Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

48-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Муқәддәс болуңлар»

«Муқәддәс болуңлар»

«Барлиқ ишлириңларда муқәддәс болуңлар» (ПЕТ. 1-Х. 1:15).

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Әлчи Петрус етиқатчи қериндашлириға қандақ нәсиһәт бәргән? Немә үчүн униң нәсиһитигә қулақ селиш мүмкин әмәстәк көриниду?

 МӘЙЛИ асманда яки йәр йүзидә яшаш үмитигә егә болайли, әлчи Петрусниң биринчи әсирдики майланған етиқатчиларға бәргән нәсиһәт сөзлирини муһакимә қилсақ, пайдилиқ нәрсиләрни үгинәләймиз. Петрус мундақ дегән: «Силәрни чақирған Муқәддәсниң үлгиси бойичә, силәрму барлиқ ишлириңларда муқәддәс болуңлар. Сәвәви Муқәддәс Язмиларда йезилған: “Муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Муқәддәсмән”» (Пет. 1-х. 1:15, 16). Бу сөзләрдин пак-муқәддәсликниң әң алий үлгиси Йәһвани үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрәләймиз. Биз барлиқ жүрүш-турушимизда муқәддәс болалаймиз вә чоқум шундақ болушимиз керәк. Амма биз намукәммәл болғач, шундақ қилиш мүмкин әмәстәк туюлиду. Шундақтиму, әлчи Петрус бәзи хаталиқларни өткүзгән болсиму, униң мисали бизниң муқәддәс болалайдиғанлиғимизни көрситип бериду.

2. Бу мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?

2 Бу мақалидә төвәндики соалларға җавап тапимиз: муқәддәс дегән сөз немини билдүриду? Йәһва Худаниң муқәддәслиги һәққидә Муқәддәс китап немиләрни үгитиду? Қандақ қилип жүрүш-турушимизда муқәддәс болалаймиз? Муқәддәс болуш билән Йәһва билән йеқин мунасивәттә болуш оттурисида қандақ бағлиниш бар?

МУҚӘДДӘС ДЕГӘН СӨЗ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?

3. Муқәддәс болуш дегән сөзни аңлиғанда, нурғун кишиләр көз алдиға кимни кәлтүриду? Муқәддәс болуш һәққидә тоғра билимни қәйәрдин тапалаймиз?

3 Нурғун кишиләр муқәддәс адәм дегән сөзни аңлиғанда көз алдиға һәрдайим чирайида күлкә йоқ, учисиға диний кийимләрни кийгән, қапиғи түрүлгән бир кишини кәлтүриду. Амма мундақ ой-хиялда болуш тоғра әмәс. Чүнки Тәңримиз Йәһва муқәддәстур вә У шат-хорам Худа дәп тәсвирләнгән (Тим. 1-х. 1:11). Униңға ибадәт қилғучиларму бәхитликтур (Зәб. 144:15). Биринчи әсирдә алаһидә кийимләрни кийип, башқиларниң диққитини өзигә тартиш үчүн яхши ишларни қилған кишиләрни Әйса қаттиқ әйиплигән еди (Мәт. 6:1; Марк 12:38). Биз Әйсаниң һәқиқий шагиртлири сүпитидә Муқәддәс китаптин муқәддәс болуш немини билдүридиғанлиғини билимиз. Шуниңға ишинимизки, муқәддәс вә меһир-муһәббәтлик Худа бизни һәргизму қолумиздин кәлмәйдиған ишни қилишқа буйримайду. Шуңлашқа наһайити ениқки, Йәһва Худа силәр чоқум муқәддәс болуңлар десә, буни қилиш қолумиздин келиду. Әлвәттә, әгәр барлиқ жүрүш-турушимизда муқәддәс болмақчи болсақ, алди билән муқәддәс болушниң мәнасини чүшинишимиз керәк.

4. Муқәддәс Язмилардики муқәддәс сөзи немини билдүриду?

4 Муқәддәс дегән сөз немини билдүриду? Муқәддәс китапта муқәддәс сөзи адәттә әхлақий вә диний җәһәттин пак яки пакизә болушни билдүриду. Бу ибарә йәнә Худаға хизмәт қилиш үчүн айрип қоюш дегәнниму билдүриду. Башқичә ейтқанда, әгәр биз әхлақ өлчәмлири билән яшап, Йәһва Худа қобул қилидиған усулда Униңға ибадәт қилсақ вә Униң билән йеқин достлуқ мунасивәтни орнатсақ, биз муқәддәс болуп санилимиз. Бизни бәк һәйран қалдуридиғанлиғи, Йәһва Худа пүтүнләй муқәддәс. Биз болсақ, намукәммәл. Бирақ У йәнила биз билән дост болушни халайду.

