Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

42-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Итаәт қилишқа тәйярмусиз?

Итаәт қилишқа тәйярмусиз?

«Амма әрштин чүшкән даналиқ. . . беқинишқа тәйяр» (ЯҚУП 3:17).

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн бәзидә итаәт қилиш қийин болуши мүмкин?

 БӘЗИДӘ сиз үчүн итаәт қилиш яки бойсунуш қийин боламду? Давут падишаму шундақ һис-туйғуда болған, шуңа у Худаға мундақ дуа қилған: «Ниҗатиң шатлиғини қайтурғина вә егилик роһуң мени күчләндүрсун» (Зәб. 51:12). Давут Йәһва Худани сөйгән, шундақтиму бәзидә Униңға итаәт қилиш қийин болған. Бизму шундақ әһвалға дуч келимиз. Немә үчүн? Биринчидин, биз итаәт қилмаслиқ хаһишини мирас елип туғулдуқ. Иккинчидин, Шәйтан өзигә охшаш, дайим бизни Йәһваға қарши чиқишқа аздуриду (Кор. 2-х. 11:3). Үчинчидин, биз бу дунияда исиянкар кишиләрниң арисида яшаймиз, чүнки улар «беқинмаслиқниң пәрзәнтлиридә һәрикәт қиливатқан роһқа» әгишиду (Әфәс. 2:2). Шуниң үчүн биз гунаға майил хаһишимизға қарши турушимиз керәк, йәнә Шәйтан вә бу дунияниң тәсиригә қарши турушимиз лазим. Демәк, Йәһваға вә У тәйинлигән һоқуқдарларға итаәт қилиш үчүн көп тиришчанлиқ көрситишимиз керәк.

2. «Беқинишқа тәйяр» дегән немини билдүриду? (Яқуп 3:17)

2 Яқуп 3:17ни оқуң. Яқуп хетидә дана кишиләрниң «беқинишқа тәйяр» екәнлигини ейтқан. Беқинишқа тәйяр киши Йәһва Худа мәлум дәриҗидә һоқуқ бәргән кишиләргә чин қәлбидин итаәт қилиду. Бирақ Йәһваниң буйруқлирини бузушни тәләп қилидиған кишиләргә бойсунмайду (Әлч. 4:18—20).

3. Һоқуқлуқ инсанларға бойсунушимиз немишкә Йәһва үчүн муһим?

3 Инсанға бойсунушқа қариғанда, Йәһваға бойсунуш биз үчүн асанирақ болуши мүмкин. Чүнки Йәһва дайим мукәммәл көрсәтмиләрни бериду (Зәб. 19:7). Бирақ һоқуққа егә инсанлар намукәммәл, шундақ болсиму асмандики Атимиз Йәһва ата-анимиз, һөкүмәт әмәлдарлири вә ақсақалларға мәлум дәриҗидә һоқуқ бәргән (Пәнд н. 6:20; Сал. 1-х. 5:12; Пет. 1-х. 2:13, 14). Биз уларға бойсунғанда, әмәлийәттә Йәһваға бойсунған болумиз. Һазир Йәһва Худа һоқуқ бәргән инсанларниң көрсәтмилирини қобул қилиш вә уларға әгишиш қийин болған әһвалдиму, уларға бойсунушқа немә ярдәм беридиғанлиғини муһакимә қилайли.

АТА-АНИҢИЗҒА ИТАӘТ ҚИЛИҢ

4. Немә үчүн бәзи балилар ата-анисиға бойсунмайду?

