Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Һәқиқий ибадәт хошаллиғиңизға хошаллиқ қошиду

Һәқиқий ибадәт хошаллиғиңизға хошаллиқ қошиду

«Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән» (ВӘҺ. 4:11).

26-НАХША Рәб Йәһ билән жүр

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Қачан Йәһва ибадәтлиримиздин хурсән болиду?

 ИБАДӘТ дегән сөзни аңлиғанда немиләрни ойлайсиз? Бәлким, бир бурадәрниң тизлинип олтирип, кәмтәрлик билән ич-бағрини төкүп дуа қиливатқанлиғини тәсәввур қилишиңиз мүмкин яки пүтүн диққити билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан хошал бир аилә кишилирини хиял қилишиңиз мүмкин.

2 Һәр икки вәзийәттә улар ибадәт билән мәшғул болуватиду. Йәһва уларниң ибадәтлирини қобул қиламду? Әгәр Йәһваниң ирадисигә мас сөйгү-муһәббәт вә һөрмәт билән ибадәт қилинса, У қобул қилиду. Биз Йәһвани чин жүрәктин сөйүмиз. Биз билимизки, У ибадәткә лайиқтур. Униң ибадитимизни қобул қилиши үчүн күчимизниң йетишичә әң яхшисини тәғдим қилишни халаймиз.

3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Бу мақалидә Йәһваниң қедимқи заманларда қандақ ибадәтни қобул қилғанлиғини вә бүгүнки күндә қобул қилинидиған ибадәтниң өз ичигә алидиған сәккиз тәрипини муһакимә қилимиз. Шундақ қилғинимизда, ибадитимизниң сүпитини қандақ өстүрәләйдиғанлиғимиз һәққидә ойлинип көрсәк болиду. Биз йәнә Йәһваға тоғра усулда ибадәт қилиш немә үчүн бизгә хошаллиқ әта қилидиғанлиғини көрүп чиқимиз.

ҚЕДИМҚИ ЗАМАНЛАРДА ЙӘҺВА ҚОБУЛ ҚИЛҒАН ИБАДӘТ

4. Әйса йәр йүзигә келиштин илгирики заманларда, Йәһваға ибадәт қилидиғанлар өзлириниң Йәһваға болған һөрмити вә муһәббитини қандақ көрсәткән?

4 Әйса йәр йүзигә келиштин илгирики заманларда Һабил, Нуһ, Ибраһим вә Аюпқа охшаш садиқ кишиләр Йәһваға һөрмәт вә сөйгү-муһәббитини көрсәткән еди. Қандақ? Улар Худаға итаәтчан болуп, Униңға ишәнч бағлиған вә қурбанлиқларни кәлтүргән. Муқәддәс китапта уларниң қандақ усулда ибадәт қилғанлиғи һәққидә ениқ бир нәрсә дейилмигән. Бирақ ениқки, улар Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүш үчүн пүтүн күчи билән тиришқан һәмдә Йәһва уларниң ибадәтлирини қобул қилған еди. Йәһва Худа Ибраһимниң әвлатлириға Муса пәйғәмбәр арқилиқ қанун чүшәргән. Бу бир қатар қанунларда Йәһва қобул қилидиған усулда Униңға ибадәт қилиш тоғрисида тәпсилий көрсәтмиләр берилгән.

5. Әйсаниң өлүми вә тирилишидин кейин һәқиқий ибадәттә қандақ өзгириш болған?

5 Әйсаниң өлүми вә тирилишидин кейин Йәһва әнди инсанларниң Униңға ибадәт қилиш үчүн Муса пәйғәмбәр арқилиқ исраилларға чүшәргән қанунларға бойсунушни тәләп қилмиған (Рим. 10:4). Мәсиһ әгәшкүчилири йеңи қанун, йәни «мәсиһниң қануниға» әмәл қилиши керәк еди (Гал. 6:2). Улар бу «қанун»ни ядқа еливелиш яки узун бир қаидә-түзүмләр тизимлигини түзүвелиш әмәс, бәлки Әйсани үлгә қилиш вә униң тәлиматлириға әгишиши арқилиқ, Мәсиһ қануниға бойсуналайду. Бүгүнки күндиму Әйсаниң әгәшкүчилири Йәһвани хурсән қилиш вә өз көңлигә «тәсәлли тепиш» үчүн, пүтүн күчи билән Мәсиһни үлгә қиливатиду (Мәт. 11:29).

