Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачиси әмәс туққанлириңизниң һәқиқәтни тонушиға ярдәм бериң

Йәһва гувачиси әмәс туққанлириңизниң һәқиқәтни тонушиға ярдәм бериң

Һәзрити Әйса: «Өйүңгә қайтип, уруқ-туққанлириңға сән үчүн Йәһва немә қилғанлиғини һәм Униң саңа көрсәткән рәһимлиги һәққидә сөзләп бәргин»,— дегән еди. Бәлким, Әйса пәйғәмбәр бу сөзләрни Җәлилийә деңизиниң җәнубий шәрқидики Гадара шәһириниң йенида жүргәндә, униң әгәшкүчиси болушни халиған кишигә ейтқан. Әйсаниң сөзлиридин көрүватимизки, у адәмләргә хас бир хусусийәтни, йәни уларниң аңлиған қизиқарлиқ вә муһим мәлуматни уруқ-туққанлириға ейтип бериш истиги барлиғини чүшәнгән (Марк 5:19).

Бу истәк бүгүнки күндики адәмләргиму хас. Бәзи мәдәнийәтләрдә кишиләр бундақ истәк көпирәк көрситиду. Шуңлашқа, кимду-бирси һәқ Худа Йәһваниң хизмәтчиси болғанда, адәттә уруқ-туққанлириға йеңи диний етиқади һәққидә ейтип беришни халайду. Лекин, уни қандақ усулда йәткүзүш керәк? Башқа динға етиқат қилидиған яки Худаға ишәнмәйдиған уруқ-туққанларниң қәлбигә қандақ йол тепишқа болиду? Муқәддәс Язмиларда әмәлий мәслиһәтләр бар.

«БИЗ МӘСИҺНИ ТАПТУҚ»

Милади биринчи әсирдә, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини әң дәсләп билгән кишиләрдин бири Андрей еди. У буни дәрһал кимгә ейтқан? «У алди билән акиси Симунни тепип: “Биз Мәсиһни” (“Майланған” дегән мәнани билдүриду) таптуқ”,— деди». Андрей Петрусни Әйсаниң алдиға елип берип, униңға Әйсаниң шагирти болуш имканийитини яритип бәргән (Йоһ. 1:35—42).

Тәхминән алтә жил өткәндин кейин, Петрус Җаффа шәһиридә болғанда, шу шәһәрдин шималда җайлашқан Қәйсәрия шәһиригә берип, Корнилий исимлиқ йүз бешиниң өйигә тәклип қилинған. Петрус униң өйидә жиғилип олтарған кимләрни көргән? «Корнилий болса өзиниң туққанлирини һәм йеқин достлирини жиғип, уларни күтүп турғанди». Корнилий уруқ-туққанлириға Петрусниң сөзлирини тиңшап, аңлиғанлириниң асасида қарар чиқириш пурситини яритип бәргән (Әлч. 10:22—33).

Андрей вә Корнилийниң йеқинлириға қилған муамилисидин немини үгинәләймиз?

Нә Андрей нә Корнелий бара көрәрмиз дәп қол қоштуруп олтармиған. Андрей өзи қериндиши Петрусни Әйсаниң алдиға елип берип, тонуштурған. Корнилий болса, Петрусни өйигә тәклип қилип, өзи уруқ-туққанлириниң униң сөзлирини тиңшиши үчүн пурсәт яритип бәргән. Лекин, Андрей вә Корнилий қериндашлирим Мәсиһниң шагирти болсун дәп, уларни мәҗбурлимиған вә қувлуқ ишләтмигән. Биз улардин немиләрни үгинәләймиз? Бизму, уларға охшаш йол тутсақ яхши болиду. Билгәнлиримизни уруқ-туққанлиримизға ейтип беришимиз һәмдә уларниң Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр вә етиқатдашлиримиз билән тонушишиға имканийәт яритип беришимиз мүмкин. Шундақтиму, уларниң таллаш-әркинлигини һөрмәт қилип, һәқиқәт йолини таллишиға мәҗбурлашни халимаймиз. Уруқ-туққанлиримизға ярдәм беришниң йолини издәштә Германиядә яшайдиған Юрген билән Петра исимлиқ әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли.

