Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Роһий адәм болуш дегән немини билдүриду?

Роһий адәм болуш дегән немини билдүриду?

«Тәқабиллиқ вә тәсәлли беридиған Худаниң арқисидин силәрдиму Мәсиһ Әйсада болған ой-пикирләр тәрзи болсун» (РИМЛИҚЛАРҒА 15:5).

НАХШИЛАР: 25, 5

1, 2. а) Көп қериндашлар роһий адәм болуш һәққидә немә ейтиду? ә) Мошу мақалидә қандақ муһим соалларни қараштуримиз?

КАНАДИДИКИ бир қериндишимизниң ейтишичә, роһий адәм болуш уни бәхитлигирәк қилип, қийинчилиқлар билән күришишкә ярдәм бериду. Бразилиядики 23 жил бурун өйләнгән бир бурадәрниң ейтқинидәк, роһий адәм болуш аяли иккисигә бәхит-саадәтлик некаға еришишкә ярдәм бериду. Филиппиндики бир бурадәр: «Роһий адәм болуш маңа җан арамлиғини берип, келип чиқиши һәр түрлүк қериндашлар билән тил тепишишқа ярдәм бериду»,— дәп ейтқан.

2 Бәк ениқки, роһий адәм болуш көп бәрикәтләрни әкелиду. Роһий җәһәттин йетилиш һәм бәрикәтләрдин һузурлиниш үчүн немә қилишимиз керәк? Биринчидин, роһий адәм, йәни Худа роһиниң йетилишидә жүридиған вә пикир қилиш тәрзи Йәһваниңкигә охшаш болған адәм, һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини чүшиниш керәк. Бу мақалидә үч муһим соални қараштуримиз: 1) Роһий адәм болуш немини билдүриду? 2) Кимләрниң үлгилири роһий җәһәттин өсүшимизгә ярдәм бериду? 3) «Мәсиһниң әқлигә» егә болушқа тиришқанлиғимиз роһий адәм болушимизға қандақ тәсир қилиду?

РОҺИЙ АДӘМ ДЕГӘН КИМ?

3. Муқәддәс китап җисманий адәм билән роһий адәмниң пәрқи бар екәнлигини қандақ чүшәндүриду?

3 Әлчи Паул бизгә «роһий адәм» билән «җисманий адәм» арисидики пәриқни чүшинишкә ярдәм бәрди (Коринтлиқларға 1-хәт 2:14—16ни оқуң). Җисманий адәм «Худа роһидин болған нәрсини қобул қилмайду, чүнки бу униң үчүн ахмақлиқтәк билиниду һәм буни у чүшинишкә қабил әмәс». Роһий адәм болса, «һәммә нәрсигә баһа берәләйду» вә «Мәсиһниң әқлини» тонуп-билишкә, йәни Әйсадәк ойлашқа тиришиду. Әлчи Паул бизни роһий адәм болушқа дәвәт қилди. Җисманий адәм билән роһий адәмниң йәнә қандақ пәрқи бар?

4, 5. Җисманий адәмни қандақ ениқлашқа болиду?

4 Җисманий адәмниң ой-пикри қандақ? Дуниядики адәмләр пәқәт һәвәслирини қанаәтләндүрүшни көзләйду вә җисманий адәм бу көзқарашқа мувапиқ яшайду. Паул мундақ көзқарашни «һазир беқинмаслиқниң пәрзәнтлиридә һәрикәт қиливатқан роһ» дәп тәсвирлигән (Әфәсликләргә 2:2). Бу көзқараш көп кишиләрни башқилар немә қилса шуни қилишқа дәвәт қилиду. Улар Худаниң өлчәмлиригә сәл қарап, өз билгинини қилиду. Җисманий адәм асасән җисманий нәрсиләр һәққидә ойлайду вә мәнсәп, пул һәм һоқуқлирини әң муһим дәп һесаплайду.

5 Җисманий адәм Муқәддәс китапта тилға елинған «тәнниң ишлири» билән шуғуллиниду (Галатилиқларға 5:19—21). Паул Коринттики мәсиһийләргә арналған биринчи хетидә җисманий адәм қилидиған башқиму ишларни тилға алди. Улар җедәлләргә арилишиду, бөлгүнчиликләрни туғдуриду, башқиларни исиян көтиришкә дәвәт қилиду, бир-бирини сотқа апириду, башчилиқни һөрмәтлимәйду вә йемәк-ичмәкни биринчи орунға қойиду. Шундақла җисманий адәм езиқтурушқа дуч кәлгәндә, униңға берилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 7:21, 22). Шагирт Йәһуда җисманий адәмниң һәтта Худаниң роһидин айрилиши мүмкинлигини ейтқан (Йәһуда 18, 19).

