Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

14-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Ақсақаллар, давамлиқ әлчи Паулни үлгә қилиңлар

Ақсақаллар, давамлиқ әлчи Паулни үлгә қилиңлар

«Силәрму мени үлгә тутуңлар» (КОР. 1-Х. 11:1).

31-НАХША Биз — Йәһва гувачилири

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Әлчи Паулниң үлгиси бүгүнки күндә ақсақалларға қандақ ярдәм берәләйду?

 ӘЛЧИ Паул қериндашлириға меһир-муһәббәт көрсәткән. У уларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн һармай-талмай ишлигән (Әлч. 20:31). Шу сәвәптин, қериндашлар Паулни бәк яхши көргән. Бир қетим Әфәс шәһиридики ақсақаллар уни қайта көрәлмәйдиғанлиғини билгәндә, көз йеши қилишқан еди (Әлч. 20:37). Паулға охшаш, садақәтмән ақсақаллиримизму қериндашлирини сөйиду вә уларға ярдәм қилиштин күчини айимайду (Флп. 2:16, 17). Шундақтиму, яшанғанлар бәзидә қийинчилиқларға дуч келиду. Уларниң бу қийинчилиқларни йеңишигә немә ярдәм берәләйду?

2 Тиришчан ақсақаллиримиз әлчи Паулниң мисали һәққидә чоңқур мулаһизә қилса болиду (Кор. 1-х. 11:1). Униң пәриштиләрдәк қабилийити йоқ еди. Паул намукәммәл болуп, бәзидә тоғра иш қилишта қийналған (Рим. 7:18—20). У һәрхил қийинчилиқларни баштин өткүзгән еди. Бирақ Паул қериндашлири үчүн җан көйдүрүп хизмәт қилип, хошаллиғини йоқатмиған. Паулни үлгә қилиш арқилиқ, ақсақаллар һәтта қийинчилиқларға дуч кәлгәндиму, хошаллиқ билән Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштуралайду. Буни қандақ қилалайду? Һазир бирликтә көрүп бақайли.

3. Бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз?

3 Бу мақалидә ақсақаллар дайим дуч келидиған төрт қийинчилиқни көрүп чиқимиз: 1) вәз ейтиш хизмити билән башқа мәсъулийәтләрни тәңпуңлаштуруш, 2) көйүмчан падичи болуш, 3) өз аҗизлиқлири билән күрәш қилиш вә 4) башқа намукәммәл кишиләр билән һәмкарлишиш. Биз Паулниң һәрбир қийинчилиқни қандақ йәңгәнлиги вә ақсақалларниң уни қандақ үлгә қилалайдиғанлиғини муһакимә қилип чиқимиз.

ВӘЗ ЕЙТИШ ХИЗМИТИ БИЛӘН БАШҚА МӘСЪУЛИЙӘТЛӘРНИ ТӘҢПУҢЛАШТУРУШ

4. Немә үчүн ақсақалларниң вәз ейтиш хизмитидә башламчи болуши қийин болиду?

4 Бу немә үчүн қийин болуши мүмкин? Ақсақалларниң вәз ейтиш хизмитидә башламчи болуштинму башқа нурғун мәсъулийити бар. Мәсилән, көпинчә ақсақаллар новәт билән һәптә оттурисидики жиғилишларға риясәтчилик қилиду вә җамаәт Муқәддәс китап тәтқиқатини өткүзиду. Униңдин башқа, уларниң башқа нутуқ ейтиш вәзипилири бар. Улар қизғинлиқ билән хизмәт ярдәмчилирини тәрбийиләйду вә қериндашларға тәсәлли бериду (Пет. 1-х. 5:2). Бәзи ақсақаллар Ибадәт өйлирини селиш вә башқа имарәтләрни асрап сақлаш ишлириға қатнишиду. Шундақтиму, җамаәтниң башқа әзалириға охшаш, ақсақалларниң һәммидин муһим хизмити — вәз ейтиш (Мәт. 28:19, 20).

