Адаләтсизликниң йоқ қилинидиғанлиғини билдим
Адаләтсизликниң йоқ қилинидиғанлиғини билдим
Урзула Менне ейтип бәргән
Мән дайим һәрқандақ адәм адаләтлик муамилигә лайиқ дәп ойлаттим. Шәрқий Германиядә коммунистик һөкүмити һөкүмранлиқ қилишни башлиғанда, мениң адаләт орнитиш күчлүк истигим үчүн түрмигә қамалған едим. Нәқ шу җайда адаләтсизликниң йоқ қилинидиғанлиғини билдим. Өзүм һәққидә ейтип берәй.
Мән 1922-жили, 1200-жиллиқ тарихқа егә болған Германиядики Галле шәһиридә туғулдум. У Берлиндин тәхминән 200 километр жирақлиқта җәнубий-шәриқтә җайлашқан. Бу шәһәр протестант диний еқиминиң башлинишиға һул-асас салидиған әң биринчи шәһәрләрдин бири еди. Сиңлим Кэтти 1923-жили туғулди. Дадам армиядә хизмәт қилатти. Апам болса, театрда нахша ейтатти.
Мениң адаләт орнитиш күчлүк истигим маңа дадамдин өткән еди. Дадам һәрбий хизмәттин қайтип кәлгәндин кейин бир дуканни сетивалди. Дуканиға кәлгән адәмләрниң көпинчиси кәмбәғәл еди. Дадам уларға ичи ағритип, уларға затларни қәризгә берәтти. Бирақ униң шундақ хәйир-сахавәтлик ишлири сәвәвидин ахирида дукини банкрот болди. Дадамниң тәҗрибисидин шуни чүшинип йәттимки, баравәрсизлик вә адаләтсизлик билән күрәш қилмақ бәк тәс. Амма яш болғач, мениң адаләт орнитиш истигим худди ялқунлап турған отқа охшаш еди.
Апамдин артистлиқ қабилийәт маңиму өтти. Апам сиңлим иккимизгә музыка, нахша ейтиш вә уссул ойнашни үгәтти. Бизниң балилиқ чағлиримиз көңүллүк вә шат-хорамлиқта өтәтти. Бирақ 1939-жили бундақ бәхитлик һаятимиз пүтүнләй өзгирип кәтти.
Җапа-мәшәқәтлик турмушниң башлиниши
Мәктәпни тамамлиғандин кейин балет мәктивигә чүштүм. У йәрдә Мари Вигман исимлиқ оқутқучиниң йетәкчилиги астида болуп, экспрессив уссул ойнашни, йәни күчлүк һис-туйғуларни ипадиләйдиған уссул ойнашни үгәндим. Униңдин башқа, мән рәссамчилиқ қилишни үгәндим. Шуңа, өсмүрлүк чағлирим бәк қизиқарлиқ еди. Лекин 1939-жили Иккинчи дуния уруши башланди. Дадам 1941-жили сил кесилидин (туберкулез) вапат болди.
Уруш дәһшәтлик еди. Шу чағда мән 17 яшта едим. Шу мәзгилдә пүтүн дуния астин-үстүн болди. Һәтта аддий адәмләрму нацист тәшвиқатиниң тәсиригә берилип кәтти. Уруш башлинип, кишиләр кәмбәғәллик, өлүм вә вәйранчилиқ қатарлиқ еғир қийинчилиқлардин азап чәккән. Бомба өйүмизгә чүшүп партилиди. Уруш җәриянида бир нәччә уруқ-туққанлиримиз вапат болди.
1945-жили уруш аяқлашти. Апам, сиңлим Кэтти вә мән техи Галледа яшаттуқ. Шу вақитта аллиқачан ерим вә кичик қизим бар еди. Амма турмушимиздики мунасивәт начарлишип кәткәнлиги түпәйлидин биз аҗришип кәттуқ. Қизимни һәм өзүмни беқиш үчүн уссул ойнап, сүрәт сизип пул тапаттим.
Уруштин кейин Германия төрт қисимға бөлүнди. Биз яшиған шәһәримиз Совет Иттипақидики һөкүмранлиқ астида қалди. Шуниңдин бери һәммимиз коммунист түзүлмисидә яшашқа мәҗбур болдуқ. 1949-жили биз яшиған Шәрқий Германия «Германия Демократик Җумһурийити» дәп атилидиған болди.