6. Бу мақалә бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

6 Ибадәт өз ичигә алған һәрқайси тәрәпләрни муһакимә қилғанда, өзүңиздин: «Мән бу җәһәттә қандақ илгириләшләрни қилдим? Ибадитимниң сүпитини өстүрүшүм керәкму?»— дәп сорап көрүң. Һазир қиливатқан илгириләшлириңиз үчүн хошал болуң! Амма техиму яхширақ қилалишиңиз үчүн, йәнә немиләрни қилишниң зөрүрлигини көрүп йетишиңизгә Йәһвадин ярдәм сораң.

ИБАДӘТЛИРИМИЗ НЕМИЛӘРНИ ӨЗ ИЧИГӘ АЛИДУ?

7. Чин дилимиздин қилған дуаға Йәһва қандақ көзқарашта?

7 Йәһваға дуа қилғанда Униңға ибадәт қилимиз. Муқәддәс китапта дуалиримиз болса, чедирда вә кейинирәк ибадәтханида көйдүрүлидиған көңүл қоюп тәйярланған хушбуй исриқ билән селиштурулған (Зәб. 141:2). Шу исриқлар Худани хурсән қилидиған хушпурақни чиқарған. Шуниңға охшаш, интайин аддий сөзләрни ишләтсәкму, чин дилимиздин чиққан дуалар Уни хурсән қилиду (Пәнд н. 15:8; Қ. шәр. 33:10). Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни вә миннәтдарлиғимизни билдүрүш үчүн, Униң көңлини мәмнун қилидиғанлиғиға ишинишимизгә йетәрлик асасимиз бар. У ғәм-әндишилиримиз, үмүт-истәклиримиз вә арзу-арманлиримиз һәққидә Униңға ейтип беришимизни халайду. Дуада Йәһваға йеқинлишиштин илгири, немә дейиш һәққидә әстаидил ойлинип көрүң. Шундақ қилсиңиз, асмандики Атиңизға әң яхши хушбуй исриқни сунисиз.

8. Худани мәдһийиләйдиған қандақ яхши пурситимиз бар?

8 Биз Йәһвани мәдһийилигәндә Униңға ибадәт қилимиз (Зәб. 34:1). Биз Йәһваниң есил пәзиләтлирини яхши көридиғанлиғимизни вә яратмилиридин сөйинидиғанлиғимизни башқиларға ейтиш арқилиқ, Уни мәдһийиләймиз. Униңға миннәтдар болсақ, чин дилимиздин мәдһийиләр ейтимиз. Йәһваниң яхшилиғи, йәни Униң биз үчүн қилған барлиқ ишлири һәққидә чоңқур ойлинишқа вақит чиқарсақ, Уни мәдһийиләшкә сәвәплиримиз һәргиз түгәп кәтмәйду. Вәз ейтиш хизмити «Худаға мәдһийиләш қурванлиғини, йәни Униң исмини җакалайдиған еғиз мевисини» сунушниң алаһидә пурсити (Ибр. 13:15). Дуада Йәһваға йеқинлишиштин бурун, немә дейиш һәққидә әстаидил ойлинишимиз керәк болғандәк, биз хизмитимиздә учратқан кишиләргә немә дейиш һәққидә һәм әстаидил ойлинишимиз керәк. Биз «мәдһийә қурбанлиғи» ниң әң яхши болушини халаймиз. Шу сәвәптин, қизғинлиқ билән башқиларға вәз қилимиз.

9. Қедимқи исраилларға охшаш, биз ибадәт қилиш үчүн жиғилсақ, қандақ бәрикәтләргә еришимиз? Шәхсий тәҗрибилириңизни мисал кәлтүрүң.

9 Биз жиғилишларға қатнашқанда, Йәһваға ибадәт қилимиз. Қедимқи исраилларға мундақ буйруқ берилгән: «Худайиң Йәһва Өзи таллиған йәргә барлиқ әрләр жилиға үч қетим Униң алдиға келиши шәрт» (Қ. шәр. 16:16). Улар өйлири вә етизлиқтики зираәтлирини һимайисиз ташлап қоюп кетиши керәкти. Амма Йәһва уларға: «Йәһваниң йүзини көрүшкә жилиға үч қетим барғиниңда, һечким йериңға көз қирини салмайду»,— дәп вәдә бәргән (Чиқ. 34:24). Йәһваға толуқ ишәнч қилип, Худадин әйминидиған әшу исраиллар һәр жили өткүзүлидиған байрамларға қатнишатти. Нәтиҗидә, улар мол бәрикәтләргә еришәтти. Худаниң қануни һәққидики билими ашатти, Униң яхшилиғи һәққидә чоңқур ойлинатти вә қериндашлири билән вақит өткүзүп, өз ара илһам берип шат-хорамлиққа чөмүшәтти (Қ. шәр. 16:15). Бизму бүгүнки күндә җамаәт жиғилишлириға қатнишиш үчүн қурбанлиқларни бәргинимиздә, биз шуниңға охшишип кетидиған бәрикәтләргә еришимиз. Ойлап көрүңа: жиғилишларға қисқичә, әһмийәтлик ой-пикирләрни тәйярлап кәлсәк, Йәһва қанчилик хошал болуп кетәр, һә!