Йәһва гувачилири Петра билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, кейинирәк у суға чөмдүрүлүштин өткән. Униң ери Юрген һәрбий хизмәттә болған. Дәсләптә Юрген аялиниң Йәһва гувачиси болғиниға рази болмиди. Лекин вақит өтүп, у Йәһва гувачилири үгитиватқанлириниң Муқәддәс китаптин екәнлигигә көз йәткүзди. Нәтиҗидә, у өз һаятини Йәһва Худаға беғишлап, бүгүнки күндә йәрлик җамаәттә ақсақал болуп хизмәт қилип келиватиду.

«Уруқ-туққанлиримизни үгәткәнлиримизни тиңшашқа мәҗбурлимаслиғимиз керәк»,— дәйду Юрген.

Башқа динға етиқат қиливатқан уруқ-туққанларниң қәлбигә йол тепиш һәққидә Юрген мундақ мәслиһәт бериду: «Уруқ-туққанлиримизни үгәткәнлиримизни тиңшашқа мәҗбурлимаслиғимиз керәк. Чүнки, биз уларға Муқәддәс китаптики барчә һәқиқәтләрни төкүп ташлисақ, уларниң қизиқиши совуп кетиши мүмкин. Әң яхшиси, уларға аз-аздин бәзи қизиқарлиқ ой-пикирләрни пәм-парасәт билән ейтип бериш. Шундақла, уруқ-туққанлиримизни қизиқишлири яки йеши охшаш етиқатдашлар билән тонуштурушниң әһмийити чоң. Шундақ қилип, биз уларниң қәлбигә йол тапалаймиз».

Әлчи Петрус вә Корнилийниң уруқ-туққанлири хуш хәвәрни дәрһал қобул қилған. Милади биринчи әсирдә яшиған башқа кишиләргә һәқиқәтни қобул қилиш үчүн көп вақит тәләп қилинған еди.

ҺӘЗРИТИ ӘЙСАНИҢ ИНИЛИРИ ҺӘҚИҚӘТКӘ ҚАНДАҚ ҚАРИҒАН?

Әйса пәйғәмбәр йәр йүзидә хизмәт қилғанда, бәзи уруқ-туққанлири униңға ишәнгән. Мәсилән, Әйсаниң әлчилири Яқуп билән Йоһан униң икки туққан қериндиши вә уларниң аниси Саломия униң һәдиси болған болуши мүмкин. Бәлким Саломия «бар мал-мүлки билән бөлүшүп, уларға хизмәт» қилған аяллардин бири еди (Луқа 8:1—3).

Һәзрити Әйсаниң башқа уруқ-туққанлири болса, униңға бираз ишәнмигән. Мәсилән, Әйса чөмдүрүлүштин өтүп, бир жилдин көпирәк вақит өткәндин кейин халайиқ уни тиңшаш үчүн бир өйгә жиғилған еди. «Һәзрити Әйсаниң аилисидикиләр буни аңлап, уни қайтуруп кәлгили беришти. Чүнки улар уни “әқилдин езипту”, дәп ойлашқан еди». Вақит өтүп, униң инилири нәгә баридиғанлиғини сориғанда, Әйса уларға ениқ җавап бәрмигән. Немә үчүн? «Сәвәви инилириму униңға ишәнмигән еди» (Марк 3:21; Йоһан 7:5).