5. Паул вәз ейтишта қандақ үлгә қалдурған?

5 Паулниң үлгиси. Паул өзиниң мувәппәқийәт қазинишиниң ачқучини Филипиликләргә 1:10-айәттә тилға елип, бизни немә ишниң муһимирақ екәнлигигә көз йәткүзүшкә дәвәт қилиду. Паул өзиниң нәсиһәт сөзигә әмәл қилған еди. У вәз хизмитигә тәйинләнгән болуп, онлиған жиллар һаятида вәз хизмитини әң муһим орунға қойған. У аммивий сорунларда вә өйму өй хуш хәвәр ейтқан (Әлч. 20:20). У вәз хизмитини бир күн ичидә мәлум бир вақит яки һәптиниң мәлум бир күни биләнла чәкләп қоймиған. У барлиқ пурсәтләрдин пайдилинип, вәз қилған еди! Мәсилән, у Афинада һәмралирини сақлаватқанда, пәриқлиқ кишиләр топиға хуш хәвәр йәткүзгән вә бәзи кишиләр яхши инкас қайтурған (Әлч. 17:16, 17, 34). Паул һәтта өйидә мәһбус болуп, назарәт астида турғандиму, әтрапидики кишиләргә вәз қилған (Флп. 1:13, 14; Әлч. 28:16—24).

6. Паул башқиларға немиләрни үгәткән?

6 Паул өз вақтидин әң яхши пайдиланған. У дайим башқиларни вәз хизмитигә қатнишишқа тәклип қилған. Мәсилән, у тунҗа қетимлиқ вәз ейтиш сәпиридә Маркни, иккинчи қетимлиқ сәпиридә Тимотийни өзи билән еливалған (Әлч. 12:25; 16:1—4). Шәк-шүбһисизки, Паул бу кишиләргә җамаәтни қандақ тәшкилләш, падичилиқ хизмитини қандақ қилиш вә үнүмлүк тәлим бәргүчи болуш үчүн немә қилишни үгәткән (Кор. 1-х. 4:17).

Паулни үлгә қилип, гувалиқ беришкә һәрқачан тәйяр болуң (7-абзацқа қараң) b

7. Ақсақаллар Әфәсликләргә 6:14, 15-айәтләрдики Паулниң нәсиһәт сөзлиригә қандақ әмәл қилалайду?

7 Ақсақаллар Паулдин немини үгинәләйду? Ақсақаллар өйму өй вәз ейтиштила әмәс, йәнә һәрқандақ җай вә вақитта гувалиқ беришкә тәйяр болушта Паулни үлгә қилалайду (Әфәсликләргә 6:14, 15ни оқуң). Мәсилән, улар мал сетивалғанда яки хизмәт орнида гувалиқ берәләйду. Яки Ибадәт өйлири қурулуш ишлириға қатнашқанда, әтрапта яшайдиған хошниларға вә өзлиригә мал сатқучиларға хуш хәвәр ейтса болиду. Паулға охшаш, ақсақаллар вәз хизмитигә чиққанда, хизмәт ярдәмчилири вә башқа қериндашларни үгитәләйду.

8. Бәзи вақитларда ақсақал немә қилиши керәк?

8 Ақсақаллар җамаәт яки райондики вәзипилири билән бәк алдираш болуп кетип, вәз хизмитигә вақит чиқиралмай қелиштин қәтъий сақлиниши керәк. Тәңпуңлуқни сақлаш үчүн, улар гайида бәзи тапшуруқларға «яқ» дейиши мүмкин. Дуа қилип ойланғандин кейин, улар шу тапшуруқни қобул қилса, муһимирақ ишларға көңүл бөлүшкә вақти болмай қалидиғанлиғини тонуп йетиши мүмкин. Бундақ ишлар һәр һәптидики аиләвий ибадәт, вәз хизмитигә толуқ қатнишиш яки балилирини вәз хизмәттә тәрбийиләшни өз ичигә алиду. Бәзиләр үчүн көпирәк имтиязни қобул қилиштин ваз кечиш тәскә тохтайду, амма улар шуниңға ишинидуки, Йәһва уларниң һәммә ишта тәңпуң болуш арзусини чүшиниду.

