Мәзмунға өтүш

Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақит келәмду?

Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақит келәмду?

Сизниң ойиңизчә . . .

  • һә

  • яқ

  • мүмкин

МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

«Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду» (Вәһий 21:4).

БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?

Бешиңизға чүшкән қийинчилиқларниң Худадин әмәс екәнлигигә ишәнчлик болисиз (Яқуп 1:13).

Қийналған вақитларда Худаниң сизгә ичи ағрийдиғанлиғини билиш сизгә тәсәлли бериду (Зәкәрия 2:8).

Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақитни көрүш үмүтиңиз пәйда болиду (Зәбур 37:9—11).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Һә, буниң кам дегәндә икки сәвәви бар:

  • Худа қайғу-һәсрәт вә адаләтсизликни өч көриду. Қедимда дүшмәнләр Йәһва Худаниң хизмәтчилиригә яман муамилә қилғанда У қандақ һис-туйғуда болған? Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худа хәлқиниң «пәрядини аңлап ичи ағриди» (Һакимлар 2:18).

    Худа башқиларға зиян кәлтүргәнләргә көз жуммайду. Мәсилән, Муқәддәс китапта «бегуналарниң қенини төккүзидиған қол» Худаниң көз алдида жиркиничлик екәнлиги ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16, 17).

  • Худа һәрбир адәмниң ғемини ойлайду. Худа барлиқ ғәм-қайғуларни Униңға тапшурушқа чақириду, чүнки У бизгә «ғәмхорлуқ қилмақта» (Петрусниң 1-хети 5:7).

    Өзиниң асмандики Падишалиғи яки һөкүмити арқилиқ Йәһва Худа келәчәктә барлиқ адәмләрниң қийинчилиқлирини йешиду (Мәтта 6:9, 10). Һазирниң өзидә Худа Өзини издигән ақ көңүл адәмләргә меһрини көрситип, тәсәлли бериватиду (Әлчиләр 17:27; Коринтлиқларға 2-хәт 1:4).

МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:

Худа немә сәвәптин қайғу-һәсрәтниң болушиға йол қоюватиду?

Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: РИМЛИҚЛАРҒА 5:12 вә ПЕТРУСНИҢ 2-ХЕТИ 3:9.