Әйса пәйғәмбәрниң қериндашлириға қилған муамилисидин немини үгинәләймиз? Уларниң бәзилири уни «әқилдин езипту» дегәндә, Әйса уларға хапа болмиған. Һәтта азап түвригидә өлтүрүлүп, қайта тирилгәндин кейинму, у өгәй иниси Яқупқа көрүнүп илһам бәргән. Һәзрити Әйсаниң көрүнүши пәқәт Яқупқила әмәс, бәлки башқа бир қосақ қериндашлириға униң һәқиқәтән Мәсиһ екәнлигигә көз йәткүзүшкә ярдәм бәргән болуши мүмкин. Шуңа, Йерусалимдики бир өйниң үстүнки қәвәттики бөлмидә әлчиләр вә башқа шагиртларниң үстигә муқәддәс роһ яғдурулғанда, Әйсаниң инилириму шу йәрдә болған. Вақит өтүп, Әйсаниң инилири Яқуп билән Йәһудаға шәрәплик вәзипиләр тапшурулған еди (Әлч. 1:12—14; 2:1—4; Кор. 1-х. 15:7).

БӘЗИЛӘРГӘ КӨПИРӘК ВАҚИТ КЕРӘК

«Утуққа йетиш үчүн һәммидин авал сәвирчанлиқ, йәнә сәвирчанлиқ, һәтта көпирәк сәвирчанлиқ керәк»,— дәйду Росвита.

Милади биринчи әсирдә болғандәк, бүгүнки күндиму бәзи уруқ-туққанлиримиз һаят йолиға қәдәм ташлиши үчүн хелә узақ вақит кетиду. Мәсилән, Росвита исимлиқ аялни алайли. Униң ери 1978-жили чөмдүрүлүштин өтүп, Йәһва гувачиси болғанда, у болса, Рим-католик диниға етиқат қилип жүргән еди. Өз диниға сәмимий ишәнгәч, башта еригә қаршилиқ көрситип кәлгән. Лекин жиллар өтүп, у көңлини хелә юмшитип, ахирида Гувачилар үгитидиған тәлимләрниң һәқиқәт екәнлигини чүшинип йәтти. 2003-жили өз һаятини Йәһва Худаға беғишлап чөмдүрүлүштин өтти. Униң һаяти шундақ өзгәргинигә немә сәвәп болди? Ери аяли Росвитаниң көрсәткән қаршилиғидин рәнҗимәй, униңға өз көзқаришини өзгәртишкә имканийәт бәргән. Росвита мундақ мәслиһәт бериду: «Утуққа йетиш үчүн һәммидин авал сәвирчанлиқ, йәнә сәвирчанлиқ, һәтта көпирәк сәвирчанлиқ керәк».

Моника 1974-жили чөмдүрүлүштин өтти. Тәхминән он жилдин кейин униң икки оғли Йәһва гувачиси болди. Гәрчә униң йолдиши Ханс һечқачан қаршилиқ көрсәтмигән болсиму, 2006-жили чөмдүрүлүштин өтти. Бу аилә өз бешидин кәчүргәнлиригә асасида қандақ мәслиһәт бериду: «Йәһваға болған садақәтмәнликни мәһкәм сақлаң вә етиқадиңизға хиянәт қилмаң». Әлвәттә, Моника вә оғуллириниң Хансни сөйидиғанлиғиға дайим ишәндүрүши чоң әһмийәткә егә болған. Униңдин башқа, улар у һаман бир күни һәқиқәтни қобул қилар дәп үмүт үзмигән.

ҺӘҚИҚӘТ СҮЙИДИН АРАМ-БӘХШ АЛҒАНЛАР

Һәзрити Әйса һәқиқәт хәвирини мәңгүлүк һаятлиқни беридиған су билән селиштурған (Йоһ. 4:13, 14). Биз уруқ-туққанлиримизниң салқин, тап-таза һәқиқәт сүйини ичиштин арам-бәхш елишини халаймиз. Уларни чапсан көп су ичишкә мәҗбурлап, қақилип кетишини халимаймиз. Уларниң арам-бәхш елиши-алмаслиғи уларға етиқадимизни қандақ чүшәндүрүп беришимизгә бағлиқ. Муқәддәс китапта: «Һәққаний қандақ жавап бериштә қайта-қайта ойлинар» вә «ақиланә кишиниң қәлби ағизидин әқил чиқирар»,— дәп йезилған. Бу нәсиһәтләрни қандақ әмәлий қоллансақ болиду? (Пәнд н. 15:28; 16:23, КТ).

