Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

25-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва кәчүрүмчан болғанларни бәрикәтләйду

Йәһва кәчүрүмчан болғанларни бәрикәтләйду

«Йәһва силәрни чин қәлбидин кәчүргәндәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар» (КОЛ. 3:13, ЙД)

35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йәһва Худа чин қәлбидин товва қилғанларға қандақ вәдә бериду?

 ЙӘҺВА Яратқучимиз, Қанун Бәргүчимиз вә Сотчимиз болупла қалмай, У асмандики рәһим-шәпқәтлик Атимиздур (Зәб. 100:3 [99:3]; Йәшая 33:22). Униңға қарши өткүзгән гунайимизға чин қәлбимиздин товва қилсақ, У бизни кәчүрүм қилишқа һәрқачан тәйяр вә Униң шундақ қилиш һоқуқи бар (Зәб. 86:5 [85:5]). Тәңри Йәһваниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири бизгә ишәнч әта қилиду: «Гәрчә гуналириңлар қизил дағдәк болсиму, улар қардәк ақ болиду» (Йәшая 1:18, ҺЗ).

2. Әгәр башқилар билән йеқин мунасивәттә болушни халисақ, немә қилишимиз керәк?

2 Биз һәммимиз намукәммәл болғачқа, гәп-сөзләр яки иш-һәрикәтлиримиздә башқиларниң көңлини рәнҗитип қоюмиз (Яқуп 3:2). Бирақ бу әнди улар билән йеқин мунасивәттә болалмаймиз дегәнни билдүрмәйду. Әгәр кәчүрүмчан болушни үгәнсәк, улар билән йеқин мунасивәттә болалаймиз (Пәнд н. 17:9; 19:11; Мәт. 18:21, 22). Бирси кичиккинә ишларда көңлимизгә азар бәрсә, Йәһва Худа кәчүрүм қилишимизни халайду (Кол. 3:13). Шундақ қилишимизниң муһим сәвәви бар. Әң муһими, Йәһва бизни чиң қәлбидин пүтүнләй кәчүриду (Йәшая 55:7).

3. Бу мақалидә қайси соалларни муһакимә қилимиз?

3 Намукәммәл инсанлар рәһим-шәпқәтлик Яратқучини үлгә қилип, башқиларни кәчүрүшни қандақ үгинәләйду? Қандақ гуналарни ақсақалларға ейтишимиз зөрүр? Немә үчүн Йәһва Худа бизни башқиларни кәчүрүшкә дәвәт қилиду? Башқиларниң өткүзгән гуналири сәвәплик көплигән азап-оқубәтләрни чәккән етиқатдашлиримиздин немиләрни үгинәләймиз? Бу мақалидә мошу соалларни муһакимә қилимиз.

ЕТИҚАТДАШ ЕҒИР ГУНА ӨТКҮЗГӘНДӘ

4. а) Еғир гуна өткүзгән киши чоқум немә қилиши керәк? ә) Гуна өткүзгән киши билән көрүшкәндә ақсақалларниң қандақ мәсъулийити бар?

4 Бири еғир гуна өткүзсә бу тоғрилиқ ақсақалларға ейтип беришимиз керәк. Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10-айәтләрдә бәзи еғир гуналар тилға елинған. Еғир гуналарни өткүзүш Йәһваниң қанунлириға хилаплиқ қилғанлиқтур. Әгәр Худа хизмәтчиси бундақ гуна садир қилған болса, у чоқум Йәһваға дуа қилип, кәчүрүм сориши вә ақсақалларға қилған гунаси һәққидә ейтип бериши керәк (Зәб. 32:5 [31:5]; Яқуп 5:14). Бундақ вәзийәттә ақсақалларниң қандақ мәсъулийити бар? Әлвәттә, пәқәт Яратқучи Йәһваниңла Әйсаниң төләм қурбанлиғи асасида гуналарни пүтүнләй кәчүрүм қилиш һоқуқи бар b. Бирақ Худа ақсақалларға Муқәддәс китапқа асаслинип гунакар кишини җамаәттин чиқириш-чиқармаслиқни қарар қилиш һоқуқини бәргән (Кор. 1-х. 5:12). Униңдин башқа, ақсақаллар бу иш үстидә қарар чиқарғанда бирқанчә соалларға җавап тепишқа тиришиду. Мәсилән, бу киши қәстән гуна садир қилғанму? У гуна қилишни алдин-ала планлиғанму? Шу гунани қанчә узун вақит қайта-қайта тәкрар қилған? Әң муһими, бу киши Йәһваға қарши қилған гунасиға һәқиқий товва қилип, Йәһва билән болған мунасивитини қайта әслигә кәлтүрүшни үмүт қилидиғанлиғиға ениқ дәлил-испатлар барму? Йәһваниң уни кәчүргәнлигиниң ениқ испатлири барму? (Әлч. 3:19).