6. Роһий адәмни қандақ ениқлашқа болиду?

6 Җисманий адәмгә қариғанда роһий адәм Худа билән болған мунасивәтни бәк муһим дәп һесаплайду. У Муқәддәс роһниң өзини йетәклишигә йол берип, Йәһваға тәқлит қилишқа күч салиду (Әфәсликләргә 5:1). Йәһваниң пикир қилиш тәрзини билишкә вә һәммә мәсилиләргә Йәһвадәк қарашқа тиришиду. Худа униң үчүн тирик Шәхс. Җисманий адәмгә қариғанда роһий адәм Йәһваниң өлчәмлирини һаятиниң һәр саһасида тутиду (Зәбур 119:33; 143:10). У «тәнниң ишлириға» арилашмайду, амма «роһниң мевисини» риваҗландурушқа күч салиду (Галатилиқларға 5:22, 23). Роһий адәм дегән ибариниң мәнасини чүшиниш үчүн, келәрки мисални қараштурайли: сода-сетиқ қилишқа уста адәмни тиҗарәтчи дәп атайду. Шуниңға охшаш барлиқ диққитини роһий ишларға ағдуридиған адәмни роһий адәм дәп ейтсақ болиду.

7. Муқәддәс китапта роһий адәм һәққидә немә йезилған?

7 Әйса роһий адәмләрниң бәхитлик екәнлигини ейтқан. Мәтта 5:3тә мундақ йезилған: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик, чүнки асман Падишалиғи шуларға тәәллуқтур». Римлиқларға 8:6дә Йәһваниңкидәк пикир қилиш тәрзигә егә болушниң муһимлиғи тәкитләнгән. У йәрдә: «Тәнгә хас ой-пикирләр өлүмни, роһий ой-пикирләр һаятлиқни һәм течлиқни билдүриду»,— дәп йезилған. Демәк, әгәр биз роһий адәм болсақ, Худа билән инақлиқта болимиз, җан арамлиғини тапимиз вә мәңгү яшаш үмүтигә еришимиз.

8. Роһий адәм болуш вә роһий җәһәттин мәһкәм болуп қелиш немишкә қийин болуши мүмкин?

8 Лекин биз хәтәрлик дунияда яшаватимиз. Әтрапимиздики адәмләр Худаниң пикир қилиш тәрзини рәт қилғанлиқтин, әқлимизни қоғдаш үчүн, күч чиқиришимиз керәк. Әқлимизни Йәһваниң ойлири билән толдурмисақ, бу дуния уни җисманий көзқараш һәм ойлар билән толдуриду. Униң алдини елиш вә роһий җәһәттин өсүш үчүн немә қилалаймиз?

ТӘҚЛИТ ҚИЛИШҚА САЗАВӘР МИСАЛЛАР

9. а) Роһий адәм болушни қандақ үгинәләймиз? ә) Биз кимләрниң яхши үлгилирини қараштуримиз?

9 Балилар ата-анисиниң тәрбийисигә муһтаҗ болуп, уларниң яхши үлгисигә тәқлит қилиду. Бизму Йәһва билән йеқин мунасивәттә болған адәмләргә тәқлит қилип, улардин үлгә елишимиз керәк. Шундақ қилип роһий адәм болуш үчүн немә қилиш керәклигини биләләймиз. Җисманий адәмләр болса, биз үчүн агаһландуруштур: уларға қарап немә қилмаслиғимиз керәклигини чүшинимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 3:1—4). Муқәддәс китапта һәм яхши, һәм яман үлгиләр бар. Яхши үлгә қалдурған Яқуп, Мәрийәм вә Әйсадин қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни қараштурайли.

Биз Яқупниң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз? (10-абзацқа қараң)

10. Яқуп роһий адәм болғанлиғини қандақ көрсәткән?

10 Көплиримизгә охшаш, Яқупму һаятта көп азап чәккән. Туққан қериндиши Әсав уни өлтүрмәкчи еди. Қейинатиси болса, уни қайта-қайта алдашқа тиришқан. Амма Яқуп Йәһваниң Ибраһимға бәргән вәдисигә мәһкәм ишәнгән. Яқуп аилисиниң бу әҗайип вәдиниң орунлинишиға һәссә қошидиғанлиғини билгәнликтин, уларға ғәмхорлуқ қилған (Яритилиш 28:10—15). У әтрапидики адәмләрниң җисманий көзқариши өзигә тәсир қилип, Йәһваниң вәдилирини унтулдурушиға йол бәрмиди. Мәсилән, қериндиши Әсав униңға хәвп туғдурғанда, Яқуп Йәһвадин уни қутқузушқа ялвурди. У мундақ дуа қилған: «Сән Өзүң: “Мән саңа илтипатлиқ болуп, әвладиңни деңиз қирғиғидики қумдәк сан-санақсиз көп қилимән”,— дегән едиңғу» (Яритилиш 32:6—12). Һә, Яқупниң Йәһваниң вәдилиригә болған ишәнчи камил еди вә у буни һаят тәрзи билән көрсәткән.

