Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

8-НАХША Хатириләш кечиси

Һазирдин башлап әң муһим күнгә тәйярлиқ қилиң

Һазирдин башлап әң муһим күнгә тәйярлиқ қилиң

«Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар» (ЛУҚА 22:19).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Хатириләш мәрасими немә үчүн алаһидә, униңға қандақ тәйярлиқ қилалаймиз вә башқиларниң мошу мәрасимға қатнишишиға қандақ ярдәм берәләймиз дегәнләрни муһакимә қилимиз.

1. Немә үчүн Хатириләш мәрасими жилидики әң муһим күн? (Луқа 22:19, 20)

 ЙӘҺВА Худаниң хәлқи үчүн жилниң әң муһим күни — Әйса Мәсиһниң өлүмини Хатириләш мәрасими. Һәзрити Әйса өз әгәшкүчилиригә уни әсләп туруш үчүн шундақ қилишни буйриған (Луқа 22:19, 20ни оқуң). Хатириләш мәрасимини тәқәзалиқ билән күтүшниң бирнәччә сәвәплирини көрүп чиқайли.

2. Хатириләш кечини тәқәзалиқ билән күтүшимизниң қандақ бәзи сәвәплири бар?

2 Хатириләш мәрасими төләмниң әһмийити тоғрисида чоңқур ойлинишимизға ярдәм бериду. У Әйсаниң қурбанлиғи үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрүшниң усуллирини есимизгә салиду (Кор. 2-х. 5:14, 15). Йәнә бу жиғилиш қериндашлар билән җәм болуп, «өз ара илһам» елиш үчүн пурсәт яритиду (Рим. 1:12). Һәр жили мошу мәрасимға паалийәтсиз болуп қалған етиқатдашлар келиду. Уларниң бәзилири бизниң қучақ ечип, иллиқ қарши алидиғанлиғимизни көргәндә, һәтта Йәһва Худаға қайтип келишни қарар қилиду. Һәқиқәткә қизиқидиған кишиләр бу алаһидә учришишта аңлиғанлири вә көргәнлиридин тәсирлинип, Муқәддәс китапни үгинишни қарар қилиду. Шуңа, бу Мәсиһниң өз һаятини төләм қурбанлиғи үчүн бәргәнлигини әсләйдиған күн қәлбимиздә алаһидә орун егилиши һәйран қаларлиқ әмәс.

3. Хатириләш мәрасими дунияниң җай-җайлиридики қериндашларни қандақ қилип иттипақлаштуриду? (Рәсимгиму қараң.)

3 Униңдин башқа, бу алаһидә мәрасим дунияниң һәр қайси җайлиридики қериндашларни қандақ бирләштүридиғанлиғини ойлап көрүң. Шу күни күн патқанда, дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилириниң һәммә җамаити биридин кейин бири җәм болиду. Бу учришишта һәммимиз төләм қурбанлиғиниң муһимлиғини тәкитләйдиған бир нутуқни тиңшаймиз, икки мәдһийә нахшисини ейтимиз, нан билән шарапни сунуп, қолдин қолға өткүзимиз вә төрт қетим ейтилидиған дуаниң ахирида чин қәлбимиздин «амин» дәймиз. Тәхминән 24 саат ичидә дунияниң һәрқайси җайлиридики барлиқ җамаәтләр охшаш усулда бу жиғилишни өткүзиду. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ бизниң инақ-иттипақлиқ ичидә уларни мәдһийиләватқанлиғимизни көрүп, қанчилик хошал болидиғанлиғини тәсәввур қилип беқиң!

Хатириләш мәрасими дунияниң һәрқайси җайлиридики қериндашларни иттипақлаштуриду (3-абзацқа қараң) f


4. Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?

4 Бу мақалидә төвәндики соалларни муһакимә қилимиз: бу Хатириләш мәрасимиға қәлбимизни қандақ тәйярлалаймиз? Һәқиқәткә қизиққучиларниң бу учришишниң пайдисини көрүшигә қандақ ярдәм берәләймиз? Роһий җәһәттин паалийәтсиз болуп қалған етиқатдашлиримизға қандақ ярдәм берәләймиз? Мошу соалларниң җавави, бу интайин муһим жиғилишқа қатнишиш үчүн өзүмизни тәйярлишимизға ярдәм бериду.

