Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Торбәтни ишлитиш усуллири

Торбәтни ишлитиш усуллири

Баш бәттә чиққан мақалини кейин қандақ тапалаймиз?

Көп қериндашлар jw.org торбетиниң баш бетидики мақалиләрни вәз хизмитидә ишлитиду. Уларниң уланмисини башқиларға әвәтиш асан вә бу мақалиләрдә һазир дунияда йүз бериватқан вақиәләр Муқәддәс китапта алдин бәшарәт қилинғанлиғи чүшәндүрүлиду. Бир бурадәрниң ейтишичә, баш бәттә чиқидиған мақалиләрдә «дәл һазир хизмәттә керәк мәвзулар һәққидә йезилған».

Бирақ бу мақалиләр дайим йеңилинип туриду, бурун чиққанлирини нәдин тапалаймиз?

  • jw.org торбетиниң баш бетидә әң жуқуридики сүрәтниң астидики «Көпирәк көрүш» дегән йәргә бесиң. Шу чағда «Баш бәттә чиққан ахирқи мақалиләр» дегән мақалиләр тизимлиги чиқиду.

  • jw.org торбетидә «Китапхана», кейин «Бир қатар мақалиләр» вә ахирида «Башқа мавзулар» дегән сәһипини таллаң. Бу йәрдә торбетимизниң баш бетидә чиққан нурғун мақалиләр бар. Шундақла бу мақалиләрни «JW Library®» программисидиму тапалайсиз.