Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

49-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Лавийлар китавидин башқиларға қандақ муамилә қилишни үгинәләймиз

Лавийлар китавидин башқиларға қандақ муамилә қилишни үгинәләймиз

«Өзгини өзәңдәк яхши көргин» (ЛАВ. 19:18).

25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Алдинқи мақалидә немиләрни үгәндуқ? Бу мақалидә немиләрни үгинимиз?

 АЛДИНҚИ мақалидә биз Лавийлар китави 19-баптин бәзи әмәлий қоллинидиған принципларни үгәндуқ. Мәсилән, Лавийлар 19:3-айәттә Йәһва Худа Исраилларға ата-анилирини һөрмәтләшни буйриған. Бүгүн биз охшаш принципларни ишлитип, ата-анилиримизниң җисманий, һис-туйғу вә роһий җәһәттики еһтияҗлириға көңүл бөлишимиз керәк. Охшаш айәттә йәнә дәм елиш күнигә әмәл қилишниң муһимлиғи тәкитләнгән. Гәрчә Әйсаниң әгәшкүчилири дәм елиш күнигә әмәл қилмисиму, улар һәмишә Худаға ибадәт қилиш үчүн вақит орунлаштуруши керәк. Шундақ қилиш арқилиқ биз Муқәддәс болуш үчүн Лавийлар 19:2 вә Петрусниң 1-хети 1:15-айәттики көрсәтмиләргә әмәл қилишқа тиришиватқанлиғимизни көрситимиз.

2 Бу мақалидә Лавийлар китави 19-баптики башқа айәтләрни, шу җүмлидин җисманий җәһәттин мәйип кишиләргә қандақ муамилә қилиш, сода-тиҗарәт ишлирида растчил болуш вә башқиларға қандақ сөйгү-муһәббәт көрситиш һәққидә муһакимә қилимиз. Худайимиз Муқәддәс болғач, бизму муқәддәс болушни халаймиз. Ундақта, муқәддәс болуш үчүн һазир немә қилиш керәклигини бир-бирләп көрүп чиқайли.

ҖИСМАНИЙ ҖӘҺӘТТИН МӘЙИП КИШИЛӘРГӘ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИҢ

Лавийлар 19:14-айәткә асасән, биз паң яки қарғу кишиләргә қандақ муамилә қилишимиз керәк? (3—5 абзацларға қараң) c

3, 4. Лавийлар 19:14-айәткә асасланғанда, исраиллар паң вә қарғу кишиләргә қандақ муамилә қилиши керәк еди?

3 Лавийлар 19:14ни оқуң. Йәһва Худа Өз хәлқидин мәйип адәмләргә яхши муамилә қилишни тәләп қилиду. Мәсилән, У исраилларға: «Паңни тиллима»,— дегән. Улар паңларға тәһдид салмаслиғи вә уларға яман гәп қилмаслиғи керәк еди. Бу паң адәм үчүн бәк залимлиқ қилғанлиқ болатти. Чүнки у киши һечнемини аңлиялмиғачқа, өзини қоғдалматти.

4 Униңдин башқа, 14-айәттә Худа йәнә Өз хәлқигә: «Қарғуниң алдида тосалғу қойма»,— дәп буйриған еди. Бир пайдилиниш китавида шундақ дәйду: «Қедимий оттура шәриқтә мәйип кишиләр дайим езилишкә яки хорлашқа учриған». Бәзи рәһим-шәпқәтсиз кишиләр қәстән уларға азар берип яки қарғуларни заңлиқ қилип ойнаш үчүн уларниң алдиға тосалғу болидиған нәрсиләрни қойған. Ундақ қилмишлар һәқиқәтән кишиниң ғәзивини қозғайду. Шуңлашқа Худа Лавийлар 19:14-айәттики қанунни чиқирип, Исраилларниң мәйип аҗиз кишиләргә һисдашлиқ қилиши керәклигини чүшинишигә ярдәм бәргән.

5. Җисманий җәһәттин мәйип кишиләргә қандақ һисдашлиқ қилалаймиз?

