Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

136-НАХША Падишалиқ орнитилди. У кәлгәй!

Йәһваниң келәчәктики һөкүмлири һәққидә биз немиләрни билимиз?

Йәһваниң келәчәктики һөкүмлири һәққидә биз немиләрни билимиз?

«Йәһва. . . һечкимниң һалак болушини халимайду, амма һәммисиниң товва қилишини халайду» (ПЕТ. 2-Х. 3:9).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Биз шуниңға ишинәләймизки, келәчәктә Йәһва һәқ вә адил һөкүм қилиду.

1. Немә үчүн өзүмизни кишини һаяҗанға салидиған бир заманда яшаватимиз дәймиз?

 БИЗ кишини һаяҗанға салидиған бир заманда яшаватимиз. Муқәддәс китаптики бәшарәтләр һәр күни көз алдимизда әмәлгә ешиватиду. Мәсилән, биз шимал падиша вә җәнуб падиша бу дунияни өзиниң контрол астиға елиш үчүн бир-биригә қарши чиққанлиғини көрүватимиз (Дан. 11:40). Биз йәнә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрниң дунияниң җай-җайлирида җакалинип, миллионлиған адәмләрниң Йәһваға ибадәт қилишни таллаватқанлиғини көрүватимиз (Йәшая 60:22; Мәт. 24:14). Униңдин башқа, «вақти-вақтида» мол роһий озуқлуқларға еришип келиватимиз (Мәт. 24:45—47).

2. Биз немигә ишәнч қилалаймиз вә немини етирап қилишимиз керәк?

2 Йәһва пат арида йүз беридиған техиму муһим вақиәләрни ениқ чүшинишимизгә давамлиқ ярдәм бериду (Пәнд н. 4:18; Дан. 2:28). Биз шуниңға ишәнч қилалаймизки, дәһшәтлик чоң балаю апәт башланғанда, чоқум билишимиз зөрүр болған һәммә ишларни билимиз. Һәтта әшу қийин мәзгилдә инақ-иттипақ ичидә садақәтмәнлигимизни сақлап қалалаймиз. Амма шуни етирап қилишимиз керәкки, биз йеқин кәлгүсидә йүз беридиған бәзи ишлар һәққидә билмәймиз. Мошу мақалидә биз алди билән немә үчүн бәзи иш-вақиәләр һәққидә илгири ейтқан сөзлиримизни қайта ойлинип, өзгәртишләрни қилғанлиғимизни мулаһизә қилимиз. Андин кейин кәлгүсидә асмандики Атимизниң қандақ һәрикәт қилидиғанлиғи тоғрисида билидиған бәзи нәрсиләрни қарап чиқимиз.

БИЗ НЕМИНИ БИЛМӘЙМИЗ

3. Йәһваниң қайси вақитта қутқузулуш пурситиниң ишигини йепиветиши һәққидә илгири қандақ чүшәнгән вә немигә асасән шундақ хуласигә кәлгән?

3 Илгири биз дәһшәтлик чоң балаю апәт башлиниши биләнла Йәһваға ибадәт қилмиған барлиқ инсанларниң әнди Йәһва тәрәптә турушни таллаш пурсити болмайду дәп ейтқан едуқ. Бизниң шундақ хуласигә келидиған сәвәвимиз, биз илгири Топан сүйи һәққидики баянларниң келәчәктә әмәлгә ашидиған пәйғәмбәрлик мәнаси бар дәп чүшәнгән. Мәсилән, Топан су башлиништин илгири Йәһва кеминиң ишигини йепивәткән еди. Шуңа дәһшәтлик чоң балаю апәт башланғанда, Йәһва илгирикигә охшаш ишикни йепиветиду дәп чүшәнгән. Йәни инсанларниң әнди Худаға ибадәт қилишни таллап қутқузулуши үчүн пурсәт болмайду дәп хуласә чиқарған едуқ (Мәт. 24:37—39).

4. Немә үчүн һазир Топан сүйи һәққидики баянларниң пәйғәмбәрлик мәниси йоқ дәп қараймиз? Чүшәндүрүп бериң.