ҚӘЛБИМИЗНИ ХАТИРИЛӘШ МӘРАСИМИҒА ҚАНДАҚ ТӘЙЯРЛИҚ ҚИЛАЛАЙМИЗ?

5. а) Немә үчүн төләм һәққидә чоңқур ойлиниш муһим? (Зәбур 49:7, 8) ә) «Әйса Мәсиһ немә үчүн өлди?» намлиқ видеодин немини билдиңиз?

5 Қәлбимизни тәйярлашниң әң муһим бир йоли — төләмниң әһмийити һәққидә чоңқур ойлиниш. Биз һәргизму өз күчимиз билән гуна вә өлүмниң қуллиғидин азат болалмаймиз (Зәбур 49:7, 8ни оқуң; «Әйса Мәсиһ немә үчүн өлди?» намлиқ видеониму көрүң) a. Бизни қутқузуш үчүн Атимиз Йәһва шундақ бир орунлаштурушни қилған, йәни Әйса биз үчүн өз җенини қурбан қилған. Бу Йәһва билән Әйса үчүн асанға чүшмигән еди (Рим. 6:23). Уларниң биз үчүн қилғанлири һәққидә қанчә көп ойлиғансири, төләм үчүн техиму миннәтдар болумиз. Бу мақалидә Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ төләм қурбанлиғини бериш үчүн қайси бәзи қийин ишларни қилғанлиғини муһакимә қилимиз. Алди билән төләм қурбанлиғи немиләрни өз ичигә алғанлиғини көрүп бақайли.

6. Төләм немини өз ичигә алиду?

6 Төләм дегинимиз бир нәрсини қайтуруп сетивелиш үчүн төлинидиған һәқ. Тунҗа инсан Адәм ата мукәммәл яритилған еди. У гуна қилғандин кейин өзи вә барлиқ әвлатлирини мәңгү яшаш пурситидин мәһрум қилди. Адәм ата йоқатқанни қайтуруп сетивелиш үчүн Әйса мукәммәл һаятини төләм сүпитидә бәргән. Һәзрити Әйса йәрдә болғанда «гуна қилмиған, еғизидинму ялғанчилиқ тепилмиған» (Пет. 1-х. 2:22). Әйса Мәсиһ өлгәндә, у мукәммәл һаяти билән Адәм ата йоқатқан һаятқа тәң қиммәттики төләмни төлигән (Кор. 1-х. 15:45; Тим. 1-х. 2:6).

7. Әйса йәрдә болғанда, қандақ синақларға дуч кәлгән?

7 Әйса йәр йүзидә нурғун синақларға дуч кәлгән. Шундақтиму, у һәр ишта асмандики Атисиға ахирғичә мукәммәл бойсунған. Гәрчә у мукәммәл болуп туғулған болсиму, балилиқ чеғида намукәммәл ата-анисиға бойсунған (Луқа 2:51). Өсмүрлүк чеғида бирлири уни ата-анисиға бойсунмаслиққа яки Йәһваға яқмайдиған бир иш қилишқа дәвәт қилған болуши мүмкин. Бирақ у садиқ болуп қалди. Чоң болғанда, Шәйтан Иблис Әйсани қайта-қайта езиқтурған, һәтта униңға Йәһваға садақәтсизлик қилишни удул ейтқан (Мәт. 4:1—11). Шәйтан Әйсани гуна қилдурушқа қәтъий бәл бағлиған еди. Әгәр у мәхситигә йәткән болса, Әйса төләм берәлмигән болатти.

8. Әйса йәнә қандақ синақларға бәрдашлиқ бәргән?

8 Әйса йәр йүзидә хуш хәвәрни җакалиғанда, башқа синақларғиму бәрдашлиқ бәргән. Униң дүшмәнлири униңға зиянкәшлик қилип, һәтта өлтүрмәкчи болған (Луқа 4:28, 29; 13:31). У өз шагиртлириниң камчилиқлириға сәвир-тақәт көрситиши керәк еди (Марк 9:33, 34). У сотланғанда, азапланған вә мәсхирә қилинған. Кейин у җинайәтчиләргә охшаш, түврүккә миқлинип есилған вә аста-аста чидиғусиз ағриқ азави ичидә өлгән (Ибр. 12:1—3). У һаятиниң әң ахирқи пәйтидә чоқум өзи синаққа бәрдашлиқ бериши керәк еди, чүнки Атиси Йәһва уни қоғдиматти b (Мәт. 27:46).

