Мәзмунға өтүш

Ақсақаллар хошаллиғимиз үчүн биз билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар

Ақсақаллар хошаллиғимиз үчүн биз билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар

«Биз пәқәт силәрниң хошаллиғиңлар үчүн силәр билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар» (КОР. 2-Х. 1:24, ЙД).

1. Коринтлиқлар һәққидики қандақ хәвәр Паулни хошал қилған?

 МИЛАДИ 55-жили. Әлчи Паул порт шәһәр болған Троаста болсиму, Коринттики етиқатдашлар һәққидә тохтимай ойлаватиду. Шу жилниң бешида уларниң арисида йүз бәргән келишмәслик тоғрисидики хәвәрни аңлап, униң көңли бәк йерим болди. Шуңа у көйүмчан атидәк, уларға нәсиһәт бериш үчүн хәт язған (Кор. 1-х. 1:11; 4:15). У шуниңдәк, Коринттики етиқатдашларниң униң хетиға қандақ инкас қайтуридиғанлиғи һәққидә хәвәр елиш үчүн уларға һәмрайи Титни әвәтти. Әнди болса, Паул Титни интизарлиқ билән күтиватиду. Бирақ бәк әпсуски, Тит техи қайтип кәлмиди. Хош, ундақта Паул немә қилмақчи болди? У Македонияға йолға чиқти. У шу йәрдә Титни учритип, бәк хошал болди. Сәвәви Тит Паулға Коринттики етиқатдашларниң униң хетидики нәсиһитигә әмәл қилғанлиғини вә әлчи билән көрүшүшни тақәтсизлик билән күткәнлигини ейтип бәрди. Бундақ хуш хәвәрни аңлап, Паул техиму хошал болди (Кор. 2-х. 2:12, 13; 7:5—9).

2. а) Паул коринтлиқларға иман-етиқат вә хошаллиқ һәққидә немә дегән? ә) Қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

2 Көп өтмәй, Паул коринтлиқларға иккинчи хетини язған. У уларға: «Биз силәрниң иманиңлар үстидә ғоҗайинлиқ қилғучилар әмәс, силәр иманда чиң туруватисиләр. Биз пәқәт силәрниң хошаллиғиңлар үчүн силәр билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар»,— дәп язған (Кор. 2-х. 1:24, ЙД). Әлчи Паул буни язғанда, немә демәкчи болған? Бу сөзләр бүгүнки күндики ақсақалларға қандақ тәсир көрситиши керәк?

ИМАН-ЕТИҚАДИМИЗ ВӘ ХОШАЛЛИҒИМИЗ

3. а) Әлчи Паул: «Силәр иманда чиң туруватисиләр»,— дәп язғанда, немә демәкчи болған? ә) Бүгүнки күндә ақсақаллар әлчи Паулни қандақ үлгә қилиду?

3 Әлчи Паул Худаға ибадәт қилишимизниң икки муһим қисми, йәни иман-етиқад вә хошаллиқни тилға алған. У иман-етиқат һәққидә: «Биз силәрниң иманиңлар үстидә ғоҗайинлиқ қилғучилар әмәс, силәр иманда чиң туруватисиләр»,— дәп язған. Бу сөзләрни ейтип, Паул Коринттики етиқатдашларниң униң яки башқа инсанларниң әмәс, бәлки уларниң Худаға болған иманиниң ярдимидә чиң туруватқанлиғини етирап қилған. Шундақ екән, әлчи Паул етиқатдашларниң иман-етиқадини назарәт қилишниң кериги йоқлиғини чүшәнгән. У һәтта бундақ қилишниму халимиған еди. Паул уларниң садиқлиғиға вә тоғра иш-һәрикәт қилишиға гуман қилмиған (Кор. 2-х. 2:3). Бүгүнки күндә ақсақаллар Паулни үлгә қилип, қериндашларниң иман-етиқадидин вә Худаға хизмәт қилишта ақ нийәтлиридин гуманланмайду (Сал. 2-х. 3:4). Улар җамаәт үчүн қаттиқ қаидиләрни орнатмайду, әксинчә Муқәддәс Язмилардики принциплар вә Йәһва Худаниң тәшкилатниң йол-йоруғиға тайиниду. Сәвәви улар қериндашларниң имани үстидин һөкүмранлиқ қилмайду (Пет. 1-х. 5:2, 3).

