Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһвани сәвирчанлиқ билән күтүп, хошаллиқни сақлайли

Йәһвани сәвирчанлиқ билән күтүп, хошаллиқни сақлайли

ЙӘҺВА Худаниң барчә рәзилликләрни түп йилтизи билән йоқ қилидиған вақитни тақәтсизлик билән күтиватамсиз? (Вәһ. 21:1—5) Әлвәттә шундақ! Бирақ, болупму, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва Худани сәвирчанлиқ билән күтүш асан әмәс. Үмүт узақ вақит әмәлгә ашмиса, көңлүмиз чүшкүнлишип кетиши мүмкин (Пәнд н. 13:12).

Лекин Йәһва рәзилликләрни йоқ қилидиған вақт-саатни ениқ бәлгүләп қойған вә шу вақит кәлгичә бизниң сәвирчанлиқ билән күтүшимизни халайду. Немә үчүн? Биз күтүватқанда хошаллиғимизни сақлашқа немә ярдәм бериду?

ЙӘҺВА НЕМӘ ҮЧҮН КҮТҮШИМИЗНИ ХАЛАЙДУ?

Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Йәһва шу вақитни чидамлиқ билән күтидуки, силәргә рәһим көрситиш үчүн. У һәрикәтләнгәндә, меһир-шәпқәтлик болиду. Чүнки Йәһва — адаләтликниң Тәңри, Уни күткәнләрниң барлиғи бәхитликтур!» (Йәшая 30:18) Әслидә Йәшая пәйғәмбәр бу сөзләрни тәрса йәһудийларға қаритип ейтқан (Йәшая 30:1). Бирақ уларниң арисида Худаға садиқ йәһудийларму болған вә бу сөзләр уларға үмүт бәргән. Буниңдин башқа, Йәшаяниң сөзлири бүгүнки күндики Худаниң садиқ хизмәтчилиригиму үмүт бериду.

Йәһва Худа сәвирчанлиқ билән күтүватқачқа, бизму сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәк. Яратқучимиз бу дунияниң ахирини бәлгүләп қойған вә шу күн билән саатни күтүп турмақта (Мәт. 24:36). Шу бәлгүләнгән вақит йетип кәлгәндә, Шәйтанниң Яратқучи Йәһва вә Униң садиқ хизмәтчилиригә қилған төһмәтләрдин пак болиду. Шу чағда Йәһва Худайимиз Шәйтан Иблис вә униң тәрәпдарлирини һалак қилип, бизгә болса «меһир-шәпқәтлик» көрситиду.

Шу вақит техи кәлмәй туруп, Йәһва қийинчилиқлиримизни йоқ қилмайду, лекин У бизни хошал-хорамлиқ билән шу вақитни күтәләйдиғанлиғимизға ишәндүриду. Йәшая ейтқандәк, яхши ишларниң әмәлгә ешишини күткинимиздә, хошал-хорам болалаймиз (Йәшая 30:18) a. Һазир бирликтә хошаллиқни сақлишимизға ярдәм беридиған төрт нәрсини көрүп чиқайли.

КҮТҮВАТҚИНИМИЗДА ХОШАЛЛИҚНИ ҚАНДАҚ САҚЛАЛАЙМИЗ?

Диққитиңизни яхши ишларға қаритиң. Падиша Давут өз һаятида нурғун яман ишларға дуч кәлгән (Зәб. 37:35). Шундақ болсиму, у мундақ язған: «Йәһва алдида үндимәй жүрүп, чидамлиқта Уни күт. Өз йолида зулум нийәтлирини әмәлгә ашуруватқан кишини көрүп, хапа болма» (Зәб. 37:7). Давутниң өзи бу сөзләргә қулақ селип, Йәһваниң уни қутқузуш вәдисини тәлмүрүп күткән еди. Давут йәнә өзи үчүн Худаниң қилған һәрбир яхши ишиға миннәтдар болған (Зәб. 40:5). Бизму униңдин үлгә елип, һаятимиздики яман ишларға әмәс, яхши ишларға көпирәк диққәт қаратсақ, Йәһвани күтүш биз үчүн оңайирақ болиду.