4 Бүгүнки күндә ата-анисиға бойсунмайдиған яшлар көп (Тим. 2-х. 3:1, 2). Немә үчүн көплигән яшлар ата-анисиға бойсунмайду? Бәзилири ата-анисини иккийүзлүк кишиләр дәп қарайду. Чүнки ата-аниси өзлири қилалмиған ишларни балиларниң қилишини тәләп қилиду. Йәнә бәзилири «дуния көп өзгәрди, ата-аниниң нәсиһәт сөзлири һазир конирап кәткән вә пайдисиз» дәп қарайду. Яшлар, силәрму шундақ ойлап баққанму? Бәлким, нурғун яшлар үчүн Йәһваниң мону буйруғиға бойсунуш қийин билиниду: «Балилар, Рәббимизгә мувапиқ йосунда ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу һәққанийдур» (Әфәс. 6:1). Итаәтчан болушқа немә ярдәм берәләйду?

5. Луқа 2:46—52 айәтләргә асасланғанда, немә үчүн ата-анисиға бойсунушта Әйсани әң яхши үлгә дейишкә болиду?

5 Итаәтчан болушниң әң яхши үлгиси — Әйса (Пет. 1-х. 2:21—24). Әйса мукәммәл инсан болсиму, ата-аниси намукәммәл еди. Бирақ ата-аниси хаталиқларни өткүзүп, бәзидә уни чүшәнмигән болсиму, Әйса уларни һөрмәтлигән (Чиқ. 20:12). У 12 яшқа киргәндә немә иш болғанлиғини көрүп бақайли (Луқа 2:46—52ни оқуң). Ата-аниси Йерусалимға қайтқан вақитта Әйсаниң йоқлиғини байқиған еди. Әслидә мәйрәм өткүзгәндин кейин балилириниң өйигә қайтип маңған бир топлар арисида бар-йоқлиғини җәзм қилиш Йүсүп билән Мәрийәмниң мәсъулийити еди. Бирақ улар Әйсани тапқанда, аваричилик кәлтүргини үчүн аниси уни әйиплигән еди. Әйса буниң адаләтсизлик екәнлигини көрситип берәләтти, бирақ у ата-анисиға аддий вә һөрмәт билән җавап қайтурған. Амма Йүсүп билән Мәрийәм Әйсаниң уларға ейтқан сөзлирини чүшәнмигән. Шундақтиму, Әйса уларға бойсунған.

6, 7. Яшларға ата-анисиға бойсунушқа немә ярдәм берәләйду?

6 Яшлар, ата-анаңлар хаталиқларни өткүзгәндә яки силәрни хата чүшәнгәндә, уларға бойсунушни қийин көрәмсиләр? Шундақ әһвалда силәргә немә ярдәм берәләйду? Биринчи, Йәһваниң қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғи һәққидә ойлиниңлар. Муқәддәс китапта ата-анаңларға итаәт қилғиниңларда «бу Һакимдаримизға яқиду» дәп йезилған (Кол. 3:20). Йәһва ата-анаңларниң силәрни толуқ чүшәнмигәнлигини яки намукәммәл қаидә-түзүмләрни чиқарғанлиғини билиду, амма уларға бойсунушни таллисаңлар, Йәһвани хурсән қилисиләр.

7 Иккинчи, ата-анаңларниң һис-туйғулири һәққидә ойлап көрүңлар (Пәнд н. 23:22—25). Ата-анаңларға итаәт қилсаңлар, уларниң көңлини хурсән қилисиләр вә уларниң ишәнчисигә еришисиләр, һәмдә уларға техиму йеқинлишисиләр. Бельгиядә яшайдиған Александр мундақ дәйду: «Мән һәрдайим ата-анамниң тәләплиригә бойсунғанда аримиздики мунасивитимиз өзгирип, иллиқ вә хошал-хорам һис қилимән» b. Үчинчи, итаәтчан болушниң кәлгүсидә силәргә қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә ойлап көрүңлар. Бразилиядә яшайдиған Пауло мундақ дәйду: «Ата-анамға итаәт қилишни үгиниш мениң Йәһва Худаға вә һоқуқдарларға итаәт қилишимға ярдәм бәрди». Худаниң Сөзи ата-анаңларға итаәт қилишниң муһим сәвәвини көрситип бериду, йәни: «Саңа яхши болуши үчүн вә сән йәрдә узақ өмүр сүрүшиң үчүн»,— дәйду (Әфәс. 6:2, 3).