10. Немә үчүн мәдһийә нахшилирини ейтиш ибадитимизниң муһим бир қисми?

10 Қериндашларға қошулуп нахша ейтқанда, Йәһваға ибадәт қилимиз. (Зәб. 28:7). Исраиллар нахша ейтишни ибадәтлириниң муһим бир қисми дәп қариған еди. Давут падиша 288 лавийларни ибадәтханида нахшичи болушқа тәйинлигән (Тар. 1-яз. 25:1, 6—8). Бүгүнки күндә, биз мәдһийә нахшилирини ейтқанда, Худаға болған сөйгү-муһәббитимизни ипадиләләймиз. Буниң үчүн яхши нахшичи болушимиз һаҗәтсиз. Бу селиштурушни муһакимә қилип бақайли: биз сөз қилғанда, «һәммимиз көп хаталишимиз», амма бу бизни җамаәт вә вәз хизмәттә сөзләштин тосуп қоймайду (Яқуп 3:2). Шуниңға охшаш, һәтта нахша ейтқанда авазимиз яхши болмисиму, йәнила Йәһваға мәдһийиләп нахша ейтишимиз лазим.

11. Зәбур 48:13-айәттә тәсвирләнгәндәк, немә үчүн бир аилә кишилири бирликтә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш үчүн вақит орунлаштурушимиз керәк?

11 Биз Яратқучиниң сөзлирини тәтқиқ қилғанда вә У һәққидә балилиримизға үгәткәндә, Йәһваға ибадәт қилимиз. Шаббат, йәни Дәм елиш күни исраилларға күндилик иш-паалийәтлирини бир чәткә қайрип қоюп, өзлириниң Йәһва билән болған достлуғини күчәйтиш үчүн пурсәт яритип бәргән еди (Чиқ. 31:16, 17). Уларниң арисидики садиқ кишиләр пәрзәнтлиригә Йәһва вә Униң яхшилиғи тоғрисида үгәткән. Биз ялғуз олтирип, Худаниң Сөзини оқуш вә тәтқиқ қилип үгиниш үчүн вақит орунлаштурушимиз керәк. Бу Йәһваға қилған ибадитимизниң бир қисми вә бизниң Униңға йеқинлишишимизға ярдәм бериду (Зәб. 73:28). Биз бир аилә кишилири бирликтә үгәнгәндә, пәрзәнтлиримизниң асмандики меһир-муһәббәтлик Атимиз билән йеқин достлуқ орнитишиға ярдәм берәләймиз (Зәбур 48:13ни оқуң).

12. Ибадәт чедириниң сайманлирини ясиғучиларниң ишлириға Йәһва қандақ қариғанлиғидин немини үгинимиз?

12 Биз ибадәт қилидиған җайларни селиш вә асрашқа қатнашқанда, Йәһваға ибадәт қилимиз. Муқәддәс китапта, ибадәт чедири вә униң сайманлирини ясаш хизмитиниң «муқәддәс хизмәт» екәнлиги тилға елинған (Чиқ. 36:1, 4). Йәһва бүгүнки күндә болса, ибадәт үчүн ишлитидиған беналар вә башқа қурулушларни селиш ишлирини ибадитимизниң бир қисми дәп қарайду. Бәзи қериндашлар бу ишлар үчүн көп вақтини сәрип қилиду. Биз Падишалиқ хизмитигә қошқан бу муһим төһпиләрни қәдирлимәймизму? Әлвәттә, улар йәнә вәз ейтиш хизмитигә қатнишиду. Уларниң бәзилири һәтта пионер болиду. Җамаәт ақсақаллири бу тиришчан әр вә аял қериндашлар лаяқәтлик болғанда, қилчә иккиләнмәстин уларни пионер болушқа тәйинләп, қурулуш ишлирини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини көрситәләйду. Мәйли биз қурулуш ишлириға маһир болайли яки болмайли, һәммимиз имарәтләрни тазилаш вә яхши асрап сақлаш ишлириға қатнишалаймиз.