Һәрбир пурсәтни чиң тутуп, Йәһва Худани мәдһийиләң. Еһтимал, Зәбур 71-бапни Давут язған. У Йәһва Худаға мундақ дегән: «Һәр вақитта Саңа тайинимән вә Саңа болған мәдһийәлиримни давамлаштуримән» (Зәб. 71:14). У Йәһвани қандақ мәдһийилигән? Башқиларға Йәһва тоғрилиқ ейтқан вә Униңға мәдһийә нахшилирини ейтқан (Зәб. 71:16, 23). Давутқа охшаш, бизму Йәһвани күтүватқинимизда, хошал болалаймиз. Биз башқиларға вәз қилғанда, достлиримизға вә аилимиздикиләргә Худа тоғрилиқ сөзлигәндә вә мәдһийә нахшилиримизни ейтқанда, Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрәләймиз. Кейинки қетим нахшилиримиздин бирини ейтқанда, әшу кишиниң көңлини сөйүндүридиған сөз җүмлиләр тоғрилиқ чоңқур ойлап беқиң.

Қериндашлар билән арилишип илһам-мәдәткә еришиң. Давут еғир күнләрни баштин кәчүргәндә, Йәһваға мундақ дегән: «Сән яхшилиқ қилғучи вә Сениң исмиңға тайинип, вапалиқни көрситимән» (Зәб. 52:9). Бүгүнки күндә бизму пәқәт җамаәт учришишлири яки вәз хизмитигә чиққандила әмәс, етиқатдашлар билән дәм елип, көңүл ачқан чағларда өз ара илһам-мәдәт берәләймиз (Рим. 1:11, 12).

Үмүтиңизни мустәһкәмләң. Зәбур 62:5-айәттә: «Мән үнсиз Тәңримни күтимән, чүнки У үмүтимниң Мәнбәси»,— дәп йезилған. Болупму, бу дунияниң ахирлишиш вақти биз күткән вақитта кәлмигәндә, үмитимизниң күчлүк болуши интайин муһим. Мәйли қанчә вақит күтүшимизгә тоғра кәлсун, биз Йәһва Худаниң һәммә вәдилири чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Худаниң Сөзи болған Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш арқилиқ үмүтимизни мустәһкәмләләймиз. Мәсилән, Йәһвани техиму чоңқурирақ чүшиниш, бәшарәтниң қандақ әмәлгә ашқанлиғини үгиниш яки Муқәддәс китапниң мәзмунлириниң бир-бири билән өз-ара қандақ маслишидиғанлиғини чоңқурирақ тәтқиқ қилсақ болиду (Зәб. 1:2, 3). Униңдин башқа, биз давамлиқ «муқәддәс роһ билән дуа» қилишимиз керәк. Шундақ қилсақ, Йәһваниң мәңгүлүк һаят һәққидики вәдиси әмәлгә ашурмиғичә, Униң билән йеқин мунасивәттә болалаймиз (Йәһ. 20, 21).

Сизму Давут падишаға охшаш, Йәһва Худаниң Өзини үмүт билән күтүватқанларға ғәмхорлуқ қилип, уларға Өзиниң садиқ сөйгү-муһәббитини көрситидиғанлиғиға қәтъий ишиниң (Зәб. 33:18, 22). Йәһвани сәвир-тақәт билән давамлиқ күтүш үчүн диққитиңизни яхши нәрсиләргә қаритиң. Асмандики Атимиз Йәһвани мәдһийиләң, қериндашлар билән арилишип, илһам-мәдәткә еришиң вә үмүтиңизни күчлүк сақлаң.

a Әсли тилдин «үмүт билән күтүш» дәп тәрҗимә қилинған ибарә бирәр нәрсиниң әмәлгә ешишини, «тәлмүрүп күтүш яки үмүт бағлаш» дегәнниму билдүриду. Демәк, қийинчилиқлиримиздин қутулушни арзу қилиш интайин тәбиий иш.