Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Әһмийәтлик һаят кәчүрүш үчүн издәндим

Әһмийәтлик һаят кәчүрүш үчүн издәндим

МӘН Оттура деңизда кемә билән сәпәр қиливататтим. Деңизниң оттурисида кона кеминиң асти тешилип, төшүктин суларниң кирип кетиватқанлиғини байқидим. Кейин боран чиқип, долқунлар көтирилишкә башлиди. Мән қорқуп кәттим. Шунчә жиллар өтүп, тунҗа қетим дуа қилдим. Өз һаятим вә қандақларчә шу кемидә болуп қалғанлиғим һәққидә баштин башлап ейтип берәй.

Йәттә яш вақтимда аилимиздикиләр билән Бразилиядә яшидуқ

Мән 1948-жили Голландиядә туғулған едим. Кейинки жили аилимиздикиләр Бразилияниң Сан-Паулу шәһиригә көчүп барған. Ата-анам чиркоға беришни ташлиматти. Биз һәр күни бирликтә кәчлик тамақтин кейин Муқәддәс китапни оқаттуқ. Биз 1959-жили Америкиға көчүп, Массачусетс штатида яшидуқ.

Дадам аилимиздики сәккиз кишини беқиш үчүн тиришип, җапалиқ ишлигән. У шәһәрләрни арилап, өйму өй жүрүп мал сатқучи, йол қурулуш ишчиси вә хәлиқара авиация ширкитидә вакаләтән сатқучи дегәндәк нурғун хизмәтләрни қилған. У авиация ширкитидә ишлигәндә, аилимиздикиләр һәммимиз шат-хорамлиққа чөмдуқ, чүнки биз нурғун җайларға сәяһәткә баралаттуқ.

Толуқ оттура мәктәптә оқуватқанда, дайим: «Чоң болсам, немә иш қилсам болар?»— дәп ойлаттим. Бәзи достлирим университетқа беришни таллиди, йәнә бәзилири әскәрликкә кәтти. Бирақ мән әскәрликкә беришни халиматтим, сәвәви мән адәттә башқилар билән такаллишип, уруш-җедәл қилишни яхши көрмәттим. Мән әскәрликкә бармаслиқ үчүн университетқа оқушқа киришни таллидим. Бирақ мениң әң яхши көридиғиним башқиларға ярдәм бериш еди, сәвәви мән шундақ қилсам, әһмийәтлик һаят кәчүрәләймән дәп ойлаттим.

УНИВЕРСИТЕТТИКИ ҺАЯТИМ

Нурғун жиллар һаятниң әһмийитини издәндим

Университетта мән инсаншунаслиқ илимини үгинишкә иштияқ қилдим, чүнки һаятлиқниң қандақ пәйда болғанлиғиға бәкму қизиқаттим. Бизгә тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини үгәткән еди вә оқутқучилиримиз бизниң шу нәзәрийигә ишинишимизни халиған еди. Амма бәзи чүшәндүрүшләр мән үчүн мәнтиқийгә уйғун әмәс вә қайил қиларлиқ дәлил-испати йоқ еди.

Үгәнгән дәрисләрдә бизгә яхши әхлақ-өлчәмлирини үгәтмигән. Әксичә, оқушимизда утуқ қазиниш үчүн һәрқандақ ишни қилиштин ваз кәчмәсликни үгәткән. Мән достлирим билән түрлүк оюн-тамашиларға қатнишип, зәһәр чекип, хошал һис-туйғуларға чөмдүм. Бирақ бу хошаллиғим узунға бармиди. Мән өз-өзүмдин шундақ соридим: «Бу мән үчүн әһмийәтлик һаят кәчүрүшниң йолиму?»

Шу чағларда мән Бостон шәһиригә көчүп кәттим вә у йәрдики бир университетқа оқушқа кирдим. Оқушқа керәклик пулни топлаш үчүн язлиқ тәтилдә бир ишқа кирдим. Шу йәрдә биринчи қетим Йәһва гувачисини учраттим. Шу хизмәтдишим маңа Даниял китавиниң 4-бабидики «йәттә вақит» һәққидики бәшарәтни ейтип берип, бизниң ахирқи күнләрдә яшаватқанлиғимизни чүшәндүрүп бәрди (Дан. 4:13—17). Мән униң билән Муқәддәс китап һәққидә сөһбәтлишишни давамлаштурсам, үгәнгәнлиримгә ишинишим вә һаятимни чоқум өзгәртишим керәклигини чүшинип йәттим. Шуңа дайим шу хизмәтдишимдин қечип жүрдүм.

