Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

11-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Чөмдүрүлгәндин кейин, «йеңи тәбиәтни» давамлиқ кийиңлар

Чөмдүрүлгәндин кейин, «йеңи тәбиәтни» давамлиқ кийиңлар

«Йеңи шәхскә кийиниңлар» (КОЛ. 3:10).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Миҗәз-хулқимизға асаслиғи немә тәсир көрситиду?

 БИЗ пәқәт бирнәччә күн авал яки онлиған жиллар бурун суға чөмдүрүлгән болайли, һәммимиз Йәһва яқтуридиған миҗәз-хулуқларға егә болушни халаймиз. Бундақ адәм болуш үчүн ой-пикримизни башқурушимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки миҗәз-хулқимизға асаcлиғи ой-пикирлиримиз көп тәсир көрситиду. Әгәр биз дайим тенимизниң арзу-һәвәслири халиған ишларни ойлисақ, яман гәп-сөз яки ишларни қилимиз (Әфәс. 4:17—19). Әксинчә, әгәр мейимиз яхши ой-пикирләргә толса, Яратқучимиз Йәһвани хурсән қилидиған гәп-сөз вә ишларни қилишимиз мүмкин (Гал. 5:16).

2. Бу мақалидә қайси соалларға җавап алимиз?

2 Алдинқи мақалидә тилға елинғандәк, биз барлиқ яман ой-хиялларниң мейимизға киришини тосалмаймиз. Амма биз шундақ ой-пикирләргә әгишип, иш қилмаслиқни таллалаймиз. Биз чөмдүрүлүштин илгири, Йәһва өч көридиған усулда сөзләш вә иш қилишни тохтитишимиз керәк. Бу кона тәбиәтни чөрүп ташлашниң биринчи вә әң муһим қәдимидур. Йәһвани толуқ хурсән қилиш үчүн йәнә «йеңи шәхскә кийиниңлар» дегән буйруққа чоқум бойсунушимиз лазим (Кол. 3:10). Бу мақалидә төвәндики соалларға җавап алимиз: Йеңи тәбиәт дегән немә? Йеңи тәбиәтни кийиш вә уни давамлиқ сақлаш үчүн немә қилалаймиз?

ЙЕҢИ ТӘБИӘТ ДЕГӘН НЕМӘ?

3. Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләргә асасланғанда, йеңи тәбиәт дегән немә вә адәм уни қандақ кийиду?

3 Йеңи тәбиәт Йәһваниң пәзиләтлирини әкс әттүридиған усулда ой-пикир вә иш қилишни билдүриду. Йеңи тәбиәтни кийгән адәм Худаниң роһиниң мевисини нәмаян қилиду вә муқәддәс роһниң униң ой-хияли, һис-туйғулири вә иш-һәрикәтлиригә тәсир қилишиға йол бериду (Галатилиқларға 5:22, 23ни оқуң). Мәсилән, у Йәһва вә Униң хәлқини сөйиду (Мәт. 22:36—39). Синақларға бәрдашлиқ бәргәндиму хошаллиғини сақлайду (Яқуп 1:2—4). У течлиқпәрвәр (Мәт. 5:9). Башқилар билән алақә қилғанда, сәвирчан вә меһрибан (Кол. 3:13). У яхши ишни сөйиду вә уни қилиду (Луқа 6:35). У өз иш-һәрикәтлири арқилиқ Әрштики Атисиға болған күчлүк иман-етиқадиниң барлиғини испатлайду (Яқуп 2:18). Башқилар һақарәтлигәндә яки җедәлләшмәкчи болғанда, у өзини тутувелип, мулайимлиқни сақлайду (Кор. 1-х. 9:25, 27; Тит. 3:2).

4. Йеңи тәбиәтни кийиш үчүн немишкә Галатилиқларға 5:22, 23 вә башқа айәтләрдә тилға елинған барлиқ пәзиләтләрни йетилдүрүшимиз лазим? Чүшәндүрүң.

4 Йеңи тәбиәтни кийиш үчүн, Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләрдә вә Муқәддәс китаптики башқа айәтләрдә тилға елинған барлиқ пәзиләтләрни йетилдүрүшимиз лазим b. Бу сүпәтләр бир қетимда, бирини кийидиған айрим-айрим бөләк әмәс. Әмәлийәттә, бу сүпәтләрниң тәрәплирини башқа сүпәтләрдин тапқили болиду. Мәсилән, әгәр хошниңизни һәқиқий сөйсиңиз, униңға сәвирчан вә меһрибанлиқ билән муамилә қилисиз. Һәқиқий яхши адәм болуш үчүн чоқум мулайим болушиңиз вә өзүңизни башқурушиңиз керәк.

