Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

11-САВАҚ

Улар Әйса тоғрилиқ язған

Улар Әйса тоғрилиқ язған

Рәсимдики адәмләрни көрүватамсиз? ~ Улар: Мәтта, Марк, Луқа, Йоһан, Петрус, Яқуп, Йәһуда вә Паул. Бу әр кишиләр Әйсаниң вақтида яшап, у тоғрилиқ язған. Келиң, улар тоғрилиқ көпирәк биливалайли.

Сиз бу адәмләр тоғрисида немә билисиз?

Уларниң үчи әлчиләр, йәни Әйса өзигә таллиған бир топ әгәшкүчилири болуп, униң билән вәз қилған. Уларниң исимлирини биләмсиз? ~ Уларниң исимлири Мәтта, Йоһан вә Петрус. Мәтта вә Йоһан Әйсани яхши билгән вә һәр иккилиси униң һаяти тоғрисида китап язған. Әлчи Йоһан йәнә Вәһий, Йоһанниң 1-хети, Йоһанниң 2-хети вә Йоһанниң 3-хети намлиқ китапларниму язған. Әлчи Петрус Муқәддәс китаптики икки хәтни язған. Улар Петрусниң 1-хети вә Петрусниң 2-хети дәп аталған. Петрусниң 2-хетидә Йәһваниң асмандин Әйса тоғрисида ейтқан «Бу — мениң сөйүмлүк оғлум. Мән униңға разимән!» дегән сөзлири бар.

Рәсимдики башқа кишиләрму өз китаплирида Әйса тоғрилиқ көп язған. Уларниң бириси — Марк. Еһтимал, Әйса тутулғанда Марк шу йәрдә болуп, һәммини өз көзи билән көргән. Башқа бириси — Луқа. У дохтур болуп, Әйса өлгәндин кейин мәсиһий, йәни Әйсаниң әгәшкүчиси болған.

Рәсимдә көрситилгән Муқәддәс китапниң башқа икки язғучиси Әйсаниң инилири болған. Уларниң исимлирини биләмсиз? ~ Уларниң исимлири Яқуп вә Йәһуда. Дәсләптә улар Әйсаға ишәнмигән. Улар уни һәтта сараң болуп қалди дәп ойлиған. Лекин кейин улар Әйсаға ишинип, мәсиһий болди.

Рәсимдики ахирқи киши — Паул. Уму Муқәддәс китапниң язғучиси. Мәсиһий болуштин авал униң исми Савл еди. У мәсиһийләрни өч көрүп, уларға яманлиқ қилған. Паулни мәсиһий болушқа немә дәвәт қилғанлиғини биләмсиз? ~ Бир күни Паул Дәмәшққә кетип барғанда, у туюқсиз асмандин бир аваз аңлиди. Бу Әйсаниң авази еди! У Паулдин: «Маңа ишәнгән адәмләргә немишкә яманлиқ қилисән?»— дәп сориди. Бу вақиәдин кейин Паул өзгирип, мәсиһий болди. Паул Муқәддәс китапниң Римлиқлардин башлап Ибранийларғичә болған 14 хетини язған.

Биз Муқәддәс китапни һәр күни оқуймиз, шундақ әмәсму? ~ Муқәддәс китапни оқуп, Әйса тоғрисида көп нәрсиләрни үгинимиз. Сизчу, Әйса тоғрисида көпирәк билишни халамсиз? ~

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ

  • Петрусниң 2-хети 1:16—18

  • Марк 3:21; 14:51

  • Йәһуда 1

  • Әлчиләр 9:1—18