Мәзмунға өтүш

Сиз Муқәддәс китап һәққидә немә ойлайсиз?

Сиз Муқәддәс китап һәққидә немә ойлайсиз?

Сиз үчүн у . . .

  • өзгәртилгән китапму?

  • әпсанә-ривайәтләр йезилған китапму?

  • Худа Сөзиму?

МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

«Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған» (Тимотийға 2-хәт 3:16).

БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?

Һаятиңизға тегишлик муһим соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни алалайсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5).

Күндилик турмушиңизға бағлиқ пайдилиқ мәслиһәтләрни тапалайсиз (Зәбур 119:105).

Келәчәккә бағлиқ мәһкәм үмүткә егә болалайсиз (Римлиқларға 15:4).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Һә, буниң кам дегәндә үч сәвәви бар:

  • Өз ара уйғунлиғи. Муқәддәс китапни 1600 жил давамида 40қа йеқин һәр түрлүк адәмләр язған. Уларниң көпинчиси бир-бирини һечқачан көрмигән. Шундақ болсиму, Муқәддәс Язмилардики китапларниң өз ара уйғунлиғи һәйран қаларлиқ, чүнки һәммисиниң асасий мавзуси бир!

  • Язғучиларниң растчиллиғи. Адәттә тарихчилар өз хәлқиниң мәғлубийәтлирини йошурушқа тиришиду. Муқәддәс китап язғучилири, әксичә, өзлириниңму, хәлқиниңму аҗизлиқлирини һеч йошурмай язған (Тарихнамә 2-язма 36:15, 16; Зәбур 51:1—4).

  • Дәл орунланған пәйғәмбәрлик сөзләр. Б.м.и. 539-жили Мидия билән Парс Бабил шәһирини бесивалған еди. Бу вақиә тәхминән 200 жил бурун Муқәддәс китапта алдин-ала ейтилған (Йәшая 13:17—22). Бабилниң пәқәт қандақ вәйран болидиғанлиғи әмәс, һәтта уни қайси падиша бесивалидиғанлиғи йезилған (Йәшая 45:1—3).

    Муқәддәс китаптики башқиму көплигән пәйғәмбәрлик сөзләр ушшақ-чүшшәккичә орунланди. Худа Сөзи дәл шундақ болуши керәк әмәсму? (Петрусниң 2-хети 1:21).

МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:

Худа Сөзи һаятиңизни қандақ яхшилиталайду?

Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЙӘШАЯ 48:17, 18 вә ТИМОТИЙҒА 2-ХӘТ 3:16, 17.