9. Әйсаниң қурбанлиғи тоғрилиқ чоңқур ойлиғанда, қандақ һис-туйғуда болимиз? (Петрусниң 1-хети 1:8)

9 Шәк-шүбһисизки, Әйса һаятини төләм қурбанлиғи сүпитидә бериш үчүн көп азап-оқубәтләрни чәккән. Униң биз үчүн шунчә көп ишларни қилғанлири һәққидә чоңқур ойлиғанда, униңға болған сөйгү-муһәббитимиз техиму күчийиду, шундақ әмәсму? (Петрусниң 1-хети 1:8ни оқуң)

10. Йәһва Худа үчүн төләм қурбанлиғи қанчилик қийин болди?

10 Йәһва тоғрисида немә десәк болиду? Төләм бериш үчүн Йәһва Худа немини қурбан қилишқа тәйяр болған? Йәһва билән Әйсаниң арисида худди бир ата билән оғул арисидики ата-балилиқ риштиси болған (Пәнд н. 8:30). Оғлиниң шунчә нурғун синақларға бәрдашлиқ бәргәнлигини көргәндә, Атисиниң қәлби қандақ һис-туйғуларға толғанлиғини ойлап көрүң. У Өз көзи билән Оғлиниң яман муамилигә учрап, рәт қилинип вә түрлүк азап-оқубәтләргә дучар болғанлиғини көргәндә, чоқум жүригигә пичақ санчилғандәк һис қилған.

11. Әйса өлүмгә һөкүм қилинғанда, Йәһва қандақ һис-туйғуда болғанлиғини мисал билән чүшәндүрүң.

11 Балисидин айрилған ата-аниниң қайғу-һәсрәткә толған жүриги қан жиғлайду. Тирилишкә болған ишәнчимиз күчлүк болсиму, йеқин кишилиримиздин айрилип қалғанда, қәлбимиз қайғу-һәсрәткә толиду. Худди шуниңға охшаш, милади 33 жили сөйүмлүк Оғлиниң азап чекип өлгәнлигини көргәндә, Йәһваниң немиләрни һис қилғанлиғини аз болсиму чүшинимиз c (Мәт. 3:17).

12. Хатириләш мәрасимидин илгирики һәптиләрдә немә қилсақ болиду?

12 Һазирдин башлап Хатириләш мәрасимиғичә шәхсий үгиниш яки аиләвий ибадәт өткүзгәндә, төләм һәққидә тәтқиқ қилиң. Мошу мавзуни чоңқурирақ тәтқиқ қилиш үчүн «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» яки башқа нәшир материалларни ишләтсиңиз болиду d. Йәнә Муқәддәс китапни «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптиридә» кәлтүрүлгән «Хатириләш мәрасимға мунасивәтлик Муқәддәс китапни оқуш җәдвили» бойичә оқусиңиз болиду. Хатириләш мәрасимида шу күн үчүн алаһидә тәйярланған әтигәнлик ибадәтни көрүшни унтумаң. Қәлбимиздә бу күнгә тәйярлиқ қилсақ, башқиларниңму бу учришишниң пайдисини көрүшигә ярдәм берәләймиз (Әзра 7:10).

БАШҚИЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ

13. Башқиларниң Хатириләш мәрасиминиң пайдисини көрүп йетишигә ярдәм беришниң биринчи қәдими немә?

13 Башқиларниң Хатириләш мәрасиминиң пайдисини көрүшигә қандақ ярдәм берәләймиз? Униң бир йоли — уларни бу алаһидә учришишқа тәклип қилиш. Вәз хизмитимиздә учритидиған адәмләрдин башқа, тәклип қилмақчи болған адәмләрниң тизимлигини йезип қойсақ болиду. Бу тизимликкә уруқ-туққанлиримиз, хизмәтдашлиримиз, синипдашлиримиз вә башқиларни язсақ болиду. Бесип чиқирилған тәклипнамә түгәп қалса, электронлуқ тәклипнаминиң уланмисини әвәтсәк болиду. Ким билиду, тәклипнамини қобул қилғанларниң көпинчиси мәрасимға келип қалиду! (Вәз 11:6)

14. Кишигә тәклипнамини беришниң муһимлиғини мисал билән чүшәндүрүң.