ЙӘҺВА МУҚӘДДӘС, МУҚӘДДӘС, МУҚӘДДӘСТУР!

5. Садақәтмән пәриштиләрдин Йәһва Худа һәққидә немини үгинәләймиз?

5 Пәрвәрдигар мутләқ муқәддәстур. Униң тәхти йенидики сарафлар жуқури авазда: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур!»— дәйду (Йәшая 6:3, КТ). Бу пәриштиләр муқәддәс, чүнки улар муқәддәс Тәңри билән йеқин мунасивәттә болуш үчүн чоқум муқәддәс болуши керәк. Әмәлийәттә, бир пәриштә мәлум бир йәрдә болса, һәтта шу йәрни муқәддәс қилалайду. Мәсилән, пәриштә көйүватқан тикәнлик чатқал арисида Мусаға көрүнгәндә, у йәр муқәддәс җайға айланған еди (Чиқ. 3:2—5; Йәшуа 5:15).

Баш роһанийниң сәллиси үстидики алтун қадаққа «Муқәддәслик Йәһваға мәнсуп» дегән хәтләр оюлған (6, 7-абзацлириға қараң.)

6, 7. а) Чиқиш 15:1, 11-айәтләргә асасланғанда, Муса Йәһва Худаниң муқәддәс екәнлигини қандақ тәкитлигән? ә) Худа Өзиниң муқәддәслигини исраилларниң есигә қандақ селип турған? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

6 Исраилларни қизил деңиздин өткүзгәндин кейин, Муса уларға Худаси Йәһваниң муқәддәс екәнлигини тәкитлигән еди (Чиқиш 15:1, 11ни оқуң). Һәрхил ялған илаһларға чоқунидиған мисирлиқлар муқәддәсликтин бәк жирақ еди. Қананлиқларму муқәддәсликтин бәк жирақ болған, чүнки уларниң ибадәт қаидә-йосунлири балиларни қурбанлиқ қилиш вә һәрхил жиркиничлик җинсий әхлақсизлиқларни өз ичигә алатти (Лав. 18:3, 4, 21—24; Қ. шәр. 18:9, 10). Амма Тәңри Йәһва әшу кишиләр чоқунидиған ялған илаһларға охшимиған. У һәргизму Өзигә ибадәт қилғучилардин уларни пәсләштүридиған рәзил ишларни қилишни тәләп қилмайду. У муқәддәсликниң мәнбәсидур. Буни Исраил хәлқигә әслитиш үчүн баш роһанийниң сәллиси үстидики алтун қадаққа «муқәддәслик Йәһваға мәнсуп» дегән хәтләр оюлған еди (Чиқ. 28:36—38).

7 Шу алтун қадақни көргән һәрбир киши Йәһва Худаниң һәқиқәтән муқәддәс екәнлигини ениқ билгән. Амма әгәр бир киши Исраил алий роһанийға йеқинлишалмиғанлиғи сәвәплик, бу алтун қадақни өз көзи билән көрүш пурсити болмиған болса, Йәһваниң муқәддәс екәнлигини биләлмәттиму? Әлвәттә биләләтти! Чүнки Тәврат қануни оқулғанда, Исраилдики әрләр, аяллар вә балиларниң аңлаш пурсити бар еди (Қ. шәр. 31:9—12). Әгәр сиз шу вақитта у йәрдә болсиңиз, мону сөзләрни аңлиған болаттиңиз: «Мән Йәһва силәрниң Худайимиңлардур... муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Муқәддәсмән... Мениң алдимда муқәддәс болуңлар, сәвәви Мән Йәһва муқәддәсмән» (Лав. 11:44, 45; 20:7, 26).

8. Лавийлар 19:2 вә Петрусниң 1-хети 1:14—16 айәтләрдин немини үгинәләймиз?

