ТӘРҖИМИҺАЛ
Худаға болған сөйгү-муһәббитим давамлиқ бәрдашлиқ беришимгә ярдәм бәрди
Бу 1970-жилниң яз күнлири еди. Мән 20 яшлиқ әскәр еғир жуқумлуқ кесилигә муптила болуп, Финиксвил шәһиридики һәрбий дохтурханида ятқан едим. Мәхсус тибабәт хадими һәрбир йерим саатта қан бесимини өлчәп туратти. У мениңдин бир нәччә яш чоң болсиму, маңа әндишә-тәшвиш билән қарап қоятти. Қан бесими төвәнлигәнсири, мән униңдин: «Сиз өлүм чаңгилида ятқан адәмни илгири көрмигәндиңиз охшайду. Шундақ әмәсму?»— дәп соридим. Униң рәңги ройи өзгирип, у: «Яқ, көрмидим»,— деди.
Шу пәйттә әтики күнгә дегән үмүт-ишәнчимниң чириғи өчкән болуп көрүнәтти. Лекин мән дохтурханиға қандақ чүшүп қалдим? Келиң, мән силәргә һаятимдики бәзи вақиәләрни ейтип берәй.
УРУШ ҺӘҚҚИДИКИ ӘСЛИМИЛИРИМ
Мени 1969-жили июль ейида Вьтнамға әвәтти Мән Вьетнам уруши мәзгилидә ярдәмчи хадими болуп ишләп, әпсус, ағрип қалдим. Мениңдә жәргаһ (хирург) болуш арзу-истигим бар еди. Мән жараһәтләнгәнләргә вә бемарларға ярдәм беришни яқтураттим. Һәммә йеңидин кәлгәнләргә охшаш маңиму бир һәптидә йәрлик һава-райиға вә саат айримчилиғиға көнүш үчүн вақит аҗратти.
Көп өтмәй, мән Меконг дәриясиниң боғузиға жайлашқан Донг Там базисидики жәргаһлиқ дохтурханисида ишләшкә башлидим. У йәргә җәраһәтләнгәнләргә толған вертолетлар кәйни-кәйнидин келип қонатти. Мән вәтәнпәрвәр вә ишчан болғач, дәррула ишқа кириштим. У йәрдә операция бөлүми сүпитидә қоллинилидиған вә кондиционерлар орнитилған кичик төмүр контейнерларға җараһәтләнгәнләрни чапсан операцияға тәйярлап киргүзүш керәк еди. Мән вертолеттин бәзибир қара қапларниң (тағаларниң) чүшүрүлмигәнлигини байқидим. У йәрдә җәңдә партилиништа жулунуп кәткән әскәрләрниң бәдән әзалири селинғанлиғини ейтти. Шундақ қилип, қанлиқ урушниң немә екәнлигини чүшәндим.
ХУДАНИ ИЗДИШИМ
Яш чеғимда Йәһва гувачилири үгәткән һәқиқәтни анчә-мунчә биләттим. Мениң җеним анам Гувачилар билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған, лекин чөмдүрүлүштин өтмүгән. Үгинишләр өткүзүлгәндә, анамниң йенида олтирип, тиңшашни яқтураттим. Бир күни өгәй атам билән Ибадәт өйииниң йенидин өтүп кетиватқанда, мән униңдин: «Бу немә жай?»— дәп сориған едим. «Бу йәргә келидиған кишиләргә йеқин йолуғучи болма!»— деди у маңа. Мән өгәй атамни яхши көрүп, униңға ишәнгәч, униң гепигә қулақ салдим. Шундақ қилип, Йәһва гувачилири билән алақилишим үзүлүп қалған еди.
Вьетнамдин қайтип кәлгәндин кейин Худа һәққидә көпәрәк билиш арзу-истигим пәйда болған. Азап-оқубәтлик әслимилирим жүрәк-бағримни езип, ичимдин тит-тит болған едим. Қаримаққа, һечким Вьетнамда немә ишлар йүз бериватқинини чүшәнмәйду. Урушта бегуна балиларниң өлтүрүлгинидин хәвәр тапқан халайиқниң Америкидики әскәрләрни балилар қатиллири дәп намайишқа чиққанлиғи техи есимдә.