8. Немә үчүн бәзи яшлар ата-анисиға итаәт қилиду?

8 Нурғун яшлар итаәтчан болушниң нәтиҗиси яхши екәнлигигә көз йәткүзгән. Бразилиядә яшайдиған Луизаға ата-аниси бир мәзгил телефон ишлитишигә рухсәт қилмиған. Луизаға буни чүшиниш қийин болған, чүнки униң тәңдашлириниң көпинчисидә телефони бар еди. Амма кейинчә у ата-анисиниң уни қоғдаватқанлиғини тонуп йетәлигән. У мундақ дәйду: «Мән ата-анамға итаәт қилишни әркинлигимни боғуп қойидиған чәкләш кийимдәк әмәс, бәлки һаятимни қутулдуруп қалидиған бехәтәрлик тасмиси дәп қараймән». Америкида яшайдиған яш қериндишимиз Элизабет бәзидә ата-анисиға итаәт қилишта қийнилиду. У чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Ата-анамниң немә үчүн бәзи қаидиләрни орнатқанлиғини толуқ чүшәнмисәм, бу мени қоғдиған чағларни есимгә алимән». Армениядә яшайдиған Мониканиң ейтишичә, ата-анисиға итаәт қилмиған чағларға қариғанда, бойсунған вақитларда яхши нәтиҗә болиду.

«ЖУҚАРҚИ ҺАКИМИЙӘТЛӘРГӘ» БОЙСУНУҢЛАР

9. Көпчилик кишиләр қанунға бойсунушқа қандақ қарайду?

9 Нурғун кишиләр һөкүмәткә муһтаҗ екәнлигимизни вә улар чиқарған қанунларға бойсунушимиз керәклигини етирап қилиду (Рим. 13:1). Амма әшу кишиләр адаләтсиз яки орунлашқа бәк қийин болуп көрүнгән қанунларға риайә қилишни халимайду. Мәсилән, баҗ төләш мәсилисини алайли. Бир тәкшүрүш нәтиҗисидә, Европидики бир дөләттә кишиләрниң төрттин бири баҗ-селиқ адаләтсиз болуп көрүнсә, төлимәсликкә болиду дәп ойлайду. Шу сәвәптин, бу дөләтниң пухралири баҗни толуқ тапшурмай, пәқәт үчтин икки қисминила тапшуриду.

Йүсүп билән Мәрийәмниң итаәтчанлиғидин немигә үгинимиз? (10—12 абзацларға қараң) c

10. Немә үчүн биз яқтурмайдиған қанунларға бойсунушимиз лазим?

10 Муқәддәс китапта инсаний һөкүмәтләр Шәйтанниң һөкүмранлиғи астида болуп, азап-оқубәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиғи вә пат арида йоқ болидиғанлиғи йезилған (Зәб. 110:5, 6; Вәз 8:9; Луқа 4:5, 6). «Шуниң үчүн һакимийәткә қаршилиқ қилғучи Худаниң орунлаштурған интизамиға қарши чиқиду». Дунияда мәлум бир дәриҗидә тәртип болуш үчүн Йәһва Худа инсаний һөкүмәтләрниң болушиға йол қойған, шуңа биз һөкүмәткә бойсунушимиз керәк. Биз «һәркимгә тегишликни берип», баҗ-селиқ төләймиз, һоқуқдарларға һөрмәт көрситип, уларға бойсунимиз (Рим. 13:1—7). Бәзидә қолайсиз, адаләтсиз көрүнгән яки көп пулни төләшкә тоғра келидиған қанунларға бойсунушни қийин дәп қаришимиз мүмкин. Амма биз Йәһваға итаәт қилимиз вә Униң қанунлирини бузушни тәләп қилмиса, әшу һоқуқдарларға бойсунушимиз керәк (Әлч. 5:29).