8 Лавийлар 19:2-айәттики буйруққа диққәт ағдуруп бақайли. Йәһва Худа Мусаға шундақ дегән: «Барлиқ Исраил оғуллири җәмийитигә җакалиғин: “Силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән силәрниң Худайиңлар Йәһва муқәддәсмән”». Әлчи Петрус Мәсиһ әгәшкүчилиригә муқәддәс болуш һәққидә нәсиһәт қилғанда, шу сөзләрни нәқил кәлтүргән (Петрусниң 1-хети 1:14—16ни оқуң). Бүгүнки күндә биздин Мусаниң қануниға бой сунуп яшаш тәләп қилинмайду. Шундақтиму, Петрусниң сөзидин шуни көрүвалалаймизки, биз йәнила Лавийлар 19:2-айәттики сөзләрдин Йәһва муқәддәс екәнлигини вә Уни сөйүдиған кишиләрниң чоқум муқәддәс болуши керәклигини үгинәләймиз. Мәңгүлүк яшаш үмүтимиз мәйли асманда яки йәр йүзидә болсун, муқәддәс болуш үчүн тиришишимиз керәк (Пет. 1-х. 1:4; Пет. 2-х. 3:13).

БАРЛИҚ ЖҮРҮШ-ТУРУШИҢЛАРДА МУҚӘДДӘС БОЛУҢЛАР

9. Лавийлар 19-бабини муһакимә қилиш арқилиқ қандақ пайдилиқ нәрсиләрни үгинәләймиз?

9 Биз муқәддәс Худани хурсән қилишни халаймиз. Шуңа муқәддәс болуш үчүн немә қилишимиз керәклигини билишкә тиришимиз. Йәһва Худа бизгә немә қилишимиз һәққидә бәзи ениқ мәслиһәтләрни Лавийлар китави 19-бапта көрситип бериду. Ибраний тәтқиқатчи алим Маркус Калич шундақ язған: «Бу 19-бап пүтүн Тәвраттики бәш китап ичидики әң муһим бир бап болуши мүмкин». Лавийлар 19-бапниң бешидики: «Силәрму муқәддәс болушуңлар керәк»,— дегән сөзләрни әстә тутқач, бу баптики башқа айәтләргә диққәт қилип көрсәк, күндилик турмуштики һәр саһаға бағлинишлиқ айәтләр бар. Һазир төвәндики айәтләргә диққәт қилип, шу айәтләрдики қаидә-принципларни һаятимизда қандақ қоллиналайдиғанлиғимизни үгинимиз.

Лавийлар 19:3-айәттики ата-анини һөрмәтләш һәққидики буйруқ, Мәсиһ әгәшкүчилирини немә һәққидә ойлинишқа дәвәт қилиду? (10—12 абзацларға қараң) c

10, 11. Лавийлар 19:3-айәт немә қилишимиз керәклигини ейтиду вә бу немә үчүн муһим?

10 Йәһва Худа исраилларни муқәддәс болушқа буйриғандин кейин, сөзини давамлаштуруп: «Һәрқайсиңлар ата-анаңдин қорқуңлар [ана-атаңларни иззәтләңлар]... Мән Йәһва силәрниң Худайиңлар»,— дегән (Лав. 19:2, 3).

11 Бу буйруқ наһайити муһим. Биз буниңға әстаидил әмәл қилишимиз керәк. Бир қетим бир жигит Әйсадин: «Мәңгү һаятқа еришиш үчүн, мән қандақ яхшилиқ қилишим лазим?»— дәп сориған еди. Әйса униңға ата-анисини һөрмәтлиши керәклигини ейтқан (Мәт. 19:16—19). Әйса йәнә пәрисийләрни вә Тәврат устазлирини әйиплигән еди. Сәвәви улар ата-анисини беқиш мәсъулийитидин өзини қачуратти. Бундақ болғанда, улар Худаниң әмрини йоққа чиқиратти (Мәт. 15:3—6). «Худаниң Сөзи» Он пәрманниң бәшинчиси вә Лавийлар китави 19-бап 3-айәттики өз ичигә алған (Чиқ. 20:12). Есиңларда болсунки, Лавийлар 19:2-айәттә: «Силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән силәрниң Худайиңлар Йәһва муқәддәсмән»,— дәп йезилған. 3-айәттә болса: «Ата-анаңдин қорқуңлар [ана-атаңларни иззәтләңлар]»,— дегән буйруқ берилгән.