4 Топан сүйи һәққидики баянларниң һәрбир тәпсилатлири келәчәктә йүз беридиған ишлар һәққидә бәшарәт бериду дәп ейтиш тоғра боламду? Җавап — яқ, тоғра болмайду. Немә үчүн? Чүнки Муқәддәс китапта шундақ көзқарашни қоллап-қувәтләйдиған дәлилләр йоқ a. Әйса Мәсиһ өзиниң һазир болидиған вақтини Нуһ пәйғәмбәрниң замани билән селиштурған. Амма у Топан сүйи һәққидә сөз қилғанда, һәрбир шәхс вә һәрбир вақиәниң, шу җүмлидин кемә ишиги йепилғанлиғиниң пәйғәмбәрлик мәнаси бар екәнлиги тоғрилиқ һеч нәрсә демигән. Лекин бу һәргизму Нуһ пәйғәмбәр вә Топан сүйи һәққидики баянлардин өзүмизгә савақ алалмаймиз дегәнни билдүрмәйду.

5. а) Нуһ пәйғәмбәр иман-етиқадини қандақ көрсәткән? (Ибранийларға 11:7; Петрусниң 1-хети 3:20) ә) Нуһ пәйғәмбәрниң агаһландуруш хәвири бүгүнки күндә биз җакалаватқан хуш хәвәр билән қандақ охшашлиғи бар?

5 Нуһ пәйғәмбәр Йәһваниң агаһландуруш хәвирини аңлап, кемә ясаш арқилиқ өзиниң иман-етиқади барлиғини испатлиған (Ибранийларға 11:7; Петрусниң 1-хети 3:20ни оқуң). Шуниңға охшаш Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни аңлиған кишиләрму чоқум аңлиғанлириға мас иман-етиқадини көрситиши керәк (Әлч. 3:17—20). Әлчи Петрус Нуһни һәққанийлиқниң вәз ейтқучиси дәп атиған (Пет. 2-х. 2:5). Амма алдинқи мақалидә үгинип өткинимиздәк, йәр йүзигә Топан сүйи келиштин бурун Нуһ пәйғәмбәрниң шәхсән һәрбир кишигә агаһландуруш хәвирини йәткүзгән-йәткүзмигәнлигини билмәймиз. Худди шуниңдәк бүгүнки күндә биз дунияниң һәрқайси җайлирида елип бериливатқан вәз хизмитигә қатнишип, қизғинлиқ билән хуш хәвәрни йәткүзишимиз керәк. Лекин биз күчимизниң йетишичә тиришсақму, ахир келиштин илгири дунияниң һәммила җайлиридики һәрбир инсанға хуш хәвәрни җакалап болалмаймиз.

6, 7. Немә үчүн ахир келиштин авал йәр йүзидики һәрбир кишигә шәхсән хуш хәвәрни йәткүзүп болалмаймиз?

6 Әйса Мәсиһниң вәз ейтиш хизмити һәққидә немә дегәнлигини ойлап көрәйли. У Падишалиқ хуш хәвири барчә милләтләргә йәткүзүлүши үчүн пүтүн дунияда вәз қилинидиғанлиғини бәшарәт қилған (Мәт. 24:14). Бүгүнки күндә әшу бәшарәт илгирики һәрқандақ бир вақитқа қариғанда, техиму кәң көләмдә әмәлгә ешиватиду. Падишалиқ хуш хәвирини йәткүзидиған нәшир материаллар миңдин артуқ тилларда тарқилип, jw.org торбети арқилиқ дунияниң һәрқайси җайлирида көпчилик инсанларға җакалиниватиду.

7 Амма Әйса Мәсиһ қайта келиштин бурун шагиртлири пүткүл шәһәрләрдә, һәрбир адәмгә хуш хәвәрни йәткүзүп болалмайдиғанлиғини ейтқан (Мәт. 10:23; 25:31—33). Бизниң күнимиздә Әйсаниң сөзиниң тоғрилиғи испатлиниду. Бүгүнки күндә миллионлиған адәмләр вәз хизмитимиз мәнъий қилинған җайларда яшаватиду. Униңдин башқа, һәр минутта йүзлигән бовақлар дунияға келиватиду. Биз пүтүн күчимиз билән һәрбир милләт, қәбилә вә тилдин кәлгән кишиләргә хуш хәвәр йәткүзүш үчүн тиришиватимиз (Вәһ. 14:6). Амма әмәлийәт шуни ениқ испатлидики, ахир келиштин авал йәр йүзидики һәрбир адәмгә шәхсән хуш хәвәрни йәткүзүп болалмаймиз.

