Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Әйсаниң Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида һайванатларни сатқан содигәрләрни «булаңчилар» дәп атиғанлиғи немишкә орунлуқ болған?

МӘТТА язған хуш хәвәрдә мундақ йезилған: «Әйса мәркизий ибадәтханиға киргәндә, шу җайда елип-сетиватқанларниң һәммисини қоғлап чиқти. У пул алмаштуридиғанларниң вә кәптәр сетиватқанларниң үстәллирини өрүветип, уларға: “Муқәддәс Язмиларда йезилғанки: “Мениң өйүмни дуа өйи дәп атайду”, һә силәр болсаңлар уни булаңчиларниң маканиға айландуруватисиләр”,— деди» (Мәтта 21:12, 13).

Тарих шуни көрситидуки, ибадәтханидики содигәрләр пат-пат херидарларни алдап, баһаларни бәк җуқури көтәргән. Мәсилән, кәптәрләр адәттә һәтта кәмбәғәлләрму қурбанлиқ үчүн сетивалалайдиғандәк әрзән еди. Амма қедимий йәһудий язмиларға асасән, 1-әсирдә икки кәптәрниң баһаси бир алтун динарғичә өсүп кәткән вақит болған. Шунчә пулни тепиш үчүн аддий ишчи 25 күн ишлиши керәк еди. Кәптәрләрниң баһаси жуқури көтирилип кәткәнлигидин кәмбәғәл адәмләрму уларни сетивалалматти (Лавийлар 1:14; 5:7; 12:6—8). Равви Шимун бен Гамалиил буниңдин шунчилик ғәзәпләнгәнки, йәһудийлардин тәләп қилинидиған қурбанлиқларниң санини қисқартти. Шу пәйттә икки кәптәрниң баһаси 100 һәссә төвән чүшти.

Көргинимиздәк, мәркизий ибадәтханидики содигәрләр ачкөз болуп, өз мәнпәитини көзләп, херидарларни пайдиланған. Шу сәвәптин, Әйса уларни «булаңчилар» дәп атиғанлиғи орунлуқ болған.