11, 12. Луқа 2:1—6 айәтләрдә йезилғандәк, Йүсүп билән Мәрийәм қанунға бойсунуш қолайсиз әһвалда немә қилған вә буниң нәтиҗиси қандақ болған? (Рәсимгиму қараң.)

11 Биз Йүсүп билән Мәрийәмниң мисалидин үлгә алалаймиз. Қийин болсиму, улар һөкүмәткә бойсунушқа тәйяр болған (Луқа 2:1—6ни оқуң). Рим императори Авғуст пухраларни туғулған шәһиригә қайтип, нопус тизимлитиш тоғрилиқ буйруқ чиқарған еди. Шу вақитта Мәрийәмниң һамилдар болғиниға тоққуз ай болған еди. Йүсүп билән Мәрийәм Бәйтләһәмгә сәпәр қилишқа мәҗбур болған. Улар тағлиқ егиз-пәс йолларни бесип, 150 километр сәпәр қилиши керәк еди. Әшу сәпәр болупму Мәрийәм үчүн интайин қолайсиз болған. Улар Мәрийәмниң вә қосиғидики балиниң бехәтәрлигидин әнсиригән болуши мүмкин. Әгәр сәпәр қиливатқанда толғиғи тутуп қалсичу? Униң қосиғида келәчәктики Мәсиһ бар еди. Бу уларниң һөкүмәткә бойсунмаслиғи үчүн баһанә сәвәп болаламти?

12 Йүсүп билән Мәрийәм бу вәзийәтләрниң һечқайсиниң уларниң қанунға бойсунмаслиғиға сәвәп болушиға йол қоймиған. Йәһва уларниң итаәтчанлиғини бәрикәтлигән. Мәрийәм Бәйтләһәмгә бехәтәрлик йетип келип, сағлам бовақни туғди. Һәтта бу Муқәддәс китаптики бәшарәтниң әмәлгә ешишиға ярдәм бәргән (Мика 5:2).

13. Бизниң итаәтчанлиғимиз бурадәрләргә қандақ тәсир қилиши мүмкин?

13 Биз һоқуқдарларға итаәт қилсақ, буниң пайдисини өзүмиз вә башқиларму көриду. Биринчидин, қанунға бойсунсақ, җазадин нери болимиз (Рим. 13:4). Иккинчидин, итаәтчан болушимиз һөкүмәтләрниң Йәһва гувачилириға яхши көзқарашта болушиға тәсир қилиду. Мәсилән, нәччә он жил илгири Нигериядә әскәрләр Ибадәт өйигә бастуруп кирип, баҗ тапшурушқа қарши чиққан топилаңчиларни издигән. Амма әскәрләрниң башлиғи у йәрдин айрилишни ейтип: «Йәһва гувачилири баҗ тапшурушқа қарши турудиған кишиләр әмәс»,— дегән. Қанунға бойсунған чағда сиз Йәһваниң хәлқиниң нам-абройини жуқури көтирәләйсиз. Бу нам-аброй чоқум бир күни қериндашлириңизни қоғдап қелиши мүмкин (Мәт. 5:16).

14. Бир қериндашниң һөкүмәткә беқинишқа тәйяр болушиға немә ярдәм бәргән?

14 Бирақ бәзидә һөкүмәткә бойсунушни халимаслиғимиз мүмкин. Америкида яшайдиған Джоанна мундақ дәйду: «Мән үчүн итаәтчан болуш интайин қийин еди, чүнки аиләмдикиләр һөкүмәт тәрәптин адаләтсиз муамилигә учриған». Амма Джоанна өзиниң ой-пикирини өзгәртиш үчүн күч чиқарған. Биринчи, у һөкүмәткә болған сәлбий һис-туйғуларни қозғайдиған иҗтимаий алақидә еланларни оқумайдиған болди (Пәнд н. 20:3). Иккинчи, у инсанлар һөкүмитиниң өзгиришини әмәс, бәлки Йәһваға ишиниши үчүн ярдәм сориған (Зәб. 9:9, 10). Үчинчи, у нәшрий материаллиримиздики бетәрәплик һәққидә йезилған мақалиләрни оқуған (Йоһ. 17:16). Джоанна һазир һөкүмәтни һөрмәтләшни үгәнди, шуңа көңли хатирҗәм.