Биз Мәрийәмниң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз? (11-абзацқа қараң)

11. Мәрийәмниң роһий адәм болғанлиғини нәдин билимиз?

11 Әнди, Мәрийәмни алайли. Роһий адәм болғанлиқтин, Йәһва уни Әйсаниң аниси болушқа таллиди. Мәрийәм Зәкәрия билән Елизабет исимлиқ туққанлириниң өйигә барғанда йүз бәргән вақиәни оқуп көрүң (Луқа 1:46—55ни оқуң). Мәрийәмниң Худа Сөзини яхши көргәнлиги вә Ибраний язмиларни яхши билгәнлиги байқилиду (Яритилиш 30:13; Самуилниң 1-язмиси 2:1—10; Малаки 3:12). Шундақла Йүсүп билән Мәрийәм өйләнсиму, Әйса туғулмиғичә җинсий мунасивәттә болмиған. Худаниң тапшуруғи улар үчүн өз һәвәслиридин муһимирақ болған (Мәтта 1:25). Буниңдин ташқири, Мәрийәм Әйса чоң болғичә йүз бериватқан һәрбир вақиәгә диққәт ағдуруп, у үгәткән тәлимләрни аңлап жүрәтти. У «барлиқ сөзләрни жүригидә сақлиди» (Луқа 2:51). Униң Мәсиһкә тегишлик Худаниң вәдилиригә бәк қизиққанлиғи ениқ еди. Мәрийәмгә тәқлит қилип һәрқачан Худаниң нийити бойичә һәрикәт қилишқа тиришимизму?

12. а) Әйса Атисиға қандақ тәқлит қилған? ә) Биз қандақ қилип Әйсаға тәқлит қилалаймиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

12 Йәрдә яшиған һәммә адәмләрниң ичидә Әйса әң үлгилик роһий адәм болған. У йәрдики һаяти вә хизмити давамида Атисиға тәқлит қилғуси кәлгәнлигини испатлиди. Униң ойлири, иш-һәрикәтлири вә һис-туйғулири Йәһваниңкигә охшаш болған. Шундақла Әйса Худаниң ирадисини орунлиди вә униң тәләплирини һөрмәтлиди (Йоһан 8:29; 14:9; 15:10). Мәсилән, Йәһваниң һәмдәртлигини тәсвирлигән Йәшаяниң сөзлирини вә Әйсаниң һис-туйғулирини тәсвирлигән Маркниң сөзлирини селиштурсақ болиду (Йәшая 63:9; Марк 6:34ни оқуң). Биз Әйсаға тәқлит қилип, ярдәмгә муһтаҗ болғанларға һәмдәртлик көрситишкә һәрдайим тәйярму? Униңға охшаш хуш хәвәрни вәз қилиш вә тәлим бериш ишини биринчи орунға қоюмизму? (Луқа 4:43) Роһий адәмләр һәмдәрт болуп, башқиларға ярдәм беришкә тиришиду.

13, 14. а) Бүгүнки күндики роһий адәмләрдин немигә үгинәләймиз? ә) Мисал кәлтүрүң.

13 Бүгүнки күндә Әйсаға тәқлит қилишқа тиришидиған роһий қериндашлар аз әмәс. Уларниң хизмитини қизғинлиқ билән орунлайдиған, меһмандост вә һәмдәрт екәнлигини байқайдиғансиз. Әлвәттә, уларму намукәммәл. Шундақ болсиму, улар яхши хисләтләрни риваҗландуруш үчүн вә Йәһва халайдиғандәк һәрикәт қилиш үчүн көп тәр төкиду. Бразилиядә яшайдиған Рейчел исимлиқ қериндишимиз мундақ дәйду: «Бурун мән бу дуниядики модини қоғлаттим. Шу сәвәптин әдәпсиз кийинәттим. Лекин һәқиқәтни билгиним мени һаҗәтлик өзгиришләрни қилип, роһий адәм болушқа дәвәт қилди. Бу асан болмиди, бирақ өзүмни бурунқидин аллиқанчә бәхитлик һис қилимән вә һаятимниң мәнаси пәйда болди».