КӨЙҮМЧАН ПАДИЧИ БОЛУШ

9. Алдираш ақсақаллар қандақ қийинчилиққа дуч келиду?

9 Бу немә үчүн қийин болуши мүмкин? Йәһваниң хәлқи нурғун синақларни баштин кәчүриду. Бу ахирқи күнләрдә һәммимиз илһам-мәдәт, қоллап-қувәтләш вә тәсәллигә муһтаҗ. Бәзи вақитларда хата иш-һәрикәтләрдин сақлиниш үчүн бәзиләр ярдәмгә муһтаҗ (Сал. 1-х. 5:14). Әлвәттә, ақсақаллар Йәһваниң хәлқи дуч кәлгән барлиқ синақларни йоқ қилалмайду. Шундақтиму, Йәһва ақсақалларниң Өз қойлириға тәсәлли бериш вә уларни һимайә қилишта қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситишини халайду. Аллиқачан алдираш болуватқан ақсақаллар ярдәмгә муһтаҗ қериндашлар үчүн вақит чиқириш үчүн немә қилалайду?

Башқиларни махтап, уларни рәғбәтләндүрүң (10, 12-абзацларға қараң) c

10. Салоникилиқларға 1-хәт 2:7-айәткә асасланғанда, Паул Йәһваниң хәлқигә қандақ көңүл бөлгән еди?

10 Паулниң үлгиси. Паул қериндашлирини махташ вә уларни рәғбәтләндүрүшниң йоллирини издигән еди. Ақсақаллар Йәһваниң хәлқигә мулайимлиқ вә көйүмчанлиқ билән муамилә қилиш арқилиқ Паулни үлгә қилалайду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7ни оқуң). Паул қериндашлирини сөйидиғанлиғини вә Худаниң уларни сөйидиғанлиғини ейтқан (Кор. 2-х. 2:4; Әфәс. 2:4, 5). Паул җамаәттикиләргә достлиридәк муамилә қилип, улар билән биллә вақит өткүзгән. У өзиниң қорқунучи вә аҗизлиғи һәққидә очуқ сөзләш арқилиқ уларға ишинидиғанлиғини көрсәткән (Кор. 2-х. 7:5; Тим. 1-х. 1:15). Амма у диққитини өз қийинчилиқлириға қаратмиған, әксинчә қериндашлириға ярдәм қилишни халиған еди.

11. Немә үчүн Паул қериндашлириға нәсиһәт бәргән?

11 Бәзи вақитларда Паулниң қериндашлириға нәсиһәт беришигә тоғра кәлгән еди. Амма у рәнҗигәнлигини ипадиләш үчүн бундақ қилмиған. У уларға көңүл бөлгәнлиги вә уларни түрлүк хәтәрләрдин қоғдимақчи болғини үчүн нәсиһәт бәргән. У бәргән нәсиһитиниң чүшинишкә асан болушини вә аңлиғучиларниң нәсиһәтни қобул қилишини халиған еди. Мәсилән, коринтлиқларға язған хетидә, Паул қаттиқ нәсиһәт қилған. У хәтни язғандин кейин, Титусни уларға әвәткән. Паул уларниң хәткә қандақ инкас қайтурғанлиғини билишкә интизар болған еди. Улар нәсиһәтни қобул қилип, һаятида әмәлий қолланғанлиғини билгәндә, Паулниң көңли қанчилик хошал болғанду-һә! (Кор. 2-х. 7:6, 7)

12. Ақсақаллар етиқатчи қериндашлирини қандақ күчләндүрәләйду?