5. Ақсақалларниң хизмити қандақ бәрикәтләргә ериштүриду?

5 Ақсақаллар гуна қилған киши билән көрүшкәндә уларниң мәхсити болса, аллиқачан асманда чиқирилған қарарни йәрдиму чиқириш (Мәт. 18:18). Бу орунлаштурушниң қандақ пайдиси бар? Бундақ орунлаштуруш гунасиға товва қилмиған кишини җамаәттин чиқирип, Йәһваниң қиммәтлик қойлирини зиян-зәһмәткә учраштин сақлайду (Кор. 1-х. 5:6, 7, 11—13; Тит. 3:10, 11). Бу чарә йәнә гунакарға товва қилип, Йәһваниң кәчүрүмигә еришишкә ярдәм бериду (Луқа 5:32). Ақсақаллар гуна қилған кишиниң Йәһва билән болған мунасивитини әслигә кәлтүрүши үчүн дуа қилип, Яратқучидин ярдәм сорайду (Яқуп 5:15).

6. Һәтта киши җамаәттин чиқирилған болсиму, Йәһва йәнила уни кәчүрәмду? Чүшәндүрүп бериң.

6 Бири ақсақаллар билән көрүшкәндә, гунасиға товва қилмиди дәйли. Бу вәзийәттә у җамаәттин чиқирилиду. Әгәр у дөләт қанунини бузған болса, ақсақаллар уни яман ақивәтләрдин һимайә қилмайду. Йәһва Худа һөкүмәтләргә қанунни бузған һәрбир кишини, мәйли у товва қилған болсун-болмисун, җазалаш һоқуқини бәргән (Рим. 13:4). Амма бу киши кейинәрәк өз гунасиниң еғирлиғини тонуп йетип, чин қәлбидин товва қилип, ой-пикир қилиш тәрзини вә иш-һәрикәтлирини өзгәртсә, Яратқучи Йәһва уни кәчүрүшкә һәрқачан тәйяр (Луқа 15:17—24). Һәтта униң гунаси интайин еғир болсиму, у кәчүрүм қилиниду (Тар. 2-яз. 33:9, 12, 13; Тим. 1-х. 1:15).

7. Бизгә қарши гуна қилған кишини кәчүрүш немини билдүриду?

7 Гунакарни кәчүрүш-кәчүрмәслик Йәһва Худаниң һоқуқи. Буни билиш биз үчүн зор тәсәлли! Амма биз қилиш-қилмаслиқни қарар қилишқа тегишлик йәнә бир иш бар. Немә иш? Бәзи вәзийәтләрдә бири бизгә қарши гуна қилип, һәтта еғир гуна өткүзүп, биздин кәчүрүм сориши мүмкин яки башқа вәзийәтләрдә шундақ қилмаслиғиму мүмкин. Һәтта бундақ вәзийәтләрдиму биз гунакарни кәчүрәләймиз, йәни униңға аччиқланмай, адавәт сақлимаслиқни қарар қилалаймиз. Әгәр көңлүмиз қаттиқ азар йегән болса, кәчүрүм қилиш көп вақит вә күч тәләп қилиду. «Күзитиш мунари» (рус) 1994-жил, 15-сентябрь санида мундақ йезилған: «Гунакарни кәчүргәнлик, гунани кәчүргәнлик дегәнни билдүрмәйду. Кәчүрүмчан болуш Худа хизмәтчиси үчүн һөкүм чиқиришни Йәһваниң қолиға тапшурушни билдүриду. У пүткүл каинатниң адил Сотчисидур вә У дәл вақит-саати кәлгәндә чоқум адаләтни орнитиду». Немә үчүн Йәһва Худа бизни кәчүрүмчан болушқа вә һөкүм қилишни Униң қолиға тапшурушқа дәвәт қилиду?

