Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду
Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду
НЕМӘ үчүн 60тин ашқан бир аял бутларға чоқунушни ташлиған? У Синто дегән динниң рәһбири болуп, немә үчүн өзиниң дини билән болған һәрқандақ алақини үзди вә Мәсиһ әгәшкүчиси болди? Туғулушидин беқивелинған болуп, өзини ташлап кетилгәндәк һис қилған аялға сәлбий һис-туйғулиридин айрилишқа немә ярдәм бәрди? Бу кишиләрниң ейтип бәргән кәчүрмишлирини оқуп көрүңлар.
«Мән әнди бутларниң қули әмәс» — АБА ДАНСУ
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1938
ДӨЛИТИ: БЕНИН
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: БУТЛАРҒА ЧОҚУНҒАН
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ: Мән көлниң йенидики сазлиқ җайда орунлашқан Со-Чахуви намлиқ йезида туғулдум. Йезимизниң турғунлири көпинчә белиқ тутуш, қара мал, қой-өшкә, чошқа вә тоху-туман беқиш билән шуғуллиниду. У йәрдә йоллар болмиғанлиқтин адәмләр көпинчә қейиқ вә каноэ билән қатнайду. Адәттә өйләр яғачтин вә хәшәктин, гайида болса, хиштин селиниду. Бу йәрдики адәмләр кәмбәғәл яшисиму, җинайәтчилик шәһәрләргә қариғанда кам учрайду.
Кичик чеғимда дадам һәдәм иккимизни бутларға чоқунидиған ибадәтханиға әвәтти вә у йәрдә бизгә шу динниң әнъәнәвий билимлирини үгитәти. Чоң болғанда, йоруба хәлқи чоқунидиған бут Олдуваға чоқунушни башлидим. Мән бу бут үчүн өй селип, униңға ямс, пальма йеғи, қулулә, җүҗә, кәптәр вә башқа җаниварларни қурбанлиққа елип келәттим. Бу қурбанлиқлар үчүн қолумда бар нәрсини сәрип қилаттим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ: Муқәддәс китап үгинишини башлиғинимда, Йәһваниң бирдин-бир һәқиқий Худа екәнлигини вә Униң бутларға чоқунушни яқтурмайдиғанлиғини биливалдим (Чиқиш 20:5; Коринтлиқларға 1-хәт 10:14). Шу чағда мән немә қилиш керәклигини чүшинип йәттим. Мән бутпәрәсликкә бағлинишлиқ барчә сүрәтләрни ташлавәттим. Палчиларға беришни тохтаттим һәмдә диний мәрасимлар, урп-адәтләр вә нәзир-чирақларға қатнашмайдиған болдум.
Йешим 60тин ашқанда шундақ өзгәртишләрни қилиш асанға чүшмиди. Дост-бурадәрләр, уруқ-туққанлар вә холум-хошнилар мени тосап, заңлиқ қилип жүрәтти. Лекин мән Йәһвадин тоғра йолда меңишқа ярдәм беришини соридим. Пәнд-нәсиһәтләр 18:10-айәттики: «Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур; һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар»,— дегән сөзләр маңа күч-мәдәт берәтти.
Униңдин башқа, Йәһва гувачилириниң жиғилишлири маңа ярдәм берәтти. У йәрдә Йәһваниң хизмәтчилириниң арисидики һәқиқий сөйгү-муһәббәтни һис қилдим. Йәһва гувачилириниң Муқәддәс китаптики жуқури әхлақ принциплириға мас һаят кәчүрүши маңа чоңқур тәсир қилди. Буларниң һәммиси мени Йәһва гувачилириниң дининиң һәқиқий екәнлигигә болған ишәнчимни күчәйтти.
ҺАЯТИМ ҚАНДАҚ ӨЗГӘРДИ? Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилиш арқилиқ балилирим билән болған мунасивитим яхшиланди. Шундақла мүрәмдин бир еғир жүк чүшкәндәк һис қилдим. Бурун мән бар пулумни пайдисиз вә җансиз бутларға сәрип қилаттим. Әнди болса, бизни барчә қийинчилиқлардин азат қилидиғанлиғиға капаләтлик беридиған Йәһва Худаға ибадәт қилип келиватимән (Вәһий 21:3, 4) Мән әнди бутларниң қули әмәс, Тәңри Йәһваниң қули болғанлиғимдин интайин хошалмән! Мән худди Униң қанити астида болғандәк өзүмни бехәтәр һис қилимән!