Роһий жәһәттин чаңқиғим бесиш үчүн һәрхил чирколарға беришқа башлиған едим. Гәрчә Худани дайим яхши көргән болсамму, у йәрдә көргәнлирим қәлбимдә қанаәт һасил қилалмиған. Ахирида Делрей-Бич шәһиридики Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйигә барған. Бу 1971-жили феврль ейиниң йәкшәнбә күни еди.
Ибадәт өйигә киргинимдә, аммивий нутуқ түгәй дәп қапту. Шуңа униңдин кейин өткүзүлгән «Күзитиш мунари» муһакимисидә қалған едим. Қайсу мавзу муһакимә қилинғанлиғи есимдә қалмиған. Лекин кичик балиларниң айәтләрни тепиш үчүн Муқәддәс китавини варақлап олтарғини та бүгүнки күнгичә есимдә. Бу маңа бәк тәсир қилған! Мән әтрапимгә сәп селип, унчуқмай тиңшап олтарған. Ибадәт өйидин кетәй десәм, 80ләр чамисида бир яшанған бурадәр йенимға кәлгән. Униң исми Джим Гарднер еди. У маңа: «Мәңгүлүк һаятқа йетәкләйдиған һәқиқәт» дегән китапни сунуп: «Бу китап сизгә»,— дегән. Биз дәсләпки Муқәддәс китап үгинишини пәйшәнбә күни әтигәнлиги өткүзүшкә келиштуқ.
Шу йәкшәнбә күниниң кечиси ишқа беришим керәк еди. Мән Бока Ратон шәһәрдики бир хусусий дохтурханида тез тиббий ярдәм бөлүмидә ишләттим. Новәтчилигим кәчки саат 11дин әтигәнлик саат 7гичә давам қилған еди. Шу кечә тинч болғач, маңа берилгән «Һәқиқәт» китавини оқуш пурсити пәйда болди. Чоң һәмширә йенимға келип, қолумдики китапни тартивелип, муқависиға қарап аччиғи билән: «Сән немә, шуларниң бири болмақчимусән?»— дәп вақирап сориған. Мән униң қолидин китапни қайтип елип: «Бу китапниң пәқәт йеримини оқуп чиқтим, бирақ Йәһва гувачилириниң бири болуш керәк болса, болармән»,— дегән униңға. У чиқип кәткәндин кейин шу кечиниң өзидә ахирғичә китапни оқуп түгәткән.
Мән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғанда, Гарднер бурадәрдин: «Биз немини үгинимиз?»— дәп сориған. У маңа: «Сизгә бәргән китапни»,— дәп жавап бәргән маңа. «Мән уни аллиқачан оқуп чиқтимғу»,— десәм, Гарднер бурадәр мулайимлиқ билән: «Келиң, бирликтә биринчи бапни муһакимә қилип көрәйли»,—дегән. Мән қанчилик көп нәрсиләргә диққәт қилмиғинимға һәйран болған едим. У мени дайим өзүмдики Муқәддәс китаптин көп айәтләрни оқушқа дәвәт қилатти. Шундақ қилип, һәқ Худа Йәһва тоғрисида билим елишқа башлиған едим. Мән иззәт-еһтирам билән Джим дәпму атиған Гарднер бурәдәр билән шу күнниң әтигинидә «Һәқиқәт» китавиниң үч бабини тәтқиқ қилип чиқтуқ. Шу күндин башлап, һәр пәйшәнбә күни биз үч бап тәтқиқ қилаттуқ. Мән үгиништин һузур алаттим. Чарлз Тейз Расселни шәхсән тонуйдиған майланған бурадәрдин тәлим елиш мән үчүн чоң шан-шәрәп еди!
