МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Улар һәрбир соалға Муқәддәс китаптин җавап бәрди
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1950
ДӨЛИТИ: ИСПАНИЯ
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: КАТОЛИК РАҺИБИСИ
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:
Туғулғинимда Испанияниң шималий-ғәриқтики Галисия өлкисидә ата-анамниң фермиси бар еди. Аиләмдә сәккиз пәрзәнтниң төртинчиси едим. Аилимиз бәк инақ болған. Шу вақитта адәттә аилидики бир балини роһий семинария яки монастырьға әвәткән еди. Аилимиздин үчимиз монастырьға әвәтилгән едуқ.
13 йешимда Мадрид шәһәрдики монастырьға бардим. Ачам аллиқачан шу йәрдә болған. Монастырьдики муһит қаттиқ еди. У йәрдә достлуқ йоқ еди, пәқәт қаидиләр, дуалар вә аскет һаят тәрзи. Худа һәққидә чоңқур ойлиниш үчүн таң сәһәрдә кичик ибадәтханида жиғилаттуқ, бирақ калламға бирму ой-пикир кәлмәтти. Андин мәдһийә нахшилирини ейтаттуқ вә диний мәрасимларға қатнишаттуқ, уларниң һәммиси латин тилида өткүзүләтти. Мән һеч немини чүшәнмәттим, шуңа Худа мениңдин жирақтәк һис қилаттим. Күнлирим қаттиқ җимҗитлиқ ичидә өтәтти. Ачам иккимиз көрүшкәндиму, бир-биримизгә: «Пак Мәйрәмгә салам»,— дейәләттуқ. Раһибиләр бизгә пәқәт чүштин кейин йерим саат параңлишишқа рухсәт берәтти. Монастырьдики һаят тәрзи ата-анамниң өйидики шат-хорам һаяттин бәк пәриқлинәтти. Өзүмни ялғуз һис қилаттим вә дайим жиғлаттим.
Гәрчә мән һечқачан өзүмни Худаға йеқин һис қилмиған болсамму, 17 йешимда қәсәм ичип, раһибә болушни қарар қилдим. Растини ейтсам, мениңдин пәқәт күтүлгән ишни қилған едим. Лекин көп өтмәй, Худаниң мени бундақ хизмәт үчүн тәйинләнгинигә гуман қилишқа башлидим. Көпинчә раһибиләр дайим маңа: «Гуманлиниватқанлар дозаққа чүшиду!»— дәтти. Лекин бу маңа гуманлардин сақлинишқа ярдәм бәрмәтти. Әйса Мәсиһ өзини башқилардин қачурмиғанлиғини, әксинчә адәмләргә тәлим бериш билән бәнт болуп, уларниң еһтияҗлирини қамдиғанлиғини биләттим (Мәтта 4:23—25). 20 йешимда раһибә болушниң һеч мәнаси йоқлиғини чүшинип йәттим. Һәйран қаларлиқ йери, раһибә ана маңа: «Әгәр иккиләнгән болсаң, монастирьдин балдурирақ кетиш әвзәл»,— деди. Мениңчә, у башқиларға тәсир қилалайдиғанлиғимдин қорққан. Шуңа, мән монастырьдин кәттим.
Өйүмгә қайтқинимда, ата-анам мени тоғра чүшинип, интайин иллиқ қарши алди. Бирақ йезимда иш болмиғачқа, мән акилиримдин бириниң йениға, йәни Германияға көчтүм. У испаниялик көчмәнләрниң коммунист топиниң әзаси еди. Мән бу адәмләр билән чапсанла тил таптим. Улар ишчиларниң һоқуқлири, әр вә аяллар оттурисидики тәңлик үчүн күрәш қилишқан. Мән коммунистик партиясигә қошулдум вә партияниң әзалиридин биригә турмушқа чиқтим. Коммунистларниң нәшир материаллирини тарқитип вә наразилиқ нәмайишларға қатнишип, пайдилиқ вә муһим бир ишни қилимән дәп ойлаттим.