Университетта Җәнубий Америкида пидаий ярдәм бериш хизмитигә мени тәйярлайдиған дәрисләргә қатнаштим. Мән башқиларға инсанпәрвәрлик ярдими бериш хизмитини қилсам, һаятим мәналиқ өтиду дәп ойлиған едим. Бирақ шу ишни қилсамму, һаятим мәналиқ өтмәйдиғанлиғини һис қилдим. Шуңа үмүтсизлинип, оқуш мәвсуми аяқлашқанда, университетни ташлап кәттим.

ҺАЯТИМНИ МӘНАЛИҚ ӨТКҮЗҮШ ҮЧҮН ДАВАМЛИҚ ИЗДИНИП, БАШҚА ДӨЛӘТЛӘРГӘ БАРДИМ

1970-жили дадам ишлигән авиация ширкитидә ишләш үчүн Голландияниң Амстердам шәһиригә көчүп бардим. Хизмитим сәвәплик мән Африка, Америка, Европа вә жирақ шәриқтики нурғун дөләтләргә берип көрдүм. Наһайити тезла шуни тонуп йәттимки, мән қайсила дөләткә бармай, у йәрдә кишиләр еғир қийинчилиқларға дуч кәлгән вә һечким у қийинчилиқларни һәл қилалмиған еди. Мән йәнила һаятимда муһим ишни тамамлашни халиғач, Америкиға қайтип берип, Бостондики илгири оқуған университетқа қайта оқушқа киришни қарар қилдим.

Университетқа қайтқандин кейин узун өтмәй, һаят һәққидики соаллиримға җавап тепишимға үгәнгәнлиримниң ярдәм берәлмәйдиғанлиғини тонуп йәттим. Немә қилишимни биләлмәй қалдим. Мән инсаншунаслиқ илмий профессоримдин мәслиһәт соридим. Униң бәргән җавави мени һәйран қалдурди: «Немә үчүн оқушни давамлаштурисән? Болди, университетта оқумай, кәт». У профессорниң бу мәслиһитигә қулақ салғинимдин интайин хошалмән. Шуңа мән университетни ташлап кәттим. Иккинчи қайта бармидим.

Мән һаятимниң йәнила мәнасиз өтүп кетиватқанлиғини һис қилдим. Шуңа җәмийәттики қаидә-түзүмләрни рәт қилип, қаримаққа тинчлиқни вә меһир-муһәббәтни тәшәббус қилидиған бир группа кишиләргә қошулдум. Бәзи достлирим билән бирликтә йолдин өткән машиниларни тохтитип, шуларға чиқивелип, Америкини кесип өтүп таки Мексикиниң Акапулько шәһиригичә бардуқ. Биз адәттә кишиләрниң турмуш кәчүрүш қаидә-түзүмлиригә қарши туруп, қаримаққа қийинчилиқлири вә ғәм-әндишилири йоқтәк һаят кәчүрүватқан кишиләр билән биллә яшидуқ. Бирақ шулар билән биллә яшиғанда узун өтмәй, уларниң һаят кәчүрүш йоли мәнасиз вә хошаллиғиниң узунға давамлашмайдиғанлиғини байқидим. Йәнә уларниң арисидики көпинчә кишиләрниң сәмимийәтсиз вә вапасиз адәмләр екәнлигиниму көрдүм.

ДАВАМЛИҚ ИЗДИНИШ ҮЧҮН ЙӘЛКӘНЛИК КЕМИДӘ СӘПӘР ҚИЛДИМ

Достум билән биргә җәннәт кәби бир арални издидуқ

Шу чағда балилиқ чағлиримдики арзу-арманлирим һәққидә қайта ойлинишқа башлидим. Мән матрос әмәс, бәлки капитан сүпитидә деңизда сәпәр қилишни халиған едим. Шундақ қилиш үчүн йәлкәнлик кемини сетивелишим керәк еди. Том исимлик бир достумниңму шундақ арзу-армини болғач, биз бирликтә дунияни кезишни қарар қилдуқ. Мән җәмийәтниң қаидә-түзүмлиридин әркин болған тропик бәлбағдики гөзәл бир арални тепишни халиған едим.