14 Тәклипнамини кишиниң қолиға бәрсиңиз яки электронлуқ нусхисиниң уланмисини әвәтсиңиз, униң Хатириләш мәрасимиға келиш арзу-истиги күчийиши мүмкин. Бир күни бир қериндишимизниң Йәһва гувачиси болмиған йолдиши униң билән биллә Хатириләш мәрасимиға бармақчи болғанлиғини ейтиду. Қериндишимиз буниңдин һәйран қалиду. Немә үчүн? Сәвәви у йолдишини нурғун қетим тәклип қилған, бирақ у дайим тәклипни рәт қилған. Бирақ бу қетим немә болған? Йолдиши: «Маңа шәхсән тәклипнамә бәрди»,— дәп чүшәндүрди. Йәрлик бир ақсақал уни Хатириләш мәрасимға чақирип, тәклипнамә бәргән екән. Кейин бу әр киши нурғун жиллар бойи Хатириләш мәрасимиға қатнашқан.

15. Адәмләрни Хатириләшкә тәклип қилғанда немини есимиздә тутушимиз керәк?

15 Биз тәклип қилған кишиләрниң нурғун соаллири болуши мүмкин, болупму улар җамаәткә һечқачан қатнишип бақмиған болса. Бу қандақ соаллар болуши мүмкин екәнлигини ойлап, уларға җавап беришкә тәйярлиқ қилсақ болиду (Кол. 4:6). Бәлким, улар: «Хатириләш мәрасими қандақ өткүзүлиду? Бу мәрасим қанчә узун вақит өткүзүлиду? Бу учришишқа қандақ кийиниш керәк? Пул төлишим керәкму?»— дегәндәк соалларни сорайду. Бирсини тәклип қилғанда, униңдин: «Сизниң соаллириңиз барму?»— дәп сорап, кейин соаллириға җавап бәрсиңиз болиду. Кишигә учришишлиримиз қандақ өткүзүлидиғанлиғини чүшәндүрүш үчүн «Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини хатириләш» вә «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» дегән видеоларни көрсәтсиңиз болиду. Йәнә «Мәңгү шат-хорам яшаң!» намлиқ китапниң 28-бабидики ой-пикирләрни ейтип бәрсиңиз болиду.

16. Хатириләш кечигә кәлгән кишиләрниң қандақ соаллири пәйда болуши мүмкин?

16 Хатириләш мәрасимға қатнашқандин кейин, йеңи кәлгәнләрниң йәнә башқа соаллири пәйда болуши мүмкин. Улар бәлким шарап вә нанға бирқанчә адәм еғиз тәккүзгәнлиги яки һечким еғиз тәккүзмигәнлигиниң сәвәвини сориши мүмкин. Яки болмиса, улар: «Бундақ Хатириләш мәрасимини қанчә қетим өткүзисиләр? Башқа учришишларму мошундақ өткүзүләмду?»— дәп сорайду. Хатириләш мәрасимида қизиққучилар нурғун пайдилиқ ой-пикирләрни аңлиған болсиму, кейинирәк уларға бу тоғрилиқ көпирәк чүшәндүрүп бериш керәк. jw.org торбетидики «Немишкә Йәһва гувачилири Һакимдарниң кәчки зияпитини башқа динлардин өзгичә нишанлайду?» дегән мақалә уларниң соаллириға җавап беришимизгә ярдәм бериду. Хатириләшниң алдида, униң җәриянида вә униңдин кейин һәқиқәтни қобул қилишқа майил кишиләрниң мошу жиғилишниң пайдисини көрүшигә ярдәм бериш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилайли (Әлч. 13:48).

