Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Немә үчүн Самуилниң 2-язмиси 21:7—9 айәтләрдә «Мефибошеткә Давут падишаниң ичи ағриди» дейилгән болсиму, кейин Мефибошет өлтүрүлүшкә тапшурулғанлиғи йезилған?

▪ Бәзиләр Муқәддәс китапниң бу үзүндисини тез оқуғанда, мәзкүр соал сорайду. Лекин бу үзүндидә Мефибошет исимлиқ икки һәрхил киши һәққидә ейтилиду. Немиләр йүз бәргәнлигини көрүп чиқсақ, савақ алалаймиз.

Исраилниң падишаси Саулниң йәттә оғли вә икки қизи бар еди. Тунҗа оғлиниң исми Йонатан еди. Кейинирәк Саулниң тоқили Ризпаһтин Мефибошет исимлиқ оғли туғулған. Қизиқарлиқ йери, Йонатанниңму Мефибошет исимлиқ оғли болған. Шундақ қилип, Саул падишаниң Мефибошет исимлиқ һәм оғли һәм нәвриси бар еди.

Шу вақитта Саул исраиллар арисида яшиған гибионлуқларни өч көрүп, уларниң һәммисини өлтүрүшкә урунған. Ениқки, уларниң бәзибирлири өлтүрүлгән еди. Бу натоғра болған. Немә үчүн? Сәвәви Йәшуаниң заманиға нәзәр салсақ, Исраил йолбашчилири гибионлуқлар билән келишим түзгән еди (Йәшуа 9:3—27).

Саул падишаниң заманидиму бу келишим күчкә егә еди. Саул келишимгә қарши йол тутуп, гибионлуқларни тамамән қирип ташлашқа урунған. Нәтиҗисидә, Саул вә униң җамаитидикиләр қанхорлуққа әйиплик болди (Сам. 2-яз. 21:1). Кейин падиша Давут болған. Аман қалған гибионлуқлар униңға елип берилгән қирғинчилиқ һәққидә ейтқан. Давут улардин Саулниң әшу дәһшәтлик қилмиши үчүн қандақ капарәт бериш керәклигини сориған. Шундақ қилип, у Йәһва Худаниң бу зиминни бәрикәтлишигә йол ачқан болатти. Гибионлуқлар пул сорашниң орниға, уларни «қирип йоқитишни мәхсәт қилған» адәмниң йәттә оғли өлтүрүлүшкә тапшурулушини тәләп қилған (Сан. 35:30, 31). Давут уларниң илтимасини орунлиған (Сам. 2-яз. 21:2—6).

Шу вақитта Саул билән оғли Йонатан җәңдә қаза болған. Амма Йонатанниң оғли Мефибошет һаят еди. Бир паҗиәлик вақиә түпәйлидин, у балилиқ чеғидин мәйип болуп қалған. Ениқки, у бовисиниң гибионлуқларға қарита қирғинчилиққа қатнашмиған. Давут Йонатан билән достлуқ келишимини түзгән. Бу униң һәм Йонатанниң әвлатлириға, шу җүмлидин Мефибошеткә пайдилиқ еди (Сам. 1-яз. 18:1; 20:42). Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Мефибошетни падиша айиди. Чүнки Давут билән Саулниң оғли Йонатанниң арисида Йәһваниң алдида қәсәм ичилгән сәвәвидин, у уни айрип қалди» (Сам. 2-яз. 21:7).

Хош, Давут гибионлуқларниң илтимасиға қандақ җавап бәргән? У Саулниң икки оғлини, улардин бири Мефибошет еди вә бәш нәврисини уларниң қолиға тапшурған (Сам. 2-яз. 21:8, 9). Давутниң бу иш-һәрикити шу йәрдики қанхорлуқни тохтатқан.

Бу һекайә пәқәт тарихий вақиәла әмәс. Худаниң қанунида: «Балиларму атилири үчүн җаза алмисун»,— дәп ениқ йезилған (Қ. шәр. 24:16). Әгәр Саулниң икки оғли вә бәш нәвриси қирғинчилиққа җавапкар болмиған болса, Йәһва Худа Давутниң уларниң өлтүрүлүшкә тапшурулуши қарариға һәргизму рази болматти. Сәвәви шу қанунда: «Һәрким өз қилмиши үчүн җазалиниши шәрт»,— дәп йезилған. Ениқки, Саулниң йәттә әвлади гибионлуқларға қарита қирғинчилиққа қатнашқан. Нәтиҗидә, уларниң һәммиси гунаси үчүн өлтүрүлүшкә тапшурулған.

Бу һекайидин көрүватимизки, киши йол-йоруққа әмәл қилдим дәп ейтипла яки ойлапла өзини ақлалмайду. У қилған ишлири үчүн җавапкар болиду. Пәнд-нәсиһәтләр китавида мундақ йезилған: «Аяқлириң маңидиған йолни түзә вә барчә йоллириң чиң болсун» (Пәнд н. 4:24—27; Әфәс. 5:15).