8. Йәһваниң келәчәктики һөкүмлири тоғрисида қандақ соал оттурға чиқиши мүмкин? (Рәсимләргиму қараң.)

8 Жуқурида мулаһизә қилған мәзмуниға асасланғанда, мундақ бир соал оттурға чиқиши мүмкин: дәһшәтлик чоң балаю апәт йүз бериштин авал хәвәрни аңлаш пурсити болмиғанларчу? Йәһва һөкүм қилишни ишинип тапшурған сотчи Әйса Мәсиһ уларни қандақ һөкүм қилиду? (Йоһ. 5:19, 22, 27; Әлч. 17:31) Бу мақалиниң асасий айити: «Йәһва. . . һечкимниң һалак болушини халимайду, амма һәммисиниң товва қилишини халайду» (Пет. 2-х. 3:9; Тим. 1-х. 2:4). Бу айәттин Йәһваниң рәһим-шәпқәт көрситишкә тәйярлиғини билсәкму, амма У бизгә хуш хәвәрни аңлаш пурсити болмиған кишиләрни қандақ һөкүм қилидиғанлиғини ейтмиған. Әлвәттә, Униң бизгә һазир немә қиливатқанлиғи яки келәчәктә немә қилмақчи болғанлиғи һәққидә ейтип бериш мәҗбурийити йоқ.

Дәһшәтлик чоң балаю апәт башлиништин илгири һечқачан хуш хәвәрни аңлаш пурсити болмиған кишиләрни Йәһва Худа немә қилиду? (8-абзацқа қараң) c


9. Йәһва Худа Муқәддәс китапта бизгә немиләрни ашкарилиған?

9 Йәһва Муқәддәс китап арқилиқ бизгә келәчәктә қилмақчи болған бәзи ишларни ашкарилиған. Мәсилән, һәққаний әмәсләр тоғрилиқ ойлап көрәйли. Бу кишиләр хуш хәвәрни аңлаш вә өзлирини өзгәртиш пурсити болмиған инсанлардур. Муқәддәс китап Йәһва Худаниң уларни тирилдүридиғанлиғини ейтиду (Әлч. 24:15; Луқа 23:42, 43). Амма бу йәнә башқа муһим соалларни оттуриға чиқириду.

10. Биздә йәнә қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?

10 Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә өлүп кәткәнләрниң һәммисиниң қайта тирилдүрүлүш үмүти болмамду? Муқәддәс китап шуни ениқ көрситидуки, Өз қошунлири билән биргә Йәһва Худа Униңға қарши чиққучиларниң һәммисини Армагедон урушида йоқ қилип, һечқайсисини тирилдүрмәйду (Сал. 2-х. 1:6—10). Ундақта, дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә өлүп кәткән башқа кишиләрчу? Мәсилән, кесәллик, қерилиқ яки бәзи тәсадипий һадисиләр сәвәплик өлүп кәткәнләр яки болмиса, башқилар тәрипидин өлтүрүлгәнләрчу? (Вәз 9:11; Зәк. 14:13) Шуларниң арисидики бәзи һәққаний әмәс дәп саналғанлар йеңи дунияда тирилдүрүләмду? Аддий қилип ейтсақ, биз билмәймиз.

БИЗ НЕМИНИ БИЛИМИЗ

11. Армагедон урушида Әйса Мәсиһ немигә асаслинип, инсанларни һөкүм қилиду?

11 Келәчәктә йүз беридиған иш-вақиәләр һәққидә бирқанчә ишни билимиз. Мәсилән, Әйса Мәсиһ немигә асаслинип, инсанларни қойлар яки өшкиләр дәп һөкүм қилинидиғанлиғини билимиз (Мәт. 25:40). Мәсиһ вә униң бурадәрлирини қоллап-қувәтлигәнләр «қойлар» дәп һөкүм қилиниду. Бирақ дәһшәтлик чоң балаю апәт башланғандин кейин Мәсиһниң бәзи бурадәрлириниң йәнила йәр йүзидә болидиғанлиғи һәққидә билимиз. Улар Армагедон уруши башлиништин бираз бурун асманға елип кетилиду. Мәсиһниң қериндашлири йәр йүзидә болсила, сәмимий кишиләрниң уларни вә уларниң қиливатқан ишлирини қоллап-қувәтләш пурсити болиду (Мәт. 25:31, 32; Вәһ. 12:17). Немә үчүн бу ишларни билиш бәк муһим?