13. Падишалиқ хизмитини қоллаш үчүн қилған ианимизгә қандақ қаришимиз керәк?

13 Ианилиримиз билән Падишалиқ хизмитини қоллиғанда, Йәһваға ибадәт қилимиз. Исраиллар байрамларға қатнашқанда, Йәһваға соғиларни елип келиши керәк еди (Қ. шәр. 16:16). Улар өз һәл-әһвалиға қарап, маддий нәрсини соғиға елип келәтти. Шундақ қилип, улар Йәһваниң өзлири үчүн қилғанлириға миннәтдарлиғини билдүрәтти. Биз Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни вә Униң биз үчүн қиливатқан ишлири үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ ипадиләймиз? Буниң бир йоли, қолумиздин кәлгиничә йәрлик җамаәткә вә шараитимизға қарап дуния йүзидә елип бериливатқан хизмәтләргә ихтисадий ярдәм бериш. Әлчи Паул бу һәққидә: «Әгәр тәйяргәрлик болса, кишидә йоқ нәрсигә қарап әмәс, әксичә бар нәрсигә қарап, алаһидә илтипат билән қобул қилиниду»,— дегән еди (Кор. 2-х. 8:4, 12). Гәрчә көп болмисиму, чин көңлүмиздин бәргән ианилири үчүн, Йәһва толиму хурсән болиду (Марк 12:42—44; Кор. 2-х. 9:7).

14. Пәнд-нәсиһәтләр 19:17-айәткә асасланғанда, Йәһва муһтаҗлиқта қалған қериндашлиримизға қилған ярдимимизгә қандақ қарайду?

14 Биз муһтаҗлиғи бар етиқатчиларға ярдәм бәргәндә, Йәһваға ибадәт қилимиз. Йәһва намратларға сехийлиқ билән бәргән исраилларға Өзи қайтуридиғанлиғини вәдә қилған еди (Қ. шәр. 15:7, 10). Шундақ, һәр қетим муһтаҗлиғи бар қериндашларға ярдәм бәрсәк, Йәһва уни Униңға берилгән һәдийә дәп қарайду (Пәнд-нәсиһәтләр 19:17ни оқуң). Мәсилән, Филипи шәһиридики етиқатчилар зиндандики Паулға соға әвәткәндә, у: «Худаға яқидиған лайиқ қурванлиқ, хушпурақлиқ исриқ» дәп атиған (Флп. 4:18). Җамаитиңиздики қериндашлар һәққидә ойлинип, өз-өзүңиздин: «Мән кимгә ярдәм қилалаймән?» дәп сорап беқиң. Вақтимиз, қабилийитимиз вә мал-мүлкимизни муһтаҗлиқта қалған қериндашларға ярдәм беришкә ишләткинимизни көргәндә, Йәһва хошал болиду. У буни ибадәтлиримизниң бир қисми дәп қарайду (Яқуп 1:27).

ҺӘҚ ИБАДӘТ БИЗНИ ХОШАЛ ҚИЛИДУ

15. Һәқ ибадәт вақит вә күч тәләп қилиду, амма немә үчүн еғир жүк әмәс?

15 Һәқ ибадәт вақит вә күч тәләп қилиду. Амма бу еғир жүк әмәс (Йоһ. 1-х. 5:3). Немә үчүн? Чүнки биз Йәһвани сөйгәчкә, Униңға ибадәт қилимиз. Дадисиға бир нәрсә бәрмәкчи болған кичик балини тәсәввур қилип беқиң. У рәсим сизиш үчүн бирнәччә саат вақит сәрип қилиши мүмкин. Амма, оғул униңға сәрип қилған вақтини исрапчилиқ дәп қаримайду. У дадисини сөйиду вә униңға бу соғини берәлигәнлигидин хошал болиду. Худди шуниңға охшаш, Йәһвани сөйгәнлигимиз сәвәплик, биз Униңға һәқ ибадәт қилиш үчүн вақит вә күч чиқарғанлиғимиздин хошалмиз.

16. Ибранийларға 6:10-айәткә асасән, Йәһва Уни хурсән қилиш үчүн чиқарған тиришчанлиғиңизға қандақ қарайду?

