Мәзмунға өтүш

Сиз Худаниң һөкүмити тоғрилиқ аңлиғанму?

Сиз Худаниң һөкүмити тоғрилиқ аңлиғанму?
  • һә, аңлиған

  • биринчи қетим аңливатимән

  • бу қандақ һөкүмәт?

МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

«Асмандики Худа өрүлмәс бир падишалиқ бәрпа қилиду» (Даниял 2:44).

«Һөкүмдарлиқ, шөһрәт вә падишалиқ һоқуқи униңға берилди. Униң һөкүмдарлиғи мәңгүлүк һөкүмдарлиқтур, униң падишалиғи мәңгү һалак қилинмайдиғандур» (Даниял 7:14).

БУНИ БИЛИШИНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?

  • Бу һөкүмәт сизгә пайда әкелиду (Йәшая 48:17, 18).

  • Бу һөкүмәт йәр йүзини җәннәт қилип, сиз бәхитлик һаят кәчүрәләйсиз (Вәһий 21:3, 4).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Һә, буниң кам дегәндә икки сәвәви бар:

  • Худа һөкүмити немиләрни қилидиғанлиғини Әйса пәйғәмбәр көрсәткән. Әйса әгәшкүчилирини Худа һөкүмитиниң келиши вә Худаниң ирадиси йәрдә орунлиниши һәққидә дуа ейтишни үгәткән (Мәтта 6:9, 10). Әйса бу дуаниң қандақ әмәлгә ашидиғанлиғини көрсәткән.

    Әйса йәрдә болғанда, ачларни тойғузған, ағриқларни сақайтқан вә өлгәнләрни тирилдүргән (Мәтта 15:29—38; Йоһан 11:38—44). Шундақ қилип, Худа Падишалиғиниң келәчәктики һакимдари сүпитидә Әйса шу һөкүмәт пухралириға немиләрни қилип беридиғанлиғини көрсәткән (Вәһий 11:15).

  • Дуниядики шараитлар Худа һөкүмитиниң пат арида келидиғанлиғини испатлайду. Әйса пәйғәмбәр Худа һөкүмитиниң йәр йүзигә течлиқ әкелишидин авал, дуния йүзидә урушлар, ачарчилиқ вә йәр тәврәшләр болидиғанлиғини алдин ала ейтқан (Мәтта 24: 3, 7).

    Бүгүнки күндә биз буларни өз көзүмиз билән көрүватимиз. Шу сәвәптин, бу қийинчилиқларниң һәммисини Худа һөкүмити пат арида йоқ қилидиғанлиғиға ишинишимизгә асас бар.

МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:

Худаниң һөкүмити кәлгәндә һаятимиз қандақ болиду?

Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЗӘБУР 37:29 вә ЙӘШАЯ 65:21—23.