НЕМӘ ҮЧҮН ТӘҢРИ БИЗНИ КӘЧҮРҮШКӘ ҮНДӘЙДУ?

8. Йәһваниң рәһим-шәпқити үчүн миннәтдарлиқни қандақ ипадиләймиз?

8 Башқиларни кәчүрсәк, Йәһваниң рәһим-шәпқити үчүн миннәтдарлиғимизни ипадиләймиз. Әйса Мәсиһ бир тәмсилидә Йәһва Худани еғир қәризгә буғулған чакариниң қәризини бекар қилған ғоҗайинға охшатқан. Бирақ қәриздин қутулған чакар өзигә наһайити аз қәриздар болған башқа чакарға рәһим-шәпқәт көрсәтмигән (Мәт. 18:23—35). Бу тәмсил арқилиқ Әйса Мәсиһ бизгә немини үгәткән? Әгәр Йәһваниң бизгә көрсәткән рәһим-шәпқити үчүн чин қәлбимиздин миннәтдар болсақ, бизму башқиларни кәчүрүшкә интилимиз (Зәб. 103:9 [102:9]). Көп жиллар илгири «Күзитиш мунари» журналида мундақ йезилған: «Яратқучи Йәһваниң бизни Мәсиһниң төләм қурбанлиғи асасида сан-санақсиз қетимлап кәчүриду. Амма биз һәргизму өзүмизгә охшаш инсанларни Яратқучимиздәк шунчә көп кәчүрәлмәймиз».

9. Йәһва Худа кимгә рәһимдил болиду? (Мәтта 6:14, 15)

9 Биз башқиларни кәчүрсәк, Йәһва бизни кәчүриду. Йәһва рәһимдил болғанларға рәһимдил болиду (Мәт. 5:7; Яқуп 2:13). Әйса Мәсиһ шагиртлириға дуа қилишни үгәткәндә, бу принципни чүшәндүргән (Мәтта 6:14, 15ни оқуң). Биз Худаниң Өз хизмәтчиси Аюп пәйғәмбәргә ейтқан сөзлиридинму охшаш принципни үгинәләймиз. Бу садиқ кишиниң үч ялған дости Елифаз, Билдад вә Зофарниң қопал гәп-сөзләр билән униң көңлигә азар бәргән. Пәрвәрдигар Аюп пәйғәмбәргә улар үчүн дуа қилишни ейтқан. Аюп дәл шундақ қилған вә Йәһва уни көп бәрикәтлигән (Аюп 42:8—10).

10. Немә үчүн өч-адавәт сақлаш өзүмизгә зиянлиқ? (Әфәсликләргә 4:31, 32)

10 Адавәт сақлаш өз-өзүмизгә зиянлиқ. Адавәт худди еғир жүккә охшаш, Йәһва бизниң өч-адавәтни ташлап, көңүл хатирҗәмлигигә еришишимизни халайду (Әфәсликләргә 4:31, 32ни оқуң). У бизгә: «Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт»,— дәп нәсиһәт бериватиду (Зәб. 37:8 [36:8]). Бу нәсиһәткә қулақ селиш даналиқтур. Бизни рәнҗиткән адәмгә аччиқлинип жүрсәк, роһий вә җисманий сағламлиғимизға зиян йәткүзимиз (Пәнд н. 14:30). Худди биз ичкән зәһәр башқа кишигә әмәс, өзүмизгә зиян йәткүзгинигә охшаш, биз сақлиған өч-адавәтму башқиларға әмәс, бәлки өзүмизгә зиянлиқ. Шуңа башқиларни кәчүрүш, өз-өзүмизгә соға бәргәнгә охшаш (Пәнд н. 11:17). Шундақ қилғанлиғимизда, көңлүмиз тинч-хәтирҗәмликкә еришип, Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштуралаймиз.