4. а) Паул: «Биз пәқәт силәрниң хошаллиғиңлар үчүн силәр билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар»,— дегәндә, кимләрни көздә тутқан? ә) Бүгүнки күндә ақсақаллар Паулни қандақ үлгә қилиду?

4 Униңдин башқа, Паул: «Биз пәқәт силәрниң хошаллиғиңлар үчүн силәр билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар»,— дегән. Бу сөзләрни ейтип, у өзини вә йеқин һәмрайилирини көздә тутқан. Немә үчүн шундақ дейишкә болиду? Чүнки нәқ шу хетидә у: «Биз арқилиқ, йәни мән, Силуан вә Тимотий арқилиқ силәрниң араңларда вәзә қилинған»,— дәп язған (Кор. 2-х. 1:19). Буниңдин башқа, әлчи Паул өз хәтлиридә Аполос, Аквила, Тимотий, Тит вә башқиларни тилға алғанда, уларни дайим «хизмәтдишим» дәп атиған (Рим. 16:3, 21; Кор. 1-х. 3:6—9; Кор. 2-х. 8:23). Шундақ екән, Паул: «Биз пәқәт силәрниң хошаллиғиңлар үчүн силәр билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар»,— дегәндә, Коринттики етиқатдашларни барлиқ җамаәттикиләрниң хошаллиғиға хошаллиқ қошуш үчүн өзиниң вә һәмрайилириниң бар күчни чиқириватқанлиғиға ишәндүргән. Бүгүнки күндиму ақсақаллар шуни халайду. Улар етиқатдашларниң хошаллиқ билән Худаға хизмәт қилишиға ярдәм бериш үчүн бар күчни чиқириду (Зәб. 100:2; Флп. 1:25).

5. Қайси соалға җавап тапимиз вә немә һәққидә чоңқур ойлинишимиз керәк?

5 Йеқинда дунияниң һәрқайси җай-җайлиридики қизғин қериндашлардин: «Ақсақалларниң қайси гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлири сизгә хошаллиқ әкелиду?»— дәп сориған еди. Уларниң бәргән җаваплири өзүңизниңки билән селиштуруп көрүшиңиз мүмкин. Униңдин башқа, қандақ қилип һәрбиримиз җамаитимиздики хошаллиқни илгири сүрәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

«ӘЗИЗ ПЕРСИДАҒА САЛАМ»

6, 7. а) Ақсақаллар Әйса, Паул вә Худаниң башқа хизмәтчилирини қандақ үлгә қилалайду? ә) Немә үчүн қериндашларниң исмини атап чақириш уларниң хошаллиғини ашуриду?

6 Нурғунлиған қериндашлиримиз ақсақаллар бизгә көңүл бөлгәндә, хошаллиғимиз ашиду дәйду. Ақсақалларниң бундақ ишиниң асасий сәвәплириниң бири, улар Давут, Елиху вә Әйса пәйғәмбәрләрни үлгә қилиду (Самуилниң 2-язмиси 9:6; Аюп 33:1; Луқа 19:5-айәтләрни оқуң). Худаниң әшу һәрбир хизмәтчиси башқа кишиниң хас исмини атап, униңға көңүл бөлгән. Әлчи Паулму етиқатдашларниң исмини әсләп туруш вә ишлитишниң муһимлиғини чүшәнгән. У хәтлириниң биридә 25тин көпирәк қериндашниң исмини атап өтүп, салам ейтип билән йәкүнлигән. Паул улардин бирини, йәни Персидани тилға елип: «Әзиз Персидаға салам»,— дегән (Рим. 16:3—15).

7 Бәзи ақсақаллар үчүн башқиларниң исмини есигә селиш асан әмәс. Бирақ улар бундақ қилишқа тиришса, худди етиқатдашлириға: «Мән сизни қәдирләймән»,— дегәндәк болиду (Чиқ. 33:17). «Күзитиш мунари» муһакимисиниң яки башқа жиғилиштики қисимларни өткүзидиған ақсақал җавап бәрмәкчи болғанларниң исмини атап чақирса, уларниң хошаллиғини ашуриду (Йоһан 10:3ни селиштуруң).

