Мәзмунға өтүш

Әйса пәйғәмбәрни үлгә қилип

Әйса пәйғәмбәрни үлгә қилип

ҺИСДАШЛИҚ КӨРСИТИҢ

Мукәммәл инсан сүпитидә, һәзрити Әйса көплигән адәмләр дуч кәлгән ағриқларни вә қийинчилиқларни баштин кәчүрмигән. Амма у адәмләрниң дәрдигә дәрман болған. У инсанлар үчүн өзини айимай, зөрүр болған иштин көпирәк ишларни қилишқа тәйяр болған еди. Дәрһәқиқәт, рәһим-шәпқәт Әйса пәйғәмбәрни башқиларға ярдәм беришкә үндигән. 32, 37, 57 вә 99-бапларни оқуп, бу һәққидә чоңқур ойлиниң.

ОЧУҚ-ЙОРУҚ БОЛУҢ

Қери-яш, чоң-кичик һәммиси Әйса Мәсиһтин бемалал ярдәм соралиған. Сәвәви у өзини интайин бәнт яки муһим адәм қилип көрсәтмигән. Һәзрити Әйса кишиләрниң һәрбиригә сәмимий қизиқиш көрсәткәч, улар униң алдида өзини әркин һис қилған. 25, 27 вә 95-бапларни оқуп, буниңға диққәт қилип көрүң.

ДАЙИМ ДУА ҚИЛИҢ

Әйса Мәсиһ Атисиға әстаидил дуа қилған. Бәзидә ялғуз, бәзидә болса, Худаниң башқа садиқ хизмәтчилириниң арисида туруп, дуа қилған. У пәқәт тамақ йейишниң алдида дуа қилипла қоймай, бәлки нурғун башқа вәзийәтләрдиму дуа қилған. Һәзрити Әйса Атисиға миннәтдарлиқ билдүрүш, Уни мәдһийиләш яки муһим қарарни чиқириштин бурун йол-йоруқ елиш үчүн дуа қилған еди. 24, 34, 91, 122 вә 123-бапларда кәлтүрүлгән мисалларни көрүп чиқиң.

ПИДАКАР БОЛУҢ

Гайида һәзрити Әйса қаттиқ чарчап, дәм елишқа муһтаҗ болған болсиму, башқилар үчүн өз истәклирини қурбан қилған. У башқиларни өзидин үстүн қойған. Әйса пәйғәмбәр пидакарлиқ көрситиштә бизгә әҗайип үлгә қалдурған. Уни қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимиз һәққидә 19, 41 вә 52-баплардин биливелиң.

КӘЧҮРҮМЧАН БОЛУҢ

Әйса Мәсиһ пәқәт башқиларға кәчүрүш керәклигини үгитипла қоймай, бәлки өзиму шагиртлирини вә башқа кишиләрни кәчүргән. 26, 40, 64, 85 вә 131-бапларни оқуп, бу һәққидә ойлинип көрүң.

ҚИЗҒИН БОЛУҢ

Йәһудийларниң көпинчиси Мәсиһни қобул қилмайдиғанлиғи вә дүшмәнлири уни өлтүридиғанлиғи тоғрилиқ бәшарәт қилинған еди. Шуңа, Әйса өзини аяп, қизғинлиқ билән хизмәт қилмаслиғи мүмкин еди. Лекин у пак ибадәтни қизғинлиқ билән қоллап-қувәтлигән. Пәрвасизлиққа, һәтта зиянкәшликкә учриған барлиқ әгәшкүчилири үчүн һәзрити Әйса қизғинлиқниң үлгисини қалдурған. Бу һәққидә 16, 72 вә 103-бапларда оқуң.

КӘМТӘР БОЛУҢ

Әйса пәйғәмбәр намукәммәл инсанлардин нурғун җәһәтләрдә, мәсилән билим вә даналиқта үстүн туратти. У мукәммәл болғач, униң җисманий вә әқлий қабилийәтлири һәрқандақ кишиниңкидин артуқ болған. Шундақ болсиму, у кәмтәрлик билән башқиларға хизмәт қилған еди. 10, 62, 66, 94 вә 116-бапларда бу һәққидики мисалларни биләләйсиз.

СӘВИРЧАН БОЛУҢ

Шагиртлири вә башқа кишиләр Әйса пәйғәмбәрни үлгә қилмиғанда яки униң үгәткәнлиригә мас иш-һәрикәт қилмиғанда, у дайим уларға сәвирчанлиқ көрсәткән. Һәзрити Әйса сәвир-тақәт билән уларни Йәһва Худаға йеқинлаштуруш үчүн зөрүр болған тәлимләрни тәкрар-тәкрар үгәткән. 74, 98, 118 вә 135-баплардин Әйсаниң сәвирчанлиғи һәққидә биливелиң.