11. Муқәддәс китап өч елишқа интилиш тоғрисида немә дәйду? (Римлиқларға 12:19—21)

11 Өч елиш Тәңри Йәһваниң ишидур. Бизгә қарши гуналарни қилған кишидин өч елип, җазалаш һоқуқини Йәһва бизгә бәрмигән (Римлиқларға 12:19—21ни оқуң). Бизниң көзқаришимиз чәклик вә намукәммәл. Шуңа Йәһва Худа һөкүм қилғандәк, һөкүм қилиш қолумиздин кәлмәйду (Ибр. 4:13). Бәзидә һис-туйғулиримизниң мәлум ишқа қарита тоғра һөкүм қилишимизға тосалғулуқ қилиду. Йәһва Худаниң роһландуруши билән Яқуп мундақ дәп язған: «Инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғиға елип кәлмәйду»,— дәп яздурған (Яқуп 1:20). Шуниңға ишинәләймизки, Йәһва Худа тоғра иш қилиду вә вақти кәлгәндә мукәммәл адаләтни орнитиду.

Һәргиз аччиқланмаң вә өч-адавәт сақлимаң. Һәммә ишни Худаниң қолиға тапшуруң. Гуна пәйда қилған барчә зиян-зәһмәтләрни У Өзи йоқ қилиду (12-абзацқа қараң)

12. Йәһваниң адиллиғиға ишинидиғанлиғимизни қандақ көрситиләймиз?

12 Кәчүрүмчан болуш арқилиқ Йәһваниң адиллиғиға болған ишәнчимизни көрситимиз. Биз Йәһваниң һәммә ишларға адил һөкүм чиқиридиғанлиғиға ишәнч қилсақ, Яратқучимизниң гуна түпәйли пәйда болған һәрқандақ зиянларни йоқ қилидиғанлиғиға ишинидиғанлиғимизни көрситимиз. У вәдә қилған йеңи дунияда көңлүмизни ағритидиған әслимиләр «унтулуп кетиду, уларни һечким есигә алмайду» (Йәшая 65:17, ҺЗ). Бирақ көңлүмиз қаттиқ рәнҗигән болса, аччиқланмай вә өч-адавәт сақлимай яшаш мүмкинму? Келиң, бәзиләрниң немә дәйдиғанлиғини көрүп бақайли.

КӘЧҮРҮМЧАН БОЛУШНИҢ БӘРИКӘТЛИРИ

13, 14. Тони вә Хосениң кәчүрмишлиридин кәчүрүмчанлиқ тоғрилиқ немини үгәндиңиз?

13 Етиқатдашлиримизниң көпинчиси һәтта башқиларниң иш-һәрикәтлири түпәйли көңли қаттиқ ағриған болсиму, йәнила кәчүрүм қилишни қарар қилған. Шундақ қилип, улар қандақ бәрикәтләргә еришкән?