12 Ақсақаллар Паулдин немини үгинәләйду? Ақсақаллар етиқатчи қериндашлар билән биллә вақит өткүзүш арқилиқ Паулни үлгә қилалайду. Буни қилишниң бир йоли, җамаәт жиғилишлириға балдурирақ келип, башқилар билән илһам-мәдәт беридиған мавзуларда параңлишиш. Бәзидә илһамға муһтаҗ қериндашларға көйүнүп, уларни рәғбәтләндүрүш үчүн бир нәччә минутла вақит кетиду (Рим. 1:12; Әфәс. 5:16). Паулни үлгә қилған ақсақаллар Худа Сөзидин пайдилинип, қериндашлириға тәсәлли бериду вә Худаниң уларни сөйидиғанлиғиға ишәндүриду. Униңдин башқа, улар өзлири көңүл бөлидиған қериндашлириға болған меһир-муһәббитини ипадиләйду. Улар билән давамлиқ алақилишип, уларни махташ үчүн пурсәт издәйду. Нәсиһәт бериш зөрүр болғанда, ақсақал чоқум Худа Сөзигә асаслинип нәсиһәт бериду. У очуқ, амма мулайимлиқ билән шундақ қилиду. Чүнки у нәсиһәт сөзини қериндашниң қобул қилишини халайду (Гал. 6:1).

ӨЗ АҖИЗЛИҚЛИРИ БИЛӘН КҮРӘШ ҚИЛИШ

13. Ақсақалға өз аҗизлиқлири қандақ тәсир қилалайду?

13 Бу немә үчүн қийин болуши мүмкин? Ақсақаллар мукәммәл әмәс. Уларму башқиларға охшаш хаталиқ өткүзиду (Рим. 3:23). Бәзидә өзиниң намукәммәллигигә тәңпуң қарашта болуш улар үчүн қийин болуши мүмкин. Бәзиләр һәддидин зиядә өзиниң камчилиқлириға диққәт қаритип, үмүтсизлинип кетиду. Башқилар бәлким, өзиниң аҗизлиқлирини анчә муһим әмәс дәп қарап, зөрүр өзгәртишләрни қилишқа һәрикәт қилмайду.

14. Филипиликләргә 4:13-айәткә асасланғанда, кәмтәрлик Паулниң өз аҗизлиқлириға тоғра көзқарашта болушиға қандақ ярдәм бәргән?

14 Паулниң үлгиси. Паул өзиниң аҗизлиқлириға өзи тәқабил туралмайдиғанлиғини кәмтәрлик билән тонуп йәткән еди. У Худа тәминләп берәләйдиған күч-қувәткә муһтаҗ еди. Илгири Паул қизғинлиқ билән Мәсиһ әгәшкүчилиригә зиянкәшлик қилған еди. Бирақ кейин у өзиниң хаталиқлирини етирап қилип, өз көзқариши вә миҗәз-хулқини өзгәртишкә һәрикәт қилған (Тим. 1-х. 1:12—16). Йәһваниң ярдими билән Паул меһрибан, көйүмчан, кәмтәр ақсақалға айланған. У өзиниң аҗизлиқлирини тонуп йәткән болсиму, әшу аҗизлиқлири үстидә давамлиқ ойлашниң орниға, Йәһваниң кәчүрүмигә ишәнч қилишни таллиған (Рим. 7:21—25). У мукәммәл болушни тәләп қилмиған. Әксичә, у Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас миҗәз-хулуқни йетилдүрүш үчүн давамлиқ тиришқан вә кәмтәрлик билән Йәһваниң ярдимигә тайинип хизмитини тамамлиған еди (Кор. 1-х. 9:27; Филипиликләргә 4:13ни оқуң).

Өз аҗизлиқлириңизни йеңишкә тиришиң (14, 15-абзацларға қараң) d

15. Ақсақаллар өз аҗизлиқлириға қандақ тәңпуң көзқарашта болуши керәк?