«ҺАКИМДАРНИҢ ХИЗМИТИДӘ КӨП ИШЛИГӘН»

8. Әлчи Паул қайси муһим усулларда Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһтин үлгә алған?

8 Униңдин башқа, әлчи Паул башқиларни махтап, уларға қизиқишни көрсәткән. Бу етиқатдашларниң хошаллиғини илгири сүридиған йәнә бир усулдур. Нәқ шу хетидә Паул: «Силәрдин пәхирлинимән»,— дәп язған (Кор. 2-х. 7:4, ЙД). Бундақ махташ сөзлири Коринттики етиқатдашларниң көңлини хошал қилған. Әлчи Паул башқа җамаәтләрниму махтиған (Рим. 1:8; Флп. 1:3—5; Сал. 1-х. 1:8). Дәрһәқиқәт, у Римдики җамаәткә йоллиған хетидә Пирсидани тилға елип, у һәққидә мундақ дегән: «Һакимдарниң хизмитидә көп ишлигән» (Рим. 16:12). Бундақ махташ сөзлири әшу садиқ аялниң көңлини қанчилик хошал қилғанду, һә! Паул башқиларни махтап, Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһтин үлгә алған (Марк 1:9—11; Йоһан 1:47ни оқуң; Вәһий 2:2, 13, 19)

9. Махташ сөзлирини ейтиш вә аңлаш немә үчүн җамаәттикиләрниң хошаллиғиға хошаллиқ қошиду?

9 Бүгүнки күндиму ақсақаллар етиқатдашлирини қәдирләйдиғанлиғини ейтишниң муһимлиғини чүшиниду (Пәнд н. 3:27; 15:23). Ақсақал буни қилип, худди уларға: «Сизниң қилған ишлириңиз нәзәримдин чәттә қалмайду»,— дегәндәк болиду. Шәк-шүбһисизки, етиқатдашлар ақсақалларниң шундақ сөзлирини аңлашқа муһтаҗ. 50 яштин ашқан бир аял қериндаш мундақ дегән: «Иш орнумда мени кам махтайду. У йәрдә муһит соғақ вә риқабәтчилик роһи һөкүм сүриду. Шуңа җамаәттә қилған бир ишим үчүн ақсақал мени махтиса, бу роһумни көтириду вә мени күчләндүриду! Шу чағда асмандики Атамниң мени сөйидиғанлиғини һис қилимән». Икки балисини тәрбийиләватқан бурадиримизму охшаш һис-туйғуда болди. Йеқинда бир ақсақал чин жүрәктин уни махтиди. Бурадиримизгә бу қандақ тәсир қилди? У: «Ақсақалниң сөзлири маңа күч-мәдәт бәрди»,— деди. Һәқиқәтән, сәмимий махташ арқилиқ ақсақал етиқатдашларниң роһини көтириду вә уларниң хошаллиғиға хошаллиқ қошиду. Шуниңдәк, бу уларниң һаят йолида чарчимай меңишиға күч бериду (Йәшая 40:31).

ҖАМАӘТНИ БЕҚИҢЛАР

л10 Ақсақаллар қериндашларға шәхсий қизиқиш көрситишни вә уларниң хошаллиғини илгири сүрүшни халиса, қандақ алаһидә иш қилиши керәк? Илһамға муһтаҗ болғанларға ярдәм бериш үчүн тәшәббус қилиши керәк (Әлчиләр 20:28ни оқуп бериң). Ақсақаллар шундақ қилса, қедимқи падичиларни үлгә қилған болиду. Мәсилән, садақәтмән ақсақал Нәһәмия бәзи йәһудий қериндашлириниң роһий җәһәттин аҗизлишип кәткәнлигини көргәндә, немә қилғанлиғиға диққәт қилиң. У дәрһал орнидин туруп, уларниң роһини көтәргән (Нәһ. 4:14). Бүгүнки күндиму ақсақаллар шундақ қилишни халайду. Улар орунлиридин туруп, йәни тәшәббус қилип, қериндашларниң ишәнчтә чиң туралишиға ярдәм бериду. Уларға күч-мәдәт бериш үчүн ақсақаллар, мүмкинқәдәр өйлиригә келип уларни йоқлап, падичилиқ хизмәтни қилиду. Ақсақаллар етиқатдашларни йоқлап кәлгәндә, уларға мәлум бир роһий һәдийә беришни халайду (Рим. 1:11). Буни қилиш үчүн уларға немә ярдәм бериду? (Рим. 1:11).