«Балилиқ чеғимдин башлапла, Худани издигән едим» — СИНДЗИ САТО
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1951
ДӨЛТИ: ЯПОНИЯ
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: СИНТО ДИНИНИҢ РӘҺБИРИ
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ: Мән Фукуока вилайитидики кичик бир шәһәрдә чоң болдум. Ата-анам диндар болған, шуңа улар маңа Синто дининиң бутлириға чоқунушни үгәткән. Мән балилиқ чеғимдин башлапла қутқузуш тоғрисида көп ойлинаттим вә җапа-мәшәқәт тартқан кишиләргә ярдәм беришни бәк халаттим. Техи есимдә, башланғуч мәктивидә оқуватқанда, бир күни муәллим синиптикиләрдин: «Чоң болғанда ким болушни халайсиләр?»— дәп сориди. Синипдашлиримниң мәхсәтлири ениқ еди. Уларниң бәзилири алим болмақчи болған. Мән болсам, муәллимгә Худаға хизмәт қилишни арман қиливатқанлиғимни ейттим. Шу чағда синипдашлирим маңа биғилдап күлүшти.
Мәктәпни тамамлиғандин кейин, мән диний билим елишни қарар қилдим. Оқуш җәриянида мән бир Синто роһанийси билән тонуштум. У бош вақтида муқависи қара рәңлик китапни оқуватқинини көрәттим. Бир күни у мениңдин: «Сато, бу қандақ китап екәнлигини биләмсән?»— дәп сориди. Мән бу китапниң муқависини илгири көргиним үчүн: «Муқәддәс китап»,— дәп җавап бәрдим. Шу чағда у маңа: «Синто роһанийси болушни халайдиған һәрбир киши бу китапни оқуп чиқиши керәк»,— деди.
Мән дәрру Муқәддәс китапни сетивалдим, уни көзгә көрүнәрлик җайға қоюп, авайлап тутаттим. Амма мәктәптә оқуш көп вақтимни алғанлиқтин, бу китапни оқушқа вақит болмиди. Мәктәпни пүтүргәндә Синто ибадәтханисида роһаний болуп хизмәт қилишқа башлидим. Шундақ қилип балилиқ чеғимдики арзу–арминим әмәлгә ашти.
Әпсуски, көп вақит өтмәй, Синто роһанийси болуш мән ойлиғандәк асанға чүшмиди. Көпинчә роһанийлар башқиларға ғәмхорлуқ вә меһрибанлиқни көрсәтмәтти. Бәзилириниң иман-етиқади тамамән йоқ еди. Һәтта баш роһанийлардин бири маңа шундақ дегән: «Әгәр бу хизмәттә муваппәқийәтлик болушни халисаң, пәқәт пәлсәпә тоғрисида сөз қилишиң керәк. Иман-етиқат тоғрисида параңлишиш мәний қилинған».
Бундақ сөзләрдин кейин Синто динидин көңлүм қалди. Мән роһаний болуп хизмәт қилишни давамлаштурған болсамму, башқа динларға қизиқишқа башлидим. Әпсуски, уларниң бириму көңлүмгә қанаәт һасил қиларлиқ һеч нәрсини берәлмиди. Динлар һәққидә көпирәк билим алғансири, улардин техиму қаттиқ үмитсизлинәттим. Ахири һечбир динда һәқиқәт йоқ дегән хуласигә кәлдим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ҚАНДАҚ ӨЗГӘРТТИ.
1988-жили Будда динидики бир кишини учраттим. У мени Муқәддәс китапни оқуп чиқишқа үндиди. Синто динидики бир роһанийси бир нәччә жил бурун мени нәқ шундақ қилишқа дәвәт қилғини есимгә чүшти. Бу мәслиһәтни қоллинишни қарар қилдим. Муқәддәс китапни оқушқа бешим билән кирип кәткиним чүншә, һәтта бәзидә әтигәнлик қуяшниң нури деризидин пайда болғичә, йәни кечичә оқаттим.