ПААЛИЙӘТСИЗ БОЛУП ҚАЛҒАНЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ

17. Паалийәтсиз болуп қалған қериндашларға ақсақаллар қандақ ярдәм берәләйду? (Әзәкиял 34:12, 16)

17 Ақсақаллар, Хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә, паалийәтсиз болуп қалған етиқатдашларға қандақ ярдәм берәләйсиләр? Уларға меһрибанлиқ билән сәмимий көңүл бөлүңлар (Әзәкиял 34:12, 16ни оқуң). Хатириләш мәрасимидин илгири шундақ етиқатдашлар билән мүмкинқәдәр көпирәк алақә қилиңлар. Уларға көңүл бөлидиғанлиғиңларни вә қолуңлардин келишичә ярдәм қилишқа тәйяр екәнлигиңларни ейтиңлар. Уларни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиңлар. Уларни қучақ ечип қизғин қарши елиңлар. Хатириләш мәрасимидин кейин шундақ қәдирлик етиқатдашлар билән давамлиқ алақидә болуңлар вә улар Йәһваға қайтип келиши үчүн пүтүн күчүңлар билән ярдәм қолуңларни сунуңлар (Пет. 1-х. 2:25).

18. Паалийәтсиз болуп қалған қериндашларға һәммимиз қандақ ярдәм берәләймиз? (Римлиқларға 12:10)

18 Җамаәттикиләрниң һәммиси Хатириләш кечигә кәлгән паалийәтсиз етиқатдашларға ярдәм берәләйду. Қандақ қилип? Уларға меһир-муһәббәт вә һөрмәт билән муамилә қилиңлар (Римлиқларға 12:10ни оқуң). Есиңларда болсунки, әшу қәдирлик қериндашлар бәлким җамаәткә қайтип қелиштин хиҗил болиду. Улар «Җамаәттикиләр мени қандақ қарши алиду?» яки «Мән тоғрилиқ немә дәйду?»— дәп әнсирәйдиғанду e. Уларни хиҗаләткә қалдуридиған соалларни сораштин яки көңлигә азар беридиған гәп-сөзләрни қилиштин сақлиниң (Сал. 1-х. 5:11). Улар бизниң әзиз етиқатдашлиримиз. Биз улар билән бирликтә мүрини-мүригә тирәп, қайтидин Яратқучимиз Йәһваға ибадәт қилишни халаймиз! (Зәб. 119:176; Әлч. 20:35)

19. Әйсаниң өлүмини хатириләш бизни қандақ бәрикәтләргә ериштүриду?

19 Әйса Мәсиһ Хатириләш мәрасимини орунлаштурғанлиғи үчүн биз интайин миннәтдармиз вә бу мәрасимниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинимиз. Хатириләш мәрасимиға қатнашсақ, өзүмиз буниң пайдисини көрүпла қалмай, башқиларғиму ярдәм берәләймиз (Йәшая 48:17, 18). Бизниң Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһкә болған сөйгү-муһәббитимиз чоңқурлишиду. Уларниң қилғанлири үчүн қанчилик миннәтдар екәнлигимизни көрситимиз. Униңдин башқа, етиқатдашлар билән болған қериндашлиқ риштимизни күчәйтимиз. Башқиларниң төләм қандақ бәрикәтләргә ериштүридиғанлиғини көрүп йетишигә ярдәм берәләймиз. Шуңа, бу жилниң әң муһим күни, йәни Хатириләш мәрасимиға яхши тәйярлиқ қилиш үчүн бар күчимизни чиқирайли!

ҚАНДАҚ ҚИЛИП. . .

  • қәлбимизни Хатириләш мәрасимиға тәйярлалаймиз?

  • башқиларниң бу мәйрәмниң пайдисини көрүп йетишигә ярдәм берәләймиз?

  • паалийәтсиз етиқатчиларға ярдәм берәләймиз?

149-НАХША Төләм үчүн миннәтдармиз

a Кәлтүрүлгән мақалиләр билән видеоларни jw.org торбетидики «издәш» дегән йәргә йезип тапалайсиз.

b «Күзитиш мунари» 2021-жил, апрель санидики «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән мақалигә қараң.

d « Тәтқиқ қилиш үчүн бәзи мавзулар» намлиқ рамкиға қараң.

e « Җамаәттикиләр қандақ қарши алди?» намлиқ рамкиға вә сүрәткә қараң. Паалийәтсиз болуп қалған бурадәр Ибадәт өйигә кириштин хиҗил боливатиду, бирақ өз һис-туйғулирини йәңди. Етиқатчилар уни қизғин қарши елип, хошал боливатиду.

f СҮРӘТЛӘРДӘ: Йәһваниң хәлқи дунияниң бир йеридә Хатириләш мәрасимини өткүзүватқан чағда, башқа йәрдики қериндашлар бу алаһидә жиғилишқа тәйярлиқ қиливатиду.