15 Ақсақаллар Паулдин немини үгинәләйду? Улар мукәммәл болғини үчүн, ақсақал болушқа тәйинләнгән әмәс. Шундақтиму, Йәһва уларниң өз хаталиқлирини етирап қилишини вә Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас миҗәз-хулуқни йетилдүрүшини тәләп қилиду (Әфәс. 4:23, 24). Ақсақал өзини Худаниң Сөзигә асасән тәкшүрүп, зөрүр болған өзгиришләрни қилиши керәк. Андин Йәһва униң шат-хорам вә яхши ақсақал болушиға ярдәм бериду (Яқуп 1:25).

БАШҚА НАМУКӘММӘЛ ИНСАНЛАР БИЛӘН ҺӘМКАРЛИШИШ

16. Әгәр бир ақсақал диққитини башқиларниң камчилиқлириға қаратса, немә иш йүз бериши мүмкин?

16 Бу немә үчүн қийин болуши мүмкин? Ақсақаллар җамаәттики қериндашлар билән йеқин һәмкарлашқанлиғи үчүн, уларниң камчилиқлирини байқиши мүмкин. Амма еһтият қилмиса, ақсақаллар териккәк, қопал яки тезла һөкүм чиқиридиған болуп кетиду. Паул Мәсиһ әгәшкүчилирини агаһландуруп, Шәйтан уларниң бундақ қилишини халайдиғанлиғини ейтқан еди (Кор. 2-х. 2:10, 11).

17. Паул қериндашлириға қандақ көзқарашта болған?

17 Паулниң үлгиси. У қериндашлириға иҗабий көзқарашта болған еди. У уларниң хаталиқлирини убдан биләтти, чүнки бәзи вақитларда уларниң иш-һәрикәтлири һәтта униң көңлигә азар бәргән. Қандақла болмисун, Паул яман илләтләр билән начар кишиләрниң пәрқини биләтти. У қериндашлирини яхши көргән вә диққитини уларниң яхши пәзиләтлиригә қаратқан. Әгәр униң қериндашлири тоғра иш қилишта қийниливатқан болса, у уларниң тоғра иш қилишни халайдиғанлиғи һәмдә уларға қандақ ярдәм бәрсә болидиғанлиғи һәққидә ойланған.

18. Паулниң Еводия билән Синтиһиягә бәргән ярдимидин немиләрни үгәндиңиз? (Филипиликләргә 4:1—3)

18 Мәсилән, Паулниң Филипи шәһиридики җамаәттики икки аял қериндашларға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли (Филипиликләргә 4:1—3ни оқуң). Еводия вә Синтиһия арисида зиддийәт пәйда болуп, уларниң достлуғи бузулған еди. Паул уларға қопал тәгмигән яки тезла һөкүм чиқармиған. У уларниң яхши пәзиләтлиригә диққәт ағдурған. Улар узун жиллар Йәһваға садиқ хизмәт қилған қериндашлар еди. Паул Йәһваниң уларни яхши көридиғанлиғини биләтти. Паул бу қериндашларға иҗабий көзқарашта болғачқа, уларниң арисидики соғақчилиқни һәл қилип, инақлиқни әслигә кәлтүрүшкә илһамландурған. У қериндашларниң яхши сүпәтлиригә диққәт ағдурғачқа, хошаллиғини сақлап, шу җамаәттики етиқатчилар билән йеқин достлуқ мунасивитини сақлап қалған.

Башқиларни һөкүм қилмаслиққа тиришиң (19-абзацқа қараң)) e

19. а) Ақсақаллар қериндашлириниң яхши тәрәплирини көрүш үчүн немә қилалайду? ә) Рәсимдики ақсақалниң Ибадәт өйини тазилаватқинидин немиләрни үгинәләйсиз?