5 Әйса җисманий җәһәттин мәйип кишиләргә һисдашлиқ көрсәткән. Есиңиздә болса у Йәһия чөмдүргүчигә мундақ хәвәрни йәткүзүшкә адәм әвәткән еди: «Корлар көрүватиду, токулар меңиватиду, мохолар тазилиниватиду вә паңлар аңлаватиду, өлгәнләр тириливатиду» (Луқа 7:20—22; 18:43). Әйсаниң мөҗүзилирини көргән кишиләр Худани мәдһийилигән еди. Биз хошаллиқ билән Әйсани үлгә қилип, җисманий җәһәттин мәйип кишиләргә меһрибанлиқ, һисдашлиқ вә сәвирчанлиқ билән муамилә қилишни халаймиз. Бизгә инсанларни сақайтидиған мөҗүзә көрситиш күч-қудрити берилмигән. Бирақ кәлгүси җәннәттә җисманий яки роһий җәһәттин қарғу кишиләрниң болмайдиғанлиғи вә һәммә кишиниң мукәммәл болуп, Йәһва Худа билән йеқин мунасивәттә болидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни йәткүзүш шан-шәрипи берилгән (Луқа 4:18). Бүгүнки күндә нурғун кишиләр аллиқачан бу хуш хәвәрни аңлап, Худани чин көңлидин мәдһийиләватиду.

СОДА-ТИҖАРӘТ ИШЛИРИДА РАСТЧИЛ БОЛУҢ

6. Лавийлар 19-баптики бәзи айәтләр Он әмир-пәрманни яхширақ чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду?

6 Лавийлар 19-баптики бәзи айәтләр Он әмир-пәрманни яхширақ чүшинишимизгә ярдәм бериду. Мәсилән, сәккизинчи әмирдә оғрилиқ қилма дейилгән (Чиқ. 20:15). Амма бәзи кишиләр: «Башқиларға тәвә нәрсиләрни алмисамла, бу әмиргә әмәл қилимән»,— дәп ойлиши мүмкин. Бирақ, бәлким, у башқа усуллар билән шу буйруққа хилаплиқ қилип, оғрилиши мүмкин.

7. Қандақ усуллар билән содигәр сәккизинчи әмиргә хилаплиқ қилиши мүмкин?

7 Бир содигәр һечқачан өзигә тәвә болмиған нәрсини алмиғанлиғидин пәхирлиниши мүмкин. Амма у сода-тиҗаритидә растчилму? Лавийлар 19:35, 36-айәтләрдә Йәһва Худа шундақ дәйду: «Сотта, өлчәмдә, таразида вә көләмдә һәқсизлиқни қилмаңлар. Силәрниң таразаңлар, өлчәм ташлириңлар, ефариңлар [қуруқ нәрсиләр], гиниңлар [суюқлуқ нәрсиләр] тоғра болсун». Әгәр бир содигәр натоғра тараза вә өлчигүчиләрни қоллинип, өз херидарлирини алдиса, бу улардин оғрилиғанға охшаш болиду. Биз Лавийлар 19-баптики башқа айәтләрни тәпсилий көрүп чиқсақ, буни ениқ көрәләймиз.

Лавийлар 19:11—13 айәтләргә асасән, Мәсиһ әгәшкүчиси өзини сода-тиҗарәт ишлирида тәкшүрүп көрүш үчүн қандақ соаллар үстидин ойлиниши керәк? (8—10 абзацларға қараң) d

8. Лавийлар 19:11—13 айәтләр Исраилларға сәккизинчи әмирниң арқисидики принципларни қоллинишиға қандақ ярдәм бәргән? Биз униңдин немиләрни үгинәләймиз?

8 Лавийлар 19:11—13ни оқуң. 11-айәт шундақ сөзләр билән башлиниду: «Оғрилимаңлар». 13-айәттә оғрилиқни наһәқ сода-тиҗарәт ишлири билән бағлап шундақ дегән: «Булаңчилиқ қилма». Демәк, әгәр адәм сода ишлирида башқиларни алдиса, у оғрилиқ вә булаңчилиқ қилғанға охшаш болиду. Он әмирниң сәккизинчисидә оғрилиқ қилмаслиқ һәққидә буйруқ берилгән болсиму, Лавийлар китавидики мәзмунлар Исраилларға бу буйруқниң арқисиға йошурунған принципларни қандақ ишлитишни чүшинишигә ярдәм бәргән. Биз Йәһва Худаниң растчиллиққа вә оғрилиққа қандақ көзқарашта екәнлигини әстаидил ойлинишимиз керәк. Биз өз-өзүмиздин мундақ сорап көрсәк болиду: Лавийлар 19:11—13 айәтләрни оқуғандин кейин, болупму, һаятимда сода-тиҗарәт вә хизмәттә өзгиришләрни қилишим керәклигини көрүп йәттимму?