Бирнәччә һәптә өтүп, мән вәз ейтқучи болған едим. Джим маңа өйму-өй вәз қилишни үгитип, буниң билән бағлинишлиқ қийинчилиқларни йеңишимгә көп ярдәм бәргән (Әлч. 20:20). Мән униң билән хизмәт қилип жүрүп вәз қилиштин хошаллиққа толған. Та бүгүнки күнгичә вәз қилишни әң шан-шәрәплик иш дәп қараймән. Худаниң хизмәтдиши болуш нәқәдәр яхши! (Қортиндилиқлар 1-хәт 3:9).
ХУДАҒА БОЛҒАН ДӘСЛӘПКИ СӨЙГҮ-МУҺӘББИТИМ
Әнди мән силәргә қәлбимдин чоңқур орун алған мавзу, йәни Худаға болған дәсләпки сөйгү-муһәббитим һәққидә ейтип берәй (Вәһий 2:4) Бу муһәббитим маңа урушта көргән азап-оқубәтлик әслимиләрдин қутулушқа вә башқа көп қийинчилиқларға чидам-бәрдашлиқ беришкә ярдәм бәрди (Йәшая 65:17)
Бу муһәббитим маңа урушта көргән азап-оқубәтлик әслимиләрдин қутулушқа вә башқа көп қийинчилиқларға чидам-бәрдашлиқ беришкә ярдәм бәрди
1971-жилниң әтияз пәслидә йүз бәргән бир вақиә техи ядимда. Мән туриватқан ата-анамниң өйидин қоғлап чиқирилған едим. Сәвәви өгәй атам Йәһва гувачилириниң бирини өйидә яшишини халимиған еди. Шу пәйттә пулум көп әмәс еди. Мән ишләйдиған ағриқханида икки һәптидә бир иш һәққини төләтти. Шу вақитта вәз хизмитидә Йәһваниң исмини мәдһийләшкә лайиқ кийим-кичәкни сетивелиш үчүн дегидәк бар пулумни хәшлидим. Жиғип қойған бираз пулум, өсүп чоң болған жутум Мичиган штатидики банкта еди. Шуңлашқа бирнәччә күн машинамда йетип-қопушқа тоғра кәлди. Заправкиларниң һаҗәтханисида сақилимни чүшүрүп жуюнуп жүрәттим.
Шу машинида яшаватқан күнләрниң биридә иштин чиқип вәз хизмәт учришишиға икки саат илгири кәлдим. Ибадәт өйиниң кәйнидә һечким көрмәйдиған йәрдә олтарғинимда, Вьетнамдики қанлиқ қирғин уруш, бурунимға адәмләрниң көйгән тениниң һиди вә ериқ сүйидәк аққан қан ой-пикримни чирмавалди. Яп-яш жигитләрниң: «Мән тирик қалимәнму?» «Мән яшаймәнғу, һә?»— дәп қахшап ялвурулған авази қулиғимда жараңлап, уларниң қияпити көз алдимдин өтти. Уларниң тирик қалмайдиғинини билип турсамму, сезип қалмас үчүн улардин көзүмни қачуруп, тәссәли берәттим. Шу олтарған йеримдә, өпкәм өрүлүп өзүмни туталмай қалдим.
Синақларға вә қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһваға болған сөйгү-муһәббитим йоқатмаслиқ үчүн бар күчүмни чиқиримән
Мән қизғин дуа қилватқинимда, көзүмдин тарам-тарам яш төкүлди (Зәбур 56:8). Андин тирилиш һәққидә чоңқур ойлинишқа башлидим. Шу чағда калламға дәрһал мундақ ой-пикир кәлди: Йәһва өлгәнләрни тирилдүрүп, мән көргән урушниң қаңсиқ һидини, шундақла мениңму вә башқа адәмләрниңму чәккән азап-оқубәтлирини унтулдуруп йоқ қилиду. Он гүлиниң бири ечилмай, бевақит көз жумған жигитләрни тирилдүрүп, уларға һәқиқәтни билиш пурситини бериду (Әлчиләр 24:15). Шу пәйттә қәлбим Йәһваға болған сөйгү-муһәббитим толуп униңда өчмәс из қалдурди. Бу күн мән үчүн унтулмас өзгичә күн болуп қалди. Шуниңдин бери синақларға вә қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһваға болған сөйгү-муһәббитим йоқатмаслиқ үчүн бар күчүмни чиқиримән.