12. Биз Лавийлар 19:3-айәттики буйруққа әмәл қилиш үчүн өз-өзүмиздин қандақ соал сорап көрсәк болиду?

12 Йәһваниң әмир-пәрманлириға бойсунуш үчүн өз-өзүмиздин шундақ сорап көрсәк болиду: «Ата-анамға һөрмәт көрситиш үчүн немә қиливатимән?» Әгәр өзүңизниң уларға йетәрлик ғәмхорлуқ қилмиғанлиғиңизни байқисиңиз, һазир буни яхширақ қилишқа қарар қилсиңиз болиду. Гәрчә өтмүшни өзгәртәлмисиңизму, ата-аниңизға буниңдин кейин техиму көпирәк көңүл бөлүшни қарар қилалайсиз. Бәлким, улар билән көпирәк вақит өткүзүп, уларни маддий яки һис-туйғу җәһәттин қоллап-қувәтләләйсиз. Әнди уларниң давамлиқ Йәһваға йеқинлишишиға вә Униңға хизмәт қилишиға ярдәм берәләйсиз. Бу арқилиқ сиз Лавийлар 19:3-айәттики әмиргә бойсуналайсиз.

13. а) Лавийлар 19:3-айәттә йәнә қайси әмир тилға елинған? ә) Луқа 4:16—18 айәтләрдә йезилғанларға асасланғанда, бүгүнки күндә Әйсани қандақ үлгә қилалаймиз?

13 Муқәддәс болуш һәққидә Лавийлар 19:3-айәттә башқа нәрсә, йәни дәм елиш күни орунлаштуруши тилға елинған. Әлвәттә, Әйса әгәшкүчилириниң Муса қануниға бойсунуп, һәр һәптидә дәм елиш күнини өткүзүшниң һаҗити йоқ. Амма биз исраилларниң дәм елиш күнини қандақ өткүзгәнлиги вә уларниң бу орунлаштуруштин қандақ пайда алғанлиғи һәққидә мулаһизә қилсақ, нурғун нәрсиләрни үгинәләймиз. Дәм елиш күни кишиләр хизмитини ташлап, арам елип, Худаға ибадәт қилған еди b. Шу сәвәптин, Әйса Насирәдики ибадәтханиға берип, Худаниң Сөзини оқатти (Чиқ. 31:12—15; Луқа 4:16—18ни оқуң). Йәһва Худа Лавийлар 19:3-айәттә: «Мениң шәнбилиримни сақлаңлар»,— дегән еди. Бу буйруқ бизни роһий ишларға көпирәк диққәт ағдуруш үчүн вақит чиқиришқа дәвәт қилиду. Сиз мошу тәрәптин өзгәртишләрни қилишиңиз керәклигини һис қилдиңизму? Әгәр сиз роһий ишларға диққитиңизни қаритиш үчүн дайим вақит чиқарсиңиз, Йәһва билән достлуқ мунасивитиңизни күчәйтәләйсиз. Бу муқәддәс болушниң муһим қәдими.

ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН БОЛҒАН ДОСТЛУҒИҢЛАРНИ КҮЧӘЙТИҢЛАР

14. Лавийлар 19-бапта қайси муһим һәқиқәт қайта-қайта тәкитләнгән?

14 Лавийлар 19-бапта қайта-қайта тәкитләнгән бир муһим һәқиқәт бизниң муқәддәс болушимизға ярдәм берәләйду. 4-айәтниң ахирида мундақ дейилгән: «Мән Йәһва силәрниң Худайиңлар». Буниңға охшаш ипадиләр бу бапта 16 қетим учрайду. Бу бизгә Он пәрманниң биринчисини есимизгә салиду: «Мән Йәһва... Сәниңдә Мәндин башқа илаһлар болмаслиғи лазим» (Чиқ. 20:2, 3). Муқәддәс болушни халайдиған һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси чоқум һечқандақ бирнәрсә яки кишиниң өзиниң Яратқучи Йәһва билән болған мунасивитини бузушиға йол бәрмәслиги керәк. Чүнки биз Худаниң исми билән Йәһва гувачилири дәп аталғач, Униң исмиға һақарәт яки дағ кәлтүридиған һәрқандақ нәрсидин жирақ турушқа қәтъий бәл бағлишимиз керәк (Лав. 19:12; Йәшая 57:15).