16 Меһрибан ата-анилар һәрбир балисидин охшаш соғиға еришишни күтмәйду. Улар һәрбир бала бир-биридин пәриқ қилидиғанлиғи вә қабилийәтлириниңму охшимайдиғанлиғини билиду. Худди шуниңдәк, асмандики Атимиз һәрбиримизниң шәхсий әһвалини чүшиниду. Бәлким, сиз өзүңиз тонуйдиған вә яқтуридиған нурғун кишиләргә қариғанда, көп ишларни қилалишиңиз мүмкин. Яки йешиңиз, саламәтлигиңиз вә аилидики мәсъулийәтлириңиз сәвәплик, сиз башқилар қилғандәк көпирәк қилалмаслиғиңиз мүмкин. Йәһва сизниң қилғанлириңизни унтуп қалмайду (Гал. 6:4). Сиз тоғра нийәт-мәхсәт билән, қолуңиздин кәлгиничә әң яхшини бәрсиңизла, У хошал болиду (Ибранийларға 6:10ни оқуң). Йәһва һәтта қәлбиңиздики нийәтлириңизни билиду. Шуниң билән биргә, Униңға ибадәт қилиш үчүн қолуңиздин кәлгиничә қилалғанлиғиңиздин мәмнун болушиңизни халайду.

17. а) Әгәр ибадәтлиримизниң бәзи тәрәплирини қийин дәп қарисақ, немиләрни қилсақ болиду? ә) « Хошаллиғиңизға хошаллиқ қошуң» дегән рамкида көрситилгән һәқ ибадәтниң охшимайдиған тәрәплиридин қайсиси сизгә қандақ ярдәм бәргән?

17 Әгәр муһакимә қилған ибадәт паалийәтлиримизниң бәзи тәрәплири, мәсилән шәхсий тәтқиқ яки вәз хизмәткә чиқиш бизгә қийин туюлса, немә қилсақ болиду? Биз бу паалийәтләр билән қанчә көп шуғуллансақ, улардин шунчә хошаллиқ тапидиғанлиғимиз вә пайдиға еришидиғанлиғимизни байқишимиз мүмкин. Биз ибадәтлиримизни, мәсилән бирхил бәдән чиниқтуруш яки музыка әсвавини челишни мәшиқ қилишқа охшаш бәзи иш-паалийәтләр билән селиштурсақ болиду. Әгәр биз анда-санда қилсақ, анчә чоң илгириләлмәслигимиз мүмкин. Амма уни күндилик адәткә айландурдуқ дәп пәрәз қилайли. Биз дәсләптә мәшиқ қилиш үчүн қисқа вақит чиқиришимиз вә аста-аста вақитни узартишимиз мүмкин. Тиришчанлиғимиз яхши нәтиҗә бәргәнлигини көргәнсири, һәр күни мәшиқ қилидиған шу вақитни тәқәзалиқ билән күтимиз вә шу пәйтни хошал өткүзимиз. Биз буни ибадәтлиримиздә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини көрүп бақайли.

18. Һаятимизда биз қилалайдиған әң муһим иш немә? Уни қилсақ нәтиҗидә немә болиду?

18 Һаятимиздики әң муһим иш — чин қәлбимиздин Йәһваға ибадәт қилиштур. Биз бундақ қилсақ, шат-хорам, әһмийәтлик һаят кәчүримиз вә Йәһваға мәңгү ибадәт қилиш үмүтигә еришимиз (Пәнд н. 10:22). Биз аллиқачан көңүл хатирҗәмлигигә ериштуқ, чүнки биз Йәһваниң Өзигә ибадәт қилғучилар қийинчилиққа йолуққанда, уларға ярдәм қилидиғанлиғини билимиз (Йәшая 41:9, 10). Һәқиқәтән, шан-шәрәп, һөрмәт вә қудрәткә лайиқ сөйүмлүк Атимизға ибадәт қилғанда, хошал болушимиз үчүн түрлүк сәвәпләр бар! (Вәһ. 4:11)

16-НАХША Жүгрәңлар Худаниң Шаһлиғиға!

a Йәһва һәммә нәрсиниң Яратқучисидур. Шуңа Униңғила ибадәт қилишимиз керәк. Биз Униң буйруқлириға бойсунуп, принциплириға мас яшиған вақтимиздила, У ибадәтлиримизни қобул қилиду. Һазир биз ибадәтниң өз ичигә алидиған сәккиз тәрипини муһакимә қилимиз. Мошу тәрәпләрдә техиму яхширақ қилалишимиз үчүн немиләрни қилалайдиғанлиғимиз вә уларниң хошаллиғимизға қандақ хошаллиқ қошидиғанлиғини көрүп чиқимиз.