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ МЕҺИР-ШӘПҚИТИ
Урушта адәмләр вәһший ишларни қилиду. Мәнму бир бәндә, улардин чәтнимидим. Лекин яқтуридиған икки айәтниң үстидин чоңқур ойлиниш маңа ярдәм бериду. Биринчи Вәһий 12:10, 11-айәләр. У йәрдә Иблис пәқәт биз ейтип жүргән гувалиқ сөз биләнла әмәс, Қозиниң қени билән йеңилидиғанлиғи йезилған. Иккинчи Галатилиқларға 2:20-айәт. Бу айәттин Әйса Мәсиһниң «мән үчүн» женини пида қилғанлиғини биливалдим. Демәк Йәһва Әйсаниң төкүлгән қениниң асасида «мениң» қилған қилимишлиримни кәчүриду. Буни билиш пак вижданға еришишимгә ярдәм бәрди вә башқиларниң меһир-шәпқәтлик Йәһва Худа тоғрисидики һәқиқәтни билиши үчүн қолумдин кәлгәнниң һәммисини қилишқа дәвәт қилиду (Ибранийлар 9:14).
Өтмүшимгә нәзәр салсам, Йәһва Худа маңа дайим ғәмхорлуқ қилған. Мән Униңға чоңқур миннәтдар. Мәсилән, Джим бурадәр мениң машинида йетип-қопуп жүргинимни билгән күни, кичикинә меһманханиси бар қериндишимиз билән тонуштурди. Шәк-шүбһисизки, Йәһва Худаниң Джим вә әшу меһрибан қериндаш арқилиқ маң башпана бәргәнлигигә ишәнчим камил. Йәһва һәқиқәттән меһир-шәпқәтлик Худадур! У садиқ хизмәтчилиригә дайим ғәмхорлуқ қилиду.
ҚИЗҒИН, АММА МУЛАИМ БОЛУШНИ ҮГИНИШИМ
1971-жилиниң май ейида, бәзи ишларни бир тәрәп қилиш үчүн Мичиганға берип келиш керәк еди. Флорида штатидики Делрей-Бич жамаитидин кетип, йолға чиқиштин авал машинимниң багажнигини китап-журналарни селип толтурдум, шималға (75-автомагистраль) қарап йол туттум. Хошна штати болған Джоржияниң чегарисидин өтүп үлгәрмәйла, бирму китап-журнал қалмиди. Мән барлиқ йәрләрдә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни қизғинлиқ билән ейтаттим. Түрмиләрниң йенида тохтап, һәтта заправкиларниң һаҗәтханисидиму әрләргә варақчиларни берип тарқаттим. Шу териған уруқларниң ичидин үнүп чиққанлар бармикин дәп ойлап, та бүгүнки күнгичә қизиқимән (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6, 7).
Бирақ растини десәм, дәсләптә Муқәддәс китапни тәқиқ қилишқа башлиғинимда, уруқ-туққанлирим билән параңлашта маңа мулайимлиқ йетишмигән еди. Қәлбимдә Йәһва Худаға болған муһәббитим гулхандәк көйгәч, улар билән дадил вә утурла параңлишаттим. Мән акилирим Джон вә Ронни бәк яхши көргәчкә, улар билән һәдидин зиядә утурла һәқиқәтни ортақлишаттим. Кейинирәк улардин қопаллиғим үчүн кәчүрүм сориған. Уларниң һәқиқәтни қобул қилиши һәққидә тинмай дуа қилимән. Дәрһәқиқәт, Йәһва Худаниң бәргән тәлим-тәрбийисиниң ярдимидә вәз қилиш вә тәлим бериштә кәмтәрликни үгәндим (Колосилиқларға 4:6).