15. Лавийлар 19-баптики қурбанлиққа мунасивәтлик айәтләр бизни немә қилишқа үндиши керәк?

15 Исраиллар Йәһва Худаниң нурғун қанунлириға бойсунуш арқилиқ Униң өзлириниң Худаси екәнлигини қобул қилғанлиғини көрсәткән. Лавийлар 18:4-айәт мундақ дәйду: «Мениң пәрманлиримни орунлап, Мениң тохтамлиримни сақлаңлар. Мән Йәһва силәрниң Худайиңлардур». 19-бапта йәнә бәзи әмир-пәрманлар берилгән. Мәсилән, 5—8, 21, 22-айәтләрдә һайванатларни қурбанлиқ қилиш һәққидә әмир-пәрманлар көрситилгән. Исраиллар қурбанлиқ қилғанда, Йәһваниң муқәддәс нәрсилирини напак қилмаслиғи керәклиги бәлгүләнгән еди. Бу айәтләр немә қилишқа дәвәт қилиду? Улар бизни Йәһва Худани хурсән қилишқа үндиши керәк вә Ибранийлар 13:15тики айәтләрдә тилға елинғандәк, Худа қобул қилидиған усулда Униңға мәдһийә қурбанлиқлирини сунушқа дәвәт қилиши керәк.

16. Худаға хизмәт қилидиған адәмләр билән хизмәт қилмайдиғанлар арисида қандақ пәриқ бар?

16 Муқәддәс болуш үчүн биз башқилардин пәриқлиқ болуштин қорқмаслиғимиз керәк. Бу асанға чүшмәслиги мүмкин. Чүнки бәзидә синипдашлиримиз, сода-тиҗарәттики шериклиримиз, охшаш етиқатта әмәс уруқ-туққанлиримиз яки башқа кишиләр биздин Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилиригә мас кәлмәйдиған ишларни қилишни тәләп қилиши мүмкин. Биз шундақ әһвалда муһим бир таллашқа дуч келимиз. Тоғра таллаш қилишимизға немә ярдәм берәләйду? Лавийлар 19:19-айәттә бизгә ярдәм беридиған бир принцип бар. Бу айәттә шундақ йезилған: «Һәртүрлүк жиптин... тикилгән кийимни киймә». Бу әмир-пәрман исраилларни әтраптики башқа милләтләрдин пәриқлиқ қилған. Әлвәттә, бүгүнки күндә биз Тәврат қануни астида әмәс. Шуңа һәр түрлүк рәхттин тикилгән кийимләрни кийишкә қарши турмаймиз. Амма башқиларниң иман-етиқади вә иш-һәрикити Муқәддәс китап принциплириға хилап болса, гәрчә улар бизниң синипдашлиримиз, тиҗарәттики шериклиримиз яки уруқ-туққанлиримиз болсиму, улардин пәриқлиқ болушни халаймиз. Әлвәттә, биз аилимизни яхши көримиз, әтрапимиздики йеқинлиримизға көңүл бөлүмиз. Бирақ һаятимиздики муһим ишларға кәлгәндә, биз Йәһваниң хәлқи сүпитидә өзүмизни улардин пәриқлиқ тутушни халаймиз. Есиңиздә болса, муқәддәс болуш — кишини Худаға хизмәт қилиш үчүн айрип қоюш дегәнниму билдүриду. Демәк, муқәддәс болуш бәк муһим! Буниң үчүн өзүмизни Худаға айрип қоюшқа тиришишимиз керәк (Кор. 2-х. 6:14—16; Пет. 1-х. 4:3, 4).

Худа хәлқи Лавийлар 19:23—25 айәтләрдин немини үгиниши керәк еди? Сиз шу айәтләрдин немини үгәндиңиз? (17, 18-абзацларға қараң) d

17, 18. Лавийлар 19:23—25 айәтләрдин қандақ муһим нәрсиләрни үгинәләймиз?

