Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Немә үчүн Муқәддәс китапта бәзи сөз-ибариләр қайтиланған?

МУҚӘДДӘС китапни қәләмгә алғанлар бәзидә бир сөз-ибариләрни яки җүмлиләрни қайта-қайта язған. Һазир буниң үч сәвәвини көрүп чиқайли.

Қачан йезилған? Қедимий Исраилда кишиләрниң көпинчисидә Тәврат қанунниң көчүрмиси болмиған. Әмәлийәттә, улар Қанунниң үнлүк оқуғучини муқәддәс чедириниң алдида аңлиған (Қ. шәр. 31:10—12). Хәлиқ топлинип, бирнәччә саат туруп тиңшиғанлиқтин, бәлким диққитини чачидиған көп нәрсиләр болған (Нәһ. 8:2, 3, 7). Шундақ әһвалда, сөз-ибариләрни қайтилаш хәлиқниң айәтләрни әстә сақлап, шуларни әмәлий турмушида қоллинишини асанлаштурған. Мәлум сөзләрни қайтилаш уларниң Худаниң қанунлиридики тәпсилий бәлгүлимиләр яки буйруқларни әстә сақлишиға ярдәм бәргән (Лав. 18:4—22; Қ. шәр. 5:1).

Қандақ йезилған? Муқәддәс китапниң тәхминән 10 проценти нахшилардин ибарәт. Шу җүмлидин Зәбур, Күйләрниң Күйи вә Йәрәмияниң жиғиси. Бәзидә нахшиларда асасий ойларни тәкитләйдиған сөзләр қайта-қайта тәкрарланған. Шу сәвәптин хәлиқ нахшиниң сөзлирини ядлавалған. Мәсилән, Зәбур 115:9—11 айәтләрдә мундақ дәп йезилған: «Исраилниң өйи, Йәһваға таянғин! У саңа һәм ярдәм, һәм қалқандур. Һарунниң өйи, Йәһваға ишәнгин! У саңа һәм Ярдәмчи, һәм Қалқандур. Йәһвадин қорқудиғанлар, Йәһваға үмүт бағлаңлар! У ярдәм һәм қалқан». Бу сөзләрниң қайтилиниши нахша ейтидиғанларға муһим һәқиқәтләрни әқил вә жүригигә сиңдүрүшигә ярдәм бәргән.

Немә үчүн йезилған? Бәзидә Муқәддәс китапни язған кишиләр, әң муһим ойларға диққәт қаритиш үчүн асасий ойларни қайтилиған. Мәсилән, Йәһва Худа исраилларға қанни йемәсликни буйриғанда, Муса пәйғәмбәргә бу буйруқниң сәвәвини бир қетим әмәс, бирнәччә қетим тәкрарлиған. Шу арқилиқ Худа һаятлиқниң қанда екәнлигини, башқа сөзләр билән ейтқанда, қан һаятлиққа вәкиллик қилидиғанлиғини тәкитлимәкчи болған еди (Лав. 17:11, 14). Кейинирәк, Йерусалимдики әлчиләр вә ақсақаллар Мәсиһ әгәшкүчилиригә хәт язғанда, Худани хурсән қилиш үчүн, немидин рәт қилиш керәклигини йезип, қандин нери туруш керәклигини қайтилиған (Әлч. 15:20, 29).

Йәһва Худа Язмилардики сөзләрни қайтилап униң бир рәсимгә айлинишни халимиған. Мәсилән, Әйса мундақ дегән: «Дуа қилғанда бир нәрсини қайтилавәрмәңлар» (Мәт. 6:7). Кейин у дуалиримиз Худаниң ирадисигә мас болуши үчүн немиләр тоғрилиқ дуа қилалайдиғанлиғимизни ейтқан (Мәт. 6:9—13). Шуңа биз дуа қилғанда, охшаш сөзләрни қайтилимисақму, бир нәрсиләр тоғрилиқ қайта-қайта дуа қилсақ болиду (Мәт. 7:7—11).

Демәк, Муқәддәс китапта бәзи сөзләр вә ибариләр бекардин-бекар қайтиланмиған. Бу Улуқ Устазимиз Йәһваниң бизгә пайдилиқ нәрсиләрни үгитишниң бир усулидур (Йәшая 48:17, 18).