19 Ақсақаллар Паулдин немини үгинәләйду? Ақсақаллар, қериндашлириңларниң яхши тәрәплирини көрүшкә тиришиңлар. Һәммә адәм намукәммәл, шундақтиму, һәрбиримизниң башқилар яқтуридиған яхши сүпәтлири бар (Флп. 2:3). Шундақ, ақсақаллар арилап-арилап қериндашлириға нәсиһәт беришкә тоғра келиду. Амма Паулға охшаш, ақсақаллар диққитини башқиларниң териктүридиған сөзлири вә иш-һәрикәтлиригә қаритиштин сақлинишқа тиришиши керәк. Әксичә, улар шу кишиниң Йәһваға болған сөйгү-муһәббити, униң Худаға хизмәт қилиштики чидамчанлиғи вә яхши ишларни қилиш йошурун күчиниң барлиғи һәққидә ойлиши керәк. Яхши тәрәплирини көрүшкә тиришидиған ақсақаллар җамаәттә қизғин вә йеқимлиқ кәйпиятни яритиду.

ДАВАМЛИҚ ПАУЛНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢЛАР

20. Ақсақаллар Паулни үлгә қилиштин давамлиқ қандақ пайда алалайду?

20 Ақсақаллар, давамлиқ Паулниң үлгисини тәтқиқ қилсаңлар, көп пайдилиқ нәрсиләрни үгинәләйсиләр. Мәсилән, «Күзитиш мунари көрсәткүчидин» «Паул» дегән баш мавзу астидики «Ақсақалларниң үлгиси» дегән кичик мавзуға қарисиңиз болиду. У йәрдә көрситилгән бәзи мақалиләрни оқуғиниңизда, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Паулниң үлгиси ақсақаллиқ мәсъулийитимни хошаллиқ билән ада қилишқа қандақ ярдәм берәләйду?»

21. Ақсақаллар немигә ишәнсә болиду?

21 Ақсақаллар, есиңларда болсунки, Йәһва силәрдин мукәммәл болушни тәләп қилмайду, У силәрдин садиқ болушни тәләп қилиду (Кор. 1-х. 4:2). У Паулниң җапалиқ әмгиги вә садақәтмәнлигидин мәмнун болған. Шуниңға ишиниңларки, Худа силәрниң Униң үчүн қилған хизмитиңлардин хурсән болиду. Йәһва «Униң исмиға көрситилгән меһир-муһәббитиңларни һәм силәрниң муқәддәсләргә хизмәт қилип вә һазирму давамлаштуруватқан әмгигиңларни» унтумайду (Ибр. 6:10).

20-НАХША Учришишлиримизға бәрикәт бәр

a Көйүмчан, мулайим ақсақалларниң әҗир-меһнити биз үчүн бәрикәт, уларға миннәтдармиз! Бу мақалидә ақсақаллар һәрдайим дуч келидиған төрт қийинчилиқ үстидә тохтилимиз. Биз йәнә әлчи Паулниң үлгисиниң бүгүнки күндә ақсақалларниң шу қийинчилиқларға тәқабил турушиға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини муһакимә қилимиз. Бу материал һәммимизниң ақсақалларға һисдашлиқ қилишимизға вә уларға меһир-муһәббәт көрситип, уларниң хизмитини қоллап-қувәтлишимизгә ярдәм бериду.

b СҮРӘТТӘ: Бир бурадәр иштин қайтқинида хизмәтдишиға хуш хәвәр ейтиватиду.

c СҮРӘТТӘ: Ақсақал қизғинлиқ билән өзини чәткә алған бир бурадәргә ғәмхорлуқ қиливатиду.

d СҮРӘТТӘ: Бир бурадәр бирәр иштин рәнҗигән қериндашқа пайдилиқ мәслиһәт бериватиду.

e СҮРӘТТӘ: Пидаий ярдәм беришни халиған бурадәр қилишқа тегишлик ишларни қилишқа алдиримиғанда, бир ақсақал уни тәнқит қилмайду.