Том билән иккимиз Испанияниң Барселониға йеқин Ареньс-де-Мар дегән йеригә бардуқ. У йәрдә биз 9 метр 40 сантиметр узунлуқтики «Лигра» намлиқ йәлкәнлик кемини сетивалдуқ. Океанларда бехәтәр сәпәр қилишимиз үчүн бу кичик кемини қайта ясап чиқтуқ. Биз баридиған йәрлиримизгә алдирмиғач, кеминиң моторини чиқирип ташлап, шу бош йәрни ичимлик суни сақлайдиған җай сүпитидә ишләттуқ. Кеминиң кичик портларға асанирақ кирип чиқиши үчүн икки данә 5 метрлиқ палақ тәйярлидуқ. Кейин биз ахири Һинди океандики Сейшел араллириға сәпәргә чиқтуқ. Планимиз болса, Африкиниң ғәрбий қирғиғини бойлап, Җәнубий Африкиниң Үмүт тумшуғини айлинип өтүш еди. Сәпиримиздә тоғра йөлиништә меңиш үчүн, бәзи хәритә, китаплар вә аддий йөлиниш бәлгүләйдиған әсвапларни ишләттуқ вә юлтузларға қаридуқ. Биз йөлинишни интайин тоғра бәлгүләлигән едуқ, буниңға бәкму һәйран қалдим.

Узун өтмәй биз бу кона яғач кеминиң океанларда сәпәр қилишимизға чидимайдиғанлиғини тонуп йәттуқ. Кемигә һәр саатта 22 литр су кирип кетәтти! Кириш қисмида тилға алғандәк, боран-чапқунда мән қаттиқ қорқуп кәткән вә шунчә жиллар өтүп тунҗа қетим дуа қилған едим. Худаға вәдә берип, әгәр бизни аман қалдурса, У һәққидә үгинишни вәдә қилдим. Шу боран-чапқун тохтиди, мәнму вәдәмдә турдум.

Мән кемидә Муқәддәс китапни оқушни башлидим. Оттура деңизниң оттурисида кемидә олтуруп, учиватқан түрлүк белиқлар, дельфинлар вә жирақтики упуқ сизиғиға қараш һәқиқәт кишиниң қәлбини һаяҗанға салиду. Кечә асминидики сан-санақсиз юлтузларға қарап, Худаниң инсанларға көңүл бөлүдиғанлиғиға техиму ишәндим.

Бир қанчә һәптә деңизда жүргәндин кейин, қайта Испанияниң порт шәһири Аликантеға қайтип кәлдуқ. Яхширақ бирини сетивелиш үчүн, кемимизни сатмақчи болдуқ. Бундақ кона, мотори йоқ, астидин су кирип кетидиған төшүги бар кемини сетивалидиғанларни тепиш асан әмәс еди. Йәнә бир тәрәптин, бу Муқәддәс китапни оқуш үчүн яхши бир пурсәт болди.

Муқәддәс китапни көпирәк оқуғансири, бу китапниң шат-хорам һаят кәчүрүшкә ярдәм беридиған көрсәтмиләргә толғанлиғини көрүп йетишкә башлидим. Мән Муқәддәс китапниң әдәп-әхлақ қаидилиригә мас пак һаят кәчүрүш тоғрисида ениқ көрсәтмиләрни беридиғанлиғидин бәкму тәсирләндим. Шуниң билән бир вақитта, немә үчүн шунчә көп кишиләр, һәтта мәнму, өзлиримизни Әйсаниң әгәшкүчилири дәп атисақму, бирақ Муқәддәс китаптики һәқиқәт сөзлиригә пәрва қилмайдиғанлиғимиздин шунчә һәйран болдум.

Һаятимни паскиничилиқлардин тазилаш үчүн муһим қәдәмләрни бесишни қарар қилдим. Зәһәр чекишни ташлидим. Мән чоқум Муқәддәс китапниң жуқури әхлақ өлчәмлиригә мас һаят кәчүридиған адәмләр бар дәп ойлидим вә шулар билән көрүшишни арзу қилдим. Шуңа иккинчи қетим дуа қилип, Худадин уларни тепишимға ярдәм беришни соридим.