ӘЗИЗ АДӘМЛИРИМ
Гәрчә қәлбимдә Йәһваға болған сөйгү-муһәббитим биринчи орунни егилигән болсиму, һаятимдики әзиз адәмлиримниму унтимаймән. Мениң әзиз адәмлиридин бири сөйүмлүк аялим Сьюзан. Мән Падишалиқ ишида маңа яр-йөләк болалайдиған һәмра тепишни халиған едим. У роһий җәһәттин пишип йетилгән аял. Биз учришип жүргән күнләрдин биридә униң өйигә барғиним техи ядимда. У Кранстон шәһиридики (Род-Айленд штатида) ата-анисиниң өйиниң алдида Күзитиш мунарини оқуп олтиратти. Мени һәйран қалдурған бир йери, униң журналниң қошумчә мақалилиридики барлиқ Муқәддәс китаптики айәтләрни ечип оқувататти. Шу пәйттә: «Бу роһий йетилгән қиз екән!»— дәп ойлидим. Биз 1971-жили той қилдуқ. Шу күндин башлап, мән аялимниң дайим йенимда болуп, мени қоллап-қувәтләп келиватқини үчүн бәк миннәтдар. Мән униңда алаһидә қәдирләйдиған бир йери шуки, у мени сөйисиму, Йәһва Худани көпирәк сөйиду.
Йәһва Худа бизни Джесси һәм Пол исимлиқ икки оғулимиз билән бәрикәтлиди. Оғулирим өскәнсири, Йәһва Худа улар билән биргә болған еди (Сам. 1-яз. 3:19). Сьюзан иккимиз уларниң һәқиқәт йолида меңиватқанлиғидин пәхирлинимиз. Улар Йәһваға болған дәсләпки муһәббәтни дайим ядта тутуп, Униңға хизмәт қилип келиватиду. Уларниң толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқиниға 20 жилдин ашти. Мән өз қизлиримдәк болуп кәткән Стефани һәм Ракель исимлиқ икки келинимдинму пәхирлинимән. Оғуллирим Йәһва Худани чин дилидин сөйидиған роһий җәһәттин пишшип йетилгән қизларға өйләнди (Әфәс. 6:6).
Мән чөмдүрүлүштин өткәндин кейин, 16 жил Род-Айлендта хизмәт қилған едим. У йәрдә көп қәдирлик достларни тапқан. Мән жушқун ақсақаллар билән хизмәт қилған дәқиқиләрни һелиму сеғиниш илкидә әсләймән. Маңа яхши тәсир қилған көплигән районға җавапкар ақсақалларға миннәтдар. Йәһваға болған муһәббитини сақлап қалған қериндашлар билән хизмәт қилиш мән үчүн чоң шан-шәрәп! 1987-жили ярдәмгә муһтаҗ йәрдә хизмәт қилиш үчүн шималий Каролинаға көчкән едуқ. У йәрдиму әзиз достларни тапқан едим.
2002-жили август ейида Сьюзан иккимиз Америкидики Патерсон Бәйтәлдә хизмәт қилиш үчүн тәклип қилинған едуқ. Мән хизмәт бөлүмидә, Сьюзан болса, кир жуюдиған бөлүмдә ишлигән. У өз ишини бәк яхши көрәтти! 2005-жили август ейида, Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси сүпитидә хизмәт қилиш шан-шәрипигә муйәссәр болдум. Бу вәзипигә лайиқ әмәслигимни һис қилған. Әзизим Сьюзан шундақ мәсъулийәт, вәзипә вә өз ичигә алған көп саяһәтләр һәққидә ойлапла әнсирди. Сьюзан самолетта учушни һечқачан яқтурмиған болсиму, бизгә көп қетим учушқа тоғра келәтти. Сьюзанниң ейтшичә, Рәһбәрлик кеңәшниң башқа әзалириниң аяллири униңға меһрибанлиқ билән бәргән мәслиһәтләр мени күчиниң йетишичә қоллап-қувәтлишигә ярдәм бәргән.
Ишханимда мән үчүн әзиз адәмләрниң сурәтлири илинип туриду. Улар маңа һаятимдики әң бәхитлик унтулмас дәқиқиләрни әслитиду. Мән дайим Йәһваға болған дәсләпки муһәббитимни ядимда сақлап қелишқа бар күчүмни чиқирғиним үчүн һазирниң өзидә мол бәрикәләндим!