ЙЕҢИ ТӘБИӘТНИ ҚАНДАҚ КИЙӘЛӘЙМИЗ?

Әйсаға охшаш ой-пикир қилишни үгәнгәнсири, униң пәзиләтлирини техиму яхширақ үлгә қилалаймиз (5, 8, 10, 12, 14-абзацларға қараң)

5. Ой-пикримиз Әйса Мәсиһниңкигә охшаш болуш дегән немини билдүриду вә немә үчүн Әйсаниң һаяти һәққидә үгинишимиз керәк? (Коринтлиқларға 1-хәт 2:16)

5 Коринтлиқларға 1-хәт 2:16ни оқуң. Йеңи тәбиәтни кийиш үчүн бизниң ой-пикримиз Әйса Мәсиһниңкигә охшаш болуши керәк. Башқичә ейтқанда, биз чоқум Әйсадәк ой-пикир қилишни үгинишимиз, андин уни үлгә қилишимиз лазим. Әйса Мәсиһ муқәддәс роһниң мевисини мукәммәл нәмаян қилған еди. Худди нуқсансиз әйнәккә охшаш, у Йәһваниң пәзиләтлирини әйнән әкс әттүриду (Ибр. 1:3). Биз қанчә көп Әйсаға охшаш ой-пикир қилғансири, униңға охшаш иш-һәрикәт қилимиз вә униң миҗәз-хулуқ, йәни тәбиитини, шунчә мувәппәқийәтлик әкс әттүрәләймиз (Флп. 2:5).

6. Йеңи тәбиәтни кийишкә тиришқанда, қайси фактларни әстә сақлишимиз керәк?

6 Биз Әйсани әгишәләймизму дәп гуман қилишимиз мүмкин. Бәлким, шундақ ойлаймиз: «Әйса мукәммәл. Мән һәргизму пүтүнләй униңға охшаш болалмаймән!» Әгәр шундақ һис қилсиңиз, мошу фактларни есиңиздә тутуң: биринчи, сиз Йәһва вә Әйсаниң образида яритилған. Шуңа сиз уларни үлгә қилишни таллисиңиз болиду вә һеч болмиғанда мәлум дәриҗидә мувәппәқийәт қазиналайсиз (Ярит. 1:26). Иккинчи, Худаниң муқәддәс роһи каинаттики әң күчлүк күчтур. Униң ярдимидә сиз өзүңиз қилалмайдиған ишларни вуҗудқа чиқиралайсиз. Үчинчи, Йәһва һазирниң өзидә роһниң мевисини мукәммәл нәмаян қилишиңизни тәләп қилмайду. Әмәлийәттә, меһир-шәпқәтлик Атимиз йәр йүзидә яшаш үмити барларниң мукәммәл болуши үчүн 1000 жил вақит бериду (Вәһ. 20:1—3). Йәһваниң һазир биздин тәләп қилидиғини болса, күчимизниң йетишичә тиришиш вә Униңға тайиниш!

7. Һазир немини муһакимә қилимиз?

7 Әйсани қандақ үлгә қилалаймиз? Биз Худа роһиниң мевисиниң төрт тәрәптин қисқичә муһакимә қилип чиқимиз. Һәрбир әһвалда Әйсаниң шу пәзиләтләрни нәмаян қилиш усулидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көримиз. Шундақ қилғинимизда, йеңи тәбиәтни кийиш үчүн қайси җәһәттин яхши қилғанлиғимизни тәкшүрүшкә ярдәм беридиған бәзи соаллар үстидә мулаһизә қилимиз.

8. Әйса сөйгү-муһәббитини қандақ көрсәткән?