14 Филиппинда яшайдиған Рейлин исимлиқ қериндишимиз болса, тамамән башқа қийинчилиққа дуч кәлди. Һәқиқәтни билсиму, униң һәммә ойлири алий билим елиш вә яхши ишқа кириш болған. Вақит өтүп, роһий мәхсәтләр униң үчүн анчә муһим әмәс болуп қалди. У мундақ деди: «Аста-аста һаятимда бир нәрсиниң йәтмигәнлигини чүшинишкә башлидим. У ишимдин нәқәдәр муһим бир нәрсә еди». Рейлин пикир қилиш тәрзини өзгәртип, Йәһваға болған хизмитини әң биринчи орунға қоюшни қарар қилди. Һазир у Йәһваниң Мәтта 6:33, 34тики вәдисигә ишиниду. «Йәһва маңа ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини ениқ билимән!»— дәйду у. Сизму җамаитиңиздә мундақ көзқарашта болған қериндашларни билидиғансиз. Мәсиһкә садиқ тәқлит қилип жүргәнлигини көргәндә, улардин үлгә елишни халаймиз, шундақ әмәсму?! (Коринтлиқларға 1-хәт 11:1; Салоникилиқларға 2-хәт 3:7).

«МӘСИҺНИҢ ӘҚЛИГӘ» ЕГӘ БОЛУҢ

15, 16. а) Әйсаға охшаш болуш үчүн немә қилишимиз керәк? ә) Мәсиһниң ой-пикри бизгә тәсир қилиши үчүн немә қилалаймиз?

15 Әйсаға қандақ тәқлит қилалаймиз? Коринтлиқларға 1-хәт 2:16дә биздә «Мәсиһниң әқли» болуши керәклиги йезилған. Римлиқларға 15:5 болса, бизни «Мәсиһ Әйсада болған ой-пикирләр тәрзини» риваҗландурушқа үндәйду. Мәсиһтин үлгә елиш үчүн, биз униң қандақ ойлиғанлиғини, қандақ һис-туйғуларда болғанлиғини вә қандақ һәрикәт қилғанлиғини билишимиз керәк. Әйса әң авал Йәһва билән болған мунасивити һәққидә ойлиған. Демәк, униңға тәқлит қилсақ, биз Йәһваға техиму йеқинлишимиз. Шу сәвәптин Әйсаға охшаш ойлинишни үгинишимиз бәк муһим.

16 Биз буниңға қандақ үгинәләймиз? Шагиртлири Әйса қилған мөҗүзиләрни көрди, көпчиликкә бәргән тәлимини тиңшиди, һәрхил адәмләргә қандақ муамилә қилғанлиғини вә Йәһваниң пикир тәрзини нәзәрдә тутуп яшиғанлиғини өз көзи билән көрди. Улар: «Қилған ишлириға бизму гувачи»,— деди (Әлчиләр 10:39). Бүгүнки таңда биз Әйсани көрәлмисәкму, Инҗилдики вақиәләр арқилиқ уни яхши тонуп-биләләймиз. Мәтта, Марк, Луқа вә Йоһан китаплирини оқуп мулаһизә қилғанда, Әйсаниң ой-пикирлири һәққидә көпирәк биләләймиз. Бу бизгә «униң изи билән тоғра меңишқа» ярдәм бериду. Шундақ қилип бизму Әйсаниңкидәк ой-пикир қилиш тәрзини көрситәләймиз (Петрусниң 1-хети 2:21; 4:1).

17. Әйсадәк ойлиғанлиғимиз немиси билән пайдилиқ?

17 Әйсадәк ойлисақ, қандақ пайда көримиз? Пайдилиқ таам йейиш тенимизни күчлүк қилғандәк, әқлимизни Әйсаниң ойлири билән толдурғанда роһий җәһәттин күчлүк болумиз. Аста-аста униң һәрбир вәзийәттә қандақ һәрикәт қилиши мүмкинлигини чүшинип йетимиз. Кейин Худаға яқидиған вә пак виждан беридиған дана қарарларни қобул қилидиған болумиз. Бу «Әйса Мәсиһкә тәқлит қилишқа» сәвәп бәрмәмду? (Римлиқларға 13:14).

18. Роһий адәм болушқа тегишлик немиләрни биливалдиңиз?

18 Мошу мақалә роһий адәм болушниң немини билдүридиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бәрди. Муқәддәс роһниң йетәклишидә болғанларниң үлгисидин бираз нәрсигә үгәндуқ. Шуниң билән, «Мәсиһниң әқлигә» егә болғанлиғимиз бизгә Йәһваға охшаш пикир қилишқа вә Униң билән зич мунасивәттә болушқа ярдәм беридиғанлиғини чүшәндуқ. Амма техиму көп нәрсиләргә үгинәләймиз. Роһий җәһәттин күчлүк болған-болмиғанлиғимизни қандақ ениқлисақ болиду? Роһий җәһәттин техиму мустәһкәмлиниш үчүн немә қилалаймиз? Роһий адәм болғанлиғимиз һаятимизға қандақ тәсир қилиду? Келәрки мақалидә бу соалларниң җаваплирини билимиз.