Бирақ вақит өтүп, йәнә үмүтсизликкә чүштүм. Коммунистларниң гәп-сөзлири иш-һәрикәтлиридин пәриқләнгәнлигини чүшинип йәттим. Партиямизниң бәзи әзалири 1971-жили Франкфурт шәһиридики Испания әлчиханисини көйдүргәндә, гуманлирим йәнә күчәйди. Улар буни Испанияниң диктаторлуқ һакимийитигә наразилиқ билдүрүш мәхситидә қилған еди. Амма бундақ наразилиқ билдүрүш усули натоғра дәп һесаплаттим.
Тунҗа балимиз туғулғандин кейин еримгә: «Буниңдин буян коммунистларниң жиғинлириға зади бармаймән»,— дедим. Өзүмни ялғуз һис қилаттим, сәвәви илгирики достлирим мени вә баламни бир қетимму йоқлап кәлмиди. Әслидә җәмийәтни яхшилашқа тиришишқа әрзәмду? дәп, һаятниң мәхсити һәққидә ойлашқа башлидим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ:
1976-жили, бир күни әр-аял болған Йәһва гувачилири ишигимизни тақилдитип, бизгә Муқәддәс китапқа асасланған нәшир материалларни бәрди. Улар йәнә кәлгәндә, мән улардин азап-оқубәтләр, тәңсизлик вә адаләтсизлик һәққидики көп соалларни соридим. Уларниң мениң барлиқ соаллиримға Муқәддәс китаптин җавап бәргини мени һәйран қалдурди. Мән дәрру Муқәддәс китапни үгинишни башлидим.
Бешида мән пәқәт уларниң бәргән тәлимлиригә қизиқаттим. Бирақ ерим иккилимиз Йәһва гувачилириниң җамаәт жиғилишлириға қатнишишни башлиғандин кейинла һәммиси өзгирип кәтти. Шу вақитта биздә икки пәрзәндимиз бар еди. Йәһва гувачилири машинида Ибадәт өйигә елип баратти вә жиғилишлар вақтида балилиримизға қарап туратти. Мән Йәһва гувачилирини яхши көрүп кәттим.
Шуниңға қаримай, динға тегишлик техичә бәзи гуманлирим бар еди. Шуңа, мән Испаниядики қериндашлиримға берип келишни қарар қилдим. Роһаний болған чоң дада мени Муқәддәс китапни тәтқиқ қилмаслиққа ялтайтишқа урунған еди. Лекин йәрлик Йәһва гувачилири маңа яхши ярдәм бәрди. Улар Германиядики Гувачилириға охшаш һәрбир соаллиримға Муқәддәс китаптин җавап бәрди. Германияға қайтқанда, Муқәддәс китапни үгинишни чоқум давамлаштурумән дәп қарар қилдим. Гәрчә ерим үгинишни тохтатқан болсиму, мән чиқарған қараримдин қайтмидим. Шуңа мән 1978-жили чөмдүрүлүштин өтүп, Йәһва гувачиси болдум.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?
Муқәддәс китап һәқиқәтлири тоғрисидики тоғра билимләрниң ярдимидә мәналиқ һаят кәчүримән вә қанаәтлинәрлик мәхсәтләрни қоюмән. Мәсилән Петрусниң 1-хети 3:1—4 айәтләрдики сөзләр аялларни ерини чоңқур һөрмәт қилип, бойсунушқа вә «Худаниң нәзәридә интайин қиммәт баһалиқ болуп һесапланидиған еғир-бесиқ һәм мулайим» роһни йетилдүрүшкә дәвәт қилиду (Петрусниң 1-хети 3:1—4). Бундақ мәслиһәтләр маңа бүгүнки күнгичә аял вә ана вәзиписини орунлашқа ярдәм берип кәлмәктә.
Мана 35 жил мән Йәһва гувачиси болуп хизмәт қилип келиватимән. Һәқ Худаға хизмәт қиливатқан чоң роһий аилиниң әзаси болғинимдин вә бәш балимдин төрти һәқиқәт йолини таллиғанлиғидин бәкму хошалмән.