ЙӘҺВАНИҢ ТӘШКИЛАТИДИН КӘЛГӘН КӨРСӘТМИЛӘРГӘ БОЙСУНУҢ

15. Немә үчүн Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән көрсәтмиләргә бойсунуш қийин болуши мүмкин?

15 Йәһва биздин җамаәттә йетәкчиликни өз үстигә алғанларға бойсунушни тәләп қилиду (Ибр. 13:17). Гәрчә бизгә рәһбәрлик қилидиған Әйса Мәсиһ мукәммәл болсиму, амма у йәр йүзидә йетәкчилик қилиш ишида қоллинидиған кишиләр мукәммәл әмәс. Болупму улар биздин қилишни халимайдиған ишни тәләп қилса, уларға бойсунуш қийин болиду. Әлчи Петрус бир вәзийәттә итаәт қилишта иккилинип қалған. Пәриштә униңға Тәврат қанунида напак дәп көрситилгән һайванларниң гөшини йейишкә буйриғанда, Петрус бир қетим әмәс, үч қетим бойсунушни рәт қилған (Әлч. 10:9—16). Немә үчүн? Униңға бу йеңи көрсәтмә мәнтиққә уйғун көрүнмигән. У илгири башқичә иш қилишқа адәтләнгән. Әгәр Петрус үчүн мукәммәл бир пәриштиниң көрсәтмисигә бойсунуш тәскә тохтиған болса, биз үчүн намукәммәл кишиләрниң йетәкчилигигә бойсунуш техиму тәскә тохтайду.

16. Әлчи Паул берилгән көрсәтмиләрни әқилгә мувапиқ әмәс дәп қариса болатти, шундақтиму у немә қилған? (Әлч. 21:23, 24, 26)

16 Әлчи Паул көрсәтмиләрни тапшуруп алғанда, уни әқилгә мувапиқ әмәс дәп һис қилған әһвалдиму итаәт қилишқа тәйяр болған. Әйсаниң әгәшкүчилири болған йәһудийлар Паул Тәврат қануниға қарши нәрсиләрни үгитиду вә Қанунни һөрмәт қилмайду дегән миш-миш параңларни аңлиған (Әлч. 21:21). Йерусалимдики җамаәт ақсақаллири Паулға төрт кишини ибадәтханиға елип берип, паклиниш мәрасимидин өтүшкә буйриған. Амма Паул Әйсаниң әгәшкүчилириниң әнди Тәврат қанунини орунлишиш шәрт әмәслигини биләтти. У һечбир ишни хата қилмиған еди. Шундақтиму, Паул һеч иккиләнмәй, әтиси шу кишиләрни өзи билән елип берип, паклиниш мәрасимидин өткән (Әлчиләр 21:23, 24, 26ни оқуң). Паулниң итаәтчанлиғи етиқатдашларниң арисидики инақ-иттипақлиқни илгири сүргән (Рим. 14:19, 21).

17. Сиз Стефаниниң тәҗрибисидин немини үгәндиңиз?

17 Стефани исимлиқ бир қериндаш өз дөлитидики җавапкарлиқни өз үстигә алған бурадәрләрниң чиқарған қарарини қобул қилишни қийин көргән. У өз йолдиши билән бир чәт әл тили топида хизмәт қилатти. Кейин йәрлик Бәйтәл бу топни тохтитишни қарар қилған. Уларға ана тилидики җамаәткә қайтишиға тоғра кәлгән. Стефани мундақ дәйду: «Мениң көңлүм йерим болди, мән ана тилимизда унчә чоң еһтияҗ барлиғиға ишәнмигән. Шундақ болсиму, у бу йеңи көрсәтмини қоллап-қувәтләшни қарар қилған еди». У мундақ дәйду: «Вақитниң өтүшигә әгишип, мән буниң дана қарар екәнлигини көрүп йәттим. Биз җамаитимиздә аилиси һәқиқәттә әмәс бирқанчә кишигә роһий тәрәптин ата-ана болдуқ. Қайтидин вәз хизмитидә паал қатнишишқа башлиған қериндаш билән үгиниш өткүзүватимән. Һазир өзүмниң шәхсий үгинишим үчүн техиму көп вақит чиқаралаймән. Мән пүтүн күчүм билән итаәтчан болушқа тириштим, шуңа вижданим пак».