Коммунист түзүлмисиниң астидики турмуш
Шу жилларда апам қаттиқ ағрип қалди. Мән униңға, ғәмхорлуқ қилишим үчүн йәрлик һөкүмәт ишханисиға ишқа кирдим. Шу вақитта адаләт үчүн күрәш қиливатқан бир топ студентлар билән тонушуп қалдим. Студентлардин бириниң дадиси бурун нацист партийисиниң әзаси болғанлиқтин, һелиқи студент университеттин чиқирилған еди. Мән бу студентни яхши биләттим, чүнки бирликтә дайим музыка билән шуғуллинаттуқ. Мән: «Немишкә у дадисиниң гуналири үчүн азап чекиши керәк?»— дәп ойлинаттим. Бу топ студентлар билән арилишип жүргәч, нәмайишларға қатнашқан болдум. Бир күни һәтта йәрлик сот бенасиниң тамлириға варақчиларни чаплап чиқтим.
Мән катип болуп ишлигәндә, мениңдин Течлиқни қоғдаш районлуқ комитетиға бәзи хәтләрни йезишни тәләп қилғанда, аччиғим кәлди. Башқа бир вақитта сәясий сәвәплиридин әшу комитет Ғәрбий Германиядә яшайдиған йеши чоң бир кишигә коммунистик тәшвиқатни өз ичигә алған материалларни әвәтмәкчи болди. Мәхсәт шуки, әшу кишигә қарши шәк кәлтүрүш. Шундақ адаләтсизлик ғәзивимни ойғатти. Шуңа, мән бу материалларни ишханида йошуруп қойдум. Улар техичә әвәтилмигән еди.
«Әң яман адәм» маңа үмүт бәрди
1951-жили, июнь ейида икки киши ишханамға кирип қолға елинғанлиғимни уқтурди. Улар мени «Ротер Оксе» («Қизил буқа») дәп аталған түрмигә елип кәтти. Бир жилдин кейин һөкүмәт сәяситигә қарши чиққиним үчүн әйипләнгән едим. Мән билән биллә адаләтсизликкә қарши күрәш қилип жүргән топтики бир студент «Штази» дегән мәхпий сақчиханиға у тәшвиқат варақчилирини тарқитип жүрәтти дәп маңа сатқунлуқ қилди. Сот мәһкимисидә өзүмни ақлаш мәхситимдә болған сөзлиримгә һечким қулақ салмай, ахирида мән 6 жиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған едим. Бу вақит ичидә мән еғир кесәлгә гириптар болғанда, мени қамақханидики дохтурханиға апарди. У йәрдә 40 аял бар еди. Бу үмүтсизләнгән, бәхитсиз аялларни көрүп, ишиккә жүгүрүп, муштум билән уни қаттиқ урушқа башлидим.
Қаравул: Саңа немә керәк?»— дәп сориди.
«Мән бу йәрдин чиқип кетишим керәк. Керәк болса, мени ялғуз бир камериға олтурғузуңлар. Бу йәрдин мени елип кетиңлар»,— дәп вақираттим. Әлвәттә у сөзлиримгә қулақ салмиди. Көп өтмәй, башқиларға охшимайдиған бир аялни байқидим. Униң көзлиридә ичидики тинч-хатирҗәмликни көрүп қалдим. Шуңа, униң йенида олтардим.
Бу аялниң сөзлири мени һәйран қалдурди. У маңа шундақ деди: «Мениң йенимда олтириштин авал яхшилап ойлап көр. Пәхәс бол, сәвәви мән Йәһва гувачиси болғиним үчүн камеридикиләрниң һәммиси мени әң яман адәм дәп һесаплайду».
Шу мәзгилдә Йәһва гувачилириниң коммунистик дөләт дүшмәнлири екәнлигини билмигән едим. Лекин балилиқ чеғимда икки Муқәддәс китап тәтқиқатчиси (Һазир Йәһва гувачилири дәп атилиду) дадамға дайим келип туратти. Дадамниң: «Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң сөзлири дурус», — дегән сөзлири техи есимдә.
Бу аялни учратқанлиғим арқилиқ тәсәллигә еришип, көз яшлирим төкүлди. Шу аялниң исми Берта Брюггермайер еди. Мән униңға: «Маңа Йәһва һәққидә ейтип бериңа»,— дедим. Шу вақиттин бери биз биллә көп вақит өткүзүп, Муқәддәс китап тоғрисида дайим параңлишаттуқ. Мән униңдин һәқ Худа Йәһваниң көйүмчан, адаләтлик вә тинч-хатирҗәмликниң Худаси екәнлигини биливалдим. Йәнә мән залим, яман адәмләр қилған адаләтсизликниң йоқ қилинидиғанлиғини билдим. «Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду... Бирақ мулайим-мөминләр зиминға мираслиқ қилиду, вә чәксиз арамбәхшликтин һозурлиниду» (Зәбур 37:10, 11, КТ)
Азатлиққа чиқип, Ғәрбий Германияға көчүш
Қамақта бәш жилдин ошуқ олтирип, 1956-жили мән азатлиққа чиқтим. Қамақтин чиқандин кейин бәш күн өтүп, қизлирим Ханнелора вә Забине билән Ғәрбий Германияға көчүп кәттуқ. У йәрдә йолдишим билән қанун бойичә рәсмий түрдә аҗришип кәттим вә Йәһва гувачиларни йәнә учраттим. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, Йәһва Худаниң өлчәмлири бойичә яшишим керәклигини чүшинип йәттим вә 1958-жили суға чөмдүрүлүштин өттүм.