8 Әйсаниң Йәһваға болған чоңқур сөйгү-муһәббити, өзини Йәһва вә биз үчүн қурбанлиқ қилишқа үндигән (Йоһ. 14:31; 15:13). Әйса өзиниң йәр йүзидики һаяти арқилиқ инсанларға болған чоңқур муһәббитини испатлиған. Бәзиләр һәтта униңға қарши турсиму, у һәр күни кишиләргә көйүнүп, уларға ич ағритқан. Униң кишиләргә сөйгү-муһәббәт көрситишиниң муһим бир йоли, Худа Падишалиғи тоғрилиқ уларға тәлим бериш болған (Луқа 4:43, 44). Йәнә у гунакарларниң қолида азап чекип, өлтүрүлүшкә рази болуш арқилиқ Худаға вә инсанларға болған чоңқур сөйгү-муһәббитини ипадилигән. Шу арқилиқ у һәммимизниң мәңгүлүк һаятқа еришишигә йол ачқан.

9. Сөйгү-муһәббәт көрситиштә Әйсани қандақ үлгә қилалаймиз?

9 Биз әрштики Атимиз Йәһвани сөйгәчкә, өзүмизни Униңға беғишлап, суға чөмдүрүлдуқ. Шуңа биз кишиләргә худди Әйсаға охшаш муамилә қилиш арқилиқ Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни көрситишимиз керәк. Әлчи Йоһан мундақ язған: «Көрүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә, көрүнмәйдиған Худани сөйүши мүмкин әмәс» (Йоһ. 1-х. 4:20). Өзүмиздин мундақ сорап көрсәк болиду: «Мән кишиләрни чин қәлбимдин сөйүмәнму? Башқилар билән алақидә болғанда, улар маңа қопаллиқ қилсиму, мән көйүмчанму? Сөйгү-муһәббәт мени вақтим вә байлиқлиримни ишлитип, башқиларниң Йәһва һәққидә үгинишигә ярдәм беришкә дәвәт қиламду? Һәтта көп сандики кишиләр тиришчанлиғимни қәдирлимисиму яки маңа қарши чиқсиму, мән буни қилишни халаймәнму? Мән шагирт йетиштүрүш хизмитигә көпирәк вақит сәрип қилишниң йоллирини тапалидимму?» (Әфәс. 5:15, 16)

10. Әйса течлиқпәрвәр адәм екәнлигини қандақ көрсәткән?

10 Әйса течлиқпәрвәр адәм болған. Кишиләр униңға начар муамилә қилғанда, у яманлиқни яманлиққа қайтурмайла қалмай, йәнә башқа ишларни қилған. У тәшәббускарлиқ билән течлиқ орнитип, башқиларни талаш-тартишларни һәл қилишқа илһамландурған. Мәсилән, өз ибадәтлирини Йәһваниң қобул қилишини халиған киши, чоқум өз қериндиши билән течлиқ орнитиши керәклигини уларға үгәткән (Мәт. 5:9, 23, 24). У әлчилири арисида кимниң улуғирақ екәнлиги тоғрисидики талаш-тартишни һәл қилишқа көп қетим ярдәм бәргән (Луқа 9:46—48; 22:24—27).

11. Течлиқпәрвәр болуш үчүн немә қилалаймиз?

11 Течлиқпәрвәр болуш үчүн, биз пәқәт җедәл-маҗира кәлтүрүп чиқириштин сақлинип қалмай, йәнә тәшәббускар болуп, башқилар билән течлиқ орнитишимиз вә қериндашлиримизниму келишмәсликләрни һәл қилишқа илһамландурушимиз керәк (Флп. 4:2, 3; Яқуп 3:17, 18). Өзүмиздин мошу соалларни сорап көрсәк болиду: башқилар билән течлиқни сақлаш үчүн қандақ қурбанлиқни беришкә тәйярмән? Бир қериндаш көңлүмни ағритқанда, униңға өчмәнлик сақлап жүримәнму? Қарши тәрәпниң теч-инақлиқни әслигә кәлтүрүш үчүн алдимға тәшәббускарлиқ билән келишини күтиватимәнму яки қаримаққа қарши тәрәп бу мәсилини кәлтүрүп чиқарған болсиму, биринчи қәдәмни мән ташлаймәнму? Зөрүр тепилғанда, арисида келишмәслик болғанларни өз ара течлиқ орнитишқа илһамландуримәнму?

12. Әйса меһрибанлиғини қандақ көрсәткән?