18. Итаәтчанлиқ биз үчүн қандақ пайдиси бар?

18 Биз итаәтчан болушни үгинәләймиз. Әйса пәқәт һәммә ишлар яхши шараитта әмәс, бәлки азап-оқубәтләрни чәккән вақитта итаәтчан қилишни үгәнгән (Ибр. 5:8). Әйсаға охшаш биз қийин әһвалдиму дайим итаәтчан болушни үгинимиз. Мәсилән, COVID-19 тарқилишчан вирус тарқалған мәзгилдә дәсләпки мәзгилдә биздин Ибадәт өйидә жиғилиш өткүзүшни вә өйму өй вәз ейтиш ишини вақтинчә тохтитип туруш тоғрилиқ көрсәтмә берилгәндә, сиз үчүн бойсунуш қийин болғанму? Шундақтиму, итаәтчан болғачқа, аман-есән турдуқ, қериндашлар билән техиму инақ болдуқ вә Йәһваниң көңлини хурсән қилдуқ. Һәммимиз һазир дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә берилидиған һәрқандақ көрсәтмигә итаәт қилишқа техиму тәйяр болдуқ. Шу вақитта һаят қелишимиз итаәтчан болушимизға бағлиқ болуши мүмкин (Аюп 36:11).

19. Немә үчүн сиз итаәтчан болушни халайсиз?

19 Биз итаәтчан болушниң сан-санақсиз бәрикәтләрни елип келидиғанлиғини үгәндуқ. Биз Йәһваға итаәт қилишни таллаймиз, чүнки Уни сөйүмиз вә Униң көңлини хурсән қилишни халаймиз (Йоһ. 1-х. 5:3). Биз Яратқучи Йәһваниң қилған барлиқ яхшилиқлири үчүн һәрқанчә қилсақму, җавап қайтуруп болалмаймиз (Зәб. 116:12). Амма биз Йәһваға вә һоқуқдарларға бойсуналаймиз. Әгәр биз итаәтчан болсақ, дана екәнлигимизни көрситимиз. Дана киши Йәһваниң көңлини хурсән қилиду (Пәнд н. 27:11).

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

a Биз намукәммәл болғачқа, һәтта һоқуқи бар киши немә қилиш керәклигимизни ейтқанда, униңға бойсунушта қийинилишимиз мүмкин. Бу мақалидә «жуқарқи һакимийәтләргә», ата-аниға вә җамаәттә җавапкарлиқни өз үстигә алғанларға бойсунушниң пайдисини көрүп чиқимиз.

b Ата-аниңиз билән орунлашқа қийин болған қаидә-түзүмләр тоғрилиқ қандақ сөзлишишкә болидиғанлиғи һәққидә бәзи мәслиһәтләрни jw.org торбетидики «Ата-анам билән орнатқан қаидилири һәққидә қандақ сөзләшсәм болиду?» (рус) намлиқ мақалидин тапалайсиз.

c СҮРӘТТӘ: Йүсүп билән Мәрийәм һөкүмәтниң қануниға бойсунуп, нопустин өтүш үчүн Бәйтләһәмгә маңған. Бүгүнки күндә Худа хизмәтчилири «жуқарқи һакимийәтләр» орнатқан қатнаш қаидилири, баҗ-селиқ төләш тәләплири вә сағламлиқ көрсәтмилиригә бойсуниду.