9. Лавийлар 19:13-айәттики қанун ишчиларни қандақ қоғдиған?

9 Башқиларни хизмәткә алған Мәсиһ әгәшкүчиси растчил болушниң йәнә бир тәрипигә диққәт қилиши керәк. Лавийлар 19:13-айәттә мундақ дәйду: «Ялланған ишчиниң һәққи әтигәнгичә сениңда қонмаслиғи лазим». Қедимий Исраилда деханчилиқ саһасида ишчиларни яллап ишләткәнләр чоқум шу күни кәчтә уларниң иш һәққини бериши керәк еди. Әгәр ишчиға шу күни кәч иш-һәққи берилмисә, у өз аилиси үчүн йемәк-ичмәк сетивалалмаслиғи мүмкин еди. Буниң сәвәвини чүшәндүрүп, Йәһва Худа мундақ дегән: «У намратлиқтин өз һәққигә интизар» (Қ. шәр. 24:14, 15, Мәт. 20:8).

10. Лавийлар 19:13-айәттин немиләрни үгинәләймиз?

10 Бүгүнки күндә ишчилар маашини һәр күни әмәс, бәлки, һәр айда яки һәр 15 күндә бир қетим алиду. Амма Лавийлар 19:13-айәттики принцип һазирму диққәт қилишимизға әрзийду. Бәзи ғоҗайинлар хизмәтчилиригә төләшкә тегишлик һәқтин төвән иш һәққини берип, наһәқчилиқ қилиду. Улар шу ишчиларниң җан сақлаш үчүн шу азғина иш һәққи үчүн ишләштин башқа амали йоқлиғини билиду. Бу әмәлийәттә ишчиларниң маашини тутуп қелиш билән баравәр. Башқиларни яллап ишләткән Мәсиһ әгәшкүчиси шундақ қилиштин чоқум сақлиниши керәк. Һазир Лавийлар 19-баптин йәнә немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп бақайли

БАШҚИЛАРНИ ӨЗҮҢИЗНИ СӨЙГӘНДӘК СӨЙҮҢ

11, 12. Әйса Лавийлар 19:17, 18-айәтни нәқил кәлтүрүп, немиләрни тәкитлигән?

11 Биз Лавийлар 19:17, 18-айәтләрдин (Оқуң) шуни көрәләймизки, Худа биздин башқиларға зиян йәткүзмәсликни тәләп қилипла қилмай, йәнә уларни сөйүшкә дәвәт қилип, шундақ буйриған: «Өзгини өзәңдәк яхши көргин». Шуңа Мәсиһ әгәшкүчиси Худани хурсән қилмақчи болса, чоқум бу буйруққа әмәл қилиши керәк.

12 Әйсаниң Лавийлар 19:18-айәтниң муһимлиғини қандақ тәкитлигәнлигини көрүп бақайли. Бир пәрисий Әйсадин шундақ сориған: «Қанундики әң муһим әмир қайси?» Әйса шундақ җавап бәргән: «Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн әқлиң билән сөйгин». Кейин Әйса Лавилар 19:18-айәтни тилға елип, мундақ дегән: «Иккинчиси буниңға охшаш: “Өз йениңдики кишини өзәңдәк сөйгүн”» (Мәт. 22:35—40). Башқиларни сөйүп, меһир-муһәббәт көрситишниң нурғун йоллири бар. Һазир Лавийлар 19-баптин бәзи йолларни үгинәләймиз.

13. Йүсүпниң мисалини муһакимә қилиш Лавийлар 19:18-айәтни чүшинишимизгә қандақ ярдәм берәләйду?

13 Башқиларни сөйүшниң бир йоли — Лавийлар 19:18-айәттики нәсиһәт сөзлиригә қулақ селиш. Шу айәттә мундақ йезилған: «Адавәт алма вә хәлқиңниң кишилиригә өчлүгүң болмисун». Бәзи кишиләр өз хизмәтдашлири, синипдашлири, туққанлири яки аилә-әзалириға, һәтта узун жилларғичә өчмәнлик сақлап жүриду. Йүсүпниң он акиси униңға шундақ өчмәнлик қилған, һәтта униңға зиянкәшлик қилған (Ярит. 37:2—8, 25—28). Лекин Йүсүп башқичә йол тутуп, яманлиққа яманлиқ қайтурмиған. Униң өч алидиған пурсити болған болсиму, шундақ қилмай, бәлки, у өз акилириға рәһим-шәпқәт көрсәткән. Йүсүп өч-адавәтниму сақлимиған, әксичә, у Лавийлар 19:18-айәттики нәсиһәт сөзлиригә мас иш көргән (Ярит. 50:19—21).