Оқуғанлирим мени Муқәддәс китаптики Худаға дуа қилишқа дәвәт қилди. Мән Мәтта 6:9—13 айәтләрдә йезилған үлгилик дуадики сөзләрни қайтилап, Униңға дуа қилишни башлидим. Һәтта Синто ибадәтханисида хизмәтни орунлиғинимдиму, бу дуани һәр икки саатта тәкрарлап тураттим.
Муқәддәс китапни оқуған чағда нурғун соаллирим пәйда болатти. У вақитта мән аилә қурған едим. Мән Йәһва гувачилириниң Муқәддәс китапни чүшинишкә ярдәм беридиғанлиғини билгән, сәвәви улар илгири аялимға келип туратти. Мән Йәһва гувачилирини издәшни башлидим вә уларниң бирини учратқинимда нурғун соаллар соридим. Униң һәрбир соаллиримға Муқәддәс китап ярдими билән җавап бәргәнлиги мени һәйран қалдурди. Бу аял башқа Гувачи болған әр кишидин мениң билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзүшни сориди.
Көп өтмәй, Йәһва гувачилириниң жиғилишлириға қатнишишқа башлидим. Бешида мән буни байқимидим, бирақ Йәһва гувачилириниң арисида өтмүштә мән қопал муамилә қилған кишиләрму бар еди. Лекин, улар мени иллиқ қарши елип хуш муамилә қилди.
Әшу жиғилишларда Худа әрләрдин өз аилә әзалириға меһир-муһәббәт вә һөрмәт көрситишини күтидиғанлиғини биливалдим. Мән мошу кәмгичә роһаний болуш хизмитимгә бешим билән кирип кәткәч, аялим вә икки баламға көңүл бөлмигән едим. Ибадәт өйигә кәлгән кишиләр сәһнидин үгәткәндә уларни зеһин қоюп тиңшаттим, амма өз аялимға зади қулақ салмайдиғанлиғимни тосаттин тонуп йәттим.
Муқәддәс китап үгиниши җәриянида мени Йәһва Худаға йеқинлаштуридиған көп нәрсиләрни биливалдим. Римлиқларға 10:13-айәттики: «Йәһваниң исмини чақириватқан һәрқандақ киши қутқузулиду»,— дегән сөзләр маңа қаттиқ тәсир қилди. Балилиқ чеғимдин башлапла, Худани издигән едим, мана әнди ахири мән Уни таптим!
Әнди Синто ибадәтханисида өзүмни ят кишидәк һис қилишқа башлидим. Алдида Синто динини ташлап кәтсәм, башқилар немә дәйду дәп ғәм қилаттим. Лекин өзүмгә: «Һәқ Худани башқа йәрдә тапсам, бу диндин чиқип кетимән»,— дәп дайим ойлаттим. Шуңа 1989-жили әтияздә вижданимға қулақ селип, ибадәтханини ташлап кәттим вә өзүмниң һаятимни Йәһваниң қолиға тапшурдум.
Ибадәтханини ташлап кетиш асанға болмиди. Баш роһаний мени тиллап, өз ой-пикиримдин қайтурушқа тириштти. Лекин чиқарған қарарим һәққидә ата-анамға ейтиш униңдинму қийин болди. Уларниң өйигә кетиватқинимда, тәшвишкә чүшүп жүригим қисилип, путлирим мағдирсизлинип кәтти. Йолда бир нәччә қетим тохтап, Йәһвадин күч соридим.