12, 13. «Бүйүк Бабил» вәйран болғандин кейин бәзи кишиләр қандақ инкас қайтуруши мүмкин? (Рәсимләргиму қараң.)

12 Һәтта дәһшәтлик балаю апәт башланғандиму, «Бүйүк Бабилниң» вәйран болғанлиғини көргән бәзи кишиләр Йәһва гувачилириниң узун жиллардин бу ян бу вақиә тоғрилиқ вәз қилип келиватқанлиғини әскә елиши мүмкин. Дәһшәтлик балаю апәт башланғандин кейин бу кишиләрдин бәзилири бу вақиәләрни көргәндә, Йәһваға ишинишкә башлиши мүмкинму? (Вәһ. 17:5; Әзәк. 33:33)

13 Әгәр шундақ болса, бу Муса пәйғәмбәрниң заманида Мисирда йүз бәргән ишқа охшайду. Есиңиздә болса, Мисирдин чиққанда зор бир топ кишиләр исраилларға қошулған. Шу кишиләрниң бәзилири Муса ейтқан он апәт тоғрисидики агаһландурушларниң әмәлгә ашқанлиғини көрүп, Йәһваға ишинишкә башлиған болуши мүмкин (Чиқ. 12:38). Әгәр «Бүйүк Бабил» вәйран қилинғандин кейин өтмүштикигә охшап кетидиған иш йүз берип, ахир келиштин бурун бәзи инсанлар бизгә қошулушни қарар қилса, буниңдин үмүтсизлинимизму? Яқ, һәргиз үмүтсизләнмәймиз! Асмандики Атимиз Йәһва меһрибан вә рәһимдил, асанлиқчә ғәзәпләнмәйдиған, садиқ меһир-муһәббити вә һәқиқити мол Худадур. Биз Уни үлгә қилип, Униң пәзиләтлирини әкс әттүрүшни халаймиз b (Чиқ. 34:6).

«Бүйүк Бабил» вәйран болғанлиғини көргән бәзи кишиләр Йәһва гувачилириниң узун жиллардин бу ян шундақ болушини вәз қилип келиватқанлиғини әскә алиду (12, 13-абзацларға қараң) d


14, 15. Инсанниң мәңгүлүк һаятқа еришиш пурсити униң қачан вә қәйәрдә яшиғанлиғиға бағлиқму? Чүшәндүрүп бериң (Зәбур 33:4, 5).

14 Бәлким биз илгири бәзи етиқатчи қериндашларниң Йәһваға хизмәт қилмайдиған аилә әзалири һәққидә: «У дәһшәтлик чоң балаю апәт башлиништин авал өлүп кәткән болса, кәлгүсидә униң қайта тирилиш үмүти болатти»,— дегәнлигини аңлиғандуқ. Әлвәттә, улар яхши нийәт-мәхсәт билән шундақ сөзләрни қилған. Амма бир адәмниң мәңгүлүк келәчиги униң қачан өлүшигә бағлиқ әмәс. Йәһва Худа мукәммәл Сотчи, У чоқум һәқ вә адил һөкүм чиқириду (Зәбур 33:4, 5ни оқуң). Биз шуниңға ишинәләймизки, пүткүл йәр-җаһанниң Сотчиси чоқум тоғра иш қилиду (Ярит. 18:25).

15 Буниңдин башқа, бир инсанниң мәңгүлүк һаятқа еришиш пурсити униң қәйәрдә яшишиға бағлиқ әмәс дәп хуласә чиқириш әқилгә мувапиқ. Әмәлийәттә, һечқачан Падишалиқ хуш хәвирини аңлаш пурсити болмиған җайларда яшайдиған миллионлиған инсанлар бар. Шу сәвәп Йәһва әшу кишиләрни һәргизму «өшкиләр» дәп һөкүм қилмайду (Мәт. 25:46). Пүткүл йәр йүзиниң адил Сотчиси һәтта әшу кишиләрниң һәрбиригә биздинму көпирәк көңүл бөлиду. Биз дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә Йәһва ишларни қандақ өзгәртип тизгинләйдиғанлиғини билмәймиз. Бу мәзгилдә һәрбир инсан Йәһваниң исми муқәддәс қилинғанлиғини билгәндә, бәлким бу ишларниң йүз беридиғанлиғини көргән кишиләрдин бәзилири Йәһва һәққидә билим елиш, Униңға ишәнч бағлаш вә У тәрәптә туридиғанлиғини көрситиш пурситигә егә болуши мүмкин (Әзәк. 38:16).