ҺӘҚ ДИННИ ТЕПИШ ҮЧҮН ИЗДӘНДИМ

Мән үчүн һәрбир динни тәкшүрүп көрүп, таки һәқни тапқичә издиниш мәнтиқийгә уйғундәк көрүнди. Мән Аликанте шәһириниң кочилирида жүргәндә, нурғун диний имарәтләрни көрдүм. Амма көпинчилиридә бутлар қоюлған болуп, наһайити асанла уларниң тоғра дин әмәслигигә көз йәткүздүм.

Бир йәкшәнбә күни чүштин кейин деңизға қарап турған тағ бағрида, Яқуп 2:1—5 айәтни оқуп қалдим. У йәрдә, кишиләр бай болғини үчүн уларни яхши көрүш хата. Кемигә қайтип келиватқинимда, Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйи дәп йезилған бир диний жиғилиш өткүзидиған җайға охшап кетидиған бир имарәтни көрдүм.

Мән: «Шуларни синап бақай. Улар маңа қандақ муамилә қилидекин дәп ойлидим. Шуниң билән уларниң жиғилиш залиға ялаң аяқ, сақаллирим өсүп кәткән вә житиқ иштан кийгән һаләттә кирдим. Ярдәмчи мени бир орунға олтурғузди. Йенимда олтарған чоң яштики бир аял нутуқ ейтқучиниң тилға алған айәтлирини тепишимға ярдәм бәрди. Жиғилиштин кейин қешимға келип, қизғин саламлашқанлар мени бәкму һәйран қалдурди. Бир адәм мени сөһбәтлишишкә өйигә тәклип қилди. Бирақ мән техи Муқәддәс китапни пүтүнләй оқуп болмиған едим. Шуңа мән: «Мән тәйяр болғанда сизгә ейтимән»,— дедим. Шу чағда мән барлиқ жиғилишларға қатнишишқа башлидим.

Бирқанчә һәптә өткәндин кейин у кишиниң өйигә бардим. У мениң Муқәддәс китап һәққидики соаллиримға җавап бәрди. Бир һәптидин кейин у киши маңа бир сумка наһайити яхши кийим кечәкләрни бәрди. У маңа: «Бу кийим-кечәкниң егиси уруш қилишни үгәнмәй, әксичә Муқәддәс китапниң бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар дегән буйруғиға әмәл қилғини үчүн түрмидә»,— деди (Йәшая 2:4; Йоһ. 13:34, 35). Мән әнди илгири өзүм издәп жүргән Муқәддәс китаптики әхлақ-өлчәм қаидилиригә мас һаят кәчүридиған адәмләрни тапқанлиғимға ишәндим. Әнди мәхситим җәннәт кәби бир арални издәш әмәс, бәлки Муқәддәс китапни чоңқур тәтқиқ қилип чүшиниш болди. Шуңа мән Голладниягә қайттим.

ҖАН БЕҚИШ ҮЧҮН БИР ИШ ОРНИНИ ИЗДИДИМ

Мениң йолдин өткән машиниларни тосуп Голландийиниң Гронинген шәһиригә йетивелишимға төрт күн вақтим кәтти. У йәрдә яшаш үчүн бир иш орни тепишқа муһтаҗ болдум. Бир яғашчилиқ дукинида ишқа елиш җәдвилидә, мениң диний етиқадимни сориған бир бош йәр бар еди. Мән: «Йәһва гувачиси»,— дәп яздим. Дуканниң ғоҗайини шу сөзләрни оқуғанда, чирайи өзгәргәнлигигә диққәт қилдим. У маңа: «Мән телефон қилимән»,— деди. Бирақ телефон қилмиди.

Йәнә бир яғашчилиқ дукиниға бардим. Ғоҗайиндин: «Ишчи керәкму»,— дәп соридим. У мениңдин оқуш пүтириш гуванамәм вә хизмәт тәҗрибәм бар-йоқлиғини сориди. Мән бир яғач кемини қайта ясап чиққанлиғимни чүшәндүрдим. У маңа: «Бүгүн чүштин кейин ишни башлисаң болиду. Амма бир шәрт бар. Мениң дукинимда һәрқандақ бир аварчилиқ пәйда қилишиңни халимаймән. Чүнки мән Йәһва гувачиси. Муқәддәс китап принциплири бойичә яшаймән»,— деди. Униң сөзи мени бәкму һәйран қалдурди. Мән униңға қарап: «Мәнму»,— дедим. Мән чач-сақаллиримни узун қоювалған едим. Наһайити ениқки, у мениң Йәһва гувачиси әмәслигимни билгән еди. У маңа: «Ундақта, сән билән Муқәддәс китап үгинимән»,— деди. Мән хошаллиқ билән униң тәкливини қобул қилдим. Дәсләптә барған дукандики ғоҗайин немә үчүн маңа телефон қилмиғанлиғини һазир ениқ чүшәндим. Йәһва дуалиримға қулақ селип җавап бәргән еди (Зәб. 37:4). Мән бурадәрниң дукинида бир жил ишлидим, шу җәриянида униң билән Муқәддәс китапни үгәндим. 1974-жили мән чөмдүрүлүштин өттүм.