Кейинирәк Йәһва гувачиси болған Клаус Менне исимлиқ кишигә турмушқа чиқтим. Биз иккимиз бәк хошал-хорам яшавәрдуқ. Икки пәрзәнтни көрүп, исимлири Беньямин вә Табиа дәп қойдуқ. Бәк ечинарлиғи, ерим Клаус тәхминән 20 жил илгири һадисидә паҗиәлик һалак болди. Буниңдин кейин мән башқа турмушқа чиқматтим. Келәчәктә йеңи дунияда йәрдики җәннәттә өлгәнләр қайта тирилиду дегән үмүт маңа тәсәлли бериду (Луқа 23:43; Әлчиләр 24:15). Төрт баламниң Йәһва Худаға хизмәт қиливатқанлиғидин мән бәк хошал.
Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, пәқәт Йәһва Худа һәқиқий адаләтни орнитидиғанлиғини билдим. Инсанлардин пәриқлинип, Тәңри әһвалимизни, келип чиқишимизни вә бешимиздин өткүзгәнлиримизни убдан билиду. Бундақ қәдир-қиммәтлик билимләр бүгүнки күндә әтрапта йүз бериватқан адаләтсизликкә қаримастин, көңлүм тинч-хатирҗәмликкә ериштүриду. Вәз 5:8дә мундақ йезилған: «Әгәр сән яшиған жутта кәмбәғәлгә зулум селиниватқанлиғини, һәқиқәт вә адаләт дәпсәндә қилиниватқанлиғини көрсәң, һәйран қалмиғин. Чүнки жуқури мәртивилик әмәлдар үстидә униңдин жуқурирақ көзитидиған бири бар. Бу кишиләрдин үстүн туридиған техиму жуқури мәртивиликләр бар» (Вәз 5:8, ЙД). Шәк-шүбһисизки, һәммидин үстүн туридиған Шәхс — Яратқучимиз Йәһва Худадур Ибранийларға 4:13тә шундақ йезилған: «У көрәлмәйдиған яратма йоқ, амма биз һесават Бәргүчиниң көзидә һәммә нәрсә ялиңач һәм очуқтур».
Өткән 90 жиллиқ һаятимға нәзәр селиш
Бәзидә адәмләр мениңдин: «Нацист вә коммунист түзүлмилириниң дәвридә яшаш қандақ болған?»— дәп сорайду. Растини ейтсам, икки дәвирдә яшаш асан болмиған еди. Чүнки инсанлар мәйли қайси һөкүмранлиқ қилиш усулини орнатсун, мувәппәқийәт қазиналмайду. Муқәддәс китапта мундақ шүбһисиз һәқиқәт йезилған: «Адәм балиси адәм үстидин униң зиянға һөкүмранлиқ қилмақта» (Вәз 8:9).
Тәҗрибәм аз болған яш чеғимда мән инсанлар адаләтни орнитидиған вақитни күтәттим. Бирақ мән шуни чүшинип йәттимки, пәқәт Яратқучимиз яман қилғучиларни йоқ қилип, йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини Өз Оғли Әйса Мәсиһкә бәргәндә, зулум дунияни адаләтлик дунияға айландуриду. Сәвәви Әйса Мәсиһ дайим башқиларниң пайда-мәнпәитини өзиниңкидин үстүн қойиду. Муқәддәс Язмиларда һәзрити Әйса тоғрисида мундақ йезилған: «Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә өч едиң» (Ибранийларға 1:9). Худа шундақ әҗайип вә адаләтлик Падишаниң һөкүмранлиғи астида мәңгү яшаш үмүтини бәргәнлиги үчүн мән бәк миннәтдар
[23-бәттики рәсим]
Қизлирим Ханнелоре вә Забине билән Ғәрбий Германияға кәлгинимиздә
[23-бәттики рәсим]
Бүгүнки күндә оғлум Беньямин вә униң аяли Сандра