигиңларни яшларға ейтип берәләйсиләр. Топлиған тәҗрибәңлар вә һаятта алған савақлириңларни ейтип бәргәндә, яшлар хошаллиқ билән қулақ салиду. Әгәр ғәзнигә охшаш топлиған тәҗрибәңларни айимай башқилар билән бөлүшсаңлар, Яратқучи силәрни мол бәрикәтләйду (Луқа 6:38ни оқуң).

18. Яшанғанлар билән яшлар бир-биригә қандақ ярдәм берәләйду?

18 Яшанғанлар билән яшлар йеқин дост болғанда, улар өз ара илһам берәләйду (Рим. 1:12). Яшанғанлар яки яшлар болсун, һәр иккилисиниң қәдирләшкә тегишлик тәрипи бар. Яшанғанлар узун жиллар давамида мол тәҗрибә вә даналиқни топлиған болса, яшлар җушқун вә күч-қувәткә толған. Улар дост болуп, бирликтә хизмәт қилғанда, асмандики Атимизға шан-шәрәп елип келиду вә җамаәт үчүн бәрикәт болиду.

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

a Йәһва Худаниң тәшкилатини қоллап-қувәтләш үчүн тиришиватқан яшларниң көп болуши җамаәтлиримиз үчүн бәрикәт. Җамаәттики яшанғанлар өзлириниң келип чиқиши вә мәдәнийитигә қаримай, Йәһва Худаға пүтүн күчи билән хизмәт қилишқа өзини беғишлиған яшларға ярдәм берәләйду.

b СҮРӘТТӘ: Бир наһийилик назарәтчи 70 яшқа йәткәндә, аяли билән йеңи бир вәзипигә тәйинләнгән. Улар һазир өзлири хизмәт қиливатқан җамаәттә башқиларға ярдәм бериватиду.