АХИРИ ӘҺМИЙӘТЛИК ҺАЯТ КӘЧҮРҮШНИҢ ЙОЛИНИ ТАПТИМ!

Бир айдин кейин пионерлиқ хизмитини башлидим. Бу мени зор хошаллиққа ериштүрди. Кейинки айда мән испан тилида йеңидин башланған группиға ярдәм бериш үчүн Амстердамға көчтүм. Мән испан вә португал тиллирида Муқәддәс китап үгинишини өткүзүп хошаллиғим ич-ичимгә патмай қалди. 1975-жили, май ейида мәхсус пионер болуп хизмәт қилиш шан-шәрипигә ериштим.

Бир күни бизниң испан тилидики җамаәт жиғилишимизға Инәкә исимлик бир мәхсус пионер өзи билән Муқәддәс китап үгиниватқан бир боливийилик аялни тонуштурушқа кәлди. Инәкә билән мән бир-биримизгә хәт йезип, өз ара тонушушни қарар қилдуқ. Узун өтмәй охшаш мәхсәтлиримиз барлиғини тонуп йәттуқ. 1976-жили той қилдуқ вә давамлиқ 1982-жилғичә мәхсус пионер болуп хизмәт қилдуқ вә шу жили Гилиад мәктивиниң 73-қарарлиқ синипиға оқушқа тәклип қилиндуқ. Бир Шәрқий Африкиға хизмәткә тәйинләнгинимиздин бәкму һәйран қалдуқ вә хошал болдуқ. Кенияниң Момбаса шәһиридә 5 жил хизмәт қилдуқ. 1987-жили биз Танзанияға әвәтилдуқ. У йәрдә вәз қилиш чәклимиси еливетилгән еди. Танзаниядә 26 жил турғандин кейин биз Кениягә қайтип кәлдуқ.

Шәрқи Африкида кишиләргә Муқәддәс китап һәқиқитини үгитиш аялим иккимизни зор хошаллиққа ериштүрди

Кәмтәр кишиләргә Муқәддәс китап һәқиқитини үгитиш арқилиқ һәқиқий мәналиқ турмуш кәчүрдуқ. Мәсилән, Момбасада вәз қилғанда, мән тунҗа қетим бир киши билән Муқәддәс китап үгинишини башлиған. Мән униңға икки журнални бәргәндин кейин, у маңа: «Мән буларни түгәтсәм, униңдин кейин немә иш қилимән?»— дәп сориди. Кейинки һәптиси мән униң билән суахили тилида йеңила нәширдин чиққан «Йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшалайсиз» дегән китапни ишлитип, Муқәддәс китап тәтқиқи өткүзүшни башлидим. Бир жилдин кейин, у чөмдүрүлүштин өтүп, пионер болди. Шуниңдин башлап, у вә униң аяли йүзгә йеқин кишиниң өзини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бәрди.

Инәкә иккимиз Йәһваниң Өз хизмәтчилирини әҗайип мәналиқ һаят билән бәрикәтләйдиғанлиғини өз бешимиздин өткәздуқ

Мән тунҗа қетим һаятниң әһмийитини чүшәнгәндә, өзүмни худди қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тепивелип, уни қолдин чиқирип қоймиған содигәргә охшаш һис қилдим (Мәт. 13:45, 46). Мән башқиларға һаятниң һәқиқий мәнасини тепишқа ярдәм бериш үчүн өз һаятимни сәрип қилишни халаймән. Мән қәдирлик аялим билән Йәһваниң Өз хәлқиниң әһмийәтлик һаят кәчүрүшигә ярдәм беридиғанлиғини өз көзүмиз билән көрдуқ.