14. Немә үчүн биз Лавийлар 19:18-айәттики принципларға бүгүнки күндиму әмәл қилишимиз керәк?

14 Йүсүп акилириға өчмәнлик қилмиған яки улардин өч алмиған. У акилирини кәчүрүп, Худани мәмнун қилишни халайдиған бүгүнки күндики Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн яхши үлгә қалдурған. Әйса үлгилик дуасида бизгә қарши гуна қилғанларни кәчүрүшкә дәвәт қилған (Мәт. 6:9, 12). Униңдин башқа, әлчи Паул қәдирлик қериндашлириға шундақ нәсиһәт қилған: «Өч алмаңлар» (Рим. 12:19). Паул йәнә: «Һәтта әгәр кимду-бирсиниң башқисиға шикайәт қилишиға асас болсиму, бир-бириңларға чидамлиқ болуп, бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар»,— дәп нәсиһәт бәргән (Кол. 3:13). Йәһваниң принциплири өзгәрмәйду. Шуңа биз Лавийлар 19:18-айәттә йошурунған принципларға бүгүнки күндиму әмәл қилишимиз керәк.

Яриланған җайға дайим тәгмәслигимиз керәк. Худди шуниңдәк, көңүлимизни ағритидиған ишлар һәққидә дайим ойлимай, кәң қосақлиқ билән кәчүрүветишкә тиришишимиз керәк (15-абзацқа қараң) e

15. Өчмәнлик сақлаштин жирақ туруш немә үчүн муһим? Бир мисал арқилиқ чүшәндүрүп бериң.

15 Мундақ бир мисални тәсәввур қилип көрәйли. Рәнҗиш туйғусини бир яриға охшитишқа болиду. Бәзи ярилар йеник, бәзи ярилар еғир болиду. Мәсилән, сәй-көктат тоғриғанда еһтиятсизлиқтин бармиғиңизни кесивалдиңиз дәйли. У гәрчә ағритқан болсиму, яра тез сақийип кәтти. Бир икки күндин кейин шу яриниң изиниму көрәлмәслигиңиз мүмкин. Шуниңға охшаш, бизгә қарши қилинған гуналиқ ишларму көңүлгә алғидәк еғир болмаслиғи мүмкин. Мәсилән, башқиларниң ойлимастин қилған сөзлири яки ишлири бизни рәнҗитиши мүмкин. Бирақ биз уларни асанла кәчүрүветимиз. Әгәр кесилгән җайниң яриси еғир болса, уни дохтурға көрситип, яра еғизини тикип, уни теңип қоюшқа тоғра келиду. Әгәр биз яриланған җайға дайим тәгсәк, яримиз еғирлишип, ағриқ техиму күчийиши мүмкин. Бәк әпсус, бәзи кишиләр қаттиқ рәнҗигәндә, улар худди яриға дайим тәгкәнгә охшаш ағриғи тохтимайду. Демәк, қәлбидә өч адавәт сақлиған киши өз-өзигә зиян йәткүзиду. Шундақ екән, Лавийлар 19:18-айәттики нәсиһәт сөзлиригә әмәл қилиш даналиқ болиду!

16. Лавийлар 19:33, 34-айәтләргә асасланғанда, исраиллар чәт әлликләргә қандақ муамилә қилиши керәк еди? Буниңдин немини үгинәләймиз?

16 Йәһва исраилларға башқиларни өзүңни сөйгәндәк сөйгин дегән әмирни берип, уларниң пәқәт өз миллитидин болған кишиләрнила әмәс, һәтта өзлириниң арисида яшайдиған чәт әлликләрниму сөйүшни буйриған. Буни Лавийлар 19:33, 34-айәтләрдин ениқ көрәләймиз (Оқуң). Исраиллар чәт әлликләргә йәрлик кишиләрдәк муамилә қилип, уларни өзини сөйгәндәк сөйүши керәк болған. Мәсилән, һосул жиғилғанда, исраиллар яки чәт әлликләр болсун, кәмбәғәлләрниң охшашла зираәтләрниң қалдуқ башақлирини жиғивелишиға рухсәт қилинған (Лав. 19:9, 10). Бүгүнки күндиму Мәсиһ әгәшкүчилири охшаш принципқа әмәл қилиши керәк (Луқа 10:30—37). Дунияниң һәрқайси җайлирида миллионлиған көчмәнләр бар. Бәлким, бәзилири сизгә йеқин яшайду. Биз уларниң җинсий яки йешиға қаримай уларға һөрмәт көрситишимиз керәк.