12 Һәзрити Әйса меһрибан киши болған (Мәт. 11:28—30). У қийин әһваллардиму мулайимлиқ билән башқиларға йол қоюш арқилиқ меһрибанлиғини көрсәткән. Мәсилән, Әйсадин финикийилик бир аял балисини сақайтишни өтүнгәндә, у дәсләптә аялниң өтүнүшини рәт қилған, амма аял күчлүк ишәнчини көрсәткәндә, меһрибанлиқ билән аялниң балисини сақайтқан еди (Мәт. 15:22—28). Гәрчә Әйса интайин меһрибан болсиму, у һис-туйғулириға тайинип иш қилмиған. Зөрүр болғанда өзи сөйгән кишиләргә кәскин нәсиһәт бәргән. Мәсилән, Петрус Әйсани Йәһваниң ирадисини орунлаштин тосимақчи болғанда, Әйса уни башқа шагиртларниң алдида әйиплигән еди (Марк 8:32, 33). У буни Петрусниң йүзини төкүш үчүн әмәс, бәлки уни тәрбийиләш вә башқа шагиртларни тәкәббурлуқ қилмаслиққа агаһландуруш үчүн қилған. Шәк-шүбһисизки, Петрус бираз хиҗиллиқ һис қилған, шундақтиму у бу тәрбийиниң пайдисини көргән.

13. Биз қандақ қилип сәмимий меһрибанлиқ көрситәләймиз?

13 Өзүңиз сөйгән кишиләргә сәмимий меһрибанлиқ көрситиш үчүн, бәзидә уларға очуқ-ашкарә, удул сөзләшкә тоғра келиду. Шундақ қилғиниңизда, Худа Сөзидики принципларға асаслинип, нәсиһәт бериш арқилиқ Әйсани үлгә қилиң. Башқиларға мулайим болуң, иҗабий көзқарашта болуң, Йәһвани сөйидиған вә сизни сөйидиғанларниң меһир-муһәббәтлик нәсиһәт сөзлириңизгә қулақ салидиғанлиғиға ишиниң. Өзүңиздин: «Мән сөйидиған кишиләрдин бири хата иш қиливатқанлиғини көрсәм, униңға хаталиғини көрситип беришкә җүръәт қилалаймәнму? Әгәр нәсиһәт беришкә тоғра кәлсә, мулайимлиқ билән сөзләймәнму яки қопал сөзләймәнму? Нәсиһәт бериштики мәхситим немә? Бундақ қилишим бу кишидин рәнҗигиним үчүнму яки униңға ғәмхорлуқ қилиш үчүнму?»— дәп сорап көрүң.

14. Әйса қандақ қилип яхшилиқ қилған?

14 Әйса немә яхши екәнлигини билипла қалмай, йәнә уни қилған. Әйса өз Атисини сөйгән, шуңа у һемишәм тоғра нийәт-мәхсәт билән тоғра ишларни қилиду. Әйсаниң үлгисидин шуни көрәләймизки, яхши адәм һәрқачан башқиларға яхшилиқ қилиш үчүн пурсәт издәйду вә яхшилиқ қилиду. Униңдин башқа, немә тоғра екәнлигини билиш йетәрлик әмәс, чоқум тоғра нийәт-мәхсәт билән қилишимиз керәк. Бәзиләр: «Хата нийәт-мәхсәт биләнму тоғра иш қилишқа боламду?»— дәп сориши мүмкин. Шундақ, қилишқа болиду. Мәсилән, Әйса бәзи кишиләрниң кәмбәғәлләр сәдиқә берип, қилған ишини һәммила адәмгә билдүрүшни халайдиғанлиғини ейтқан. Қаримаққа, бу яхши иштәк көрүнсиму, амма Йәһвани хурсән қилмайду (Мәт. 6:1—4).

15. Һәқиқий яхши адәм болуш үчүн немә қилалаймиз?

15 Һәқиқәтән яхши адәм болуш үчүн биз тоғра ишни тоғра нийәт билән қилишимиз керәк. Шуңа өзүңиздин: «Мән неминиң тоғра екәнлигини пәқәтла билимәнму яки тоғра ишни қилимәнму? Тоғра ишларни қилиштики мәхситим немә?»— дәп сорап көрүң.

ЙЕҢИ ТӘБИИТИМИЗНИ ҚАНДАҚ САҚЛАП ҚАЛАЛАЙМИЗ?

16. Биз һәр күни немә қилишимиз керәк вә немә үчүн?

