Бир киши Худаға ибадәт қилишни халиса, чоқум бир динға тәвә болуши керәкму?
Муқәддәс китаптики җавап
Һә-ә, чүнки Худа адәмләрниң жиғилип бир йәргә җәм болуп, бирликтә Униңға ибадәт қилишини халайду. Муқәддәс китапта шундақ дейилгән: «Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли... мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли» (Ибранийларға 10:24, 25, ҺЗ).
Әйса пәйғәмбәрниң өз әгәшкүчилири тәшкиллинип бир топ болидиғанлиғини көрситип, мундақ дегән: «Бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһан 13:35). Әң муһими, бундақ меһир-муһәббәт Мәсиһ әгәшкүчилириниң бири-бири билән кишилик мунасивитидә әкс етиши керәк. Улар җамаәтләр болуп тәшкиллинип, Худаға ибадәт қилиш үчүн жиғилиши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 16:19). Барчә җамаәтләр бирликтә хәлиқаралиқ қериндашчилиқ риштисини орнатқан (Петрусниң 1-хети 2:17).
Бирәр динға тәвә болушниң өзи йетәрлик әмәс
Гәрчә Муқәддәс китапта адәмләрниң Худаға ибадәт қилиш үчүн жиғилиши керәклиги ейтилған болсиму, бу Уни хурсән қилишниң бирдин-бир йоли әмәс. Әсли Худани хурсән қилиш үчүн кишиниң дини, йәни иман-етиқади шу кишиниң күндилик турмушиға тәсир қилиши лазим. Мәсилән, Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Рәббимизниң һәм Атимизниң нәзәридики таза, һәм булғанмиған ибадәт, житимлар, һәм тул аялларниң дәртлиридә уларға ғәмхорлуқ қилиш вә мошу дунияниң дағлиридин өзини пак сақлаштин ибарәттур» (Яқуп 1:27).