ЛАВИЙЛАР 19-БАПТА ТИЛҒА ЕЛИНМИҒАН МУҺИМ БИР ИШ

17, 18. а) Лавийлар 19:2 вә Петрусниң 1-хети 1:15-айәтләр бизни немә қилишқа дәвәт қилиду? ә) Әлчи Петрус Мәсиһ әгәшкүчилирини қайси муһим ишқа қатнишишқа үндәйду?

17 Лавийлар 19:2 вә Петрусниң 1-хети 1:15-айәтләр Худа хәлқи болған бизни Муқәддәс болушқа үндәйду. Лавийлар китави 19-баптики башқа нурғун айәтләр Йәһвани хурсән қилиш үчүн немиләрни қилишимиз керәклигини көрүп йетишимизгә ярдәм берәләйду. Биз шу айәтләрниң бәзилирини мулаһизә қилип, немә қилишқа болиду вә немә қилишқа болмайдиғанлиғини үгәндуқ b. Биз грек тилидики Язмилардин Йәһва Худа бу қанунларниң асасидики принципларға әмәл қилишимизни халайдиғанлиғини көрәләймиз. Бирақ әлчи Петрус йәнә муһим бир ишни тилға алған.

18 Һәр түрлүк роһий иш-паалийәтләргә қатнашқандин сирт, йәнә башқиларға яхшилиқ қилишқа тиришимиз. Әлчи Петрус шулардин бирини алаһидә тәкитлигән. Шуниң билән биргә, әлчи Петрус диққитимизни муһим бир ишқа қаратқан. У шундақ язған: «Әқлиңларни ишқа селип, һәр нәрсидә сәгәкликни сақлаңлар» (Пет. 1-х. 1:13, 15). Әшу муһим иш немә? Петрус майланған етиқатчиларға мундақ дегән: «Силәр — қараңғулуқтин Өзиниң әҗайип нуриға Чақирғучиниң «алийҗанап пәзиләтлирини һәрйәрдә җакалаш үчүн талланған нәсил» (Пет. 1-х. 2:9). Бүгүн барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилири бу муһим ишқа қатнишиш шан-шәрипигә егә. Бу иш инсанларға ярдәм беришниң әң муһим йолидур. Худаниң Муқәддәс хәлқи сүпитидә хуш хәвәрни ейтиш вә тәсәлли бериш ишиға қатнишиш биз үчүн әҗайип шан-шәрәп (Марк 13:10). Лавийлар 19-бабидин үгәнгән принципларға мас яшаш үчүн җапалиқ тиришсақ яки күч чиқарсақ, биз Яратқучимизни вә башқиларни сөйидиғанлиғимизни көрситәләймиз. Бу арқилиқ жүрүш-турушимизда муқәддәс болушни халайдиғанлиғимизни испатлаймиз.

28-НАХША Йеңи нахша

a Биз Әйса әгәшкүчилири, Муса қануниниң астида болмисақму, бирақ шу қанунлар бизгә немә қилиш вә немиләрдин жирақ туруш керәклигини үгинишимизгә ярдәм бериду. Шуларни яхши чүшәнсәк, башқиларға сөйгү-муһәббәт көрситишни вә Худа яхши көридиған ишларни қилишни үгинәләймиз. Лавийлар китави 19-баптики бәзи қаидә-принципларни һаятимизда қандақ әмәлий қоллиналайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

b Бу мақалидә муһакимә қилинмиған айәтләр башқиларни камситиш, һақарәт қилиш, қан йейиш, җинкәшлик, палчилиқ вә җинсий әхлақсизлиқ қилмишлири билән мунасивәтлик (Лав. 19:15, 16, 26—29, 31). Бу журналниң «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһиписигә қараң.

c СҮРӘТТӘ: Бир Йәһва гувачиси мәйип бурадәрниң дохтур билән сөзлишишигә ярдәм бериватиду.

d СҮРӘТТӘ: Ремонт ишлирини қилидиған тиҗарити бар бурадәр ишқа яллиған кишигә иш һәққини бериватиду.

e СҮРӘТТӘ: Бир қериндашниң бармиғи йеник яриланғачқа, ағриғини асанла унтуп кетәләйду. Бирақ у еғир яриланған болса, шундақ қилаламду?