Мәзмунға өтүш

Сиз келәчәктин немә күтисиз?

Сиз келәчәктин немә күтисиз?

Дуниядики әһвал . . .

  • өзгәрмәмду?

  • начарлишамду?

  • яхшилинамду?

МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

«Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду. Авалқиларниң барлиғи өтүп кәтти» (Вәһий 21:3, 4).

БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?

Мәналиқ һәм қанаәт әкелидиған ишиңиз болиду (Йәшая 65:21—23).

Кесәлләр вә қайғу-һәсрәт болмайдиған дунияда яшайсиз (Йәшая 25:8; 33:24).

Йеқинлириңиз һәм достлириңиз билән бәхитлик вә мәңгү һаят кәчүрисиз (Зәбур 37:11, 29).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Һә, буниң кам дегәндә икки сәвәви бар:

  • Худаниң Өз вәдисини орунлашқа қудрити йетиду. Муқәддәс китапта пәқәт Яратқучимиз Йәһваниң «Һәммигә Қадир» екәнлиги ейтилған (Вәһий 15:3). Демәк, Униң йәр йүзидә өзгиришләрни қилимән дегән вәдисини орунлашқа қудрити йетиду. Муқәддәс китапта: «Худаға һәммә нәрсә мүмкин»,— дәп йезилған (Мәтта 19:26).

  • Худа Өз вәдилирини орунлашни халайду. Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң өлгән адәмләрни тирилдүрүшни халайдиғанлиғи һәққидә ейтилған (Аюп 14:14, 15).

    Шундақла Язмиларда: «Йәһва қәлбидә езилгәнләргә йеқиндур вә роһий мөмүнләргә У ахири әркинлик бериду»,— дәп йезилған (Зәбур 34:18). Худа ярдәмгә муһтаҗ адәмләргә қол учини сунушни халайду.

    Яратқучимиз бизниң бәхитлик һаят кәчүрүшимизни халайдиғанлиғи шүбһисиз! (Зәбур 72:12—14; 145:16; Петрусниң 2-хети 3:9).

МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:

Худа дуниядики әһвални қандақ яхшилитиду?

Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ДАНИЯЛ 2:44 вә ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 2:21, 22.