10, 11. ла) Ақсақаллар Нәһәмияни қандақ үлгә қилалайду? ә) Падичилиқ хизмәт қилғанда, ақсақалларға роһий һәдийә беришкә немә ярдәм бериду?

11 Бир кишини йоқлап келиштин илгири ақсақал бу киши һәққидә ойлашқа бир мунчә вақит аҗритиши керәк. Униң қандақ қийинчилиқлири бар? Қайси ой-пикирләр уни күчәйтәләйду? Муқәддәс китаптики қайси айәт яки мисал униң вәзийитигә мас келиду? Бундақ мулаһизә қилиш ақсақалға мәзмунлуқ сөһбәт қурушиға ярдәм бериду. Ақсақал қериндаш билән параңлашқанда, уни диққәт билән тиңшап, униң көңлидикини әркин баян қилишиға имканийәт яритиду (Яқуп 1:19). Бир аял қериндаш мундақ деди: «Ақсақалниң көңүл қоюп тиңшиши маңа тәсәлли бериду» (Луқа 8:18).

Тәйярлиқ қилиш ақсақалларға падичилиқ хизмәттә башқиларға роһий һәдийә беришкә ярдәм бериду

12. Җамаәттә кимләр қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ вә немә үчүн?

12 Ақсақалларниң падичилиқ хизмитидин кимләр пайдисини көриду? Әлчи Паул ақсақалларни «пүткүл падиға диққәт билән қараңлар» дәп үндигән. Җамаәттикиләрниң һәммиси, шу җүмлидин жиллап садиқлиқ билән хизмәт қиливатқан вәз ейтқучилар вә пионерларму илһамға муһтаҗ. Немә үчүн улар ақсақалларниң қоллап-қувәтлишигә муһтаҗ? Сәвәви, бәзидә шундақ роһий җәһәттин пишип йетилгән кишиләрниң бешиғиму еғир күнләр чүшиду вә бу дунияниң бесимиға бәрдашлиқ беришигә тоғра келиду. Немә үчүн һәтта Худаниң күчлүк хизмәтчилириму ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини чүшинишимиз үчүн падиша Давутниң кәчүрмишлирини көрүп чиқайли.

«АБИШАЙ ДАВУТҚА ЯРДӘМ БӘРДИ»

13. а) Палван Йишби-Биноб Давутниң қандақ әһвалидин пайдиланған? ә) Қандақ қип Абишай Давутни қутқузуп қалған?

13 Яш Давут падиша сүпитидә майланғандин узун өтмәй, Рафаһ дегән палван нәслидин келип чиққан Голиятқа қарши чиққан еди (Сам. 1-яз. 17:4, 48—51; Тар. 1-яз. 20:5, 8). Жиллар өтүп, филистийәликләргә қарши җәңдә Давут башқа бир палван билән үзму-үз келип қалған. Униң исми Йишби-Биноб болуп, уму Рафаһ нәслидин еди (Сам. 2-яз. 21:16). Лекин шу җәңдә әшу палван Давутни өлтүрүшкә тасла қалған. Немә үчүн? Сәвәви Давут җасарәтни йоқатқанлиғидин әмәс, бәлки күчсиз болуп қалған. Муқәддәс китапта у «һалсирап кәтти» дейилгән. Униң һерип кәткәнлигини байқап, әшу палван Давутни өлтүрмәкчи болди. У қиличини Давут үстидә көтәргәндила, Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишай Давутқа ярдәм бәрди. Абишай һелиқи филистийәлик палван билән елишип, уни өлтүрди (Сам. 2-яз. 21:15—17). Давут өлүмниң ағзида еди! Абишай Давутни нәзәридин чәттә қалдурмай, дәрһал униңға ярдәм берип, һаятини қутқузуп қалған. Давут Абишайға қанчилик миннәтдар болғанду, һә! Бу вақиәдин немиләрни үгинәләймиз?

14. а) «Голятқа» охшаш қийинчилиқларни қандақ йеңәләймиз? ә) Қандақ қилип ақсақаллар башқиларға күч-мәдәт берип, хошаллиққа еришишкә ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң.