Ата-анамға немә үчүн кәлгинимни ейтайму йә ейтмайму дәп иккилинип, қийиналдим. Бир нәччә саат өтүп кәтти. Ахирида Худаға нәччә қетим дуа қилип, дадамға өз қарарим һәққидә очуқ-ашкарә ейттим. Мән һәқ Худани тапқанлиғимни вә Униңға хизмәт қилиш үчүн Синто динини ташлап кәтмәкчи болғанлиғимни ейттим. Дадам немә ейтарини билмәй, лассидә болуп қалди. Өйүмизгә уруқ-туққанлиримиз келип, ой-пикиримдин баш тартишимға көндүрүшкә тиришти. Уларниң көңлини ағритишни халимиған болсамму, амма Йәһваға хизмәт қилишниң бирдин-бир һәқиқий йол екәнлигини чүшинәттим. Вақит өтүп, уруқ-туққанлирим чиқарған қараримни һөрмәтләшкә башлиди.
Ибадәтханидин кәткән болсамму, маңа ой-пикир қилиш тәрзимни өзгәртиш оңай болмиди. Роһаний болуп хизмәт қилиш қенимға чоңқур сиңип кәткәч, ой-пикирлиримни өзгәртиш керәк еди. Бу өтмүштики һаятимни унтуш үчүн бар күчимни чиқирип тиришқан болсамму, мәйли қаяққа бурулмай әтраптики һәммә нәрсә шу һаятни есимгә селип туратти.
Маңа бурунқи динниң тәсиридин айрилишқа икки нәрсә ярдәм бәрди. Биринчидин, өйүмни ахтуруп илгирики дин билән бағлинишлиқ һәммә нәрсини тепип, уларниң һәммисини, мәсилән китапларни, рәсимләрни вә қиммәт-баһалиқ ядикарлиқ буюмларни жиғип отқа ташлидим. Иккинчидин, Йәһва гувачилири билән мүмкинқәдәр көпирәк арилишишқа тириштим. Уларниң достлуқ мунасивити һәм қоллап-қувәтлиши маңа көп ярдәм бәрди. Аста-аста өтмүштики һаятимни унтушқа башлидим.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ? Илгири мән аялимға вә балилиримға көп көңүл бөлмәттим. Шуңа улар өзини ялғуз һис қилатти. Бирақ мән Муқәддәс китаптики мәслиһәтләргә әмәл қилғач, улар билән көп вақит өткүзүшкә башлиғинимда, биз бир-биримизгә йеқин болушқа башлидуқ. Вақит өтүп, аялим маңа қошулуп, Худаға хизмәт қилишқа башлиди.
Балилиқ чеғимдики Худаға хизмәт қилиш вә адәмләргә ярдәм бериш арзуюмни әслисәм, Йәһваға қанчилик миннәтдар екәнлигимни сөз билән ейтиш тәс. Сәвәви мән издигән барчә нәрсини, һәтта униңдинму көпирәк нәрсини таптим.
«Һаятимда бир нәрсә йәтмәйдиғандәк һис қилаттим» — ЛИНЕТТ ХОКТИНГ
ТУҒУЛҒАН ЖИЛЛИ: 1958
ДӨЛИТИ: ҖӘНУБИЙ АФРИКА
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: ӨЗИНИ ТАШЛАП КЕТИЛГӘНДӘК ҺИС ҚИЛҒАН ЕДИ
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ: Мән кан базари болған Җермистон шәһиридә дунияға кәлдим. У йәрдә көпинчә байму, гадайму әмәсләр яшатти вә җинайәтчиликму кам учратти. Ата-анам балимизни беқишқа чамимиз йәтмәйду дәп, мени башқа аилигә беқивелишқа беривәтти. Он төрт күнлүк болғинимда меһрибан бир җүп әр-аял мени беқивалған вә улар ата-анам болди. Кейинирәк растини билгинимдә, өзүмни ташлап кетилгәндәк һис қилишқа башлидим һәм улар мени чүшәнмәйдиғандәк туюллатти.
Он алтә яшқа киргәндә, барларға беришқа башлидим. У йәрдә достлирим билән жанлиқ музыкини тиңшап, уссулға чүшәттуқ. Он йәттә йешимда тамака чекишкә башлидим. Мән тамака чекиш еланида көргән модел қизларға охшаш оруқ болғум келәтти. Он тоққуз йешимда Йохансбург шәһиридә иш таптим һәм чапсанла яман адәмләрниң чаңгилиға чүшүп қалдим. Көп өтмәй, сесиқ гәп-сөзләрни ишлитишкә, көп тамака чекишкә һәм дәм елиш күнлиридә һарақ-шарап ичишкә башлидим.