Аяли еригә өз етиқадини чүшәндүрүп беришни халиди дәйли. Әгәр у «җавап бериштә қайта-қайта» ойланса, у алдирақсанлиқ қилмай, алди билән ейтмақчи болған сөзләрни еһтиятчанлиқ билән таллайду. Башқа тәрәптин, у өзини һәддидин зиядә һәққаний яки әқиллиқ қилип көрсәтмәслиги лазим. Әксинчә, униң чоңқур ойланғач, ейтқан сөзлири дилға арам-бәхш беғишлайду вә өй ички тинч-хатирҗәмлик муһитини һасил қилалайду. Төвәндики мону соаллар униңға әқил-парасәт билән иш тутушқа ярдәм бериду: Адәттә ериниң қайси вақитта арам-худа сөзлишишкә кәйпияти болиду? У қайси мавзуда параңлишишни вә немини оқушни яқтуриду? Уни илим-пән, сәясәт яки спорт җәһәттики мавзулар қизиқтурамду? У ериниң талаш-әркинлигини вә һис туйғулирини һөрмәтләп, Муқәддәс китапқа болған қизиқишини қандақ ойғиталайду?

Йәһва гувачиси болмиған аилә әзалириниң қәлбигә йол тепиш үчүн етиқадимизни аз-аздин чүшәндүрүп беришниң өзи йетәрлик әмәс. Гәп-сөзлиримиз иш-һәрикәтлиримизгә мас келиши керәк.

ЖҮРҮШ-ТУРУШУҢЛАР ДАЙИМ ҮЛГҮЛҮК БОЛСУН

Жуқурида тилға елинған Юрген мундақ дегән: «Муқәддәс китаптики принципларни күндилик турмушта давамлиқ қоллиниң. Бу сизни байқап жүргән уруқ-туққиниңизниң қизиқишини ойғитидиған әң яхши йолдур, һәтта у буни етирап қилмисиму». Аяли чөмдүрүлүп, 30 жил өтүп кәткәндин кейин су чөмдүрүлүштин өткән Хансму бу ой-пикиргә қошулуп, мундақ дегән: «Жүрүш-турушимизниң үлгилик болуши чоң әһмийәткә егә. Сәвәви уруқ-туққанлиримиз һәқиқәтниң турмушимизға иҗабий тәсир қиливатқинини көрәләйду». Уруқ-туққанлиримиз иман-етиқадимизни көрүп, башқилардин яман тәрәптин әмәс, яхши тәрәптин пәриқлинидиғанлиғимизни көрәлиши мүмкин.

«Жүрүш-турушимизниң үлгилик болуши чоң әһмийәткә егә. Сәвәви уруқ-туққанлиримиз һәқиқәтниң турмушимизға иҗабий тәсир қиливатқинини көрәләйду»,— дәйду Ханс.

Әлчи Петрус әрлири Йәһваға хизмәт қилмиған аялларға мундақ қиммәт-баһалиқ мәслиһәт бәргән: «Силәр, аяллар, әрлириңларға беқиниңлар, Худа Сөзигә қулақ салмайдиған әрләр сөзлириңлар арқилиқ әмәс, бәлки жүрүш-турушуңлар арқилиқ тәсирлинип, Худаға қаритилған болсун, йәни улар пак жүрүш-турушиңларни вә чоңқур һөрмәт қилишиңларни байқисун. Силәрни сиртқи бир нәрсә: алаһидә өрүлгән чачлар, алтун зебу-зенәтләр вә есил кийимләр әмәс, әксичә, қәлбиңларда йошурулған — Худаниң нәзәридә интайин қиммәт баһалиқ болуп һесапланидиған еғир-бесиқ һәм мулайим роһниң чиримас кийими безисун» (Пет. 1-х. 3:1—4).