14 Филиппинда яшаватқан Тони c Йәһва гувачиси болуштин хелә нурғун жиллар илгири, өз акисини Хосе исимлиқ бириниң өлтүрүвәткәнлигини билгән. Шу вақитта Тони қени қизиққан вә бәк зораван адәм еди. У Хосени тепип, өлтүрмәкчи болған. Хосе өз җинайити үчүн қолға елинип, түрмигә ташланған. Шуңа Тони Хосе түрмидин чиққанда уни өлтүрүшкә қәсәм ичкән һәмдә бир тапанча сетивалған. Шу вақитта Тони Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини башлиған. У мундақ дәйду: «Үгиниш вақтида мән өзүмниң миҗәз-хулқум вә иш-һәрикәтлиримни өзгәртишим вә ғәзивимни бесишим керәклигини тонуп йәттим». Вақит өтүп, Тони Йәһва гувачиси болуп, җамаәттә ақсақал болуп тәйинләнгән. Тони Хосениңму Йәһва гувачиси болғанлиғини билип, қанчилик һәйран қалғанлиғини тәсәввур қилиң! Улар көрүшкәндә, бир-бирини иллиқ қучақлиди вә Тони Хосеға уни кәчүривәткәнлигини ейтқан. Тони Хосени кәчүрүп, шунчилик хошал болғанки, өз һис-туйғулирини ипадиләш бәк тәс болған. Ениқки, Йәһва Худа Тониниң кәчүрүмчанлиғини бәрикәтлигән.

Питер вә Сьюниң мисали аччиқлиниш вә өч-адавәтни ташлашқа болидиғанлиғини көрситиду (15, 16-абзацларға қараң)

15, 16. Питер вә Сьюниң баштин кәчүргәнлиридин кәчүрүмчанлиқ тоғрисида немини үгәндиңиз?

15 1985-жили, бир күни Питер вә Сью Ибадәт өйидә жиғилишқа қатнишиватқанда, туюқсиз күчлүк партлаш йүз бәргән. Бир киши Ибадәт өйидә бомба қоюп қойған екән. Сью еғир ярилинип, көрүш вә аңлаш сезимидин айрилип қалған. У йәнә пураш сезиминиму йоқатқан еди d. Питер вә Сью дайим өз-өзидин: «Қандақ адәм бундақ рәзил ишни қилидиғанду?»— дәп сорайду. Көп жиллар өтүп, Йәһва гувачиси әмәс әшу җинайәтчи қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Башқилар Питер вә Сьюдин бу кишини кәчүргән-кәчүрмигәнлиги һәққидә сориғанда, улар мундақ җавап бәргән: «Яратқучимиз Йәһва бизгә аччиқлиниш вә өч-адавәтни сақлашниң җисманий, һиссий вә роһий җәһәттин зиян йәткүзидиғанлиғини үгитиду. Шуңа биз партлаштин узун өтмәй, дәрһалла Йәһва Худадин ғәзивимизни ташлап, адавәт сақлимаслиққа вә давамлиқ тинч-хатирҗәм турмуш кәчүрүшимизгә ярдәм беришини соридуқ».

16 Улар үчүн һелиқи кишини кәчүрүм қилиш асан болғанму? Яқ. Улар йәнә шундақ дәйду: «Бәзидә Сьюниң тенидики зәһимләр турмушимизға тәсир қилғанда, ғәзивимиз қайтидин қайнашқа башлайду. Бирақ биз бу тоғрилиқ көп ойлимиғанлиқтин, яман һис-туйғулиримиз тезла йоқап кетиду. Растини ейтсақ, әгәр бомба партлатқучи күнләрниң биридә етиқатчи қериндишимиз болуп қалса, биз уни қарши алимиз». Баштин өткүзгән бу вақиә бизгә Муқәддәс китаптики принципларниң һәқиқәтән азатлиққа ериштүридиғанлиғини үгитиду. Шу принципларға әмәл қилиш бизни тәсәввур қилғанлиримиздинму көпирәк әркинликкә ериштүриду! Йәһва пат йеқинда барчә зиян-зәһмәтләрни йоқ қилиду. Буни билиш биз үчүн бәк зор тәсәлли!

17. Майраниң мисалидин кәчүрүмчанлиқ һәққидә немини үгәндиңиз?