14 Пүтүн дунияда Йәһва гувачилири Шәйтан вә униң тәрәпдарлири туғдуриватқан қийинчилиқларға қаримастин, Худаға хизмәт қилип кәлмәктә. Бәзибирлиримиз худди палван билән үзму-үз көрүшкәндәк қийинчилиқларға дуч келимиз. Лекин Йәһва Худаға пүтүнләй таянсақ, бундақ «Голиятларни» йеңип чиқалаймиз. Амма бу дунияниң бесимиға тинмай қарши туруш бәзидә бизни аҗизлаштуруп, роһумизни чүшириши мүмкин. Бундақ пәйтләрдә биз аҗизлишип, илгири мувәппәқийәт билән йәңгән қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлмәймиз. Шундақ вәзийәтләрдә ақсақаллар мувапиқ пәйттә бизгә күч-мәдәт берип, хошаллиғимизға қайта еришишимизгә ярдәм бериши мүмкин. 60 яштин ашқан бир пионер аял қериндаш мундақ деди: «Бир мунчә вақит илгири өзүмни яман һис қилишқа башлидим вә хизмәттә һерип-чарчап кетидиған болдум. Бир ақсақал күчүм йәтмәйватқанлиғини көрүп, мениңдин һал-әһвал сориди. Биз Муқәддәс китапқа асаслинип, яхши параңлишаттуқ. У бәргән мәслиһәтләрни қоллинип, пайдисини көрдүм». У қошуп: «Бу ақсақал мениң һал-әһвалимни чүшинип, маңа күч-мәдәт берип, яр-йөләк болди»,— деди. Дәрһәқиқәт, бизни көйүмчанлиқ билән күзитип турған вә Абишайға охшаш һимайә қилишқа тәйяр болған ақсақаллиримизниң барлиғидин нәқәдәр хурсәнмиз!

«МЕНИҢ СИЛӘРГӘ БОЛҒАН ЧОҢҚУР МУҺӘББИТИМНИ ЧҮШИНИШИҢЛАР ҮЧҮН»

15, 16. а) Немә үчүн әлчи Паулни етиқатдашлири қаттиқ сөйгән? ә) Немә үчүн биз ғәмхор ақсақалларни сөйүмиз?

15 Ақсақаллар падичилиқ хизмәттә көп әмгәк қилиду. Бәзидә улар кечиләп ухлимай, Худаниң падиси үчүн дуа қилиду яки етиқатдашлирини роһий җәһәттин қоллап-қувәтләйду (Кор. 2-х. 11:27, 28). Буниңға қаримастин, улар әлчи Паулға охшаш өз вәзипилирини толуқ вә хошаллиқ билән орунлап кәлмәктә. Паул коринтлиқларға: «Мән болсам, өзәмни силәрниң җанлириңлар үчүн ахириғичә сәрип қилишқа бәк хурсән болүмән»,— дәп язған (Кор. 2-х. 12:15). Һәқиқәтән у қериндашлирини қаттиқ сөйгәч, уларни қоллап-қувәтләш нийитидә һәтта өзини айимиған (Коринтлиқларға 2-хәт 2:4ни оқуң; Флп. 2:17; Сал. 1-х. 2:8). Шуңа қериндашларниң әлчи Паулни қаттиқ сөйгәнлиги һәйран қаларлиқ әмәс! (Әлч. 20:31—38).

16 Биз Худаниң хизмәтчилири, ғәмхор ақсақаллиримизни сөйүмиз вә уларниң барлиғи үчүн дуаларда Йәһва Худаға миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Улар бизгә көңүл бөлүп, хошаллиғимизға хошаллиқ қошиду. Уларниң илһамландуридиған падичилиқ хизмитини бәк қәдирләймиз. Униңдин ташқири, улар бизниң бу дунияниң бесимиға бәрдашлиқ берәлмәй қалғинимизда, бизгә ярдәм қолини сунушқа тәйяр екәнлиги үчүн көп рәхмәт. Дәрһәқиқәт, бундақ көңүл бөлидиған ақсақаллар «хошаллиғимиз үчүн биз билән биргә хизмәт қилидиған хизмәтдашлар».