Әлчи Петрус аялиниң үлгилик жүрүш туруши ярдимидә әр Йәһва Худаниң хизмәтчиси болуши мүмкинлигини язған. Бу мәслиһәтни әстә тутқан Криста исимлиқ етиқатдишимиз 1972-жили чөмдүрүлүшидин тартип, өз жүрүш-туруши арқилиқ ериниң қәлбигә тәсир қилишқа тиришип кәлмәктә. Униң ери бир мәзгил Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған болсиму, һәқиқәтни техи қобул қилмиған. У бәзи җамаәт жиғилишлириға барған вә җамаәттикиләрниң көпинчиси билән яхши мунасивәттә. Җамаәттикиләр болса, униң таллаш-әркинлигини һөрмәтләйду. Криста йолдиши һаман бир күни һәқиқәтни қобул қилар дәп һечқачан үмүт үзмәйду.

«Мән Йәһва Худа халиған йол тутушқа бәл бағлидим. Сөзлирим арқилиқ әмәс, жүрүш-турушум арқилиқ еримниң қәлбигә тәсир қилишқа тиришимән. Әгәр Муқәддәс китап принциплириға зит болмиса, униң арзу-истәклирини орунлашқа һәрикәт қилимән. Әлвәттә, йолдишимниң таллаш-әркинлигини һөрмәтләймән вә һәммини Йәһва Худаниң қолиға тапшурдум».

Кристаниң үлгисидин әқил-парасәтлик болушниң қанчилик муһим екәнлигини көрүшкә болиду. У роһий ишлар билән бәнт болғач, җамаәт жиғилишлириға бериш вә вәз хизмитигә қатнишиш уни күчәйтиду. Шуниң билән биргә, Криста һәмрайи өзиниң сөйгүси, вақти вә көңүл бөлүшигә сазавәр екәнлигини чүшинип, әқил-парасәт көрситиду. Йәһва гувачиси әмәс туққанлар билән арилашқанда, һәрқайсимиз пәм-парасәтлик болуш керәк. Муқәддәс Язмиларда: «Һәммә ишниң вақти бар»,— дәп йезилған. Бу етиқатдаш болмиған уруқ-туққанлар, болупму өмүрлүк җүп билән вақит өткүзүш керәклигини билдүриду. Улар билән биргә вақит өткүзүш убдан параңлишишқа имканийәт яритиду. Көп кишиләрниң бешидин өткүзгәнлиридин көргинимиздәк, уруқ-туққанлар билән яхши мунасивәттә болғанда, улар өзлирини ялғуз, керәксиз һис қилмайду яки қизғин болмайду (Вәз 3:1).

ҺЕЧҚАЧАН ҮМҮТ ҮЗМӘҢ

«Аилә кишилиримизни сөйидиғанлиғимизни вә улар үчүн дуа қилидиғанлиғимизни көрситиш бәк муһим»,— дәйду Хольгер. Униң дадиси аилә әзалири чөмдүрүлүштин өтүп, 20 жилдин кейин Йәһва гувачиси болди. Жуқурида тилға елинған Криста йолдиши һаман бир күни һәқиқәтни қобул қилар дәп һечқачан үмүт үзмәйду. Бизму Йәһва гувачиси әмәс уруқ-туққанлиримизға дайим иҗабий көзқарашта болуп, һечқачан үмүтни үзмәслигимиз лазим.

Бизниң мәхситимиз шуки, уруқ-туққанлиримиз билән болған зич мунасивитимизни бузмай, уларниң һәқиқәтни тонушиға имканийәт яритип, Муқәддәс китаптики хәвәр арқилиқ уларниң қәлбигә тәсир қилиштур. Униңдин башқа, немиләрни қилмайли, уларға «мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт билән» муамилә қилишимиз керәк (Пет. 1-х. 3:15).