Дәһшәтлик балаю апәт башланғандин кейин бу кишиләрдин бәзилири бу вақиәләрни көргәндә, Йәһваға ишинишкә башлиши мүмкинму?

16. Йәһва Худа тоғрисида немини биливалдуқ? (Рәсимгиму қараң.)

16 Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ шуни билдуқки, Йәһва Худа инсанларни интайин қәдирләйду вә һәммимизниң мәңгү яшаш үмүтигә еришиши үчүн Өз Оғлини қурбанлиққа бәргән (Йоһ. 3:16). Биз һәрбиримиз Йәһваниң иллиқ сөйгү-муһәббитини һис қилдуқ! (Йәшая 49:15) У шәхсән һәрбиримизниң исмини билиду. У бизни шу қәдәр яхши тонуйдуки, әгәрдә өлүп кәтсәкму, бизни тирилдүрүп, шәхсән өзүмизгә хас алаһидиликләрни вә әслимиләрни әслигә кәлтүрәләйду (Мәт. 10:29—31). Демәк, асмандики меһир-муһәббәтлик Яратқучимизниң даналиқ, адиллиқ вә рәһим-шәпқәт билән һәрбир инсанни адил һөкүм қилидиғанлиғиға ишинишимизгә йетәрлик асасимиз бар (Яқуп 2:13).

Йәһва Худаниң даналиқ, адиллиқ вә рәһим-шәпқәтлик билән һәрбир инсанни адил һөкүм қилидиғанлиғиға ишинәләймиз (16-абзацқа қараң)


17. Кейинки мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?

17 Һазир йеңи чүшәнчигә егә болғандин кейин вәз ейтишниң илгирики һәрқандақ бир вақитқа қариғанда, техиму җиддий хизмәт екәнлигини тонуп йәттуқ. Немә үчүн шундақ дәймиз? Немә бизни хуш хәвәрни бәл қоювәтмәй җакалашқа дәвәт қилиду? Кейинки мақалидә бу соалларниң җававини тәпсилий муһакимә қилимиз.

153-НАХША Мәңгү хошаллиқ

a Бу өзгиришниң қилғанлиғиниң сәвәвини билиш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2015-жил, 15-март сани, 7—11 бәтләрдики «Бу көңлүңни хурсән қилди» намлиқ мақалидин оқуп чиқалайсиз.

b Бүйүк Бабил вәйран қилинғанда, Магогтин болған Гог һуҗум қилғанда, Йәһваниң һәммә садиқ хизмәтчилири синалған болиду. Бүйүк Бабил вәйран қилинғандин кейин Худаниң хәлқи тәрәптә турған кишиләрму синалған болиду.

c СҮРӘТ. Дунияниң җай-җайлирида йәткүзүливатқан хуш хәвәрни немә үчүн бәзиләрниң аңлаш пурсити болмайдиғанлиғиниң сәвәвини көрситидиған үч вәзийәт: 1) асасий дин сәвәплик хуш хәвәрни аңлиса, хәтәргә дучар болидиған җайда яшаватқан аял, 2) сәясий түзүм сәвәплик хуш хәвәрни аңлаш қанунсиз вә хәтәрлик җайда яшаватқан әр-аял вә 3) географиялик җайлашқан жут-макани сәвәплик хуш хәвәрни аңлаш имкансиз җайда яшаватқан киши.

d СҮРӘТТӘ: Һәқиқәтни ташлап кәткән яш аял «Бүйүк Бабилниң» вәйран қилиниши тоғрисида үгәнгәнлирини әсләватиду. У Йәһва Худаға қайтип келишни қарар қилип, Мәсиһ әгәшкүчилири болған ата-анисиниң алдиға қайтип келиватиду. Әгәр шундақ вақиәләр йүз бәрсә, әрштики Атимизни үлгә қилип, рәһим-шәпқәт вә һисдашлиқ көрситип, гунакарниң Йәһваға қайтип кәлгинигә хошал болумиз.