17 «Мән Йәһва силәрниң Худайиңлардур» дегән бу ибарә исраиллиқларниң есигә Йәһва Худа билән болған мунасивитини қәдирлиши керәклигини салған. Лавийлар 19:23—25 айәтләрдә буниң бир йоли көрситилгән (Оқуң). Улар Вәдә қилинған зиминға киргәндә, шу сөзләр улар үчүн немини билдүридиғанлиғини муһакимә қилип бақайли. Әгәр улар мевилик дәрәқ тиксә, алдинқи үч жилда бәргән мевиләрни йейишкә болматти. Төртинчи жили бәргән мевиләрниң һәммисини Худаға сунуши керәк еди. Бәшинчи жили бәргән мевиләрдин йесә болатти. Бу әмир-пәрман исраилларға өз мәнпәитини әң муһим орунға қоймаслиғи керәклигини чүшәндүргән. Улар Йәһва Худаниң көрсәтмилири бойичә һаят кәчүрүши, йәни Униңға пак ибадәт қилишни биринчи орунға қоюши зөрүр болған. Яратқучи Йәһва уларни ач қоймиған, шуңа уларниң көңли тоқ болған. Худа уларни сехийлиқ билән қурбанлиқларни Униңға ибадәт қилидиған җайға елип келишкә үндигән.

18 Лавийлар 19:23—25 айәтләрдики әмир-пәрман бизгә Әйсаниң тағдики вәз-нәсиһитидики мошу сөзләрни әслитиду: «Немә йәп яки немә ичиш керәк һәм тәнлириңлар һәққидә — немә кийиш керәк дәп әнсирәшни тохтитиңлар». Әйса сөзидә йәнә: «Асмандики Атаңлар мошуниң һәммисигә муһтаҗ екәнлигиңларни билиду»,— дегән (Мәт. 6:25, 26, 32). Қушларғиму ғәмхорлуқ қилған Йәһва Худа чоқум бизгиму ғәмхорлуқ қилиду. Биз шуниңға қәтъий ишинәләймизки, етиқатчи қериндашлиримизға ярдәм бәрсәк, хошаллиқ билән җамаәткә ианә бәрсәк, Йәһва Худа сехийлиғимизни һечқачан унтуп қалмайду. У бизни чоқум мукапатлайду (Мәт. 6:2—4). Биз сехий болсақ, Лавийлар 19:23—25 айәтләрдики һәқиқәтни чүшәнгәнлигимизни ениқ көрситимиз.

19. Бу мақалидә Лавийлар 19-баптики бәзи айәтләрни муһакимә қилип, сиз немиләрни үгәндиңиз?

19 Лавийлар 19-баптики бәзи айәтләрни муһакимә қилғандин кейин қайси җәһәтләрдә муқәддәс болалайдиғанлиғимизни көрүп чиқтуқ. Биз барлиқ жүрүш-турушимизда пак болсақ, муқәддәс Худа Йәһвани үлгә қилған болумиз (Пет. 1-х. 1:15). Йәһваға ибадәт қилмайдиған нурғун кишиләр бизниң яхши жүрүш-турушимизни көрәләйду. Уларниң бәзилири буниңдин чоңқур тәсирлинип, Худаға шан-шәрәп ейтиду (Пет. 1-х. 2:12). Бирақ Лавийлар 19-баптин йәнә башқа қиммәтбаһа роһий ғәзниләргә еришәләймиз. Кейинки мақалидә Петрус бизни дәвәт қилғандәк, муқәддәс болуш үчүн йәнә немиләрни қилалайдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилимиз.

1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири

a Биз Йәһва Худани сөйүмиз вә Уни хурсән қилишни халаймиз. Йәһва муқәддәстур вә Өзигә ибадәт қилғучилардин муқәддәс болушни тәләп қилиду. Намукәммәл инсанлар үчүн муқәддәс болуш растинла мүмкинму? Һә, мүмкин. Әлчи Петрусниң етиқатчи қериндашлириға бәргән нәсиһәт сөзлири вә Йәһваниң өтмүштә Исраил хәлқигә бәргән йол-йоруқлирини муһакимә қилиш, бизниң қандақ қилип барлиқ жүрүш-турушимизда муқәддәс болушни үгинишимизгә ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.

b Дәм елиш күни вә униңдин немини үгинәләйдиғанлиғимиз һәққидә билиш үчүн «Күзитиш мунари» 2019-жили, декабрь санидики «Ишләшниң вә дәм елишниң вақит-саати бар» дегән мақалигә қараң.

c СҮРӘТТӘ: Бир бурадәр ата-анилири билән дайим параңлишип туруш үчүн аяли вә балисини елип, уларни йоқлашқа бариду.

d СҮРӘТТӘ: Бир исраил дехан өзи өстүргән мевә дәриғиға қараватиду.