17 Майра һәқиқәтни тонуштин илгири аллиқачан той қилған вә икки балиси бар еди. Майраниң ери һәқиқәтни қобул қилмиған. Кейинирәк униң ери зина қилип, аилисини ташлап кәткән. Майра мундақ дәйду: «Ерим мени вә икки балимизни ташлап кәткәндә, йеқин кишилири ташлап кәткән нурғун кишиләрниң һис-туйғулирини һис қилип йәттим, йәни бәк һәйран болдум, башқиларға ишәнмәйдиған болдум, қайғу-һәсрәт чәктим, пушаймән қилдим, ерим қилған ишларға өзүм сәвәпчидәк һис қилдим вә униңға аччиқландим». Гәрчә улар аҗришип кәткән болсиму, ери вапасизлиқ қилғини үчүн көңли техиғичә азаплиниду. У йәнә мундақ дәйду: «Бу һис-туйғулар узун бир вақитқичә давам қилип ғәм-қайғуларға паттим вә аччиқландим.Мән шундақ һис-туйғулар Йәһва Худа вә башқа кишиләр билән болған мунасивитимгә тәсир йәткүзүватқанлиғини тонуп йәттим». Майра һазир бурунқи еригә аччиқланмайду вә адавәт сақлимайду. Майра һаман бир күни униң Йәһваға йеқинлишишини үмүт қилиду вә кәлгүсигә иҗабий көзқараш билән қарайду. У ялғуз өзи икки балисини қатарға қошуп, уларниң Йәһваниң хизмәтчилири болушиға ярдәм бәрди. Бүгүнки күндә Майра, балилири вә уларниң аилисидикиләр билән биргә Йәһва Худаға хошаллиқ билән хизмәт қиливатиду.

ЙӘҺВА МУКӘММӘЛ СОТЧИДУР

18. Алий Сотчи Йәһваға қандақ ишәнч қилалаймиз?

18 Бизниң башқа кишиләр үстидин һөкүм қилиш һоқуқимиз йоқ. Буни билиш көңлимизгә көп тәсәлли бериду! Йәһва Худа Алий Сотчи сүпитидә Өзи бу муһим ишни қилиду (Рим. 14:10—12). Биз Яратқучи Йәһваниң һәрдайим немә тоғра вә немә хата һәққидә бәлгүлигән мукәммәл өлчәмлиригә мас һөкүм қилидиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз (Ярит. 18:25; Пад. 1-яз. 8:32). У һәргизму адаләтсизлик қилмайду!

19. Йәһваниң мукәммәл адиллиғи немиләрни әмәлгә ашуриду?

19 Яратқучимиз Йәһва инсаний намукәммәллиги вә гуна пәйда қилған барчә зиян-зәһмәтләрни йоқ қилидиған вақитни интизарлиқ билән күтимиз. Шу чағда пүткүл җисманий вә көңүл ярилиримиз мәңгүгә сақийип кетиду (Зәб. 72:12—14 [71:12—14]; Вәһ. 21:3, 4). Улар әнди әскә елинмас вә һәтта хиялға кәлмәс. Бу гөзәл вақитниң келишини күтиватқинимизда, Йәһва Худаға һәқиқәтән бәк миннәтдармиз! Чүнки У бизгә кәчүрүмчан болуш арқилиқ Уни үлгә қилиш қабилийитини бәргән.

149-НАХША Төләм үчүн миннәтдармиз

a Йәһва гунасиға товва қилғанларни кәчүрүшкә һәрқачан тәйяр. Мәсиһ әгәшкүчилири сүпитидә биз Уни үлгә қилишни халаймиз. Шәхсән өзүмиз кәчүрәләйдиған гуналар вә ақсақалларға ейтиш зөрүр болған гуналар һәққидә муһакимә қилимиз. Униңдин башқа, немә үчүн Яратқучимиз Йәһва бизниң бир биримизни кәчүрүшимизни халайдиғанлиғи вә шундақ қилсақ қандақ бәрикәтләргә еришидиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

b «Күзитиш мунари» (рус) 1996-жил, 15-апрель саниниң «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһипигә қараң.

c Бәзи исимлар өзгәртилгән