Шундақтиму паал һаят кәчүрәттим. Мән аэробика билән шуғулланаттим, сквош (тенисниң бир түри) вә аяллар футболини ойнаттим. Шундақла һәр түрлүк компьютер компанийилирида ишләп, жуқури пәллиләргә көтирилишкә тиришаттим. Нәтиҗидә мән ихтисадий җәһәттин зор утуқларға ериштим вә әтраптикиләр мени мувәппәқийәтлик дәп ойлатти. Мән болсам өзүмни әсли бәхитсиз һис қилдим. Һаятим әһмийәтсиз болди, һаятимда бир нәрсә йәтмәйдиғандәк һис қилаттим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ: Муқәддәс китап үгинишини башлиғинимда, Йәһваниң сөйгү-муһәббәтлик Худа екәнлигини билдим. Униңдин башқа, У бизгә Өз Сөзи Муқәддәс китапни берип, сөйгү-муһәббитини көрсәткәнлигини биливалдим. У худди шәхсән һәрқайсимизға хәт язғандәк, һаят йолимизда йетәкләш үчүн бу китапни чүшәргән (Йәшая 48:17, 18). Мән Яратқучи Йәһваниң сөйгү-муһәббәткә толған йол-йоруғиниң пайдисини көрүш үчүн өз һаятимда көп нәрсиләрни өзгәртиш керәклигини чүшинип йәттим.
Мәсилән, яман достлирим билән алақини үзүш керәк еди. Пәнд-нәсиһәтләр 13:20-айәттики: «Даналар билән биллә жүргән дана болар, әқилсизләргә һәмра болған зиянға учрар»,— дегән сөзләр қәлбимгә күчлүк тәсир қилди. Бу принцип мени яман достлиримни ташлап, Йәһва гувачилири арисида йеңи достларни тепишқа үндиди.
Болупму, тамака чекишни ташлаш әң қийин болди, сәвәви буни қилишқа қаттиқ адәтлинип қалған едим. Бу адәтни барғансири йәңгәндә, йәнә бир қийинчилиққа дуч кәлдим. Тамака чекишни ташлап, мән тәхминән он үч килограммға сәмирип кәттим. Шуниң үчүн өзүмгә болған һөрмитимни йоқаттим, артуқ салмақтин қутулуш үчүн он жилчә вақит өтти. Шундақтиму, тамака чекишни ташлап, тоғра иш қилғанлиғимни биләттим. Йәһва Худаға дайим дуа қилаттим вә У маңа яман адәтләрдин айрилишқа күч бәрди.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ: Һазир тән-саламәтлигим хелила яхши болди. Мән әнди мәналиқ һаят кәчүриватимән. Кәсип, шан-шәрәплик орун вә алдамчи байлиқ вәдә қилған бәхитниң кәйнидин әгәшмәймән. Әксинчә, башқиларға Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни ейтиштин хошаллиқ тапимән. Мениң бурунқи үч хизмәтдишим хуш хәвәрни қобул қилип, һазир мениң вә йолдишим билән биллә Йәһва Худаға хизмәт қилиду. Шундақла, мени беқивалған ата-анамниң өлүшидин илгири уларға Муқәддәс китаптин йәр йүзидики җәннәттә тирилиш үмүти һәққидә ейтип берәлидим.
Йәһва билән болған йеқин мунасивитим өзүмни ташлап кетилгәндәк һис қилмаслиққа ярдәм бериду. Йәһваниң ярдими билән мән Униң дуния йүзидики аилисиниң бир әзасидәк һис қилимән. Уларниң арисида нурғун ата-ана, ака-ука вә ача-сиңилларни таптим (Марк 10:29, 30).
[12-бәттики рәсим]
Йәһва гувачилириниң арисида меһир-муһәббәтни һис қилдим
[13-бәттики рәсим]
Мән бурун хизмәт қилған Синто ибадәтханиси