16 Биз һәргизму, суға чөмдүрүлүп, әнди йеңи тәбиәтни кийдуқ, һәммә иш пүтти дәп ойлимаслиғимиз керәк. Биз бу чирайлиқ йеңи кийимни асрап сақлишимиз лазим. Буни қандақ қилалаймиз? Буни һәр күни Худаниң роһиниң мевисини нәмаян қилиш пурсәтлирини издәш арқилиқ қилалаймиз. Немә үчүн? Чүнки Йәһва Өзиниң роһини ишлитип Өз ирадисини әмәлгә ашуриду. Шуңа, қанчә көп тиришип, түрлүк гөзәл пәзиләтләрни нәмаян қилсақ, Униң роһиниң һәрикәт күчи бизгә техиму көп ярдәм бериду (Ярит. 1:2). Демәк, роһниң мевиси бизни һәрикәт қилдуралайду вә чоқум қилдуруши керәк. Мәсилән, Мәсиһниң шагирти Яқуп: «Етиқатму әмәлиятсиз өлүктур»,— дәп язған еди (Яқуп 2:26). Худаниң роһиниң мевисигә тәвә барлиқ хусусийәтләр охшаш. Һәр қетим роһниң мевисини нәмаян қилғинимизда, Худаниң роһиниң бизни йетәкләватқанлиғини көрситимиз.

17. Бәзидә роһниң мевисини нәмаян қилалмисақ, чоқум немә қилишимиз керәк?

17 Һәтта нурғун жиллар һәқиқәттә болған етиқатчиларму бәзидә Муқәддәс роһниң мевисини нәмаян қилалмаслиғи мүмкин. Муһими, бәл қоювәтмәслик керәк. Бир мисални көрүп бақайли. Өзүңиз яқтуридиған кийимни житип қойдиңиз дәйли. Сиз уни дәрһал ташливетәмсиз? Яқ! Бәлким, уни авайлап ямап қоюсиз. Кейин техиму еһтиятчан болисиз. Худди шуниңға охшаш, мәлум биригә меһрибанлиқ, сәвир-тақәт яки сөйгү-муһәббәт көрситәлмигән болсиңиз, үмүтсизлинип кәтмәң. Сәмимийлик билән кәчүрүм сораш шу киши билән болған мунасивәтни қайта әслигә кәлтүрүшиңизгә ярдәм бериду. Кәлгүсидә охшаш хаталиқни қайта тәкрарлимаслиққа қарариңиз қәтъий болсун!

18. Биз немигә қәтъий ишинәләймиз?

18 Әйса қалдурған үлгиси үчүн көп миннәтдармиз! Биз униң ой-пикирлири яки көзқаришини үлгә қилғансири, иш-һәрикәтлиримиз барғансири униңкигә охшайду. Бу арқилиқ йеңи тәбиәт, йәни йеңи миҗәз-хулуқни техиму нәмаян қилалаймиз. Бу тәтқиқ мақалисидә, биз муқәддәс роһниң мевисиниң пәқәт төрт хусусийәтлирини көрдуқ. Сиз вақит чиқирип, роһниң мевисиниң башқа хусусийәтлириниму тәтқиқ қилип, әшу пәзиләтләрни қандақ нәмаян қиливатқанлиғиңиз һәққидә ойлинип көрүң. Сиз бу мавзу һәққидики мақалиләрниң тизимлигини «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчисидики» «Мәсиһ әгәшкүчилириниң һаяти» дегән мавзу астидин, «Роһниң мевиси» дегән кичик мавзуни тапалайсиз. Шуниңға қәтъий ишинәләймизки, әгәр күчимизниң баричә тиришчанлиқ көрсәтсәк, Йәһва бизниң йеңи тәбиәтни кийип, уни үстимиздин салмай сақлишимизға чоқум ярдәм бериду.

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

a Мәйли ким болайли, өтмүшимиз қандақ болса-болсун, биз «йеңи тәбиәтни» кийәләймиз. Шундақ қилиш үчүн, биз чоқум ой-пикир қилиш усулимизни давамлиқ өзгәртип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушқа тиришишимиз лазим. Бу мақалидә һәзрити Әйсаниң ой-пикири вә иш-һәрикәтлири тоғрилиқ мисалларни көрүп чиқимиз. Бу йәнә бизгә чөмдүрүлгәндин кейин, давамлиқ Әйсани қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрситип бериду.

b Галатилиқларға 5:22, 23-айәтләр, Худаниң роһи бизниң йетилдүрүшимизгә ярдәм берәләйдиған есил сүпәтләрниң толуқ тизимлигини тәминлимәйду. Бу һәққидә муһакимә қилиш үчүн, «Күзитиш мунариниң» 2020-жил, июнь санидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.