Өлгәнләр һаятқа қайта тириләмду?
Сизниң ойиңизчә . . .
-
һә
-
яқ
-
бәлким
МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
«Өлгәнләрниң,... тирилиши болушиға Худаға үмүт артип ишинимән» (Әлчиләр 24:15).
БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
Йеқиниңиздин айрилған болсиңиз, тәсәлли алисиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4).
Өлүмдин қорқмайсиз (Ибранийларға 2:15).
Өлүп кәткән йеқинлириңизни қайтидин көрүшкә үмүтиңиз болиду (Йоһан 5:28, 29).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?
Һә, буниң кам дегәндә үч сәвәви бар:
-
Һәммини яратқан — Худа. Муқәддәс китапта Худа «һаятлиқ мәнбәси» дәп аталған (Зәбур 36:9; Әлчиләр 17:24, 25). Худа барлиқ тирик җанларға һаятлиқ бәргәнликтин, өлүп кәткәнләргә қайтидин һаят соға қилалайдиғанлиғи шүбһисиз.
-
Қедимда Худа адәмләрни тирилдүргән. Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң сәккиз адәмни тирилдүргәнлиги йезилған. Уларниң арисида яшларму, яшанғанларму, әр кишиләрму, аял кишиләрму болған. Худа бәзилирини дәрру тирилдүрсә, бир адәмни төрт күндин кейин тирилдүргән (Йоһан 11:39—44).
-
Худа өлгәнләрни тирилдүрүшни халайду. У өлүмни өч көриду һәм уни дүшмән дәп санайду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:26). Өлгәнләрни тирилдүрүш арқилиқ Худа өлүмни йоқ қилип, мошу дүшмәнни йеңиду. У өлүп кәткән кишиләрни қайта көрүшни қаттиқ халиғанлиқтин, уларни тирилдүриду (Аюп 14:14, 15).
МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:
Немишкә адәмләр қерийду һәм өлиду?
Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЯРИТИЛИШ 3:17—19 вә РИМЛИҚЛАРҒА 5:12.